Дәрвазисиниң қандақ екәнлигини чүшиниш үчүн, товәндики «келичәктики муқәддәс ибадәтхана»ни көрситидиған схемиләрни көрүң. «У тамниң кәңлигини өлчиди, бир «хада» чиқти; егизлиги болса, бир «хада» чиқти» — оқурмәнләрниң есидә болсунки, бир «хада» алтә гәз еди. 6 У шәриққә қарайдиған дәрвазиға келип, униң пәләмпәйлиригә чиқти; униң босуғисиниң кәңлигини өлчиди, у бир хада чиқти. Йәнә бир тәрипиниң кәңлиги бир хада чиқти. 7 Дәрвазиниң ичидики һәр бир «оюқ өй»ниң узунлуғи бир хада, кәңлиги бир хада еди; оюқ өйләрниң арилиғи бәш гәз еди; дәрвазиниң ичидики босуға, йәни ичкиригә қарайдиған дәһлизниң алдидики босуғиниң икки тәрипиниң узунлуғи айрим-айрим бир «хада» чиқти; □«оюқ өй» — демәк, алдинқи теми йоқ өй. «Оюқ өй»ләрниң алди каридор (дәһлиз) болатти. 8 у дәрвазиниң ичкиригә қарайдиған дәһлизни өлчиди, узунлуғи бир хада чиқти.
Бәзи алимлар айәтни «у дәрвазиниң ички «тосма там»лириға уларниң арилиқ тамлирини қошуп җәмий узунлуғини өлчиди, җәмий болуп атмиш гәз еди» дегән мәнидә чүшиниду. Бирақ (ундақ болса) бу өлчәм икки тәрәптики ички «тосма там»лириниң арилиқлири билән җәмий узунлуғиниң қошулмиси болатти. Мундақ өлчәшниң немә әһмийити болсун? 15 Дәрвазиниң түвидин даланниң ички еғизиғичә әллик гәз чиқти. 16 Оюқ өйләрниң һәр бириниң удул темида, шундақла оюқ өйләрниң арилиғида, даланниң йенида охшашла роҗәкләр бар еди; мошу роҗәкләр сиртиға қарап тарийип маңған еди; һәр бир арилиқтики там-түврүкләргә палма дәрәқлири нәққишләнгән еди.
□40:1 «Бизниң сүргүн болғанлиғимизниң жигирмә бәшинчи жили... Пәрвәрдигарниң қоли мениң вуҗудумға қонди, вә у мени шәһәргә апарди» — Әскәртиш: бу 40-44 бабларда тәрҗимимизниң бәзи йәрлиридә оқурмәнләргә ярдими болсун дәп бәзи айәтләргә сөз қоштуқ. Улар әслидики текстниң бир қисми болмисиму, улар текстниң мәнасини тоғра чүшинишимизгә ярдәм бериду. Биз адәттикидәк бундақ сөзләрни «сус қилдуқ». «бизниң сүргүн болғанлиғимизниң жигирмә бәшинчи жили, жилниң бешида, айниң онинчи күнидә..» — бу аламәт көрүнүш биринчи көрүнүштин 19 жил кейин еди.
□40:2 «шәһәрдәк бир қурулуш туратти» — яки «бир шәһәрниң қариси туратти».
□40:5 «ибадәтхана» — ибраний тилида пәқәт «өй» дейилиду. Мошу йәрдә «ибадәтхана» «муқәддәсхана» (41-бап) вә униң һойлисини өз ичигә алиду. «у кишиниң қолида алтә гәзлик өлчәм хадиси бар еди» — Муқәддәс Китапта ишлитилгән «гәз» адәмниң қолиниң җәйнәктин бармақниң учиғичә болған арилиғи (тәхминән 45 сантиметр) еди. «шу чағдики «бир гәз» бир гәз бир алиқанға тоғра келәтти» — шуңа бу бабларда ишлитилгән «гәз» униңдин узун, тәхминән 53 сантиметр һесаплинатти. Дәрвазисиниң қандақ екәнлигини чүшиниш үчүн, товәндики «келичәктики муқәддәс ибадәтхана»ни көрситидиған схемиләрни көрүң. «У тамниң кәңлигини өлчиди, бир «хада» чиқти; егизлиги болса, бир «хада» чиқти» — оқурмәнләрниң есидә болсунки, бир «хада» алтә гәз еди.
□40:7 «оюқ өй» — демәк, алдинқи теми йоқ өй. «Оюқ өй»ләрниң алди каридор (дәһлиз) болатти.
