16
Вапасиз Йерусалим
Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
И инсан оғли, өзиниң жиркиничлик қилмишлирини Йерусалимниң йүзигә селип мундақ дегин: —
Рәб Пәрвәрдигар Йерусалимға мундақ дәйду: «Сениң әслий затиң вә туғулушуң Ⱪананийларниң зиминида болған; сениң атаң Аморий, апаң Хиттий қиз еди. «...сениң атаң Аморий, апаң Һиттий қиз еди» — Исраилниң әҗдати Ибраһим вә аяли Сараһ, әлвәттә. Мошу айәт вә кейинки 1-14-айәтләрниң бәлким үч муһим мәзмуни бар: (1) Ибраһим өзи әсли Қанаандикиләрдәк бутпәрәс адәм еди («Йә.» 24:2) — Худа уни зор меһри-шәпқитидин Өзиниң адими болуши үчүн талливалған; (2) Пәрвәрдигарниң буйруқлириға хилап һалда, Исраил Қанаан зиминиға киргәндә уларниң көп оғул-қизлири йәрлик (бутпәрәс Ⱪананий, Аморий, Һиттий) қиз-жигитләр билән той қилған; (3) Исраил Қанаан зиминиға киргәндә Қанаандикиләрниң бутпәрәс яман адәтлирини қобул қилип уларға инатайин охшаш болуп кәткән еди. Сениң туғулушуға кәлсәк, сән туғулған күнүңдә киндигиң кесилмигән, сән суда жуюлуп пакиз қилинмиған; һеч ким саңа туз сүркмигән яки сени закилимиған.
Һеч кимниң көзи мошу ишлар үчүн саңа рәһим қилмиған яки ичини саңа ағритмиған; әксичә сән далаға ташливетилгәнсән, чүнки туғулған күнүңдә кәмситилгәнсән.
Шу чағда Мән йениңдин өтүп кетиветип, сени өз қениңда еғинап ятқиниңни көргән; вә Мән өз қениңда ятқан һалитиңдә саңа: «Яшиғин!» — дедим. Бәрһәқ, сән өз қениңда ятқан һалитиңдә Мән саңа: «Яшиғин!» — дедим.
Мән сени даладики от-чөпләрдәк айниттим; сән өсүп хелә бой тартип чирайлиқ безилип вайиға йәттиң; көксилириң шәкилләнди, чачлириң үзүн өсти; бирақ сән техи туғма-ялаңач едиң. «сән өсүп хелә бой тартип чирайлиқ безилип вайиға йәттиң» — ахирқи җүмлигә қариғанда, «чирайлиқ безилип вайиға йәттиң» дегән сөз көкслири вә чачлири толуқ өскәнлигини көрситиши мүмкин. Мән йәнә йениңдин өтүветип саңа қаридим; мана, ишқ-муһәббәт мәзгилиң йетип кәлди; Мән тонумниң пешини үстүңгә йейип қоюп, ялаңачлиғиңни әттим; Мән саңа қәсәм ичип, сән билән бир әһдә түздум, дәйду Рәб Пәрвәрдигар, вә сән Мениңки болдуң. «Мән тонумниң пешини үстүңгә йейип қоюп, ялаңачлиғиңни әттим» — қедимки заманларда әркәк киши қизниң үстигә кийим-кечигини йепиши шу қизни өз әмригә алмақчи болғанлиғини билдүрәтти. «Рут» 3:9-айәт, «Кан.» 22:30-айәтни көрүң.  Яр. 22:16; 24:7 Мән сени су билән жуюп, қениңни тениңдин жуюветип, саңа пурақлиқ майни сүрттүм. 10 Мән саңа кәштилик көйнәкни кийгүзүп, айиғиңға дәлфин терисидин тиккән кәшләрни саптим; сени непис канап билән орап, жипәк билән йепип қойдум. 11 Сени зибу-зиннәтләр билән пәрдазлидим, қоллириңға биләйүзүкләрни, бойнуңға марҗанни тақап қойдум; 12 бурнуңға һалқини, қулақлириңға зириләрни, бешиңға гөзәл таҗни кийгүздум. 13 Шундақ қилип сән алтун-күмүч билән пәрдазландиң; кийим-кечәклириң непис капап, жипәк вә кәштилик рәхттин еди. Йегиниң ақ ун, бал һәм зәйтун мейи еди; сән интайин гөзәл болуп, ханиш мәртивисигә көтирилдуң. 14 Гөзәллигиң түпәйлидин әлләрдә даңқиң чиқти; чүнки Мән саңа көркәмлигимни беғишлишим билән гөзәллигиң камаләткә йәтти, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
