17
Икки бүркүт тоғрилиқ тәмсил
Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип шундақ дейилди: —
И инсан оғли, бир тепишмақни оттуриға қоюп, Исраил җәмәтигә бир тәмсилни сөзләп берип мундақ дегин: —
Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Кәң қанатлиқ, зич рәңгарәң узун пәйлик чоң бир бүркүт Ливанға келип, шу йәрдики егиз кедир дәриғиниң учидики шахни алди; «узун пәйлик чоң бир бүркүт Ливанға келип...» — тәмсилдики «Ливан» Йерусалимни көрситиду. У әң жуқури юмран бихини үзүвелип, уни содигәрниң зиминиға апирип, тиҗарәтчиләрниң шәһиригә тикти. «У (чоң бүркүт) әң жуқури юмран бихини үзүвелип, уни содигәрниң зиминиға апирип, тиҗарәтчиләрниң шәһиригә тикти» — тәмсилдики биринчи «чоң бүркүт» — Бабилниң императори Небоқаднәсар еди. У миладийәдин илгәрки 598-жилида Йерусалимға келип, Йәкония (яш падиша)ни, бәзи хан аилисидикиләр вә зиминдики әң уста һүнәрвәнләрни Бабилға апарди. Бу тәмсил 12-21-айәттә чүшәндүрүлиду. У йәнә зиминдин башқа уруқни елип бағлиқ бир етизға тикти; уни мол сулар бойида селип, сүгәт телидәк тиклиди.
У өсүп, кәң йейилип, пәс бойлуқ үзүм тели болуп чиқти; униң шахлири бүркүт тәрәпкә қарап өсти, йилтизлириму униң астиға созулди. Шу йол билән у үзүм тели болуп, шахланди, бихланди.«У өсүп, кәң йейилип, пәс бойлуқ үзүм тели болуп чиқти» — «үзүм тели» Зәдәкия падишани көрситиду. У әслидә (Худаниң ирадиси бойичә) Бабил императориға беқинип ронақ тапти.
Әнди кәң қанатлиқ, зич пәйлик йәнә бир чоң бүркүт пәйда болди; вә мана, бу үзүм тели «У мени суғарсун» дәп, тикилгән чөнәклиридин йилтизлирини униңға қарап тартти, шахлирини униңға қарап созди; «Әнди кәң қанатлиқ,... йәнә бир чоң бүркүт пәйда болди» — иккинчи чоң бүркүт шүбһисизки, Мисир падишаси (Псамметикус ИИ). Мана, у убдан шахлап мевә бәрсун, есил үзүм тели болсун дәп мунбәт етизда, мол сулар бойиға тикилгән еди».
Әнди Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «У ронақ тапамду? Уни қақшал қиливетиш үчүн бүркүт йилтизлирини жулуп, мевисини кесивәтмәмду? Униң юмран йопурмақлири хазан болиду; шу чағда уни йилтизлиридин жулувелишқа күчлүк бир биләк яки нурғун хәқләрниң һеч кериги болмайду. 10 Әнди һәтта қайтидин тикилгән болса, ронақ тапамду? Шәриқ шамили униңға тәккәндила таза қағҗирап кәтмәмду? У тикилип өскән чөнәклиридә қағҗирап кетиду».
 
