30
Мисир тоғрилиқ ейтилған мәрсийә
Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
И инсан оғли, бешарәт берип: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Силәр дад-пәряд селип: «Вай шу күни!» — дәңлар!» — дегин.
Чүнки күн йеқинлашти; бәрһәқ, Пәрвәрдигарниң күни, булутлар қапланған күн йеқинлашти; у әлләрниң бешиға чүшидиған күндур. «Пәрвәрдигарниң күни» — адәттә ахирқи замандики, һәр әл-милләтни басқан азап-оқубәтлик күнләрни көрситиду. Мошу йәрдә «Пәрвәрдигарниң күни» бәлким һәм йеқин ариға болидиған вә жирақ кәлгүсидә болидиған (ахирқи замандики) ишларниму көрситиду. Шуниң билән бир қилич Мисир үстигә чүшиду; өлтүрүлгәнләр Мисирда жиқилғанда, униң зор байлиқлири булинип кәткәндә, униң һуллири өрүлүп чүшкәндә, Ефиопийәликләр дәрд-әләм тартиду.
Ефиопийә, Пут, Луд, барлиқ Әрәбийә, Ливийә вә әһдә қилинған зиминдикиләрму Мисир билән биллә қиличлиниду.«барлиқ Әрәбийә» — яки, «арилишип кәткән топ-топ адәмләр». «Ливийә» — (яки «Либя») ибраний тилида «Лубийлар». Бәзи көчүрмиләрдә «Қубдикиләр» дейилиду. Адәттә «Пут» Ливийәни көрситиду. «әһдә қилинған зиминдикиләр» — бәлким (Худаниң йолйоруқлириға хилап) Мисирға қечип кәткән Йәһудийларни көрситиши мүмкин («Йәр.» 44-бапни көрүң).
Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мисирни қоллайдиғанлар жиқилиду; униң күчидин болған пәхри йәргә чүшиду; Мигдолдин Сәһвәнгичә болған хәлиқ қиличлиниду, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
— Улар вәйран қилинған зиминлар арисида вәйран қилиниду; униң шәһәрлири харабә қилинған шәһәрләр арисида ятиду. Шуниң билән, Мән Мисирға от салғинимда, униң ярдимидә болғанлар сундурулғанда, улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду; Шу күни әлчиләр Ефиопийәни қорқитиш үчүн кемиләрдә олтирип мәндин чиқиду; Мисирниң бешиға чүшкән күндәк уларғиму азап-оқубәт чүшиду; мана, у келиватиду!
10 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән йәнә Мисирниң топ-топ адәмлирини Бабил падишаси Небоқаднәсарниң қоли билән түгитимән. «Мән йәнә Мисирниң топ-топ адәмлирини Бабил падишаси Небоқаднәсарниң қоли билән түгитимән» — мошу айәттики «йәнә» бешарәтниң һәм йеқин арини (Небоқаднәсар арқилиқ) һәм жирақ кәлгүсини (ахирқи заманларни)му көрситидиғанлиғини испатлайду. 11 У вә униң билән кәлгән хәлқи, йәни әлләрниң арисидики әң дәһшәтлиги зиминни һалак қилишқа елип келиниду; улар Мисир билән қаршилишқа қиличларни суғуруп, зиминни өлтүрүлгәнләр билән толдуриду.«У (Небоқаднәсар) ... елип келиниду» — демәк, Небоқаднәсарниң таҗавуз қилип келиши Худаниң орунлаштурушидур.  Әз. 28:7
12 Мән Нил дәриялирини қурутимән,
Вә зиминни рәзил адәмләрниң қолиға сетиветимән;
Зимин вә униңда турған һәммини ят адәмләрниң қолида вәйранә қилимән; Мәнки Пәрвәрдигар шундақ сөз қилған».
13 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән Ноф шәһиридин бутларни йоқитимән, ойған мәбудларниму йоқитимән; Мисир зиминидин қайтидин шаһзадә болмас; Мән Мисир зиминини қорқунучқа чүшүримән. «Ноф шәһири» — һазирқи Мәмфис шәһири. 14 Мән Патрос шәһирини вәйранә қилип, Зоан шәһиридә от салимән, Но шәһири үстидин һөкүм чиқирип җазалаймән. «Но шәһири» — һазирқи Тебес шәһири. 15 Мисирниң истиһками болған Син шәһириниң үстигә қәһримни төкимән; Но шәһириниң топ-топ адәмлирини қириветимән.
16 Мән Мисирда бир от салимән; Син азаплардин толғинип кетиду; Но шәһири бөсүлиду, Ноф шәһири һәр күни явларға йүзлиниду. 17 Авән вә Пибәсәт шәһәрлиридики жигитләр қиличлиниду; бу шәһәрләр сүргүн қилиниду. 18 Мениң шу йәрдә Мисирниң боюнтуруқлирини сундурғинимда, Таһпанәс шәһиридә күн қараңғулишиду; униңда өз күчидин болған пәхри йоқилиду; бир булут уни қаплайду; униң қизлири сүргүн қилиниду.
19 Мән шундақ қилип Мисир үстидин һөкүм чиқирип җазалаймән; вә шулар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду».
 