15 — Бирақ сән гөзәллигиңгә тайинип, даңқиңдин пайдилинип паһишә болдуң; сән һәр бир өткүчи кишигә паһишә муһәббәтлириңни төктүң; гөзәллигиң униң болди! 16 Сән кийим-кечәклириңдин елип өзүң үчүн рәңгарәң безәлгән «жуқури җайлар»ни ясап, андин уларниң үстидә бузуқлуқ қилғансән. Бундақ ишлар йүз берип бақмиған, вә иккинчи йүз бәрмәйду!«жуқури җайлар» — бутпәрәслик қилидиған җайлар: 6:3-айәтниң изаһатини көрүң.
17 Сән Мән саңа беғишлиған гөзәл зибу-зиннәтлирим вә алтун-күмүчүм билән әркәк мәбудларни ясап улар билән бузуқлуқ қилғансән. «алтун-күмүчүм билән әркәк мәбудларни ясап улар билән бузуқлуқ қилғансән» — «бузуқлуқ» болса бутқа чоқунушни инсанниң Худаға болған вапасизлиғиға охшитиду; униң үстигә, Қанаандики бутларға чоқунуштәк «диний мурасимлар» көп вақитларда шәһваний бузуқлуқ, паһишивазлиқ билән бағлиқ еди. 18 Сән өз кәштилик кийимлириңни елип уларға кийгүздүң; Мениң мейим вә Мениң хушбуюмни уларға сунуп беғишлидиң; 19 Мән өзүңгә бәргән ненимни, Мән саңа озуққа бәргән ақ ан, зәйтун мейи вә бални болса, сән уларниң алдиға хушпурақ һәдийә сүпитидә атап сундуң: ишлар дәл шундақ еди! — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
20 — Униң үстигә сән Өзүмгә туғуп бәргән қиз-оғуллириңни елип, мәбудларниң озуғи болсун дәп уларни қурбанлиқ қилдиң. Сениң бузуқлуғуң азлиқ қилғандәк, 21 сән Мениң балилиримни союп уларни оттин өткүзүп мәбудларға атап қойдуңғу? Йәш. 57:5
22 Сениң барлиқ жиркиничлик қилмишлириң һәм паһишә бузуқлуқлириңда, сән яшлиғиңда туғма-ялаңач болуп өз қениңда еғинап ятқан күнлириңни һеч қачан есиңгә кәлтүрмидиң. 23 Әнди сениң бу рәзилликлириңдин кейин — (Вай, һалиңға вай! — дәйду Рәб Пәрвәрдигар) 24 сән йәнә өзүң үчүн бир пәштақ қуруп, һәр бир мәйданға бир «жуқури җай»ни ясидиң; «сән... һәр бир мәйданға бир «жуқури җай»ни ясидиң» — паһишә аяллар бәлким кочиларда жуқури бир җайда туруп «херидарлар»ни чақиратти. Мошу йәрдә «жуқури җай» әнди икки бислиқ болуп, йәнә «бутқа чоқунидиған җайлар»ни көрситиду. 25 сән һәр бир кочиниң бешида «жуқури җай»иңни салдиң; сән өз гөзәллигиңни жиркиничлик қилип, тениңни һәр бир өткүчигә тутуп, путуңни ечип өзүңни берип паһишә бузуқлуғуңни көпәйттиң. 26 Сән ишқваз әрлиги чоң хошнаң болған Мисирлиқлар билән бузуқлуқ өткүздүң; Мениң аччиғимни қозғап, паһишә бузуқлуғуңни көпәйттиң. 27 Вә мана, Мән Өз қолумни үстүңгә узартип, сениң несивәңни азайтип қойдум. Мән сениңдин нәпрәтлинидиған, бузуқ йолуңдин номус қилип чөчигәнләрниң, йәни Филистийләрниң қизлириниң қолиға тапшурдум.2Тар. 28:18
