6
Даниял ширлар өңкүридә
Падиша Дариус пүтүн падишалиқни идарә қилиш үчүн бир йүз жигирмә вәзирни һәр қайси жутларни башқурушқа тайинлашни мувапиқ көрди. «Падиша Дариус пүтүн падишалиқни идарә қилиш үчүн...» — мошу «Дариус»ниң ким екәнлиги тоғрилиқ алимлар арисида талаш-тартиш бар. Бәзилири уни парслиқ Қорәш, дәп қарайду. Лекин мошу йәрдә Дариус «Медиалиқ» дейилиду вә 31гә қариғанда, у Қорәшниң қол астида еди («Медиалиқ Дариус падишалиқни қобул қилди» дейилиду). Униң салаһийитини археологлар тәтқиқатлири билән ениқлиши мүмкин. Буниңдин башқа у бу вәзирләрни назарәт қилип, бу вәзирләрниң һесавини елиш, шундақла падишаниң һоқуқ-мәнпәәти зиянға учримисун дәп Даниял вә башқа икки кишини назарәтчиликкә тайинлиди. Даниялда алаһидә бир роһий хусусийәт бар болғачқа, у башқа назарәтчиләрдин вә вәзирләрдин иқтидарлиқ чиқти. Шуңа падиша уни пүткүл падишалиқни идарә қилишқа тайинлимақчи болди. Шуниң билән башқа назарәтчи вә вәзирләр униң падишалиқтики мәмурий ишлиридин сәһвәнлик издиди. Лекин улар әрз қилғидәк һеч қандақ банә-сәвәп яки сәһвәнлик тапалмиди. Чүнки Даниял диянәтлик вә ишәшлик болуп, униңдин қилчә кәмчилик яки сәһвәнлик чиқиралмиған еди. Шуңа шу адәмләр өз ара:
— Даниялниң Худасиниң қануниға мунасивәтлик ишлиридин башқа, униңдин әйиплигидәк һеч қандақ банә тапалмаймиз, — дейишти.
Шуңа улар өз ара тил бириктүруп падишаниң алдиға кирип:
— Падиша Дариус алийлири мәңгү яшиғайла! Алийлириниң падишалиқлиридики барлиқ назарәтчи, валий, вәзир, мәслиһәтчи, һаким вә әмәлдарлар бирликтә мәслиһәтләштуқ; һәр қандақ киши оттуз күн ичидә һәр қандақ илаһқа һәр қандақ дуа-тилавәт қилишқа вә яки һәр қандақ кишидин бир нәрсә тиләшкә рухсәт болмисун, и алийлири, пәқәт силидинла тилиши рухсәт болсун дегән шаһанә ярлиқниң чүшүрүлүшини лайиқ көрдуқ. Бу пәрман қәтъий болсун, кимки бу пәрманға хилаплиқ қилса, у ширлар өңкүригә ташлансун! «Алийлириниң падишалиқлиридики барлиқ назарәтчи, валий, вәзир, мәслиһәтчи, һаким вә әмәлдарлар...» — уларниң бу баянидики «барлиқ» дегән сөз ялғанчилиқ еди; чүнки Даниял униң ичидә әмәс еди, әлвәттә. Әнди, и алийлири бу пәрманни бекитип чүшүргәйла, униң өзгәртилмәслиги үчүн ярлиқнамигә имза қойғайла; чүнки Медиа вә Парс қануни бойичә, пәрман чиқирилиши биләнла өзгәртишкә болмайду, — деди. Әст. 1:9; 8:8
Шуниң билән Дариус пәрманни бекитип ярлиқнамиға қол қойди.«Шуниң билән Дариус пәрманни бекитип ярлиқнамиға қол қойди» — 9-айәтниң толуқ мәнасини бекитиш тәс. Арамий тилида «Шуниң билән Дариус пәрман вә ярлиқнамигә қол қойди» дейилиду. Буниңға қариғанда, икки язма ярлиқ болған болса керәк. Парс ордисидики қаидә-низамлардин анчә хәвиримиз болмиғачқа, немә үчүн икки ярлиқ керәк болидиғинини билмәймиз.
10 Даниял бу ярлиқнамигә имза қоюлғанлиғини аңлап, өйигә қайтти. Униң өйиниң өгүзидә бир балихана болуп, деризиси Йерусалимға қарайдиған болуп, очуқ туратти. У адити бойичә деризиниң алдида тизлинип олтирип, һәр күни үч қетим Худаға дуа-тилавәт қилип шүкүр ейтатти.1Пад. 8:44; Зәб. 54:18
11 Лекин һелиқи адәмләр биллә келип Даниялниң Худаға дуа вә тилавәт қиливатқинини көрди. 12 Андин улар бирликтә падишаниң алдиға берип пәрман тоғрисида гәп ечип:
— И алийлири, өзлири: Оттуз күн ичидә өзлиридин башқа һәр қандақ илаһдин яки һәр қандақ инсандин бирәр немини тилигән һәр қандақ киши ширлар өңкүригә ташлансун, дегән бир пәрманға имза қойған әмәсму? — дәп сориди.
