Самуил «2»
1
Саул вә Йонатан үчүн һәсрәт чекиш
Саул өлгәндин кейин, Давут Амаләкләрни қирғин қилип йенип кәлгәндә, у Зиклагда икки күн турди. 1Сам. 30:17 Үчинчи күни шундақ болдики, мана Саулниң ләшкәргаһидин кийими житиқ вә бешиға топа-чаң чачқан бир адәм кәлди. У Давутниң қешиға кәлгәндә, йәргә жиқилип баш урди.
Давут униңдин: Нәдин кәлдиң? дәп сориди. У җавап берип: Исраилниң ләшкәргаһидин қечип кәлдим — деди.
Давут униңдин: Иш қандақ болди? Маңа дәп бәргин, деди. У: Хәлиқ җәңдин қачти, хәлиқтин бәк җиқ киши соқушта өлди. Саул билән оғли Йонатанму өлди, — деди.
Давут хәвәр елип кәлгән жигиттин: Саул билән оғли Йонатанниң өлгинини қандақ билдиң? — дәп сориди.
Униңға хәвәр бәргән жигит: Мән тәсадипий Гилбоа теғиға чиққан едим, мана Саул нәйзигә йөлинип турупту; җәң һарвулири вә атлиқлар униңға һуҗум қилип уни қоғлавататти. У кәйнигә қарап мени көрүп чақирди. Мән «Мана мән», дедим.
У: Өзүң ким болисән, дәп мәндин соривиди, мән Амаләкләрдинмән, дедим.
У йәнә маңа: Үстүмдә туруп мени өлтүрүвәткин; гәрчә җеним мәндә болсиму, мән бәк азаплинип кетиватимән — деди. «мән бәк азаплинип кетиватимән» — яки «мениң бешим айлиниватиду».
10  Шуңа мән униң үстидә туруп, уни өлтүрдүм, чүнки, у шу һалда жиқилсила, тирик қалмайдиғанлиғини биләттим. Андин бешидики таҗни вә билигидики биләйүзүкни елип мошу йәргә ғоҗамға елип кәлдим, — деди.«Шуңа мән униң үстидә туруп, уни өлтүрдүм, ... андин ... таҗни вә ... биләйүзүкни елип ... ғоҗамға елип кәлдим» — «1Сам.» 30-баптики тәпсилатларға қариғанда, бу жигитниң дегәнлириниң һәммиси ялған, Давуттин мәлум инъам яки мәртивигә еришиш мәхситидә ейтқан болса керәк; лекин ялғанчилиғи өзиниң һаятиға замин болиду.
11  Шуан Давут өз кийимлирини житип, тилма-тилма қиливәтти; униң билән болған барлиқ адәмләрму һәм шундақ қилди. 2Сам. 3:31; 13:31 12  Улар Саул билән оғли Йонатан үчүн, Пәрвәрдигарниң хәлқи үчүн, шундақла Исраилниң җәмәти үчүн матәм тутуп аһ-зар көтирип кәчкичә роза тутти; чүнки улар қилич астида жиқилип қаза қилған еди.
13  Давут униң өзигә хәвәр бәргән жигиттин: Қәйәрдин сән? — дәп сориди. У: Мән бир Амаләк мусапирниң оғлимән — деди.
14  Давут униңға: Сән қандақму Пәрвәрдигарниң мәсиһ қилғинини һалак қилишқа қолуңни созуштин қорқмидиң? — деди.«Пәрвәрдигарниң мәсиһ қилғини» — Худа бекиткән падисаһ, демәкчи. «Тәбирләр»ни көрүң.
15  Андин Давут өз ғуламлиридин бирини чақирип униңға: Буяққа кәл, униңға етилип берип, уни өлтүргин — дәп буйруди. Шуниң билән у уни урувиди, Амаләк өлди.
16  Давут униңға: Қан қәрзиң бешиңға чүшсун! Чүнки өз ағзиң Пәрвәрдигарниң мәсиһ қилғинини өлтүргиниңгә гувалиқ берип әйиплиди, — деди.
17  Шуниң билән Давут Саул билән оғли Йонатан үчүн матәм тутуп мундақ бир нәзмә оқуди 18  (у «Оқя» дәп аталған бу нәзмини пүткүл Йәһуда хәлқигә үгитиңлар, дәп буйруди. Дәрвәқә у «Яшар» дегән китапта пүтүлгән еди): — «Дәрвәқә у «Яшар» дегән китапта пүтүлгән еди» — мошу йәрдә «у» «Оқя» дәп аталған нәзминиң өзини яки Давутниң бу нәзмини үгәткәнлигини көрситиду. «Оқя» дегән нәзмә болса бәлким төвәндики 19-27-айәттики мәрсийәни көрситиши мүмкин. ««Яшар» дегән китап» — һазир йоқилип кәткән қедимки бир китап («Йә.» 10:12-13ни көрүң).  Йә. 10:13
19 — И Исраил, сениң гөзәл әзизиң жуқури җайлириңда қирғин болуп ятиду!
Палванлар шундақ дәһшәтлик жиқилдиғу!? «сениң гөзәл әзизиң» — ибраний тилида «сениң гүзилиң». Бу Исраилниң пәзиләтлик қәһриманлири болған Саул вә Йонатанни көрситиду.
20  Гат шәһиридә бу хәвәрни бәрмәңлар,
Ашкелонниң кочилирида уни елан қилмаңлар,
Филистийиниң қизлири шатланмисун,
Хәтнисизләрниң қизлири тәнтәнә қилмисун! Мик. 1:10
21  И Гилбоа тағлири, үстүңларға нә шәбнәм болмисун, нә ямғур чүшмисун,
Нә силәрдә көтирилмә һәдийәләр үчүн һосул беридиған етизлар йәнә көрүнмисун!
Чүнки у йәрдә палванларниң қалқини булғанди;
Саулниң қалқини яғ билән сүрүлмәйдиған болди.«И Гилбоа тағлири, үстүңларға нә шәбнәм болмисун, нә ямғур чүшмисун,... һосул беридиған етизлар йәнә көрүнмисун!» — Саул вә Йонатан Гилбоа тағлири үстидә жиқилип өлгән еди. «палванларниң қалқини булғанди» — яки «палванларниң қалқини һақарәт қилинди» яки «палванларниң қалқини ләнәтлик нәрсидәк ташланди». «Саулниң қалқини яғ билән сүрүлмәйдиған» — кона заманларда җәңчиләр қалқанниң териси (қалқанниң бир қисмиға терә ишлитәтти) қуруп йерилип кәтмисун дәп, қалқанларға май сүрәтти. Мошу йәрдә «сүрүш» ибраний тилида «мәсиһ қилиш» билән ипадилиниду.
22  Қирилидиғанларниң қенини төкмәй,
Палванларниң тенидики йеғини чапмай,
Йонатанниң оқяси һеч қачан җәңдин янған әмәс,
Саулниң қиличи һеч қачан қиниға қайтқан әмәс.
23  Саул билән Йонатан һаят вақтида сөйүмлүк һәм йеқимлиқ еди,
Улар өлүмидиму бир-биридин айрилмиди;
Улар бүркүтләрдин чаққан, ширлардин күчлүк еди.
24  И Исраил қизлири, Саул үчүн жиғлаңлар,
У силәрни безәп қизғуч кийимләрни кийдүрүп,
Кийимлириңларни алтун зибу-зиннәт билән зиннәтлигән еди.«У силәрни безәп қизғуч кийимләрни кийдүрүп...» — қизил яки қизғуч рәхт интайин қиммәтлик еди.
25  Палванлар кәскин җәңдә шундақ дәһшәтлик жиқилдиғу!?
Йонатан жуқури җайлириңда қирғин болуп ятиду!
26  Сән үчүн һәсрәттә қалдим, и иним Йонатан! Маңа шунчә сөйүмлүк едиң!
Маңа болған муһәббитиң қалтис еди,
Һәтта қиз-аялларниң муһәббитидин артуқ еди. «Маңа болған муһәббитиң қалтис еди» — «қалтис» яки «карамәт» дегән бу сөз ибраний тилида адәттә Худаға хас болған хусусийәтләрни көрситиду.
27  Палванлар шундақ дәһшәтлик жиқилдиғу!
Җәң қураллири шундақ дәһшәтлик вәйран қилиндиғу!»
 