28 Сән йәнә қанмай йәнә Асурийликләр билән бузуқлуқ өткүздуң; бузуқлуқ өткүзгәндин кейин йәнә қанаәт қилмидиң. 29 Шуңа сән содигәрниң зимини, йәни Калдийә билән болған бузуқлуғуңни көпәйтип, буниңдин йәнә қанаәт қилмидиң. 30 Мошундақ барлиқ ишларни, йәни номуссиз паһишә аялниң ишлирини қилисән, неманчә суюқ сениң қәлбиң! — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, 31 Өзүңниң пәштиғиңни һәр кочиниң бешида қуридиған, һәр бир мәйданда «жуқури җай»иңни ясайдиған! Униң үстигә сән паһишә аялдәк әмәс едиң, чүнки сән һәқни нәзириңгә алмайттиң!
32 И вапасиз аял, ериниң орнида ят адәмләргә көңүл беридиған! 33 Хәқләр паһишә аялға һемишә һәқ бериду; бирақ сән ашнилириңни бузуқлуқ муһәббәтлиридин һозур елишқа һәряндин йениңға кәлсун дәп уларниң һәммисигә үстәк берип инъам қилисән; 34 бузуқлуқта сән башқа аялларниң әксисән, чүнки һеч ким сениң бузуқ муһәббитиңни издәп кәлмиди; сән үстәк бәрдиң, һеч һәқ саңа берилмиди — сән һәқиқәтән уларниң әксисән!
35 Шуңа, и паһишә аял, Пәрвәрдигарниң сөзини аңла!
36 — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Сениң тәңгилириң төкүлүп, ашнилириң билән болған бузуқлуқлириң билән сениң уят йериң ашкариланғанлиғи түпәйлидин, барлиқ жиркиничлик мәбудлириң түпәйлидин, уларға атап сунған балилириңниң қени түпәйлидин —
37 шуңа мана, Мән сениң өзүңгә әйш-ишрәт мәнбәси қилған, барлиқ сөйгән һәм барлиқ нәпрәтләнгән ашнилириңни жиғимән — Мән уларни саңа қарши чиқирип әтирапиңдин жиғип, сениң уят йериңни уларға ашкарә қилимән, улар сениң барлиқ уят йериңни көриду. 38 Шуниң билән сени бузуқлуқ қилған һәм қан төккән аялларни җазалиғандәк җазалаймән; Мән қәһр билән, оттәк ғәзивимниң тәливи билән үстүңгә қанлиқ җазани чүшүримән; 39 Вә Мән сени уларниң қолиға тапшуримән; улар сениң пәштақлириңни ғулитиду, сениң «жуқури җай»лириңни чеқип ташлайду; улар кийим-кечигиңни үстүңдин салдуруп ташлап, гөзәл зибу-зиннәтлириңни булап-талап, сени туғма-ялаңач қалдуриду. 40 Улар саңа қарши бир топ кишиләрни жиғип епкелиду, улар сени чалма-кесәк қилиду һәм сени қиличлири билән чепиветиду. 41 Улар өйлириңни от билән көйдүриду, көп аялларниң көз алдида үстүңгә җазаларни чүшүриду; шуниң билән Мән сени паһишә аял болуштин қалдуримән; сән йәнә һеч қандақ «муһәббәт һәққи»ни бәрмәйсән. 2Пад. 25:9; Йәр. 52:13
42 Шуниң билән Мән саңа қаратқан қәһримни тохтитимән, Мениң муқәддәслигимдин чиққан ғәзәп сәндин кетиду; Мән тиничлинип қайта аччиқланмаймән. «Мениң муқәддәслигимдин чиққан ғәзәп» — Ибраний тилида «Мениң һәситим». 43 Сән яшлиқ күнлириңни есиңгә кәлтүрмидиң, әксичә мошу қилмишлириң билән Мени ғәзәпләндүрдүң; шуңа мана, өз йолуңни өз бешиңға қайтуримән, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, — шуниң билән бу бузуқлуқни башқа жиркиничлик қилмишлириң үстигә қошуп иккинчи қилмайсән.«...бу бузуқлуқни башқа жиркиничлик қилмишлириң үстигә қошуп иккинчи қилмайсән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «...бу бузуқлуқни башқа нәпрәтлик қилмишлириң үстигә қошуп қилдиң әмәсму?»  Әз. 9:10; 11:21; Лав. 19:29
 