□40:11 «У дәрвазини өлчиди» — мошу йәрдә дәрвазиниң «кириш еғизи»ниң сиртқи тәрипини көрситиду. Дәрвазаниң өзи хелә узун болуп, униң «кириш еғизи»и, дәһлизи (каридори) вә «далан»и бар еди. Схеминиму көрүң. «униң җәмий узунлуғи» — сиртқи там вә пәләмпәйни өз ичигә алса керәк.
□40:13 «бу тәрәптики оюқ өйниң ишиги билән у тәрәптики оюқ өйниң ишиги бир-биригә қаришатти» — бу йәрдики «ишик»ниң немини көрситидиғанлиғини билмәймиз. Бәзи алимлар «бала там» яки «күнгүрә» дәп тәрҗимә қилиду.
□40:14 «кириш еғизидики түврүкләр» — яки «кириш еғизидики мунарлар». «уларниң (түврүкләрниң) егизлиги атмиш гәз чиқти; дәрваза теми бу һойлиниң түврүклирини орап турған еди» — бу икки түврүк интайин егиздур. Бәзи алимлар айәтни «у дәрвазиниң ички «тосма там»лириға уларниң арилиқ тамлирини қошуп җәмий узунлуғини өлчиди, җәмий болуп атмиш гәз еди» дегән мәнидә чүшиниду. Бирақ (ундақ болса) бу өлчәм икки тәрәптики ички «тосма там»лириниң арилиқлири билән җәмий узунлуғиниң қошулмиси болатти. Мундақ өлчәшниң немә әһмийити болсун?
□40:19 «төвәнки дәрвазиниң ичи тәрипидин...» — мүмкинчилиги барки, «төвәнки» мошу йәрдә «җәнубий» дегән мәнидә ишлитилиду. Чүнки төвәндә «шәрқий дәрваза» вә «шималий дәрваза» тилға елиниду, бирақ айәттә «җәнубий дәрваза» тилға елинмайду.
□40:22 «униң деризилири...» — «деризилири» мошу йәрдә униң «роҗәк»лири, яки «роҗәклик деризә»лирини көрситиду (16-айәтни көрүң).
□40:30 «әтрапида узунлуғи жигирмә бәш гәз, кәңлиги бәш гәз әтрапида далини бар еди» — әйни текстини чүшиниш тәс.
□40:37 «униң далинидики төврүкләр ...» — яки «униң кешәклири ...».
□40:42 «Йәнә таштин йонуп ясалған, узунлуғи бир йерим гәз, кәңлиги бир йерим гәз, егизлиги бир гәз келидиған төрт ширә бар еди; уларниң үстигә көйдүрмә қурбанлиқлар вә башқа қурбанлиқларни сойидиған қурал-әсваплар қоюлиду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Бу төрт ширә ойулған таштин ясалған, узунлуғи бир йерим гәз, кәңлиги бир йерим гәз, егизлиги бир гәз; уларниң үстигиму көйдүрмә қурбанлиқлар вә башқа қурбанлиқларни сойидиған қурал-әсваплар қойлиду». Бирақ бундақ җозилар қой-калиларниң җәситини қойғидәк дәриҗидә чоң әмәс.
□40:43 «дәрваза ичидә... канарлар бекитилгән. Ширәләр үстигә қурбанлиқ гөшлири қоюлиду» — бәзи алимлар бу ширәләр пәқәт шималий дәрвазисидила қоюлған, дәп қарайду. Бирақ 38-айәт «дәрвазилар»ни көрситиду.
□40:46 «шуларла Лавий җәмәтидиләр арисидин Пәрвәрдигарниң йениға хизмитидә болушқа кирәләйду» — Задокларниң шу имтиязға егә болуш сәвәви 44:15дә ейтилиду.
□40:47 «қурбангаһ болса муқәддәсхана алдида туратти» — «муқәддәсхана» һойла ичидә туридиған өй; у «муқәддәс җай» вә «әң муқәддәс җай»ни өз ичигә алиду.
□40:48 «далан еғизиниң өзи он төрт гәз еди» — бу җүмлә бәзи кона текстләрдә (болупму кона грек тилидики LXX тәрҗимисидә) тепилиду. Әмәлийәттә баянлириниң толуқ болуши үчүн мошундақ бир җүмлә болуши керәк еди.
□40:49 «Даланниң ... узунлуғи он бир гәз еди» — бәзи кона текстләрдә «он икки гәз» дейилиду.