Башқа бир хил тәрҗимиси «У (Рәб) силәрни рәзилликтин сақлайду». ■Юһ. 17:15; 1Тес. 5:24.
□3:1 «... биз үчүн дуа қилиңларки, Рәбниң сөзи худди силәргә йәткән чағдикигә охшаш, (һәр қандақ йәрдә) тез тарқалсун вә шан-шәрәплик дәп улуқлансун» — «тез тарқалсун» грек тилида «жүгүрсун» дегән сөз билән ипадилиниду.
■3:1 Мат. 9:38; Әф. 6:19; Кол. 4:3.
□3:3 «У (Рәб) силәрни мустәһкәм қилиду һәм рәзил болғучидин сақлайду» — «рәзил болғучи» Шәйтан, Иблис. Башқа бир хил тәрҗимиси «У (Рәб) силәрни рәзилликтин сақлайду».
□3:5 «Әнди Рәб қәлбиңларни Худаниң меһир-муһәббитигә һәм Мәсиһниң сәвир-чидамлиғиға чөмкәшкә йетәклигәй» — «Худаниң меһир-муһәббити» авал Униң бизгә болған муһәббити, андин бизниң Униңға болған муһәббитимиз; «Мәсиһниң сәвир-чидамлиғи» авал Мәсиһниң Өзиниң сәвир-чидамлиғи, андин бизниң Униңда вә Униң үчүн сәвир-чидамлиқ болушимиз.
□3:6 «Әнди қериндашлар, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң намида шуни тапилаймизки, биздин алған тәлимләргә риайә қилмай, тәртипсиз жүргәнләрдин өзүңларни нери тутуңлар» — «тәртипсиз жүргәнләр» кейинки айәтләрдин ениқки, «бекар тәләпләр»ни көрситиду.
■3:6 1Кор. 5:11; 2Тес. 2:15; 3:14; Тит. 3:10.
■3:7 1Кор. 11:1; 1Тес. 1:6, 7; 2Тес. 2:10.
■3:8 Рос. 18:3; 20:34; 1Кор. 4:12; 2Кор. 11:9; 12:13; 1Тес. 2:9.
■3:9 1Кор. 4:16; 9:3, 6; 11:1; Фил. 3:17; 1Тес. 1:6; 2:9.
□3:11 «Чүнки биз араңларда бәзиләрниң тәртипсиз лағайлап, һеч ишлимәй башқиларниң ишлириға арилишип жүридиғанлиғини аңлидуқ» — грек тилида расул Павлус чақчақ қилип: «... һеч иш қилмайдә, лекин һәртәрәптә башқиларниң ишлирида болғанлиғини аңлидуқ» дәйду.
□3:12 «Биз мошундақларға Рәб Әйса Мәсиһдә шундақ буйруймиз вә улардин өтүнүп сораймизки...» — «мошундақлар» — демәк, 11-айәттики «тәртипсиз лағайлап, һеч ишлимәй башқиларниң ишлириға арилишип жүридиғанлар». «Кириш сөз»имизниму көрүң.
■3:14 Мат. 18:17; 1Кор. 5:9; 2Тес. 3:6.
□3:16 «Хатирҗәмлик Егиси болған Рәб һәр вақит һәр йолда шәхсән силәргә хатирҗәмлик ата қилғай» — «Хатирҗәмлик Егиси болған Рәб» грек тилида: «Хатирҗәмликниң Рәбби» яки «Хатирҗәмлик бәргүчи Рәб» — демәк, хатирҗәмлик бәргүчи һәм Өзи һәрдайим хатирҗәмликтә турғучи Рәбдур.
■3:16 Рим. 15:33; 16:20; 1Кор. 14:33; 2Кор. 13:11; Фил. 4:9; 1Тес. 5:23.
□3:17 «Мәнки Павлус бу ахирқи салимимни өз қолум билән яздим. Бу, мениң һәммә хәтлиримниң өзигә хас бәлгүсидур. Мана бу мениң өз қәлимимдур» — Павлусниң һәр бир хетидики бир нәччә қурни өз қәлими билән йезиш адити бар еди; бу, башқиларниң өзиниң намида сахта хәтләрни йезишниң алдини елиши үчүн еди. Өзиниң көзи аҗиз болғачқа, хәтлирини адәттә катипқа яздуратти. («Галатиялиқларға»дики «кириш сөз»имизни һәм 6:11дики изаһатни көрүң.