24
Балаам Пәрвәрдигарниң Исраилларға бәхит-бәрикәт ата қилишни мувапиқ көргәнлигини көрүп йетип, алдинқи икки қетимқидикидәк сеһир ишлитишкә бармиди, бәлки йүзини чөл-баяван тәрәпкә қаратти. Балаам бешини көтирип Исраилларниң қәбилә бойичә чедирларда олтирақлашқанлиғини көрди, Худаниң Роһи униң үстигә чүшти. Шуниң билән у ағзиға калам сөзини елип мундақ деди: —
«Беорниң оғли Балаам йәткүзидиған калам сөзи,
Көзи ечилмиған адәмниң ейтидиған калам сөзи,
Йәни Тәңриниң сөзлирини аңлиғучи,
Һәммигә Қадирниң аламәт көрүнүшини көргүчи,
Мана әнди көзи ечилип дүм жиқилған киши йәткүзгән калам сөзи: —«көзи ечилип дүм жиқилған киши йәткүзгән калам сөзи» — башқа бир хил тәрҗимиси: «... көзлири ечилған адәм ейтидиған калам сөзи», йәни «Тәңриниң сөзлирини аңлиғучи, Һәммигә Қадирниң аламәт көрүнүшини көргүчи, көзи очуқ туруп дүм жиқилған киши йәткүзгән калам сөзи». Мүмкинчилиги барки, Балаам 22-баптики вақиәни әсләйду; шу чағда «Пәрвәрдигарниң Пәриштиси»ни униң ешиги көргән, амма у көрмигән, андин Худа «униң көзини ачти»
Аһ Яқуп, чедирлириң нәқәдәр гөзәл,
Туралғулириң нәқәдәр гөзәл, аһ Исраил!
Гоя кеңәйгән дәрия вадилиридәк,
Худди дәрия бойидики бағлардәк,
Гоя Пәрвәрдигар тикип өстүргән уд дәрәқлиридәк,
Дәрия бойидики кедир дәрәқлиридәк;
Сулар униң соғилиридин еқип чиқиду,
Әвлатлири сүйи мол җайларда болиду;
Падишаси Агагдин ешип кетиду,
Униң падишалиғи үстүн қилинип гүллиниду.«Агаг» — бәлким Амаләк яки уларниң әтрапидики хәлиқләрниң падишалириниң унвани еди. «1Сам.» 15:8ни көрүң.
Башқа бир хил тәрҗимиси: «Гог».
Тәңри уни Мисирдин елип чиққан,
Униңда явайи буқиниң күчи бардур;
Дүшмән әлләрни у йәп кетиду,
Устиханлирини езип ташлайду,
Оқя етип уларни тешип ташлайду.Чөл. 23:22
У бағирлап ятса, әркәк ширдәк,
Ятса һәм чиши ширдәк,
Ким уни қозғитишқа петинар?
Ким саңа бәхит-бәрикәт тилисә, бәхит-бәрикәт тапиду.
Ким сени қарғиса, қарғишқа кетиду».Яр. 49:9; Чөл. 23:24
10 Балақ Балаамға аччиқлинип, қолини қолиға уруп кәтти; Балақ Балаамға: — Мән силини дүшминимни қарғап беришкә қичқиртқан едим вә мана, сили үч қетим пүтүнләй уларға амәт тилидилә! 11 Әнди тездин жутлириға қечип кәтсилә; мән әслидә силиниң иззәт-һөрмәтлирини катта қилай дегән едим, мана Пәрвәрдигар силини бу катта иззәт-һөрмәткә наил болуштин тосуп қойди, — деди.
12 Балаам Балаққа: — Мән әслидә өзлириниң әлчилиригә: 13 «Балақ маңа өзиниң алтун-күмүчкә лиқ толған өз өйини бәрсиму, Пәрвәрдигарниң буйруғинидин һалқип, өз мәйлимчә яхши-яман иш қилалмаймән; Пәрвәрдигар маңа немә десә, мән шуни дәймән» дегән әмәсмидим?Чөл. 22:18 14 Әнди мән өз хәлқимгә қайтимән; кәлсилә, мән өзлиригә бу хәлиқниң күнләрниң ахирида силиниң хәлиқлиригә қандақ муамилә қилидиғанлиғини ейтип берәй, — деди.
 
