32
Мисирға қилинған мәрсийә
Он иккинчи жили, он иккинчи айниң биринчи күнидә шундақ болдики, Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип шундақ дейилди: —
И инсан оғли, Мисир падишаси Пирәвн үчүн бир мәрсийәни ағзиңға елип униңға мундақ дегин: — Сән өзүңни әлләр арисида бир ширға охшатқансән, бирақ сән деңиз-океанлар арисидики бир әҗдиһасән, халас; сән палақлишип ериқлириңни ешип таштуруп, сулирини аяқлириң билән чалғитип, дәриялирини лейитип қойдуң.«Сән өзүңни әлләр арисида бир ширға охшатқансән, бирақ сән деңиз-океанлар арисидики бир әҗдиһасән, халас» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Сән әлләр арисида бир ширдәк болған едиң, деңиз-океанлар арисида әҗдиһасән». «Әҗдиһа» дегән сөз мошу йәрдә йәнә (Нил дәриясида көп тепилидиған) тимсаһниму көрситиши мүмкин.  Әз. 29:3
— Әнди Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Көп әлләрниң топ-топ адәмлири алдида Өз торумни үстүңгә йейип ташлаймән; улар сени торумда тутуп тартишиду. Әз. 12:13; 17:20 Мән сени қуруқлуқта қалдуруп, далаға ташлаймән; асмандики барлиқ учар-қанатларни үстүңгә қондуруп, йәр йүзидики җаниварларни сениңдин тоюндуримән; гөшүңни тағлар үстигә қойимән, җилғиларни пүткүл әзайиң билән толдуримән; Мән қениңниң еқишлири билән зиминни һәтта тағларғичиму суғиримән; җиралар сән билән тошуп кетиду.
Нуруңни өчүргинимдә, Мән асманларни тосуветимән, юлтузларни қара қилимән; қуяшни булут билән қаплаймән, ай нур бәрмәйду. Йәш. 13:10; Йо. 2:31, 3:15 Асманлардики барлиқ парлайдиған нурларни үстүңдә қара қилип, зиминиңгә қараңғулуқни қаплаймән, дәйду Рәб Пәрвәрдигар. «Асманлардики барлиқ парлайдиған нурларни үстүңдә қара қилип, зиминиңгә қараңғулуқни қаплаймән, дәйду Рәб Пәрвәрдигар» — йәнә тәкрарлаймизки, бу бешарәт бәлким һәм йеқинқи вақит (Бабилниң һуҗуми арқилиқ)ни һәм ахирқи заманлардики «Пәрвәрдигарниң күни»ниму көрситиду. Ахирқи заманлардиму әлләрни қорқитидиған «йеңи Бабил» пәйда болуши мүмкин («Вәһ.» 17-18-бапларни көрүң). Мән әлләр арисиға, йәни сән тонумиған мәмликәтләр арисиға сениң һалактин қалған адәмлириңни елип кәткинимдә, көп әлләрниң жүригини беарам қилимән; 10 Мән көп әлләрни сән билән алақзадә қилимән, уларниң падишалири саңа қарап дәһшәтлик қорқишиду; Мән қиличимни уларниң көз алдида ойнатқинимда, йәни сениң жиқилған күниңдә уларниң һәр бири өз җан қайғусида һәр дәқиқә тәвриниду.
11 — Чүнки Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Бабил падишасиниң қиличи үстүңгә чиқиду. 12 Палванларниң қиличлири билән Мән сениң топ-топ адәмлириңни жиқитимән; уларниң һәммиси әлләр арисидики мустәбитләрдур; улар Мисирниң пәхрини йоқитиду, униң топ-топ адәмлири қурутуветилиду.Әз. 28:7; 31:12; 31:2,18; 32:16
13 Мән зор сулар бойидин барлиқ һайванлириниму һалак қилимән; инсан айиғи қайтидин уларни чалғатмайду, һайванларниң туяқлири қайтидин уларни лейитмайду. «зор сулар» — Нил дәрияси вә униң делтисини көрситиду. 14 Шуниң билән Мән уларниң сулирини тиндуримән; уларниң ериқлирини сүпсүзүк майдәк ақтуримән, дәйду Рәб Пәрвәрдигар. 15 — Мән Мисир зиминини вәйранә қилғинимда, зимин өзиниң барлиғидин мәһрум болғинида, Мән униңдики барлиқ туруватқанларни урувәткинимдә, әнди улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду.
16 — Бу бир мәрсийә; улар уни оқуйду — Әлләрниң қизлири матәм қилип уни оқуйду; мәрсийәни улар Мисир вә униң барлиқ топ-топ адәмлиригә оқуйду, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
 
