20
Шебаниң көтәргән исяни
Вә шундақ болдики, шу йәрдә Бинямин қәбилисидин, Бикриниң оғли Шеба исимлиқ бир иплас бар еди. У канай челип: —
Бизниң Давутта һеч қандақ ортақ несивимиз йоқ; Йәссәниң оғлидин һеч қандақ мирасимиз йоқ! И Исраил, һәр бирлириңлар өз өйүңләргә йенип кетиңлар, — деди.«Бикриниң оғли Шеба исимлиқ бир иплас» — «бир иплас» ибраний тилида «Шәйтан (Белиал)ниң бир оғли». «һәр бирлириңлар өз өйүңләргә йенип кетиңлар» — ибраний тилида: «һәр бирлириңлар өз чедириға йенип кетиңлар».
Шуниң билән Исраилниң һәммә адәмлири Давуттин йенип Бикриниң оғли Шебаға әгәшти. Лекин Йәһуданиң адәмлири Иордан дәриясидин тартип Йерусалимғичә өз падишасиға чиң бағлинип, униңға әгәшти. Давут Йерусалимға келип ордисиға кирди. Падиша ордиға қарашқа қоюп кәткән әшу он кенизәкни бир өйгә қамап қойди. У уларни бақти, лекин уларға йеқинчилиқ қилмиди. Шуниң билән улар у йәрдә тул аяллардәк өлгичә қамалған пети турди.
Андин падиша Амасаға: Үч күн ичидә Йәһуданиң адәмлирини чақирип, жиғип кәлгин; өзүңму бу йәрдә һазир болғин, деди.
Шуниң билән Амаса Йәһуданиң адәмлирини чақирип жиққили барди. Лекин униң ундақ қилиши падиша бекиткән вақиттин кейин қалди, у вақитта Давут Абишайға: Әнди Бикриниң оғли Шеба бизгә чүшүридиған апәт Абшаломниң чүшүргинидин техиму яман болиду. Әнди ғоҗаңниң хизмәткарлирини елип уларни қоғлап барғин. Болмиса, у мустәһкәм шәһәрләрни егиливелип, биздин өзини қачуруши мүмкин, — деди.
Шуниң билән Йоабниң адәмлири вә Кәрәтийләр, Пәләтийләр, шундақла барлиқ палванлар униңға әгишип чиқти; улар Йерусалимдин чиқип, Бикриниң оғли Шебани қоғлиғили барди. Улар Гибеондики  қорам ташқа йеқин кәлгәндә Амаса уларниң алдиға чиқти. Йоаб үстибешиға җәң либасини кийип, белигә ғилаплиқ бир қиличини асқан кәмәр бағлиған еди. У алдиға меңивиди, қилич ғилаптин чүшүп кәтти.
Йоаб Амасадин: Течлиқму, иним? — дәп сориди. Йоаб Амасани сөймәкчи болғандәк оң қоли билән уни сақилидин тутти. 10  Амаса Йоабниң йәнә бир қолида қилич барлиғиға диққәт қилмиди. Йоаб униң қосиғиға шундақ тиқтики, үчәйлири чиқип йәргә чүшти. Иккинчи қетим селишниң һаҗити қалмиған еди; чүнки у өлди. Андин Йоаб билән иниси Абишай Бикриниң оғли Шебани қоғлиғили кәтти.1Пад. 2:5
11  Йоабниң ғуламлиридин бири Амасаниң йенида туруп: Ким Йоаб тәрәптә туруп Давутни қоллиса, Йоабқа әгәшсун, дәйтти.
12  Амма Амаса өз қенида жумилинип, йолниң оттурсида ятатти; уни көргән хәлиқниң һәр бири тохтайтти. У киши һәммә хәлиқниң тохтиғинини көрүп, Амасаниң җәситини йолдин етизлиққа тартип қойди һәм бир кийимни униң үстигә ташлиди. 13  Җәсәт йолдин йөткәлгәндин кейин хәлиқниң һәммиси Бикриниң оғли Шебани қоғлиғили Йоабқа әгәшти.
