15
Үзүм тели тоғрилиқ тәмсил
Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
«И инсан оғли, үзүм тели яғичиниң башқа дәрәқ яғачлиридин немә артуқчилиғи бар, униң шехиниң ормандики дәрәқләр арисида немә алаһидилиги бар? Униңдин бирәр җабдуқни ясашқа материял алғанниң пайдиси барму? Униңдин чиниләрни асқидәк қозуқни ясиғили боламду? Мана, у отқа йеқилғу болғанда, от униң икки учини көйдүргәндә, оттурисиму йерим көйгәндә, әнди уни бирәр ишқа ишләткили боламду? Мана, у сақ болғанда, һеч қандақ ишқа ишләткили болмиған йәрдә, әнди от уни көйдүрүп йәп кәткәндә, уни бирәр ишқа ишләткили боламду?
Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән ормандики дәрәқләр арисидики үзүм телиниң яғичини отқа тапшурғинимдәк, Йерусалимда туруватқанларни отқа тапшуримән. Йүзүмни уларға қарши қилип қаритимән; улар бир оттин чиқса, башқа бир от уларни йәветиду. Өз йүзүмни уларға қарши болуп қаратқанда, силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр. Уларниң қилған вапасизлиқлири түпәйлидин мән зиминни вәйранә қилимән» — дәйду Рәб Пәрвәрдигар».«... Уларниң қилған вапасизлиқлири түпәйлидин Мән зиминни вәйранә қилимән» — бу бабтики «үзүм тели» дегән тәмсил үстидә «Қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.
 
 

15:8 «... Уларниң қилған вапасизлиқлири түпәйлидин Мән зиминни вәйранә қилимән» — бу бабтики «үзүм тели» дегән тәмсил үстидә «Қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.