Йерусалим, Самарийә вә Содом
44 Мана, мақалларни ишлитидиғанларниң һәммиси сән тоғрилиқ: «Аниси қандақ болса, қизи шундақ болар» дегән бир мақални тилға алиду. 45 Сән өз ери һәм балилиридин нәпрәтләнгән анаңниң қизидурсән; һәм өз әрлири һәм балилиридин нәпрәтләнгән ача-сиңиллириңниң арилиғидикисән; сениң анаң болса Һиттий, сениң атаң Аморий еди. «сениң анаң болса Һиттий, сениң атаң Аморий еди» — 3-айәттики изаһатта ейтилғандәк: — Исраилниң әҗдати Ибраһим вә аяли Сараһ, әлвәттә. Мошу айәт вә кейинки 1-14-айәтләрниң бәлким үч муһим мәзмуни бар: (1) Ибраһим өзи әсли Қанаандикиләрдәк бутпәрәс адәм еди («Йә.» 24:2) — Худа уни зор меһри-шәпқитидин Өзиниң адими болуши үчүн талливалған; (2) Пәрвәрдигарниң буйруқлириға хилап һалда, Исраил Қанаан зиминиға киргәндә уларниң көп оғул-қизлири йәрлик (бутпәрәс Ⱪананий, Аморий, Һиттий) қиз-жигитләр билән той қилған; (3) Исраил қәнан зиминиға киргәндә қәнандикиләрниң бутпәрәс яман адәтлирини қобул қилип уларға инатайин охшаш болуп кәткән еди. 46 Сениң һәдәң болса сол тәрипиңдә турған Самарийә, йәни у вә униң қизлири; сиңлиң болса оң тәрипиңдә турған Содом вә униң қизлири.
47 Сән нә уларниң йоллиридида маңмиған, нә уларниң жиркиничлик қилмишлири бойичә иш қилмиғансән; Яқ! Бәлки қисқиғинә бир вақит ичидә сән барлиқ йоллириңда улардин бузуқ болуп кәттиң. «Бәлки қисқиғинә бир вақит ичидә сән барлиқ йоллириңда улардин бузуқ болуп кәттиң» — башқа бир хил тәрҗимиси: «бәлки уларниң қилмишлирини аз дәп, сән барлиқ йоллириңда улардин бузуқ болуп кәттиң». 48 Өз һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, — сиңлиң Содом, йәни у яки қизлири сән яки сениң қизлириңниң қилмишлиридәк қилмиди; «сиңлиң Содом, йәни у яки қизлири сән яки сениң қизлириңниң қилмишлиридәк қилмиди» — бәлким оқурмәнләрниң есидә барки, Ибраһимниң дәвридә Содом шәһири әсли бәччивазлиқ гунайи үчүн Худа тәрипидин от билән һалак қилинған. 49 Мана, мошу сиңлиң Содомниң қәбиһлиги — у вә қизлириниң тәкәббулуғи, нанлири мол, әндишисиз азатилик күнлиридә аҗиз-намратларниң қолини һеч күчәйтмигәнлиги еди. «Мана, мошу сиңлиң Содомниң қәбиһлиги — у вә қизлириниң тәкәббулуғи, нанлири мол, әндишисиз азатилик күнлиридә аҗиз-намратларниң қолини һеч күчәйтмигәнлиги еди» — бу айәт Содомниң бәччивазлиғидики асасий гуналирини көрситип, бүгүнки көп бай дөләтләргә яки бай адәмләргә чоңқур агаһ бериду.  Яр. 18:20-21; 19; Ам. 5:12 50 Улар тәкәббурлишип, Мениң алдимда жиркиничлик ишларни қилди; Мән буни көргинимдә, уларни йоқаттим.Яр. 19:24
51 Самарийә болса сениң гуналириңниң йеримидәкму гуна садир қилмиди; һалбуки, сән болсаң жиркиничлик қилмишлириңни уларниңкидин көп көпәйтип қилдиң; шундақ қилип сән жиркиничлик қилмишлириң түпәйлидин ача-сиңлиңни худди һәққанийдәк көрүндүргән едиң. «Самарийә болса сениң гуналириңниң йеримидәкму гуна садир қилмиди..» — «Самарийә» мошу йәрдә «Шималий Падишаһлиқ»ни көрситиду. У Исраилниң он қәбилилик «Шималий Падишаһлиқ»иниң пайтәхти еди. Уларниң бутпәрәслиги түпәйлидин Худа Асурийә империйәсиниң вастиси билән миладийәдин илгәрки 722-жилда уларни җазалап сүргүн қилди. 52 Сән әслидә өз ача-сиңлиңниң үстидин һөкүм қилғучи едиң; әнди сәнму, өз шәрмәндилигиңни көтирип жүр! Сениң уларниңкидин техиму нәпрәтлик гуналириң түпәйлидин улар сәндин һәққаний көрүниду; шуңа сәнму ача-сиңлиңни һәққаний көрсәткиниң түпәйлидин хиҗаләткә қелип шәрмәндилигиңни көтирип жүр!«Сән әслидә өз ача-сиңлиңниң үстидин һөкүм қилғучи едиң;...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Сән ача-сиңлиңниң үстидин яхши бир һөкүм чиқарғучи болуп қалдиң;...» — демәк, «уларни өз қилмишлириңға селиштуруп, уларни адил дәп көрсәттиң». Бирақ 56-айәт бизниң тәрҗимимизни қоллайду, дәп қараймиз.