Тәмсил чүшәндүрүлиду
11 Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип шундақ дейилди: —
12 «Асий җәмәттин: «Мошу ишларниң мәнасини биләмсиләр?» дәп сорап, уларға мундақ дегин: «Мана, Бабил падишаси Йерусалимға келип, униң падишаси һәм шаһзадилирини елип өзи билән Бабилға қайтуруп апарди.
13 Шу вақитта у падишаниң нәслидин бир кишини елип униң билән әһдә түзүп униңға қәсәм ичкүзди. У йәнә зиминдики есил-мөтивәр болғанларни униң билән елип кәтти; 14 мәхсәт, падишалиқниң төвән аҗиз һаләттә болуп, қәддини руслалмай, пәқәт униң әһдисини тутуши билән җенини җан әткүзүш үчүн еди.
15 Бирақ у Мисир бизгә атлар һәм чоң қошунни тәминлисун дәп әлчилирини шу йәргә әвәтип, униңға асийлиқ қилди. Әнди у ронақ тапамду? Мундақ ишларни қилғучи тирик қаламду? У әһдини бузуп тирик қаламду? «Бирақ у (Зәдәкия) Мисир бизгә атлар һәм чоң қошунни тәминлисун дәп әлчилирини шу йәргә әвәтип, униңға (Небоқаднәсарға) асийлиқ қилди» — бу айәттә интайин муһим сөз бар. Небоқаднәсар өзи бутпәрәс «капир», еди. Бирақ ениқ туридуки, Худаға ишәнгән, ишәнмигән болсун, Өз хәлқидин бириси башқа бириси билән әһдә яки тохтам қилған болса, Худа мошундақ әһдини Өзиниңки дәп қарайду; һәр қандақ етиқатчи башқа бир етиқатчи билән яки капир билән әһдә түзсә, вә әһдисини бузса, Худаниң Өзигә қарши чиққан болиду. 19-20-айәтни көрүң.  Йәр. 37:5 16 Мән һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, — бәрһәқ у өзини падиша қилған падишаниң зиминидә, — йәни униң қәсимини кәмситкән, әһдисини бузған һелиқи падишаниң зиминидә, — униң йенида, Бабилниң оттурисида өлиду.
17 Болидиған җәңдә, улар келип нурғун кишиләрни қириш үчүн сепилға чиқидиған дөңлүкләрни селип, потәйләрни қурғанда, Пирәвн күчлүк қошун һәм нурғунлиған әскәрләрни башлап кәлсиму, униң үчүн һеч немә қилип берәлмәйду. «Болидиған җәңдә, улар келип нурғун кишиләрни қириш үчүн сепилға чиқидиған дөңлүкләрни селип,...» — «улар» мошу йәрдә Бабиллиқларни көрситиду. «Пирәвн күчлүк қошун һәм нурғунлиған әскәрләрни башлап кәлсиму, униң үчүн һеч немә қилип берәлмәйду» — дәрвәқә Пирәвнниң ярдими йоққа чиқти («Йәр.» 37-бап, 5-, 21-айәтни вә 32-бап, 1-2-айәтни селиштүрүп көрүң).  2Пад. 25:1; Йәш. 29:3; Әз. 4:2 18 У қәсәмни кәмситип, әһдини бузди; мана, у қол елишип сөз бәрди, бирақ у мошу ишларни қилди; шуңа у тирик қечип қутулалмайду».
19 Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән һаятим билән қәсәм қилимәнки, бәрһәқ, у кәмситкән қәсимим һәмдә бузған әһдәмни болса, буларни өз бешиға кийгүзимән. «бәрһәқ, у кәмситкән қәсимим һәмдә бузған әһдәмни болса, буларни өз бешиға кийгүзимән» — йәнә диққәт қилишқа әрзийдуки, Небоқаднәсар Зәдәкияға ичкүзгән қәсәм вә униң билән түзгән әһдини Худа «Мениң қәсимим», «Мениң әһдәм» дәйду. 20 Мән Өз торумни үстигә йейип ташлаймән, у Мениң қилтиғимда тутулиду; Мән уни Бабилға апиримән һәмдә шу йәрдә Маңа қилған мутләқ вапасизлиғи үчүн униң үстигә һөкүм чиқирип җазалаймән. Йәр. 4:12; 25:31; Әз. 12:13; 32:3 21 Униң билән биллә барлиқ қачқанлар, барлиқ қошунлири қилич билән жиқилиду; булардин қалғанлар һәр бир шамалға тарқитилиду; шуниң билән силәр Мәнки Пәрвәрдигарниң сөз қилғанлиғини тонуп йетисиләр».Әз. 5:10, 12; 12:14; 16:40
 
Кедир дәриғи тоғрилиқ башқа бир тәмсил
22 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мәнму егиз кедирниң учидин бих елип тикимән; униң япяш шахчилириниң учидин юмран бирисини үзүп, егиз һәйвәтлик тағ үстигә тикимән; 23 Исраил егизлигидики таққа Мән уни тикимән; у убдан шахлап, мевә берип, есил кедир дәриғи болиду; униң астиға һәр қандақ учар-қанатлар қониду; униң шахлириниң сайисида улар қонуп туриду; 24 шуниң билән даладики барлиқ дәрәқләр билидуки, Мәнки Пәрвәрдигар егиз дәрәқни пәс қилдим, пәс дәрәқни егиз қилдим, йешил дәрәқни қағҗираттим, қақшал дәрәқни көкәртип барақсан қилдим; Мәнки Пәрвәрдигар мундақ сөз қилдим вә шуни ада қилимән».«... Мәнки Пәрвәрдигар егиз дәрәқни пәс қилдим, пәс дәрәқни егиз қилдим, йешил дәрәқни қағҗираттим, қақшал дәрәқни көкәртип барақсан қилдим» — шүбһисизки, бу ахирқи тәмсил Қутқузғучи-Мәсиһ вә Униң сәлтәнитини көрситиду. Һәр бир Исраилий киши Мәсиһниң Давут падишаниң нәслидин чиққанлиғини биләтти.
 
