2
Давут Мәсиһ қилинип падиша болиду
Андин кейин Давут Пәрвәрдигардин йол сорап: Йәһуда шәһәрлириниң биригә чиқайму? деди; Пәрвәрдигар униңға: — Чиққин, деди. Давут, нәгә чиқай? — дәп соривиди, У: Һебронға чиққин — деди.
Шуниң билән Давут икки аяли билән, йәни Йизрәәллик Аһиноам вә әсли Кармәллик Набалниң аяли болған Абигаил билән у йәргә чиқти. Давут униң билән биргә болған адәмләрниң һәр бирини һәм уларниң һәр бири өз өйидикиләрни у йәргә елип чиқти; улар Һебронниң шәһәрлиридә олтирақлашти. Йәһуданиң адәмлириму у йәргә келип Давутни Йәһуда җәмәтигә падиша болушқа мәсиһ қилди. Давутқа Саулни дәпнә қилғанлар Ябәш-Гилеадтикиләр, дәп хәвәр берилди; Давут Ябәш-Гилеадтикиләргә әлчиләр әвәтип уларға: — «Ғоҗаңлар болған Саулға шундақ яхшилиқ қилип, уни дәпнә қилғиниңлар үчүн Пәрвәрдигар силәргә бәхит-бәрикәт ата қилғай. Пәрвәрдигар силәргиму меһриванлиқ вә өз вапалиқини көрсәткәй; силәр бундақ қилғиниңлар үчүн мәнму бу яхшилиғиңларни силәргә қайтуримән. Әнди һазир ғәйрәтлик болуңлар; чүнки ғоҗаңлар Саул өлди, Йәһуда җәмәти мени мәсиһ қилип, өзлиригә падиша қилди» — дәп хәвәр йәткүзди.
 
Давутниң қошуни Саулниң қошуни билән соқушиду
Амма Саулниң қошуниниң сәрдари Нәрниң оғли Абнәр Саулниң уғли Ишбошәтни Маһанаимға елип берип, уни Гилеадқа, Гәшурийларға, Йизрәәлгә, Әфраимға, Биняминға вә шундақла пүткүл Исраилға падиша қилди. «Гәшурийларға» — яки «Ашурлар (Асурийәликләр)». «...пүткүл Исраилға падиша қилди» — мошу йәрдә «пүткүл Исраил» асасән Исраилниң шималий вә шәрқий тәрәплири, йәни он бир қәбилини көрситиду. Давут болса Йәһуда қәбилисигә падиша болди. 10  Саулниң оғли Ишбошәт падиша болғанда қириқ яшқа киргән еди. У Исраилниң үстидә икки жил сәлтәнәт қилди. Һалбуки, Йәһуда җәмәти Давутқа әгишәтти. 11  Давутниң Һебронда Йәһуда җәмәти үстидә сәлтәнәт қилған вақти йәттә жил алтә ай болди.2Сам. 5:5; 1Пад. 2:11
12 Бир күни Нәрниң оғли Абнәр Саулниң оғли Ишбошәтниң адәмлири билән Маһанаимдин чиқип Гибеонға барди. «Ишбошәтниң адәмлири» — ибраний тилида «Ишбошәтниң хизмәткарлири» — мошу йәрдә шүбһисизки, әскәрлирини көрситиду. 13  Шу чағда Зәруияниң оғли Йоаб билән Давутниң адәмлири чиқип улар билән Гибеондики көлниң йенида учрашти. Улардин бир тәрәп көлниң у йеқида, йәнә бир тәрәп көлниң бу йеқида олтарди. 14  Абнәр Йоабқа: Жигитләр қопуп алдимизда елишип ойнисун — деди. Йоаб: Қопсун — деди.«Жигитләр қопуп алдимизда елишип ойнисун» — әмәлийәттә болса бу «оюн» әмәс, бәлки мусабиқә характеридики соқушуш. Икки тәрәптин бәлгүләнгән адәмләр оттуриға чиқиду, бир тәрәп қарши тәрәпниң адимини пүтүнләй ятқузувәтсә, шу тәрәп ғәлибә қилған болуп «оюн» ахирлишиду. Лекин бу қетим бир тәрәп ениқ ғәлибә қилмиған болғачқа, «оюн» ахир берип икки қошунниң чоң соқушиға айланди.
15  Улар бекитилгән сан бойичә Бинямин билән Саулниң оғли Ишбошәт тәрәптин он икки киши вә Давутниң адәмлиридин он икки киши чиқип оттуриға өтти. 16  Улар бир-бириниң бешини қамаллап тутуп һәр бири рәқибиниң биқиниға қиличи билән санҗишти, һәммиси жиқилип өлди. Шуниң билән у йәр «Қилич бислириниң етизи» дәп аталди; у Гибеондидур.«Қилич бислириниң етизи» — яки «чақмақ ташлири етизи». Ибраний тилида: «Һәлқут-Һаззурим».
17  У күндики болған соқушуш интайин әшәддий болди; Абнәр билән Исраилниң адәмлири Давутниң адәмлири тәрипидин мәғлуп қилинди.
18  Шу йәрдә Зәруияниң оғуллири Йоаб, Абишай вә Асаһәл дегән үчәйлән бар еди. Асаһәл худди даладики җәрәндәк чаққан еди. 19  Асаһәл Абнәрниң кәйидин қоғлап жүгүрди; Абнәргә әгишип оңға яки солға бурулмай тап бесип қоғлиди. 20  Абнәр кәйнигә қарап: Сән Асаһәлмусән? — дәп сориди. У: — Шундақ, мән шу, дәп җавап бәрди.
21  Абнәр униңға: Я оңға я солға бурулуп жигитләрниң биригә һуҗум қилип униң яриғини өзүңгә тартивалғин, деди. Лекин Асаһәл уни қоғлаштин бурулушқа унимиди.
22  Абнәр Асаһәлгә йәнә: Мени әнди қоғлимай бурулуп кәткин; мән сени немә дәп уруп жиқитқидәкмән? Ундақ қилсам акаң Йоабниң алдида қандақму йүзүмни көтириләймән? — деди. «мән сени немә дәп уруп жиқитқидәкмән» — мошу йәрдә «уруп жиқитиш» өлтүрүшни билдүриду.
23  Лекин Асаһәл йәнила қоғлаштин тохтимиди; шуниң билән Абнәр нәйзисиниң тутқучини униң қосиғиға тиқивәтти. Нәйзә дүмбисини тишип чиқти; у шу йәрдә жиқилип өлди. Шундақ болдики, Асаһәл жиқилип өлгән йәргә һазир келидиған һәр бир кишиләр у йәрдә тохтап қалиду.«Асаһәл ... өлгән йәргә һазир келидиған һәр бир кишиләр у йәрдә тохтап қалиду» — демәк, Асаһәлниң һөримити үчүн тохтайду. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Асаһәл жиқилип өлгән йәргә кәлгән һәр бир кишиләр у йәрдә тохтап қалди».
24  Шуниң билән Йоаб билән Абишай Абнәрни қоғлашти. Күн патқанда улар Гибеонниң чөлигә маңидиған йолниң бойиға, Гиаһ йезисиниң удулидики Аммаһ едирлиғиға йетип кәлди; 25  Биняминлар болса Абнәрниң кәйнидә қошундәк сәп болуп, бир дөң төписигә чиқип турди. 26  Абнәр Йоабни чақирип: Қилич дайим адәмләрни йәп туруши керәкму? Бу ишларниң ақивити пәқәт өч-адавәттин ибарәт болидиғанлиғини билмәмсән? Сән қачанғичә хәлиқләргә: «Қериндашлириңларни қоғлаштин тохтаңлар» дәп буйрумай туриверисән?
27  Йоаб: Худаниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, әгәр сән мошу сөзни қилмиған болсаң, көпчиликниң һеч бири қериндашлирини қоғлаштин әтигәнгичиму янмайтти — деди.
28  Буниң билән Йоаб канай чалди; һәммә Йәһудалар шуан тохтиди вә қайта Исраилни қоғлимиди, улар билән қайта җәң қилишмиди. 29  Абнәр билән адәмлири болса кечичә меңип, Арабаһ түзләңлигидин чиқип, Иордан дәриясидин өтүп Битрон дегән пүткүл жутни кезип өтүп, Маһанайимға йетип кәлди.
30  Йоаб Абнәрни қоғлаштин йенип барлиқ адәмләрни җәм қилди. Асаһәлдин башқа Давутниң ғуламлиридин он тоққуз адәм йоқ чиқти; 31  Лекин Давутниң адәмлири Биняминлардин вә Абнәрниң адәмлиридин үч йүз атмиш кишини уруп өлтүргән еди.
32  Улар Асаһәлни елип Бәйт-Ләһәмдә өз атисиниң қәбридә дәпнә қилди; андин Йоаб билән адәмлири кечичә меңип, таң атқанда Һебронға йетип кәлди.
 