53 Вә мән уларни сүргүндин, йәни Содом һәм қизлирини сүргүндин, Самарийә һәм қизлирини сүргүндин чиқирип, шундақла уларниң арисиға сүргүн болғанлириңни чиқирип сүргүнлүктин әслигә кәлтүримән; «мән уларни сүргүндин, йәни Содом һәм қизлирини сүргүндин.. чиқирип, ... әслигә кәлтүримән» — Содом шәһири әсли «Өлүк деңиз» бойида еди. «Өлүк деңиз»ниң әтрапидики шәһәрләр миладийәдин илгәрки 537-жилидин башлап қайтидин аһалилик болди. Содом шәһириниң өзиниң әсли дәл қәйәрдә екәнлигини билмәймиз. «... Самарийә һәм қизлирини сүргүндин чиқирип, шундақла уларниң арисиға сүргүн болғанлириңни чиқирип сүргүнлүкдин әслигә кәлтүримән» — бу бешарәт бәлким Парс императори Қорәшниң Бабил империйәси сүргүн қилған хәлиқләрни азат қилишлири билән (миладийәдин илгәрки 539-жили) қисмән башланған; кәлгүсидә толуқ әмәлгә ашурулиду, дәп ишинимиз: 37-бапта, «Йәһуда» вә «Исраил»ниң йеңидин «бир хәлиқ» болидиғанлиғи тоғрилиқ йәнә бир бешарәт бар. 54 шуниң билән уларға тәсәлли бәргиниңдә, сән өз шәрмәндилигиңни көтирисән, сениң барлиқ қилмишлириң түпәйлидин хиҗаләткә қалисән. «Шуниң билән уларға тәсәлли бәргиниңдә...» — бу тәсәлли болса әлләрниң қалғанлириниң Йәһуда вә Йерусалимға чүшүрүлгән җазани көрүп «биз яманлиқ қилдуқ, бирақ улар биздин техиму яман қилди, техиму еғир җазани көриду» дәп тапқан тәсәллиси болуши керәк. 55 Сениң ача-сиңлиң, Содом һәм қизлири әсли һалиға, Самарийә һәм қизлириму әсли һалиға келиду; сәнму вә сениң қизлириң әслий һалиңларға келисиләр. 56-57 Сениң рәзиллигиң паш қилинмай, тәкәббурлуқта жүргән күнүңдә, сиңлиң Содом ағзиңда сөз-чөчәк болған әмәсмиди? Әнди һазир сән өзүң Сурийә қизлири вә униң әтрапидикиләрниң һәммиси һәмдә Филистийә қизлири, йәни сени көзгә илмайдиған әтрапиңдикиләрниң мазақ объекти болуп қалдиң.«сиңлиң Содом ағзиңда сөз-чөчәк болған әмәсмиди?» — башқа бир хил тәрҗимиси: «сиңлиң Содомни һәтта тилиңға алмайттиң».  Йәш. 9:10-16
58 Сән бузуқлуғуң, жиркиничлик қилмишлириңниң җазасини көтирисән, дәйду Пәрвәрдигар. 59 Чүнки Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Өз қилғанлириң, йәни ичкән қәсәмиңни кәмситип, әһдини бузғанлиғиң бойичә сени бир тәрәп қилимән; «Өз қилғанлириң, йәни ичкән қәсәмиңни кәмситип, әһдини бузғанлиғиң бойичә...» — «әһдә» шүбһисизки, Худа Муса пәйғәмбәр арқилиқ түзгән әһдә («Мис.» 19-20-бапни көрүң). 60 Һалбуки, Мән сениң билән яшлиқ күнлириңдә түзгән әһдәмни әсләймән, һәм сән билән мәңгүлүк бир әһдә түзимән. 61 Шуниң билән сән өзүңдин чоң һәдилириң һәмдә сениңдин кичик сиңиллириңни тапшурувалғиниңда, сән йоллириңни есиңгә кәлтүрүп хиҗаләткә қалисән; чүнки мошу ача-сиңиллириңни саңа қизлар сүпитидә тапшуримән; бирақ бу ишлар сениңдики әһдә түпәйлидин болмайду. «...чүнки мошу ача-сиңиллириңни саңа қизлар сүпитидә тапшуримән; бирақ бу ишлар сениңдики әһдә түпәйлидин болмайду» — ахирқи заманда Исраил хәлқи көп әлләргә Худаниң йолини көрситидиған яхши бир үлгә болиду. Бу ишлар Муса пәйғәмбәр арқилиқ «кона әһдә» билән әмәс, бәлки Худаниң улар билән йеңи «мәңгүлүк әһдә»си билән болиду. 62 Мән Өз әһдәмни сән билән түзимән, сән Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билисән; 63 шуниң билән сени кәчүрүм қилғинимда, сән қилмишлириңни есиңгә кәлтүрүп хиҗил болуп, шәрмәндилигиң түпәйлидин қайтидин ағзиңни һеч ачмайсән» — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
 