 

1:1 1Сам. 30:17

1:9 «мән бәк азаплинип кетиватимән» — яки «мениң бешим айлиниватиду».

1:10 «Шуңа мән униң үстидә туруп, уни өлтүрдүм, ... андин ... таҗни вә ... биләйүзүкни елип ... ғоҗамға елип кәлдим» — «1Сам.» 30-баптики тәпсилатларға қариғанда, бу жигитниң дегәнлириниң һәммиси ялған, Давуттин мәлум инъам яки мәртивигә еришиш мәхситидә ейтқан болса керәк; лекин ялғанчилиғи өзиниң һаятиға замин болиду.

1:11 2Сам. 3:31; 13:31

1:14 «Пәрвәрдигарниң мәсиһ қилғини» — Худа бекиткән падисаһ, демәкчи. «Тәбирләр»ни көрүң.

1:18 «Дәрвәқә у «Яшар» дегән китапта пүтүлгән еди» — мошу йәрдә «у» «Оқя» дәп аталған нәзминиң өзини яки Давутниң бу нәзмини үгәткәнлигини көрситиду. «Оқя» дегән нәзмә болса бәлким төвәндики 19-27-айәттики мәрсийәни көрситиши мүмкин. ««Яшар» дегән китап» — һазир йоқилип кәткән қедимки бир китап («Йә.» 10:12-13ни көрүң).

1:18 Йә. 10:13

1:19 «сениң гөзәл әзизиң» — ибраний тилида «сениң гүзилиң». Бу Исраилниң пәзиләтлик қәһриманлири болған Саул вә Йонатанни көрситиду.

1:20 Мик. 1:10

1:21 «И Гилбоа тағлири, үстүңларға нә шәбнәм болмисун, нә ямғур чүшмисун,... һосул беридиған етизлар йәнә көрүнмисун!» — Саул вә Йонатан Гилбоа тағлири үстидә жиқилип өлгән еди. «палванларниң қалқини булғанди» — яки «палванларниң қалқини һақарәт қилинди» яки «палванларниң қалқини ләнәтлик нәрсидәк ташланди». «Саулниң қалқини яғ билән сүрүлмәйдиған» — кона заманларда җәңчиләр қалқанниң териси (қалқанниң бир қисмиға терә ишлитәтти) қуруп йерилип кәтмисун дәп, қалқанларға май сүрәтти. Мошу йәрдә «сүрүш» ибраний тилида «мәсиһ қилиш» билән ипадилиниду.

1:24 «У силәрни безәп қизғуч кийимләрни кийдүрүп...» — қизил яки қизғуч рәхт интайин қиммәтлик еди.

1:26 «Маңа болған муһәббитиң қалтис еди» — «қалтис» яки «карамәт» дегән бу сөз ибраний тилида адәттә Худаға хас болған хусусийәтләрни көрситиду.