32
Яш жигит Елиху сөз қилиду •••• У Худаниң Роһидин кәлгән тәлим тоғрисида сөзләйду •••• «Һәммигә қадирниң Роһи адәмгә тәлим бериду»
Шуниң билән бу үч киши Аюпқа җавап бериштин тохтиди; чүнки улар Аюпниң қаришида өзини һәққаний дәп тонуйдиғанлиғини билди.
Андин Бузилиқ Рамниң аилисидин болған Барахәлниң оғли Елиху исимлиқ жигитниң ғәзиви қозғалди; униң ғәзиви Аюпқа қарита қозғалди, чүнки у Худани әмәс, бәлки өзини тоғра һесаплиған еди; «Бузилиқ... Елиху» — тоғрилиқ: «Буз» дәп атилидиған бу җәмәтниң Едом миллити билән, йәни «Өлүк Деңиз»ниң шәриқ тәрипидә туридиған бир милләт билән мунасивити бар еди. Елиху бәлким бу җәмәттикиләрдин болған болуши мүмкин. Бу адәм дәсләптә бизгә тонуштурулмиған; бирақ у чоқум бу төртәйләнниң йенида уларниң гәплирини аңлап олтарғанлардин бири еди. Униң ғәзиви Аюпниң үч достлириғиму қаритилди, чүнки улар Аюпқа рәддийә бәргидәк сөз тапалмай туруп, йәнила уни гунакар дәп бекиткән еди. Бирақ Елиху болса Аюпқа җавап беришни күткән еди, чүнки бу төртәйләнниң көргән күнлири өзидин көп еди. Елиху бу үч достниң ағзида һеч қандақ җавави йоқлуғини көргәндин кейин, униң ғәзиви қозғалди.
Шуниң билән Бузилиқ Барахәлниң оғли Елиху еғиз ечип җававән мундақ деди: —
«Мән болсам яш, силәр болсаңлар яшанғансиләр;
Шундақ болғачқа мән тартинип, билгәнлиримни силәргә аян қилиштин қорқуп кәлдим.Аюп 32:4, 7; 15:10
Мән: «Йеши чоң болғанлар авал сөзлиши керәк;
Жиллар көпәйсә, адәмгә даналиқни үгитиду», дәп қарайттим;«Йеши чоң болғанлар» — ибраний тилида «күнлири көп болғанлар». «Жиллар көпәйсә, адәмгә даналиқни үгитиду» — яки «Яшанған адәм кишиләргә даналиқни үгитиду».
Бирақ һәр бир инсанда роһ бар;
Һәммигә Қадирниң нәпәси уни әқил-идраклиқ қилип йорутиду.«Бирақ һәр бир инсанда роһ бар; Һәммигә Қадирниң нәпәси уни әқил-идраклиқ қилип йорутиду» — шүбһисизки, Елихуниң бу сөзи у чүшинип йәткән чоң һәқиқәтләрниң биридур. Төртәйлән җүмлидин Аюпниң өзиму буни тилға көп алмиған. Елиху Худаниң Роһи (Муқәддәс Роһ) һәр бир инсанға өзиниң роһи һәм виҗдани арқилиқ вәһий берип, сөз қилип савақ үгитиду дегән тәлимни бериду. Инсанниң Худаниң Роһиниң тәлимини аңлимайдиғанлиғиниң сәвәплири тоғрисида у кейин азрақ сөзләйду.  Аюп 12:13; 38:36; Пәнд. 2:6; Топ. 2:26; Дан. 1:17; 2:21
Лекин чоңларниң дана болуши натайин;
Қериларниң тоғра һөкүм чиқаралишиму натайин.Аюп 12:12
10  Шуңа мән: «Маңа қулақ селиңлар» дәймән,
Мәнму өз билгинимни баян әйләй.
11  Мана, силәр тоғра сөзләрни издәп жүргиниңларда,
Мән сөзлириңларни күткәнмән;
Силәрниң муназирәңларға қулақ салаттим;
12  Шундақ, силәргә чин көңлүмдин қулақ салдим;