Балаамниң төртинчи қетим бешарәт бериши
15 У калам сөзини ағзиға елип мундақ деди: —
Беорниң оғли Балаам йәткүзидиған калам сөзи,
Көзлири ечилмиған киши ейтқан калам сөзи,
16 Тәңриниң сөзлирини аңлиғучи,
Һәммидин Алийниң вәһийлирини билгүчи,
Һәммигә Қадирниң аламәт көрүнүшини көргүчи,
Мана әнди көзи ечилған дүм жиқилиған киши йәткүзидиған калам сөзи: —«көзи ечилған дүм жиқилиған киши йәткүзидиған калам сөзи» — башқа бир хил тәрҗимиси: «... көзлири ечилған адәм ейтидиған калам сөзи». Демәк, «Тәңриниң сөзлирини аңлиғучи, Һәммигә Қадирниң аламәт көрүнүшини көргүчи, көзи очуқ дүм жиқилған киши йәткүзгән калам сөзи».
17 Мән Уни көримән, лекин һазир әмәс;
Мән Униңға қараймән, лекин йеқин йәрдин әмәс;
Яқуптин чиқар бир юлтуз,
Көтириләр Исраилдин бир шаһанә һаса;
Чеқиветәр у Моабниң чекисини,
Барлиқ Шетләрниң бешини янҗийду.«йеқин йәрдин әмәс» — яки «пат арида әмәс». «Шетләр» — мәлум қәбилини яки техиму мүмкинчилиги барки, Адәм атиниң оғли Шетниң әвлатлирини, йәни (Нуһ пәйғәмбәрниң әвлатлири болған) барлиқ инсанларни көрситиши мүмкин. Ундақта бу бешарәт Мәсиһниң барлиқ инсанлар үстидин һөкүмранлиқ қилидиғанлиғини көрситиду. «Шетләр» дегәнниң башқа бир хил тәрҗимиси: «ғовға-топилаң көтәргүчиләр». «бешарәтни шәрһләш» —бу бешарәт (16-19) авал Давут падишани, андин Давутниң әвлади болған Мәсиһни көрситиду. Бу бешарәттә Давут падишаниң Моаб, Едом вә Сеирни (Сеир Едом турған жутниң башқа бир исми) ишғал қилидиғанлиғи ейтилиду, дәрвәқә Давут у йәрләрни ишғал қилиду («2Сам.» 8:2, «Зәб.» 59:1-3). Ахирқи заманда Мәсиһ Исраилни қутқузуш үчүн, Исраилларниң дүшмәнлиригә шу охшаш ишларни қилиду.  Йәр. 48:45
18 Едом униңға тәвә болиду,
Йәнә техи дүшмини Сеирлар униңға тәвә болиду;
Исраил болса батурлуқ қилиду.
19 Яқуптин чиққан бири сәлтәнәт сүриду,
Шәһәрдә қалған һәммәйләнни йоқитиду».«Шәһәр» — бәлким Моабниң пайтәхтини көрситиши мүмкин. «Шәһәрдә қалған һәммәйлән» дегәнниң башқа бир хил тәрҗимиси: «шәһәрниң қалдуғи» (демәк, шәһәрниң қалған йәрлири).  2Сам. 8:14
 
Балаамниң ахирқи бешарити
20 Андин Балаам Амаләкни көрүп, мундақ калам сөзини ейтти: —
«Амаләк еди әсли әлләр арисида баш,
Әнди һалакәттур тәғдир-қисмити».«Амаләк еди әсли әлләр арисида баш» — бәлким һәҗвий, кинайилик гәп. Амаләк дегән әл Исраилға биринчи болуп һуҗум қилған еди, бәлким улар өзлирини «әлләрниң беши» дәп чағлиған болуши мүмкин — Лекин улар һалак болиду. Бу иш авал Саул падиша («1Сам.» 14-15-бап) андин Давут падиша арқилиқ («1Сам.» 27:8, «2Сам.» 12:8), ахирида Шимеонлар арқилиқ болған («2Тар.» 4:34).
 
