8
Әзра билән биллә қайтқанларниң сани
Падиша Артахшашта сәлтәнәт сүрүп турған вақитта, Бабилдин мениң билән биллә қайтқанларниң ата җәмәт башлиқлири вә уларниң нәсәбнамилири төвәндикичә: —
Финиһасниң әвлатлиридин Гәршон, Итамарниң әвлатлиридин Даниял, Давутниң әвлатлиридин Һаттуш, Шеканияниң әвлатлиридин, йәни Парошниң әвлатлиридин Зәкәрия вә униң билән нәсәбнамидә тизимланған әркәкләр җәмий бир йүз әллик киши; «Шеканияниң әвлатлиридин» — башқа бир хил тәрҗимиси (2-айәт билән бирләштүрүлүп): «Давутниң әвлатлиридин, Һаттуш, йәни Шеканияниң оғли, Парошниң әвлатлиридин... ». Паһат-Моабниң әвлатлиридин Зәраһияһниң оғли Әлйойинай вә униң билән биллә қайтқан әркәкләр икки йүз киши; Шеканияниң әвлатлиридин болған Яһазийәлниң оғли вә униң билән биллә қайтқан әркәкләр үч йүз киши; «Шеканияниң әвлатлиридин болған Яһазийәлниң оғли» — кона грекчә тәрҗимиси (LXX)дә «Заттуниң әвлатлиридин Яһазийәлниң оғли Шекания» дейилгән. Бу кона тәрҗимә тоғра болуши мүмкин. Адинниң әвлатлиридин Йонатанниң оғли Әбәд вә униң билән биллә қайтқан әркәкләр әллик киши; Еламниң әвлатлиридин Аталияниң оғли Йәшая вә униң билән биллә қайтқан әркәкләр йәтмиш киши; Шәфатияниң әвлатлиридин Микаилниң оғли Зәбадия вә униң билән биллә қайтқан әркәкләр сәксән киши; Йоабниң әвлатлиридин Йәһийәлниң оғли Обадия вә униң билән биллә қайтқан әркәкләр икки йүз он сәккиз киши; 10 Шеломитниң әвлатлиридин Йосифияниң оғли вә униң билән биллә қайтқан әркәкләр бир йүз атмиш киши; «Шеломитниң әвлатлиридин Йосифияниң оғли» — кона грекчә тәрҗимиси (LXX)дә «Баниниң әвлатлиридин Йосифияниң оғли Шеломит» дейилгән. Бу кона тәрҗимә тоғра болуши мүмкин. 11 Бибайниң әвлатлиридин Бибайниң оғли Зәкәрия вә униң билән биллә қайтқан әркәкләр жигирмә сәккиз киши; 12 Азгадниң әвлатлиридин Һаккатанниң оғли Йоһанан вә униң билән биллә қайтқан әркәкләр бир йүз он киши; 13 Адоникамниң әвлатлиридин әң ахирида қайтқанларниң исимлири Әлифәләт, Җәийәл вә Шемая болуп, улар билән биллә қайтқан әркәкләр атмиш киши; «Адоникамниң әвлатлиридин әң ахирида қайтқанлар...» — яки «Адоникамниң әвлатлиридин, йәни әң ахирида қайтқанлар...» 14 Бигвайниң әвлатлиридин Утай билән Заббуд вә улар билән биллә қайтқан әркәкләр йәтмиш киши.
 