 

16:3 «...сениң атаң Аморий, апаң Һиттий қиз еди» — Исраилниң әҗдати Ибраһим вә аяли Сараһ, әлвәттә. Мошу айәт вә кейинки 1-14-айәтләрниң бәлким үч муһим мәзмуни бар: (1) Ибраһим өзи әсли Қанаандикиләрдәк бутпәрәс адәм еди («Йә.» 24:2) — Худа уни зор меһри-шәпқитидин Өзиниң адими болуши үчүн талливалған; (2) Пәрвәрдигарниң буйруқлириға хилап һалда, Исраил Қанаан зиминиға киргәндә уларниң көп оғул-қизлири йәрлик (бутпәрәс Ⱪананий, Аморий, Һиттий) қиз-жигитләр билән той қилған; (3) Исраил Қанаан зиминиға киргәндә Қанаандикиләрниң бутпәрәс яман адәтлирини қобул қилип уларға инатайин охшаш болуп кәткән еди.

16:7 «сән өсүп хелә бой тартип чирайлиқ безилип вайиға йәттиң» — ахирқи җүмлигә қариғанда, «чирайлиқ безилип вайиға йәттиң» дегән сөз көкслири вә чачлири толуқ өскәнлигини көрситиши мүмкин.

16:8 «Мән тонумниң пешини үстүңгә йейип қоюп, ялаңачлиғиңни әттим» — қедимки заманларда әркәк киши қизниң үстигә кийим-кечигини йепиши шу қизни өз әмригә алмақчи болғанлиғини билдүрәтти. «Рут» 3:9-айәт, «Кан.» 22:30-айәтни көрүң.