21 Андин Балаам Кенийләрни көрүп мундақ калам сөзини ейтти: —
«Сениң маканиң мустәһкәм болуп,
Чаңгаң қорам таш ичидә болсиму,
22 Лекин силәр Кенийләр һалак қилинип турисиләр;
Таки Ашур силәрни тутқун қилип кәткичә».«Ашур» — Асурийәни көрситиду. Бешарәт бәлким Асурийә империйәси тәрипидин әмәлгә ашурулған. Асурийә императори Тиглат-Пиләсәр ИИИ миладийәдин илгәрки 742-жили, Шалманәзәр V миладийәдин илгәрки 722-жили кенийләрни Исраиллар билән биргә тутқун қилип, елип кәткән болуши мүмкин. Бәзи алимлар бешарәтни башқа бир «Ашур» дәп аталған хәлиқни көрситиду, дәп қарайду («Яр.» 25:3, «2Сам.» 2:9).
 
23 Балаам йәнә калам сөзини давам қилип мундақ деди: —
«Аһ , Тәңри бу ишларни қилған чеғида,
Ким тирик қелишқа қадир болар?
24 Киттим тәрәплиридин кемиләр келип,
Зулум-зәхмәт салиду Ашурға,
Зулум-зәхмәт салиду Ебәргә;
Лекин Киттимдин кәлгүчи өзиму һалакәткә йүзлинәр.«Ебәр» — Ибранийларниң әҗдатини, шундақла мошу йәрдә Йәһудий хәлқини көрситиши мүмкин. «Киттим» — Тәвратниң авалқи дәвирлиридә «Киттим» Кретләрни көрситәтти. Бешарәт авал миладийәдин илгәрки 13-әсирдә Филистийләрниң оттура шәриққә таҗавуз қилишини көрситиду. Кейинки вақитларда «Киттим» дегән бу исим Оттура Деңиз тәрәптин яки мәғриб тәрәптин келип таҗавуз қилидиған һәр қайси әлләрни көрсәткән. Шуңа бу бешарәт йәнә Рим империйәсиниң оттура шәриққә таҗавуз қилишини (миладийәдин илгәрки 190-жили башланған) көрситиши мүмкин («Дан.» 11:30ни вә изаһатларни көрүң). Ахир берип Рим империйәси һалак болди; у ахир заманда йәнә бир қетим дәҗҗалниң башқуруши астида болуп, йәнә бир шәкилдә пәйда болуши мүмкин; ахирда Мәсиһ дәҗҗалниң империйәсини мутләқ һалак қилиду.
 
25 Шуниң билән Балаам орнидин қопуп өз жутиға қайтти; Балақму өз йолиға маңди.
 
 

24:4 «көзи ечилип дүм жиқилған киши йәткүзгән калам сөзи» — башқа бир хил тәрҗимиси: «... көзлири ечилған адәм ейтидиған калам сөзи», йәни «Тәңриниң сөзлирини аңлиғучи, Һәммигә Қадирниң аламәт көрүнүшини көргүчи, көзи очуқ туруп дүм жиқилған киши йәткүзгән калам сөзи». Мүмкинчилиги барки, Балаам 22-баптики вақиәни әсләйду; шу чағда «Пәрвәрдигарниң Пәриштиси»ни униң ешиги көргән, амма у көрмигән, андин Худа «униң көзини ачти»

24:7 «Агаг» — бәлким Амаләк яки уларниң әтрапидики хәлиқләрниң падишалириниң унвани еди. «1Сам.» 15:8ни көрүң. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Гог».

24:8 Чөл. 23:22

24:9 Яр. 49:9; Чөл. 23:24

24:13 Чөл. 22:18

24:16 «көзи ечилған дүм жиқилиған киши йәткүзидиған калам сөзи» — башқа бир хил тәрҗимиси: «... көзлири ечилған адәм ейтидиған калам сөзи». Демәк, «Тәңриниң сөзлирини аңлиғучи, Һәммигә Қадирниң аламәт көрүнүшини көргүчи, көзи очуқ дүм жиқилған киши йәткүзгән калам сөзи».