 

17:3 «узун пәйлик чоң бир бүркүт Ливанға келип...» — тәмсилдики «Ливан» Йерусалимни көрситиду.

17:4 «У (чоң бүркүт) әң жуқури юмран бихини үзүвелип, уни содигәрниң зиминиға апирип, тиҗарәтчиләрниң шәһиригә тикти» — тәмсилдики биринчи «чоң бүркүт» — Бабилниң императори Небоқаднәсар еди. У миладийәдин илгәрки 598-жилида Йерусалимға келип, Йәкония (яш падиша)ни, бәзи хан аилисидикиләр вә зиминдики әң уста һүнәрвәнләрни Бабилға апарди. Бу тәмсил 12-21-айәттә чүшәндүрүлиду.

17:6 «У өсүп, кәң йейилип, пәс бойлуқ үзүм тели болуп чиқти» — «үзүм тели» Зәдәкия падишани көрситиду. У әслидә (Худаниң ирадиси бойичә) Бабил императориға беқинип ронақ тапти.

17:7 «Әнди кәң қанатлиқ,... йәнә бир чоң бүркүт пәйда болди» — иккинчи чоң бүркүт шүбһисизки, Мисир падишаси (Псамметикус ИИ).

17:15 «Бирақ у (Зәдәкия) Мисир бизгә атлар һәм чоң қошунни тәминлисун дәп әлчилирини шу йәргә әвәтип, униңға (Небоқаднәсарға) асийлиқ қилди» — бу айәттә интайин муһим сөз бар. Небоқаднәсар өзи бутпәрәс «капир», еди. Бирақ ениқ туридуки, Худаға ишәнгән, ишәнмигән болсун, Өз хәлқидин бириси башқа бириси билән әһдә яки тохтам қилған болса, Худа мошундақ әһдини Өзиниңки дәп қарайду; һәр қандақ етиқатчи башқа бир етиқатчи билән яки капир билән әһдә түзсә, вә әһдисини бузса, Худаниң Өзигә қарши чиққан болиду. 19-20-айәтни көрүң.

17:15 Йәр. 37:5

17:17 «Болидиған җәңдә, улар келип нурғун кишиләрни қириш үчүн сепилға чиқидиған дөңлүкләрни селип,...» — «улар» мошу йәрдә Бабиллиқларни көрситиду. «Пирәвн күчлүк қошун һәм нурғунлиған әскәрләрни башлап кәлсиму, униң үчүн һеч немә қилип берәлмәйду» — дәрвәқә Пирәвнниң ярдими йоққа чиқти («Йәр.» 37-бап, 5-, 21-айәтни вә 32-бап, 1-2-айәтни селиштүрүп көрүң).

17:17 2Пад. 25:1; Йәш. 29:3; Әз. 4:2

17:19 «бәрһәқ, у кәмситкән қәсимим һәмдә бузған әһдәмни болса, буларни өз бешиға кийгүзимән» — йәнә диққәт қилишқа әрзийдуки, Небоқаднәсар Зәдәкияға ичкүзгән қәсәм вә униң билән түзгән әһдини Худа «Мениң қәсимим», «Мениң әһдәм» дәйду.

17:20 Йәр. 4:12; 25:31; Әз. 12:13; 32:3

17:21 Әз. 5:10, 12; 12:14; 16:40

17:24 «... Мәнки Пәрвәрдигар егиз дәрәқни пәс қилдим, пәс дәрәқни егиз қилдим, йешил дәрәқни қағҗираттим, қақшал дәрәқни көкәртип барақсан қилдим» — шүбһисизки, бу ахирқи тәмсил Қутқузғучи-Мәсиһ вә Униң сәлтәнитини көрситиду. Һәр бир Исраилий киши Мәсиһниң Давут падишаниң нәслидин чиққанлиғини биләтти.