39
Гог вә Магог тоғрилиқ бешарәтниң башқа тәпсилатлири
«Әнди сән, и инсан оғли, Гогни әйипләп бешарәт берип шундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар шундақ дәйду: — Мана, и Гог, — Рош, Мәшәк вә Тубалниң әмри, Мән саңа қаршимән; Мән сени арқиңға яндуруп, йеткиләп, сени шималниң әң қәридин чиқиримән, Исраилниң тағлири үстигә таҗавуз қилдуримән; Әз. 38:4 Мән оқяйиңни сол қолуңдин уруп ташлиғузиветимән, оқлириңни оң қолуңдин чүшүриветимән; сән Исраил тағлириниң үстигә жиқилисән; сән вә сениң барлиқ қошунлириң, саңа һәмраһ болған әлләр жиқилисиләр; Мән сени барлиқ житқуч учар-қанатларға гөш, даладики барлиқ һайванларға ов болушқа тәқдим қилдим. Әз. 33:27 Сән далада жиқилисән; чүнки Мән шундақ сөз қилдим, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар. Мән Магог үстигә вә деңиз бойида аман-есән турғанларға от яғдуримән; улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду. Мениң пак-муқәддәс намимни хәлқим Исраил арисида тонутимән; пак-муқәддәс намимниң қайтидин булғинишқа қәтъий йол қоймаймән; әлләр Мениң Пәрвәрдигар, Исраилда турған Муқәддәс Болғучиси екәнлигимни билип йетиду.
Мана, у келиду! Бу ишлар чоқум болиду, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, — бу дәл Мән ейтқан күнидур. Исраил шәһәрлиридә туруватқанлар чиқип қуралларни, җүмлидин сипар-қалқанлар, оқялар, тоқмақлар вә нәйзиләрни көйдүрүп от қалайду — улар булар билән йәттә жил от қалайду. 10 Даладин һеч отун елинмайду, орманлардин һеч яғач кесилмәйду; чүнки улар қуралларни от қалашқа ишлитиду; улар өзлиридин олҗа тутқанларни олҗа тутиду, өзлирини булаң-талаң қилғанларни булаң-талаң қилиду, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
11 Вә шу күнидә шундақ болидуки, Исраил зиминидин, йәни деңизниң шәрқий қирғиқидин өтидиғанларниң җилғисидин Гогқа бир йәрлик болуши үчүн бир орунни беримән; бу йәрлик болса өткүчиләрниң йолини тосиду; улар шу йәрдә Гог вә униң барлиқ топ-топ адәмлирини көмиду; у «Һамон-Гог җилғиси» дәп атилиду. «Һамон-Гог» — «Гогниң топ-топ адәмлири» дегәнлик. 12 Исраил җәмәти зиминини һалал қилиш үчүн, уларни йәттә ай көмиду; 13 зиминдики барлиқ хәлиқ уларни йәрликкә қойиду; шуниң билән Өзүм улуқланған мошу күнидә бу иш уларға шәрәп болиду, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
14 Улар бир нәччә адәмни зиминни давамлиқ арилап, таҗавузчиларниң зимин йүзидә қалған җәсәтлирини көмүштәк алаһидә ишни қилиш үчүн айрийду; улар шу йәттә ай түгигәндә, андин җәсәтләрни издәш хизмитини башлайду. «Улар бир нәччә адәмни зиминни давамлиқ арилап, таҗавузчиларниң зимин йүзидә қалған җәсәтлирини көмүштәк алаһидә ишни қилиш үчүн айрийду» — бу хизмәтни қилиш үчүн нәччә адәмни алаһидә «айриш» керәк болиду — чүнки җәсәтләргә тегиш адәмни «напак» қилип, ибадәтханиға киришкә лаяқәтсиз қилиду. 15 Бу «зиминдин өткүчиләр» айлинип жүриду; әгәр бириси адәмниң устихинини көргән болса, у униң йениға бир бәлгү тикләйду; «издәп көмгүчиләр» уни Һамон-Гог җилғисиға дәпнә қилғичә бәлгү туриду 16 (җилғида «Һамонаһ» дәп аталған бир шәһәр болиду). Улар шу йол билән зиминни паклайду».«Һамонаһ» — «зор бир топ адәмләр» дегәнлик.
17 — «Вә сән, и инсан оғли, Рәб Пәрвәрдигар шундақ дәйду: — Һәр қандақ учар-қанатлар, даладики барлиқ һайванларға мундақ дегин: «Жиғилишип келиңлар, Мән силәргә қилмақчи болған қурбанлиғимға, йәни Исраил тағлири үстидә қилинған чоң қурбанлиққа һәряндин җәм болуңлар! Силәр шу йәрдә гөш йәп, қан ичисиләр. 18 Силәр батурларниң гөшини, йәр йүзидики шаһзадиларниң қенини — қочқарларниң, өшкиләрниң, топақларниң қенини ичисиләр — уларниң һәммиси Башандики бордалған маллардур! 19 Силәр Мән силәргә қилмақчи болған қурбанлиғимдин, тойғичә май йәп, тойғичә қан ичисиләр! 20 Силәр дәстихинимда атлар вә җәң һарвусидикиләр, батурлар, барлиқ җәңчи палванлар билән тоюнисиләр» — дәйду Рәб Пәрвәрдигар. 21 — вә Мән Өз шан-шәривимни әлләр арисиға көрситимән, барлиқ әлләр Мениң жүргүзгән җазалиримни вә уларниң үстигә қойған қолумни көриду. 22 Вә шу күндин тартип Исраил җәмәти Мениң Пәрвәрдигар, уларниң Худаси екәнлигимни билип йетиду.
23 Әлләр Исраил җәмәтиниң қәбиһлиги, Маңа асийлиқ қилғанлиғи түпәйлидин сүргүн болғанлиғини билип йетиду; мана, Мән йүзүмни улардин йошуруп, уларни дүшмәнлириниң қолиға тапшурдум; уларниң һәммиси қиличлинип жиқилди. 24 Уларниң паскиничилиғи вә асийлиқлири бойичә Мән уларни бир тәрәп қилдим, йүзүмни улардин йошурдум».
 
