31
Асурийә қандақ болған болса, Мисир шундақ болиду
Он биринчи жили, үчинчи айниң биринчи күнидә шундақ болдики, Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
И инсан оғли, Мисир падишаси Пирәвнгә вә униң топ-топ адәмлиригә мундақ дегин: — Әнди сән бүйүклүгүңдә ким сән билән тәң болалайду?«Әнди сән бүйүклүгүңдә ким сән билән тәң болалайду?» — Худаниң бу соали «Кимму сән билән тәң туралайду?» дегәнгә охшиғини билән, әмәлийәттә шундақ мәнидә әмәс. 3-14-айәтләрдин қариғанда, Худаниң Мисирға ейтқан сөзи «Сән Асурийәдин һеч бүйүк әмәссән, Асурийәгә охшаш йәрниң тегигичә төвән қилинисән» дегәнгә баравәр.
Мана, Асурийәму Ливандики бир кедир дәриғи еди; униң орманлиққа сайә бәргән гөзәл шахлири болуп, у интайин егиз бойлуқ еди; униң учи булутларға тақашқан еди; «Асурийәму Ливандики бир кедир дәриғи еди; униң орманлиққа сайә бәргән гөзәл шахлири болуп, у интайин егиз бойлуқ еди...» — Асурийә империйәси бу бешарәттин 25 жил илгири, йәни миладийәдин илгәрки 612-жили Бабил тәрипидин һалак болған.  Дан. 4:7 Сулар уни йоған қилип, чоңқур булақлар уни егиз қилип өстүргәнди; ериқлири униң түвидин, әтрапидин еқип өтәтти, улар өз өстәңлирини даладики барлиқ дәрәқләргичә әвәткән еди. Шуниң билән, у бихланған вақитта, мол сулар билән егизлиги барлиқ дәрәқләрдин егиз болған, униң шахлири көпәйгән вә шахчилири узун болған; асмандики барлиқ учар-қанатлар униң шахлирида угилиған, шахчилири астида даладики барлиқ җаниварлар балилиған; униң сайиси астида барлиқ улуқ әлләр яшиған.Дан. 4:9
Шундақ болуп униң шахлири кеңийип, у бүйүклүгидә гөзәлләшкән; чүнки униң йилтизлири мол суларға йәткән. Худаниң бағчисидики кедир дәрәқләрму уни тосалмайтти; қариғайлар униң шахлиридәк, чинар дәрәқлири униң шахчилиридәкму кәлмәйтти; Худаниң бағчисидики һеч қандақ дәрәқ гөзәлликтә униңға охшимайтти. Яр. 2:8 Мән уни шахлириниң көплүги билән гөзәл қилғанмән; Худаниң бағчисида болған барлиқ дәрәқләр, йәни Ерәмдики дәрәқләр униңдин һәсәт қилған еди.
10 Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Чүнки у өзини егиз көтирип, учини булутларға тақаштуруп узартқанлиғи, егизлигидин көңлиниң тәкәббурлашқанлиғи түпәйлидин, «Чүнки у өзини егиз көтирип, учини булутларға тақаштуруп узартқанлиғи, егизлигидин көңлиниң тәкәббурлашқанлиғи түпәйлидин, ...» — ибраний тилида бу айәтниң шәкли: «Чүнки сән өзүңни егиз көтәргәнлигиң түпәйлидин, учини булутларға тақаштуруп узартқанлиғи, егизлигидин көңлиниң тәкәббурлашқанлиғи түпәйлидин...».
Шуңа мүмкинчилиги барки, айәтниң биринчи җүмлиси (Сән... түпәйлидин..) Мисирға ейтилған. Бирақ җүмлә мошу айәттә түгимәйду; Мисирни көрсәткән болса пәқәт 18-айәткә кәлгәндә түгиши керәк. 11-18-айәтләр йәнила Асурийәгә ейтилған.