Лавийлар билән ибадәтхана хизмәткарлири — йәни «нәтанийлар» — уларниң чақиртилиши
15 — Мән уларни Ахаваға ақидиған Дәрияниң бойиға жиғдим; биз у йәрдә чедир тикип үч күн турдуқ. Хәлиқни вә каһинларни арилап қарисам у йәрдә Лавийлар йоқ екән. «Лавийлар йоқ екән» — каһинлар өзлири Лавийлар, әлвәттә (пәқәт Һарунниң әвлатлири каһин болиду); мошу йәрдә дейиливатқини каһинлиқтин башқа роһий хизмәт қилалайдиған Лавийларни көрситиду. 16 Шуңа мән башлиқлардин Әлиезәр, Арийәл, Шемая, Әлнатан, Яриб, Әлнатан, Натан, Зәкәрия билән Мәшулламларни вә уларға қошуп оқумушлуқ алимлардин Йоариб билән Әлнатанни чақиртип келип, 17 уларға һавалә қилип Касифия дегән йәргә, Иддо дегән Атаман билән көрүшүшкә әвәттим. Мән Касифия дегән йәрдә Иддоға вә униң ибадәтхана хизмәткарлири болған қериндашлириға дәйдиған гәпләрни ағзиға селип, уларниң бу йәргә Худайимизниң өйи үчүн хизмәт қилидиған хизмәтчиләрни бизгә әкелишни өтүндум. 18 Худайимизниң шапаәтлик қоли биздә болғачқа, улар бизгә Исраилниң әвриси, Лавийниң нәвриси Маһлиниң әвлатлири ичидин оқумушлуқ бир адәмни, йәни Шәрәбияни вә униң оғуллири һәм қериндашлири болуп җәмий он сәккиз кишини башлап кәлди. 19 Улар йәнә Һашабия вә униң билән биллә Мәрариниң әвлатлиридин Йәшая һәм униң қериндашлири һәм уларниң оғуллири болуп, җәмий жигирмә кишини, 20 Йәнә илгири Давут вә униң әмирлири Лавийларниң хизмитидә болушқа тайинлиған «Нәтинийлар»дин икки йүз жигирмә кишини башлап кәлди, буларниң һәммиси исимлири билән тизимланди.«Нәтинийлар» — ибадәтхана хизмәткарлири.
 
Қайтип келишкә тәйярлиниш
21 Шу чағда Ахава дәрияси бойида мән Худайимизниң алдида өзүмизни төвән қилип, өзимиз вә кичик балилиримиз һәм барлиқ мал-мүлкимиз үчүн Худайимиздин ақ йол тиләшкә роза тутайли, дәп җакалидим. 22 Чүнки биз әслидә падишаға: «Худайимизниң қоли Уни барлиқ издигәнләрниң үстигә илтипат көрситишкә қоюлиду; лекин Униң қудрити билән ғәзиви Өзини ташлиғанларға зәрбә беришкә тәйярдур» дегән едуқ, әнди йәнә униңдин йолдики дүшмәнләргә тақабил турушқа пиядә вә атлиқ ләшкәрләр тайинлап беришни тәләп қилғанлиғимдин хиҗил болуп қалдим. 23 Шуниң билән биз роза тутуп Худайимиздин шу иш тоғрилиқ өтүндуқ, у дуайимизни иҗабәт қилди.
 
Муқәддәс өй үчүн һәдийә қилинған соғатлар
24 Мән каһин башлири ичидин он икки адәмни вә Шәрәбия, Һашабия вә улар билән биллә болған ака-укилиридин он адәмни таллап, 25 уларға алтун, күмүч вә қача-қучиларни, йәни падиша, униң мәслиһәтчилири, әмирлири вә шуниңдәк шу йәрдә туруватқан барлиқ Исраиллар «көйдүрмә һәдийә» сүпитидә Худайимизниң өйигә һәдийә қилған соғатларни тапшурдум. Әзра 7:14, 15 26 Мән күмүчтин алтә йүз әллик талант, йүз талант еғирлиқтики күмүч қача-қуча, йүз талант алтунни уларниң қолиға өлчәп тапшурдум.«күмүчтин алтә йүз әллик талант... йүз талант алтун...» — шу дәвирдики Исраиллар арисида бир «талант»ниң топтоғра қанчилик екәнлиги бизгә ениқ әмәс; «күмүчниң таланти» болса бәлким 45 килограм, «алтунниң таланти» бәлким 90 килограм болуши мүмкин; шуңа 650 талант күмүч бәлким 29 тонничә болатти, 100 талант күмүч 6.5 тонничә, 100 талант алтун 9 тонничә болатти. 27 Уларға тапшурғанлиримдин йәнә алтун дас жигирмә болуп, қиммити миң дарик, сүпәтлик вә валилдап пақирайдиған мис чоң дас икки болуп, алтундәк қиммәтлик еди. «дарик» — (яки «драхма») — Парс имперйәсидики бир хил алтун тәңгә; мошу йәрдә бу дасларниң қиммити 400-500 килограм алтунға баравәр еди. 28 Мән уларға: — Силәр Пәрвәрдигарға муқәддәстурсиләр, қача-қучиларму муқәддәстур, алтун-күмүчләр ата-боваңларниң Худаси Пәрвәрдигарға ихтиярий һәдийә қилинған соғаттур. 29 Таки Йерусалимдики Пәрвәрдигарниң өйидики амбар-ғәзниләргә йәткүзүп, каһинлар вә Лавийларниң башлири вә Исраилларниң қәбилә-җәмәт башлиқлириниң алдида таразидин өткүзгичә буларни убдан қарап қоғдаңлар, дедим. 30 Шуниң билән каһинлар билән Лавийлар Йерусалимдики Худайимизниң өйигә апиридиған, таразидин өткүзүлгән шу алтун-күмүч вә қача-қучиларни тапшурувалди.
 