Бирақ силәрдин һеч қайсиңлар Аюпқа рәддийә бәрмидиңлар,
Һеч қайсиңлар униң сөзлиригә җавап берәлмидиңларки,
13  Силәр: «Һәқиқәтән даналиқ таптуқ!» дейәлмәйсиләр;
Инсан әмәс, бәлки Тәңри униңға рәддийә қилиду.«Силәр: «һәқиқәтән даналиқ таптуқ!» дейәлмәйсиләр; инсан әмәс, бәлки Тәңри униңға рәддийә қилиду» — Елиху: Үч достниң Аюпниң сөзигә рәддийә бәргидәк җавапни тапалмиғанлиғиниң бир сәвәви уларниң өз пикри-тәҗрибисигә таянғанлиғи, Худаниң өзидинла беваситә даналиқ издимигәнлигидин болди, дәп қарайду. Униң көзқариши бу җәһәттин тоғра болуши мүмкин.
14  Униң җәңгә тизилған һуҗум сөзлири маңа қаритилған әмәс;
Һәм мән болсам силәрниң гәплириңлар бойичә униңға җавап бәрмәймән
15  (Бу үчәйлән һәйрануһәс болуп, қайта җавап беришмиди;
Һәммә сөз улардин учуп кәтти.
16  Мән күтүп тураттим, чүнки улар гәп қилмиди, бәлки җим-җит өрә туруп қайта җавап бәрмиди);«Бу үчәйлән һәйрануһәс болуп, ... Мән күтүп тураттим, чүнки улар ... Җим-җит өрә туруп қайта җавап бәрмиди» — бу сөзләр (15-16-айәт) бизгә китапниң язғучисиниң, йәни бу ишларни хатирилигүчиниң ким екәнлигигә нисбәтән жип учи тәминләйду. Китаптикй нәсрий (шеирийәт шәклидә болмиған) қисимларда пәқәт бу йәрдила «мән» дегән алмашни учритимиз. Шуңа биз шундақ қараймизки, мәзкур китапни язғучи Елиху болуши керәк. Биз униң әрштә болған кеңәшләрдин қандақ хәвәрдар болғанлиғини билмәймиз. Шуниси ениқки, у өзи баян қилғандәк «һәр бир адәмгә тәлим бәргүчи болған Худаниң Роһи»ниң вәһийси арқилиқ шу ишларни билгән; шуниң билән у бу ишларни хатирә қалдурған болса керәк.
17  Әнди өзүмниң нөвитидә мән җавап берәй,
Мәнму билгинимни көрситип берәй.
18  Чүнки дәйдиған сөзлирим лиқ толди;
Ичимдики Роһ маңа түрткә болди;«Ичимдики Роһ маңа түрткә болди» — Елиху иккинчи қетим Муқәддәс Роһниң тәсирини тилға алиду. У Аюпқа бәрмәкчи болған тәлимини дәл мошу Роһтин кәлгән, демәкчи.
19  Мана, қосиғим ечилмиған шарап тулумиға охшайду;
Йеңи шарап тулумлири партлап кетидиғандәк партлайдиған болди.
20  Шуңа мән сөз қилип ичимни бошитай;
Мән ләвлиримни ечип җавап берәй.
21  Мән һеч кимгә йүз-хатирә қилмаймән;
Вә яки һеч адәмгә хушамәт қилмаймән.
22  Мән хушамәт қилишни үгәнмигәнмән; ундақ болидиған болса,
Яратқучум чоқум тезла мени елип кетиду». «Мән хушамәт қилишни үгәнмигәнмән; ундақ болидиған болса, яратқучум чоқум тезла мени елип кетиду» — шүбһисизки, һеч кимгә йүз-хатирә қилмаслиқ тоғридур; бу лилла гәп қилиштики алдинқи бир шәрт. Бирақ Елиху Аюпниң «Худаға хушамәт қилиш» гунадур, дегән сөзини (7:11-13ни көрүң) чүшәнмигәндәк қилатти; шуңа Елиху пәқәтла «адәмгә хушамәт қилиш» тоғрисида сөзләйду.
 