14  Шеба болса Бәйт-Маакаһдики Абәлгичә вә Берийликләрниң жутиниң һәммә йәрлирини кезип Исраилниң һәммә қәбилилиридин өтти. Берийликләрму җәм болуп униңға әгишип барди. «Берийликләрму җәм болуп...» — яки «У йәрдики кишиләрму җәм болуп...». 15  Шуниң билән Йоаб вә адәмлири келип, Бәйт-Маакаһдики Абәлдә уни муһасиригә алди. Улар шәһәрниң чөрисидики сепилниң удулида бир истиһкам салди; Йоабқа әгәшкәнләрниң һәммиси келип, сепилни өрүшкә базғанлаватқанда, 16  Данишмән бир хотун шәһәрдин товлап: Қулақ селиңлар! Қулақ селиңлар! Йоабни бу йәргә чақирип келиңлар, мениң униң билән сөзләшмәкчи болғинимни униңға ейтиңлар, — деди.
17  У йеқин кәлгәндә хотун униңдин: Сили Йоабму? — дәп сориди. У: Шундақ, мән шу, деди. Хотун униңға: Дедәклириниң сөзини аңлиғайла, деди. У: Аңлаватимән, деди.
18  Хотун: Кониларда Абәлдә мәслиһәт тапқин, андин мәсилиләр һәл қилиниду, дегән гәп бар; 19  Исраилниң тинич вә мөмин бәндилиридин биримән; сили һазир Исраилдики ана кәби чоң бир шәһәрни харап қиливатидила; немишкә Пәрвәрдигарниң мирасини йоқатмақчи болила? — деди.«сили һазир Исраилдики ана кәби чоң бир шәһәрни харап қиливатидила» — «ана кәби чоң бир шәһәр» дегәнниң мәнаси бәлким, башқа шәһәрләр Абәлгә беқиниду. Башқа бир хил тәрҗимиси «бир шәһәр вә Исраилдики бир ана болғучини харап қиливатидила».
20  Йоаб җавап берип: Ундақ иш мәндин нери болсун! Мәндин нери болсун! Мениң һеч немини жутувалғум яки йоқатқум йоқтур; 21  иш ундақ әмәс, бәлки Әфраимдики едирлиқтин Бикриниң оғли Шеба дегән бир адәм Давут падишаға қарши қолини көтирипту. Пәқәт уни тапшурсаңлар, андин шәһәрдин кетимән, деди. Хотун Йоабқа: Мана униң беши сепилдин силигә ташлиниду, — деди.
22  Андин хотун өз даналиғи билән һәммә хәлиққә мәслиһәт салди; улар Бикриниң оғли Шебаниң бешини кесип, Йоабқа ташлап бәрди. Йоаб канай чалди, униң адәмлири шуни аңлап, шәһәрдин кетип, һәр бири өз өйигә қайтти. Йоаб Йерусалимға падишаниң қешиға барди.«шуни аңлап... һәр бири өз өйигә қайтти» — ибраний тилида: «шуни аңлап... һәр бири өз чедириға қайтти».
23  Әнди Йоаб пүткүл Исраилниң қошуниниң сәрдари еди; Йәһояданиң оғли Беная болса Кәрәтийләр билән Пәләтийләрниң үстигә сәрдар болди. 24  Адонирам баҗ-алванға баш болди, Аһилудниң оғли Йәһошафат болса диван беги болди; 25  Шева катип, Задок билән Абиятар каһин еди; 26  Яирлиқ Ира болса Давутқа хас каһин болди.«Яирлиқ Ира болса Давутқа хас каһин болди» — яки «Яирлиқ Ира болса Давутниң баш вәзири болди».
 
 

20:1 «Бикриниң оғли Шеба исимлиқ бир иплас» — «бир иплас» ибраний тилида «Шәйтан (Белиал)ниң бир оғли». «һәр бирлириңлар өз өйүңләргә йенип кетиңлар» — ибраний тилида: «һәр бирлириңлар өз чедириға йенип кетиңлар».

20:10 1Пад. 2:5

20:14 «Берийликләрму җәм болуп...» — яки «У йәрдики кишиләрму җәм болуп...».

20:19 «сили һазир Исраилдики ана кәби чоң бир шәһәрни харап қиливатидила» — «ана кәби чоң бир шәһәр» дегәнниң мәнаси бәлким, башқа шәһәрләр Абәлгә беқиниду. Башқа бир хил тәрҗимиси «бир шәһәр вә Исраилдики бир ана болғучини харап қиливатидила».

20:22 «шуни аңлап... һәр бири өз өйигә қайтти» — ибраний тилида: «шуни аңлап... һәр бири өз чедириға қайтти».

20:26 «Яирлиқ Ира болса Давутқа хас каһин болди» — яки «Яирлиқ Ира болса Давутниң баш вәзири болди».