Йерусалимға йетип келиш
31 Шуниң билән биринчи айниң он иккинчи күни биз Ахава дәриясиниң бойидин қозғилип Йерусалимға чиқишқа маңдуқ. Худайимизниң қоли үстимиздә болғачқа, у бизни дүшмәнлиримиздин вә йолда пайлап турған қарақчилардинму қутқузди. 32 Биз Йерусалимға келип у йәрдә үч күн турдуқ; 33 төртинчи күни Худайимизниң өйидә алтун-күмүч вә қача-қучилар таразида өлчинип каһин Урияниң оғли Мәрәмотниң қолиға тапшурулди; униң йенида Финиһасниң оғли Әлиазар, йәнә Лавийлардин Йәшуаниң оғли Йозабад билән Биннуийниң оғли Ноадияһлар бар еди. 34 Һәммә нәрсә сани бойичә вә еғирлиғи бойичә өлчәнди вә шуниң билән биллә һәр бириниң еғирлиғи пүтүп қоюлди.
35 Шу чағда әсли елип кетилгәнләрниң әвлатлири, йәни сүргүнлүктин қайтқанлар Исраилларниң Худасиға «көйдүрмә қурбанлиқ» сүпитидә пүткүл Исраил үчүн он икки топақ, тохсән алтә қочқар, йәтмиш йәттә қоза сунди, йәнә гуна қурбанлиғи сүпитидә он икки текә сунди; буларниң һәммиси Пәрвәрдигарға аталған көйдүрмә қурбанлиқ еди. 36 Улар падишаниң ярлиқ хәтлирини падишаниң валийлириға вә Дәрияниң бу ғәрип тәрипидики һөкүмдарларға тапшурувиди, улар хәлиққә вә Худаниң өйиниң ишлириға изчил ярдәм бәрди.
 
 

8:3 «Шеканияниң әвлатлиридин» — башқа бир хил тәрҗимиси (2-айәт билән бирләштүрүлүп): «Давутниң әвлатлиридин, Һаттуш, йәни Шеканияниң оғли, Парошниң әвлатлиридин... ».

8:5 «Шеканияниң әвлатлиридин болған Яһазийәлниң оғли» — кона грекчә тәрҗимиси (LXX)дә «Заттуниң әвлатлиридин Яһазийәлниң оғли Шекания» дейилгән. Бу кона тәрҗимә тоғра болуши мүмкин.

8:10 «Шеломитниң әвлатлиридин Йосифияниң оғли» — кона грекчә тәрҗимиси (LXX)дә «Баниниң әвлатлиридин Йосифияниң оғли Шеломит» дейилгән. Бу кона тәрҗимә тоғра болуши мүмкин.

8:13 «Адоникамниң әвлатлиридин әң ахирида қайтқанлар...» — яки «Адоникамниң әвлатлиридин, йәни әң ахирида қайтқанлар...»

8:15 «Лавийлар йоқ екән» — каһинлар өзлири Лавийлар, әлвәттә (пәқәт Һарунниң әвлатлири каһин болиду); мошу йәрдә дейиливатқини каһинлиқтин башқа роһий хизмәт қилалайдиған Лавийларни көрситиду.

8:20 «Нәтинийлар» — ибадәтхана хизмәткарлири.

8:25 Әзра 7:14, 15

8:26 «күмүчтин алтә йүз әллик талант... йүз талант алтун...» — шу дәвирдики Исраиллар арисида бир «талант»ниң топтоғра қанчилик екәнлиги бизгә ениқ әмәс; «күмүчниң таланти» болса бәлким 45 килограм, «алтунниң таланти» бәлким 90 килограм болуши мүмкин; шуңа 650 талант күмүч бәлким 29 тонничә болатти, 100 талант күмүч 6.5 тонничә, 100 талант алтун 9 тонничә болатти.

8:27 «дарик» — (яки «драхма») — Парс имперйәсидики бир хил алтун тәңгә; мошу йәрдә бу дасларниң қиммити 400-500 килограм алтунға баравәр еди.