 

32:2 «Бузилиқ... Елиху» — тоғрилиқ: «Буз» дәп атилидиған бу җәмәтниң Едом миллити билән, йәни «Өлүк Деңиз»ниң шәриқ тәрипидә туридиған бир милләт билән мунасивити бар еди. Елиху бәлким бу җәмәттикиләрдин болған болуши мүмкин. Бу адәм дәсләптә бизгә тонуштурулмиған; бирақ у чоқум бу төртәйләнниң йенида уларниң гәплирини аңлап олтарғанлардин бири еди.

32:6 Аюп 32:4, 7; 15:10

32:7 «Йеши чоң болғанлар» — ибраний тилида «күнлири көп болғанлар». «Жиллар көпәйсә, адәмгә даналиқни үгитиду» — яки «Яшанған адәм кишиләргә даналиқни үгитиду».

32:8 «Бирақ һәр бир инсанда роһ бар; Һәммигә Қадирниң нәпәси уни әқил-идраклиқ қилип йорутиду» — шүбһисизки, Елихуниң бу сөзи у чүшинип йәткән чоң һәқиқәтләрниң биридур. Төртәйлән җүмлидин Аюпниң өзиму буни тилға көп алмиған. Елиху Худаниң Роһи (Муқәддәс Роһ) һәр бир инсанға өзиниң роһи һәм виҗдани арқилиқ вәһий берип, сөз қилип савақ үгитиду дегән тәлимни бериду. Инсанниң Худаниң Роһиниң тәлимини аңлимайдиғанлиғиниң сәвәплири тоғрисида у кейин азрақ сөзләйду.

32:8 Аюп 12:13; 38:36; Пәнд. 2:6; Топ. 2:26; Дан. 1:17; 2:21

32:9 Аюп 12:12

32:13 «Силәр: «һәқиқәтән даналиқ таптуқ!» дейәлмәйсиләр; инсан әмәс, бәлки Тәңри униңға рәддийә қилиду» — Елиху: Үч достниң Аюпниң сөзигә рәддийә бәргидәк җавапни тапалмиғанлиғиниң бир сәвәви уларниң өз пикри-тәҗрибисигә таянғанлиғи, Худаниң өзидинла беваситә даналиқ издимигәнлигидин болди, дәп қарайду. Униң көзқариши бу җәһәттин тоғра болуши мүмкин.

32:16 «Бу үчәйлән һәйрануһәс болуп, ... Мән күтүп тураттим, чүнки улар ... Җим-җит өрә туруп қайта җавап бәрмиди» — бу сөзләр (15-16-айәт) бизгә китапниң язғучисиниң, йәни бу ишларни хатирилигүчиниң ким екәнлигигә нисбәтән жип учи тәминләйду. Китаптикй нәсрий (шеирийәт шәклидә болмиған) қисимларда пәқәт бу йәрдила «мән» дегән алмашни учритимиз. Шуңа биз шундақ қараймизки, мәзкур китапни язғучи Елиху болуши керәк. Биз униң әрштә болған кеңәшләрдин қандақ хәвәрдар болғанлиғини билмәймиз. Шуниси ениқки, у өзи баян қилғандәк «һәр бир адәмгә тәлим бәргүчи болған Худаниң Роһи»ниң вәһийси арқилиқ шу ишларни билгән; шуниң билән у бу ишларни хатирә қалдурған болса керәк.

32:18 «Ичимдики Роһ маңа түрткә болди» — Елиху иккинчи қетим Муқәддәс Роһниң тәсирини тилға алиду. У Аюпқа бәрмәкчи болған тәлимини дәл мошу Роһтин кәлгән, демәкчи.

32:22 «Мән хушамәт қилишни үгәнмигәнмән; ундақ болидиған болса, яратқучум чоқум тезла мени елип кетиду» — шүбһисизки, һеч кимгә йүз-хатирә қилмаслиқ тоғридур; бу лилла гәп қилиштики алдинқи бир шәрт. Бирақ Елиху Аюпниң «Худаға хушамәт қилиш» гунадур, дегән сөзини (7:11-13ни көрүң) чүшәнмигәндәк қилатти; шуңа Елиху пәқәтла «адәмгә хушамәт қилиш» тоғрисида сөзләйду.