 

2:9 «Гәшурийларға» — яки «Ашурлар (Асурийәликләр)». «...пүткүл Исраилға падиша қилди» — мошу йәрдә «пүткүл Исраил» асасән Исраилниң шималий вә шәрқий тәрәплири, йәни он бир қәбилини көрситиду. Давут болса Йәһуда қәбилисигә падиша болди.

2:11 2Сам. 5:5; 1Пад. 2:11

2:12 «Ишбошәтниң адәмлири» — ибраний тилида «Ишбошәтниң хизмәткарлири» — мошу йәрдә шүбһисизки, әскәрлирини көрситиду.

2:14 «Жигитләр қопуп алдимизда елишип ойнисун» — әмәлийәттә болса бу «оюн» әмәс, бәлки мусабиқә характеридики соқушуш. Икки тәрәптин бәлгүләнгән адәмләр оттуриға чиқиду, бир тәрәп қарши тәрәпниң адимини пүтүнләй ятқузувәтсә, шу тәрәп ғәлибә қилған болуп «оюн» ахирлишиду. Лекин бу қетим бир тәрәп ениқ ғәлибә қилмиған болғачқа, «оюн» ахир берип икки қошунниң чоң соқушиға айланди.

2:16 «Қилич бислириниң етизи» — яки «чақмақ ташлири етизи». Ибраний тилида: «Һәлқут-Һаззурим».

2:22 «мән сени немә дәп уруп жиқитқидәкмән» — мошу йәрдә «уруп жиқитиш» өлтүрүшни билдүриду.

2:23 «Асаһәл ... өлгән йәргә һазир келидиған һәр бир кишиләр у йәрдә тохтап қалиду» — демәк, Асаһәлниң һөримити үчүн тохтайду. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Асаһәл жиқилип өлгән йәргә кәлгән һәр бир кишиләр у йәрдә тохтап қалди».