16:8 Яр. 22:16; 24:7

16:16 «жуқури җайлар» — бутпәрәслик қилидиған җайлар: 6:3-айәтниң изаһатини көрүң.

16:17 «алтун-күмүчүм билән әркәк мәбудларни ясап улар билән бузуқлуқ қилғансән» — «бузуқлуқ» болса бутқа чоқунушни инсанниң Худаға болған вапасизлиғиға охшитиду; униң үстигә, Қанаандики бутларға чоқунуштәк «диний мурасимлар» көп вақитларда шәһваний бузуқлуқ, паһишивазлиқ билән бағлиқ еди.

16:21 Йәш. 57:5

16:24 «сән... һәр бир мәйданға бир «жуқури җай»ни ясидиң» — паһишә аяллар бәлким кочиларда жуқури бир җайда туруп «херидарлар»ни чақиратти. Мошу йәрдә «жуқури җай» әнди икки бислиқ болуп, йәнә «бутқа чоқунидиған җайлар»ни көрситиду.

16:27 2Тар. 28:18

16:41 2Пад. 25:9; Йәр. 52:13

16:42 «Мениң муқәддәслигимдин чиққан ғәзәп» — Ибраний тилида «Мениң һәситим».

16:43 «...бу бузуқлуқни башқа жиркиничлик қилмишлириң үстигә қошуп иккинчи қилмайсән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «...бу бузуқлуқни башқа нәпрәтлик қилмишлириң үстигә қошуп қилдиң әмәсму?»

16:43 Әз. 9:10; 11:21; Лав. 19:29

16:45 «сениң анаң болса Һиттий, сениң атаң Аморий еди» — 3-айәттики изаһатта ейтилғандәк: — Исраилниң әҗдати Ибраһим вә аяли Сараһ, әлвәттә. Мошу айәт вә кейинки 1-14-айәтләрниң бәлким үч муһим мәзмуни бар: (1) Ибраһим өзи әсли Қанаандикиләрдәк бутпәрәс адәм еди («Йә.» 24:2) — Худа уни зор меһри-шәпқитидин Өзиниң адими болуши үчүн талливалған; (2) Пәрвәрдигарниң буйруқлириға хилап һалда, Исраил Қанаан зиминиға киргәндә уларниң көп оғул-қизлири йәрлик (бутпәрәс Ⱪананий, Аморий, Һиттий) қиз-жигитләр билән той қилған; (3) Исраил қәнан зиминиға киргәндә қәнандикиләрниң бутпәрәс яман адәтлирини қобул қилип уларға инатайин охшаш болуп кәткән еди.

16:47 «Бәлки қисқиғинә бир вақит ичидә сән барлиқ йоллириңда улардин бузуқ болуп кәттиң» — башқа бир хил тәрҗимиси: «бәлки уларниң қилмишлирини аз дәп, сән барлиқ йоллириңда улардин бузуқ болуп кәттиң».

16:48 «сиңлиң Содом, йәни у яки қизлири сән яки сениң қизлириңниң қилмишлиридәк қилмиди» — бәлким оқурмәнләрниң есидә барки, Ибраһимниң дәвридә Содом шәһири әсли бәччивазлиқ гунайи үчүн Худа тәрипидин от билән һалак қилинған.