Пирәвн тәһтисараға чүшиду
17 Он иккинчи жили, айниң он бәшинчи күнидә йәнә шундақ болдики, Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип шундақ дейилди: —«Он иккинчи жили, айниң он бәшинчи күнидә...» — бәлким он иккинчи айда, йәни жуқуриқи бешарәттин икки һәптә кейин: 1-айәтни көрүң.
18 И инсан оғли, Мисирниң топ-топ адәмлири үчүн аһ-зар чәккин; шуниңдәк уларни, йәни уни күчлүк әлләрниң қизлири билән биллә төвәнгә, һаңға чүшидиғанларға һәмраһ болушқа йәр тегилиригә чүшүрүп ташливәт; «И инсан оғли, Мисирниң топ-топ адәмлири үчүн аһ-зар чәккин; шуниңдәк уларни, йәни уни күчлүк әлләрниң қизлири билән биллә төвәнгә, һаңға чүшидиғанларға һәмраһ болушқа йәр тегилиригә чүшүрүп ташливәт» — башқа бир хил тәрҗимиси: «И инсан оғли, Мисирниң топ-топ адәмлири үчүн аһ-зар чәккин, сән вә күчлүк әлләрниң қизлири аһ-зар чекиңлар; шуниңдәк уларни һаңға чүшидиғанларға һәмраһ болушқа йәр тегилиригә ташливәт». 19 гөзәлликтә сән кимдин артуқ едиң? Әнди чүшүп, хәтнә қилинмиған билән биллә ят! 20 Улар қилич билән өлтүрүлгәнләр арисиға жиқилиду; қилич суғурулди; у вә униң топ-топ адәмлириниң һәммиси сөрәп апириветилсун! 21 Әнди палванларниң арисидики батур-әзимәтләр тәһтисараниң оттурисида туруп Мисир вә уни қоллиғанларға сөз қилиду: —«Мана, улар чүшти, улар җим ятиду — хәтнә қилинмиғанлар, қилич билән өлтүрүлгәнләр!».
22 — Мана, шу йәрдидур Асурийә вә униң жиғилған қошуни; униң гөрлири өз әтрапидидур; мана уларниң һәммиси өлтүрүлгән, қиличланған. 23 Уларниң гөрлири чоңқур һаңниң тегидидур; униң жиғилған қошуни өз гөри әтрапида туриду; улар тирикләрниң зиминида адәмләргә вәһшәт салғанлар — буларниң һәммиси өлтүрүлгән, қиличланған.
24 Мана Елам вә униң гөриниң әтрапида турған униң барлиқ топ-топ адәмлири; уларниң һәммиси өлтүрүлгән, қиличланған, улар хәтнә қилинмиған пети йәр тегилиригә чүшкәнләр — йәни тирикләрниң зиминида адәмләргә өз вәһшитини салғанлар! Бирақ һазир улар һаңға чүшкәнләр билән биллә иза-аһанәткә чөмиду.
25 Кишиләр униң үчүн өлтүрүлгәнләр арисида, топ-топ адәмлири арисида бир орун раслиған; хәлқиниң гөрлири униң әтрапидидур; уларниң һәммиси хәтнә қилинмиғанлар, қиличланғанлар; шуңа улар һаңға чүшкәнләр билән биллә иза-аһанәткә қалиду; улар өлтүрүлгәнләр арисиға ятқузулиду — гәрчә тирикләрниң зиминида уларниң вәһшити адәмләргә селинған болсиму!
26 Мана шу йәрдә Мәшәк билән Тубал барлиқ топ-топ адәмлири билән туриду; уларниң гөрлири өз әтрапидидур; уларниң һәммиси хәтнә қилинмиғанлар, қиличланғанлар — гәрчә улар тирик туруватқанларниң зиминида өз вәһшитини адәмләргә салған болсиму! 27 Улар җәң қураллири билән тәһтисараға чүшкән, қиличлири өз беши астиға қоюлған, хәтнә қилинмай туруп жиқилған палванлар арисида ятмайду; уларниң қәбиһликлири өз устиханлири үстидә болиду — гәрчә улар тирикләрниң зиминида батурларғиму вәһшәт салған болсиму!«улар җәң қураллири билән тәһтисараға чүшкән, ... хәтнә қилинмай туруп жиқилған палванлар арисида ятмайду; уларниң қәбиһликлири өз устиханлири үстидә болиду — гәрчә улар тирикләрниң зиминида батурларғиму вәһшәт салған болсиму!» — демәк, Мәшәк вә Тубал дегән икки қәбилидикиләр (һазирқи Русийәдики «Москва» вә «Тоболск» билән мунасивити бар болуши мүмкин) җәңдә қирилип, батурлардәк дәпнә қилинмай, бәлки уларниң қәбиһлигини көрситиш үчүн устиханлири очуқ асман астида ятиду.
28 Сән Пирәвнму хәтнә қилинмиғанлар арисида тар мар болуп, қилич билән өлтүрүлгәнләр арисида ятисән.
29 Мана шу йәрдә Едом, униң падишалири, барлиқ шаһзадилириму; улар күчлүк болсиму, қиличланғанлар билән биллә ятқузулиду; улар хәтнә қилинмиғанлар арисида, һаңға чүшидиғанлар билән биллә ятиду.
30 Мана шималдики шаһзадиләр, һәммиси; мана барлиқ Зидондикиләр, өлтүрүлгәнләр билән биллә чүшкән; гәрчә өз күчи билән вәһшәт салған болсиму, улар һазир хиҗаләттә қалди; улар хәтнә қилинмиған болуп, қиличланғанлар арисида йетип, һаңға чүшидиғанлар билән биллә хиҗаләткә қалиду.
31 Пирәвн буларни көриду, шуниңдәк өзиниң қиличланған топ-топ адәмлири тоғрилиқ, йәни өзи вә қошуни тоғрилиқ улардин тәсәлли алиду, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар. 32 — Гәрчә Мән униң вәһшитини тирик туруватқанларниң зиминиға салдурған болсамму, бирақ у хәтнә қилинмиғанлар арисиға, қилич билән өлтүрүлгәнләр арисиға ятқузулиду, — йәни Пирәвн вә униң барлиқ топ-топ адәмлири, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
 