11 әнди Мән уни үзүл-кесил бир тәрәп қилишқа уни әлләрниң арисидики мустәбитниң қолиға тапшурдум; Мән уни рәзиллиги түпәйлидин һайдап чәткә қаққан едим. 12 Ят адәмләр, йәни әлләр арисидики әң вәһшиләр уни кесип ташлиди. Шахлири тағлар вә барлиқ җилғаларға жиқилип, униң шахчилири зиминдики барлиқ җираларға сундурулуп ятиду; йәр йүзидики хәлиқләр униң сайисидин чиқип униңдин нери кәтти. Әз. 28:7; 30:11 13 Униң жиқилған ғоли үстигә асмандики барлиқ учар-қанатлар қонуп яшайду; даладики барлиқ җаниварлар шахлири үстидә туриду.
14 Буниң мәхсити, сулардин суғирилидиған дәрәқләрниң һеч бири өзини егиз көтәрмисун, яки учини булутларға тақаштурмисун, яхши суғирилидиған дәрәқләрниң һеч бири ундақ егизликкә көтирилмисун үчүндур; чүнки уларниң һәммиси өлүмгә бекитилгән — йәрниң тегилиригә чүшүшкә бекитилгәнләрниң, өлидиған адәм балилириниң, һаңға чүшидиғанларниң қатаридидур.
15 — Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — У тәһтисараға чүшкән күнидә, Мән үниң үчүн бир матәм тутқузғанмән; чоңқур суларни етиветип униң булақ-ериқлирини тосувәткәнмән; шуниң билән униң улуқ сулири тизгинләнгән. Мән Ливанни униң үчүн қарилиқ кийгүздүм; униң үчүн даладики барлиқ дәрәқләр солишип кәтти. 16 Мән уни һаңға чүшидиғанлар билән биллә тәһтисараға ташливәткинимдә, униң жиқилған чағдики садаси билән әлләрни тәвритивәттим; шуниң билән Ерәм бағчисидики барлиқ дәрәқләр, Ливандики сәрхил вә әң есил дәрәқләр, яхши суғирилған һәммә дәрәқләр йәр тегилиридә туруп тәсәлли тапқан. «Мән уни һаңға чүшидиғанлар билән биллә тәһтисараға ташливәткинимдә... ... яхши суғирилған һәммә дәрәқләр йәр тегилиридә туруп тәсәлли тапқан» — демәк, Асурийә империйәсидин илгири ғулиған империйәләр Асурийәниң ғулап кетишигә қарап «Биздин улуқ болған империйәму дәрвәқә ғулиди» дәп тәсәлли тапиду.  Йәш. 14:9 17 Униң сайисидә турғанлар вә әлләр арисида уни қоллайдиғанлар униң билән тәң тәһтисараға, қилич билән өлтүрүлгәнләрниң йениға чүшкән.«Униң сайисидә турғанлар ... униң билән тәң тәһтисараға, қилич билән өлтүрүлгәнләрниң йениға чүшкән» — «...қилич билән өлтүрүлгәнләрниң йениға чүшкән» дегәнликниң мәнаси бәлким шуки, рәсмий дәпнә қилинмай тәһтисарада пәс дәп қаралған, яки болмиса тәһтисарада әң төвән җайда туридиған. Әһвалниң қандақ болушидин қәтъийнәзәр, Худа Пирәвн, Мисир вә қошунлириниң рәсмий дәпнә қилинмаслиғи арқилиқ, Өзиниң улардин рәнҗигәнлигини башқа әлләргә көрситиду.
18 Қени ейтә, Ерәм бағчисидики дәрәқләрниң қайсиси шан-шәрәп вә гөзәлликтә сән Мисирға тәң келәләйтти? Бирақ сәнму Ерәм бағчисидики дәрәқләр билән тәң йәр тегилиригә чүшүрүлисән; сән хәтнә қилинмиғанлар арисида, қилич билән өлтүрүлгәнләр билән биллә ятисән; мана бу Пирәвн вә униң топ-топ адәмлириниң һәммисиниң несивисидур, дәйду Рәб Пәрвәрдигар.«Қени ейтә, Ерәм бағчисидики дәрәқләрниң қайсиси шан-шәрәп вә гөзәлликтә сән Мисирға тәң келәләйтти? ....Мана бу Пирәвн вә униң топ-топ адәмлириниң һәммисиниң несивисидур» — бешарәтниң бу әң ахирқи җүмлиси, йәни 18-айәт Мисир вә падишаси Пирәвнгә ейтилиду. Илгәрки 2-17-айәтләрниң һәммиси Асурийә империйәсиниң әһвалини тәсвирләйду; Мисирниң ақивити уларниңкигә охшаш болиду.  Әз. 28:10
 