24:17 «йеқин йәрдин әмәс» — яки «пат арида әмәс». «Шетләр» — мәлум қәбилини яки техиму мүмкинчилиги барки, Адәм атиниң оғли Шетниң әвлатлирини, йәни (Нуһ пәйғәмбәрниң әвлатлири болған) барлиқ инсанларни көрситиши мүмкин. Ундақта бу бешарәт Мәсиһниң барлиқ инсанлар үстидин һөкүмранлиқ қилидиғанлиғини көрситиду. «Шетләр» дегәнниң башқа бир хил тәрҗимиси: «ғовға-топилаң көтәргүчиләр». «бешарәтни шәрһләш» —бу бешарәт (16-19) авал Давут падишани, андин Давутниң әвлади болған Мәсиһни көрситиду. Бу бешарәттә Давут падишаниң Моаб, Едом вә Сеирни (Сеир Едом турған жутниң башқа бир исми) ишғал қилидиғанлиғи ейтилиду, дәрвәқә Давут у йәрләрни ишғал қилиду («2Сам.» 8:2, «Зәб.» 59:1-3). Ахирқи заманда Мәсиһ Исраилни қутқузуш үчүн, Исраилларниң дүшмәнлиригә шу охшаш ишларни қилиду.

24:17 Йәр. 48:45

24:19 «Шәһәр» — бәлким Моабниң пайтәхтини көрситиши мүмкин. «Шәһәрдә қалған һәммәйлән» дегәнниң башқа бир хил тәрҗимиси: «шәһәрниң қалдуғи» (демәк, шәһәрниң қалған йәрлири).

24:19 2Сам. 8:14

24:20 «Амаләк еди әсли әлләр арисида баш» — бәлким һәҗвий, кинайилик гәп. Амаләк дегән әл Исраилға биринчи болуп һуҗум қилған еди, бәлким улар өзлирини «әлләрниң беши» дәп чағлиған болуши мүмкин — Лекин улар һалак болиду. Бу иш авал Саул падиша («1Сам.» 14-15-бап) андин Давут падиша арқилиқ («1Сам.» 27:8, «2Сам.» 12:8), ахирида Шимеонлар арқилиқ болған («2Тар.» 4:34).

24:22 «Ашур» — Асурийәни көрситиду. Бешарәт бәлким Асурийә империйәси тәрипидин әмәлгә ашурулған. Асурийә императори Тиглат-Пиләсәр ИИИ миладийәдин илгәрки 742-жили, Шалманәзәр V миладийәдин илгәрки 722-жили кенийләрни Исраиллар билән биргә тутқун қилип, елип кәткән болуши мүмкин. Бәзи алимлар бешарәтни башқа бир «Ашур» дәп аталған хәлиқни көрситиду, дәп қарайду («Яр.» 25:3, «2Сам.» 2:9).

24:24 «Ебәр» — Ибранийларниң әҗдатини, шундақла мошу йәрдә Йәһудий хәлқини көрситиши мүмкин. «Киттим» — Тәвратниң авалқи дәвирлиридә «Киттим» Кретләрни көрситәтти. Бешарәт авал миладийәдин илгәрки 13-әсирдә Филистийләрниң оттура шәриққә таҗавуз қилишини көрситиду. Кейинки вақитларда «Киттим» дегән бу исим Оттура Деңиз тәрәптин яки мәғриб тәрәптин келип таҗавуз қилидиған һәр қайси әлләрни көрсәткән. Шуңа бу бешарәт йәнә Рим империйәсиниң оттура шәриққә таҗавуз қилишини (миладийәдин илгәрки 190-жили башланған) көрситиши мүмкин («Дан.» 11:30ни вә изаһатларни көрүң). Ахир берип Рим империйәси һалак болди; у ахир заманда йәнә бир қетим дәҗҗалниң башқуруши астида болуп, йәнә бир шәкилдә пәйда болуши мүмкин; ахирда Мәсиһ дәҗҗалниң империйәсини мутләқ һалак қилиду.