 

32:2 «Сән өзүңни әлләр арисида бир ширға охшатқансән, бирақ сән деңиз-океанлар арисидики бир әҗдиһасән, халас» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Сән әлләр арисида бир ширдәк болған едиң, деңиз-океанлар арисида әҗдиһасән». «Әҗдиһа» дегән сөз мошу йәрдә йәнә (Нил дәриясида көп тепилидиған) тимсаһниму көрситиши мүмкин.

32:2 Әз. 29:3

32:3 Әз. 12:13; 17:20

32:7 Йәш. 13:10; Йо. 2:31, 3:15

32:8 «Асманлардики барлиқ парлайдиған нурларни үстүңдә қара қилип, зиминиңгә қараңғулуқни қаплаймән, дәйду Рәб Пәрвәрдигар» — йәнә тәкрарлаймизки, бу бешарәт бәлким һәм йеқинқи вақит (Бабилниң һуҗуми арқилиқ)ни һәм ахирқи заманлардики «Пәрвәрдигарниң күни»ниму көрситиду. Ахирқи заманлардиму әлләрни қорқитидиған «йеңи Бабил» пәйда болуши мүмкин («Вәһ.» 17-18-бапларни көрүң).

32:12 Әз. 28:7; 31:12; 31:2,18; 32:16

32:13 «зор сулар» — Нил дәрияси вә униң делтисини көрситиду.

32:17 «Он иккинчи жили, айниң он бәшинчи күнидә...» — бәлким он иккинчи айда, йәни жуқуриқи бешарәттин икки һәптә кейин: 1-айәтни көрүң.

32:18 «И инсан оғли, Мисирниң топ-топ адәмлири үчүн аһ-зар чәккин; шуниңдәк уларни, йәни уни күчлүк әлләрниң қизлири билән биллә төвәнгә, һаңға чүшидиғанларға һәмраһ болушқа йәр тегилиригә чүшүрүп ташливәт» — башқа бир хил тәрҗимиси: «И инсан оғли, Мисирниң топ-топ адәмлири үчүн аһ-зар чәккин, сән вә күчлүк әлләрниң қизлири аһ-зар чекиңлар; шуниңдәк уларни һаңға чүшидиғанларға һәмраһ болушқа йәр тегилиригә ташливәт».

32:27 «улар җәң қураллири билән тәһтисараға чүшкән, ... хәтнә қилинмай туруп жиқилған палванлар арисида ятмайду; уларниң қәбиһликлири өз устиханлири үстидә болиду — гәрчә улар тирикләрниң зиминида батурларғиму вәһшәт салған болсиму!» — демәк, Мәшәк вә Тубал дегән икки қәбилидикиләр (һазирқи Русийәдики «Москва» вә «Тоболск» билән мунасивити бар болуши мүмкин) җәңдә қирилип, батурлардәк дәпнә қилинмай, бәлки уларниң қәбиһлигини көрситиш үчүн устиханлири очуқ асман астида ятиду.