16:49 «Мана, мошу сиңлиң Содомниң қәбиһлиги — у вә қизлириниң тәкәббулуғи, нанлири мол, әндишисиз азатилик күнлиридә аҗиз-намратларниң қолини һеч күчәйтмигәнлиги еди» — бу айәт Содомниң бәччивазлиғидики асасий гуналирини көрситип, бүгүнки көп бай дөләтләргә яки бай адәмләргә чоңқур агаһ бериду.

16:49 Яр. 18:20-21; 19; Ам. 5:12

16:50 Яр. 19:24

16:51 «Самарийә болса сениң гуналириңниң йеримидәкму гуна садир қилмиди..» — «Самарийә» мошу йәрдә «Шималий Падишаһлиқ»ни көрситиду. У Исраилниң он қәбилилик «Шималий Падишаһлиқ»иниң пайтәхти еди. Уларниң бутпәрәслиги түпәйлидин Худа Асурийә империйәсиниң вастиси билән миладийәдин илгәрки 722-жилда уларни җазалап сүргүн қилди.

16:52 «Сән әслидә өз ача-сиңлиңниң үстидин һөкүм қилғучи едиң;...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Сән ача-сиңлиңниң үстидин яхши бир һөкүм чиқарғучи болуп қалдиң;...» — демәк, «уларни өз қилмишлириңға селиштуруп, уларни адил дәп көрсәттиң». Бирақ 56-айәт бизниң тәрҗимимизни қоллайду, дәп қараймиз.

16:53 «мән уларни сүргүндин, йәни Содом һәм қизлирини сүргүндин.. чиқирип, ... әслигә кәлтүримән» — Содом шәһири әсли «Өлүк деңиз» бойида еди. «Өлүк деңиз»ниң әтрапидики шәһәрләр миладийәдин илгәрки 537-жилидин башлап қайтидин аһалилик болди. Содом шәһириниң өзиниң әсли дәл қәйәрдә екәнлигини билмәймиз. «... Самарийә һәм қизлирини сүргүндин чиқирип, шундақла уларниң арисиға сүргүн болғанлириңни чиқирип сүргүнлүкдин әслигә кәлтүримән» — бу бешарәт бәлким Парс императори Қорәшниң Бабил империйәси сүргүн қилған хәлиқләрни азат қилишлири билән (миладийәдин илгәрки 539-жили) қисмән башланған; кәлгүсидә толуқ әмәлгә ашурулиду, дәп ишинимиз: 37-бапта, «Йәһуда» вә «Исраил»ниң йеңидин «бир хәлиқ» болидиғанлиғи тоғрилиқ йәнә бир бешарәт бар.

16:54 «Шуниң билән уларға тәсәлли бәргиниңдә...» — бу тәсәлли болса әлләрниң қалғанлириниң Йәһуда вә Йерусалимға чүшүрүлгән җазани көрүп «биз яманлиқ қилдуқ, бирақ улар биздин техиму яман қилди, техиму еғир җазани көриду» дәп тапқан тәсәллиси болуши керәк.

16:56-57 «сиңлиң Содом ағзиңда сөз-чөчәк болған әмәсмиди?» — башқа бир хил тәрҗимиси: «сиңлиң Содомни һәтта тилиңға алмайттиң».

16:56-57 Йәш. 9:10-16

16:59 «Өз қилғанлириң, йәни ичкән қәсәмиңни кәмситип, әһдини бузғанлиғиң бойичә...» — «әһдә» шүбһисизки, Худа Муса пәйғәмбәр арқилиқ түзгән әһдә («Мис.» 19-20-бапни көрүң).

16:61 «...чүнки мошу ача-сиңиллириңни саңа қизлар сүпитидә тапшуримән; бирақ бу ишлар сениңдики әһдә түпәйлидин болмайду» — ахирқи заманда Исраил хәлқи көп әлләргә Худаниң йолини көрситидиған яхши бир үлгә болиду. Бу ишлар Муса пәйғәмбәр арқилиқ «кона әһдә» билән әмәс, бәлки Худаниң улар билән йеңи «мәңгүлүк әһдә»си билән болиду.