Пирәвн тоғрилиқ йәнә бир бешарәт
20 Он биринчи жили, биринчи айниң йәттинчи күнидә шундақ болдики, Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
21 И инсан оғли, Мән Мисир падишаси Пирәвнниң билигини сундурдум; вә мана, у давалинишқа теңилмиди, яки қилич тутушқа теңиқ билән күчәйтилмиди.«...Мән Мисир падишаси Пирәвнниң билигини сундурдум; вә мана, у ... қилич тутушқа теңиқ билән күчәйтилмиди» — бу бешарәт бәлким «Йәр.» 37:1-10-айәтләрдә тәсвирләнгән вақиәни көрситиду. Хофна Пирәвнниң қошунлири Йерусалимни муһасиригә алған Бабил қошуниға қарши җәңгә чиққанда, мәғлубийәткә учрап Мисирға чекингән.
22 — Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мана, Мән Мисир падишаси Пирәвнгә қаршимән; Мән униң биләклирини, һәм күчлүк болғинини һәм сундурулған билигини үзүветимән; шуниң билән қиличини қолидин чүшүрмән; 23 Мисирлиқларни әлләргә тарқитиветимән, мәмликәтләр арисиға таритимән. 24 Мән Бабил падишасиниң қолини күчәйтип, қиличимни униң қолиға тутқузимән; Мән Пирәвнниң биләклирини сундуримәнки, у Бабил падишаси алдида әҗили тошқан яриланған адәмдәк аһ-зарлар билән иңрайду.
25 Мән Бабил падишасиниң биләклирини күчәйтимән, вә Пирәвнниң биләклири саңгилап қалиду; Мән Өз қиличимни Бабил падишасиниң қолиға тутқузғинимда, у уни Мисир зимини үстигә созғинида, улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлимни тонуп йетиду; 26 вә Мән Мисирлиқларни әлләр арисиға тарқитимән, мәмликәтләр ичигә таритимән; вә улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлимни тонуп йетиду».
 
 

30:3 «Пәрвәрдигарниң күни» — адәттә ахирқи замандики, һәр әл-милләтни басқан азап-оқубәтлик күнләрни көрситиду. Мошу йәрдә «Пәрвәрдигарниң күни» бәлким һәм йеқин ариға болидиған вә жирақ кәлгүсидә болидиған (ахирқи замандики) ишларниму көрситиду.

30:5 «барлиқ Әрәбийә» — яки, «арилишип кәткән топ-топ адәмләр». «Ливийә» — (яки «Либя») ибраний тилида «Лубийлар». Бәзи көчүрмиләрдә «Қубдикиләр» дейилиду. Адәттә «Пут» Ливийәни көрситиду. «әһдә қилинған зиминдикиләр» — бәлким (Худаниң йолйоруқлириға хилап) Мисирға қечип кәткән Йәһудийларни көрситиши мүмкин («Йәр.» 44-бапни көрүң).

30:10 «Мән йәнә Мисирниң топ-топ адәмлирини Бабил падишаси Небоқаднәсарниң қоли билән түгитимән» — мошу айәттики «йәнә» бешарәтниң һәм йеқин арини (Небоқаднәсар арқилиқ) һәм жирақ кәлгүсини (ахирқи заманларни)му көрситидиғанлиғини испатлайду.

30:11 «У (Небоқаднәсар) ... елип келиниду» — демәк, Небоқаднәсарниң таҗавуз қилип келиши Худаниң орунлаштурушидур.

30:11 Әз. 28:7

30:13 «Ноф шәһири» — һазирқи Мәмфис шәһири.

30:14 «Но шәһири» — һазирқи Тебес шәһири.

30:21 «...Мән Мисир падишаси Пирәвнниң билигини сундурдум; вә мана, у ... қилич тутушқа теңиқ билән күчәйтилмиди» — бу бешарәт бәлким «Йәр.» 37:1-10-айәтләрдә тәсвирләнгән вақиәни көрситиду. Хофна Пирәвнниң қошунлири Йерусалимни муһасиригә алған Бабил қошуниға қарши җәңгә чиққанда, мәғлубийәткә учрап Мисирға чекингән.