 

31:2 «Әнди сән бүйүклүгүңдә ким сән билән тәң болалайду?» — Худаниң бу соали «Кимму сән билән тәң туралайду?» дегәнгә охшиғини билән, әмәлийәттә шундақ мәнидә әмәс. 3-14-айәтләрдин қариғанда, Худаниң Мисирға ейтқан сөзи «Сән Асурийәдин һеч бүйүк әмәссән, Асурийәгә охшаш йәрниң тегигичә төвән қилинисән» дегәнгә баравәр.

31:3 «Асурийәму Ливандики бир кедир дәриғи еди; униң орманлиққа сайә бәргән гөзәл шахлири болуп, у интайин егиз бойлуқ еди...» — Асурийә империйәси бу бешарәттин 25 жил илгири, йәни миладийәдин илгәрки 612-жили Бабил тәрипидин һалак болған.

31:3 Дан. 4:7

31:6 Дан. 4:9

31:8 Яр. 2:8

31:10 «Чүнки у өзини егиз көтирип, учини булутларға тақаштуруп узартқанлиғи, егизлигидин көңлиниң тәкәббурлашқанлиғи түпәйлидин, ...» — ибраний тилида бу айәтниң шәкли: «Чүнки сән өзүңни егиз көтәргәнлигиң түпәйлидин, учини булутларға тақаштуруп узартқанлиғи, егизлигидин көңлиниң тәкәббурлашқанлиғи түпәйлидин...». Шуңа мүмкинчилиги барки, айәтниң биринчи җүмлиси (Сән... түпәйлидин..) Мисирға ейтилған. Бирақ җүмлә мошу айәттә түгимәйду; Мисирни көрсәткән болса пәқәт 18-айәткә кәлгәндә түгиши керәк. 11-18-айәтләр йәнила Асурийәгә ейтилған.

31:12 Әз. 28:7; 30:11

31:16 «Мән уни һаңға чүшидиғанлар билән биллә тәһтисараға ташливәткинимдә... ... яхши суғирилған һәммә дәрәқләр йәр тегилиридә туруп тәсәлли тапқан» — демәк, Асурийә империйәсидин илгири ғулиған империйәләр Асурийәниң ғулап кетишигә қарап «Биздин улуқ болған империйәму дәрвәқә ғулиди» дәп тәсәлли тапиду.

31:16 Йәш. 14:9

31:17 «Униң сайисидә турғанлар ... униң билән тәң тәһтисараға, қилич билән өлтүрүлгәнләрниң йениға чүшкән» — «...қилич билән өлтүрүлгәнләрниң йениға чүшкән» дегәнликниң мәнаси бәлким шуки, рәсмий дәпнә қилинмай тәһтисарада пәс дәп қаралған, яки болмиса тәһтисарада әң төвән җайда туридиған. Әһвалниң қандақ болушидин қәтъийнәзәр, Худа Пирәвн, Мисир вә қошунлириниң рәсмий дәпнә қилинмаслиғи арқилиқ, Өзиниң улардин рәнҗигәнлигини башқа әлләргә көрситиду.

31:18 «Қени ейтә, Ерәм бағчисидики дәрәқләрниң қайсиси шан-шәрәп вә гөзәлликтә сән Мисирға тәң келәләйтти? ....Мана бу Пирәвн вә униң топ-топ адәмлириниң һәммисиниң несивисидур» — бешарәтниң бу әң ахирқи җүмлиси, йәни 18-айәт Мисир вә падишаси Пирәвнгә ейтилиду. Илгәрки 2-17-айәтләрниң һәммиси Асурийә империйәсиниң әһвалини тәсвирләйду; Мисирниң ақивити уларниңкигә охшаш болиду.

31:18 Әз. 28:10