Худаниң Исраил үчүн ахирқи мәхсәтлири
25 Шуңа Рәб Пәрвәрдигар шундақ дәйду: — Мән һазир Яқупни сүргүн болғанлиғидин әслигә қайтуруп, пүткүл Исраил җәмәти үстигә рәһим қилип, Өз пак-муқәддәс намим үчүн отлуқ қизғинлиғимни көрситимән. «Өз... отлуқ қизғинлиғим» — ибраний тилида «Өз... һәсәтим». 26-27 Өз зиминида аман-есән турғинида, һеч ким уларни қорқутмайдиған чағ кәлгәндә, Мән уларни әлләрдин қайтуруп, дүшмәнлириниң зиминлиридин жиққинимда, вә көп әлләрниң көз алдида Өзүмниң пак-муқәддәс екәнлигимни көрсәткинимдә, шу чағда улар хиҗалитини вә Мәндин йүз өрүп қилған асийлиғиниң барлиқ гунайини көтириду; 28 улар Мениң уларни әлләр арисиға сүргүн қилдурғанлиғим түпәйлидин, вә андин улардин һеч қайсисини шу йәрдә қалдурмай өз зиминиға жиққанлиғим түпәйлидин, улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билип йетиду; 29 вә Мән йүзүмни улардин қайта һеч йошурмаймән; чүнки Мән Исраил җәмәти үстигә Өз Роһумни қуйған болимән, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.Йо. 3:1; Рос. 2:17
 
 

39:2 Әз. 38:4

39:4 Әз. 33:27

39:11 «Һамон-Гог» — «Гогниң топ-топ адәмлири» дегәнлик.

39:14 «Улар бир нәччә адәмни зиминни давамлиқ арилап, таҗавузчиларниң зимин йүзидә қалған җәсәтлирини көмүштәк алаһидә ишни қилиш үчүн айрийду» — бу хизмәтни қилиш үчүн нәччә адәмни алаһидә «айриш» керәк болиду — чүнки җәсәтләргә тегиш адәмни «напак» қилип, ибадәтханиға киришкә лаяқәтсиз қилиду.

39:16 «Һамонаһ» — «зор бир топ адәмләр» дегәнлик.

39:25 «Өз... отлуқ қизғинлиғим» — ибраний тилида «Өз... һәсәтим».

39:29 Йо. 3:1; Рос. 2:17