Падишаһ: — Дәрвәқә шундақ қилдим, Медиа вә Парс қануни бойичә пәрманни өзгәрткили болмайду, — деди.
13 Андин улар падишаға җававән:
— Йәһудадин әсир елип келингән кишиләрдин һелиқи Даниял, и алийлири, силини вә сили имза қойған пәрманни көзгә илмайду, бәлки һәр күндә үч қетим өз дуа-тилавитини қиливатиду, — дейишти.
14 Буни аңлиған падиша өз-өзигә кайип, көңүл қоюп Даниялни қутқушушқа амал тапмақчи болуп, у күн патқичә һәр хил қутқузуш амали үстидә издинип жүрди.
15 Лекин ахирда у кишиләр йәнә өз ара тил бириктүрүп падишаниң алдиға җәм болуп униңға:
— И алийлири, өзлиригә мәлумки, Медиалар вә Парсларниң қануни дәл шуки, падишаниң бекиткән һәр қандақ қарари яки пәрманини өзгәртишкә болмайду, — дейишти.
16 Шуниң билән падишаниң әмир қилиши билән Даниял тутуп келинип, ширлар өңкүригә ташланди. Падиша Даниялға:
— Сән үзүлдүрмәй ибадәт қилидиған Худайиң сени қутқузивалиду! — деди.
17 Бир таш елинип, өңкүрниң ағзи униң билән етилди; Даниялниң ишлириға һеч ким арилашмисун дәп уни падиша өз мөһүри вә униң әмир-әмәлдарлириниң мөһүрлири билән мөһүрлиди. 18 Андин падиша ордиға қайтип келип кечини роза тутуп өткүзди; өзиниң тоқал-кенизәклиридин һеч қайсисини өз йениға кәлтүрмиди, у кечичә ухлалмиди. «өзиниң тоқал-кенизәклиридин һеч қайсисини өз йениға кәлтүрмиди» — яки, «у һеч қандақ көңүл ечишларниму қилмиди». «у кечичә ухлалмиди» — арамий тилида «униң уйқиси қачти». 19 Таң етиши биләнла падиша орнидин туруп, алдирап ширлар өңкүригә барди. 20 Падиша өңкүргә йеқинлишип азапланған һалда Даниялни чақирип:
— Әй Даниял, Мәңгү Һаят Худаниң қули, сән үзүлмәс ибадәт қилидиған Худайиң сени ширлардин қутқузивалмидиму? — дәп товлиди.
21 Даниял җававән:
— И алийлири, мәңгү яшиғайла! 22 Худайимниң пәриштисини әвәтип ширларниң ағзини жумдуруши билән улар маңа һеч зиян-зәхмәт йәткүзәлмиди; чүнки У мәндин һеч қандақ әйип көрмиди. Алийлириниң алдидиму мән һеч қандақ зиян йәткүзгидәк иш қилмидим, — деди.
23 Буни аңлап падиша интайин хошал болуп, адәмлирини Даниялни өңкүрдин елип чиқишни буйруди. Шуниң билән улар Даниялни өңкүрдин елип чиқти. Униңдин қилчә зедә-зәхмәт тапалмиди; чүнки у Худасиға таянған еди. 24 Андин падиша буйруқ чүшүрди, нәвкәрлири Даниялниң үстидин шикайәт қилғанларниң һәммисини тутуп, уларни бала-җақилири вә хотунлири билән қошуп ширлар өңкүригә ташливәтти. Улар өңкүр тегигә чүшүп болмайла ширлар етилип келип, уларниң устиханлириниму чайнап қийма-чийма қиливәтти.
25 Шу иштин кейин Дариус падиша йәр йүзидә туруватқан һәр қайси әл-жут, һәммә таипиләр, һәр тилда сөзлишидиған қовмларниң һәммисигә мундақ пүтүк чүшүрди: —
«Һәммиңларға аманлиқ ешип-тешип турғай!
26 Мән ушбу ярлиқни чүшүримәнки, падишалиғимдики һәр бир жуттики пухралар Даниялниң Худаси алдида титрәп қорқсун!
— Чүнки У Мәңгү Һаят Худадур,
Мәңгү мустәһкәм өзгәрмәстур,
Униң падишалиғи һалак қилинмас,
Униң һакимийити әбәдил-әбәткичә болиду.«Униң һакимийити әбәдил-әбәткичә болиду» — арамий тилида «Униң һакимийити ахирғичә болиду».  Дан. 2:44; 4:3; 7:14, 27; Луқа 1:33
27 У балайиқазадин қоғдайду вә қутқузиду,
У асманлардиму, йәр йүзидиму аламәт-карамәтләрни яритиду,
У Даниялни ширларниң чаңгилидин қутқузди».
28 Даниялниң болса шу ишлардин кейин Дариус һөкүм сүргән мәзгилдә, шундақла Парс падишаси Қурәш һөкүм сүргән вақитларда ишлири раван жүрүшти.
 
 

6:1 «Падиша Дариус пүтүн падишалиқни идарә қилиш үчүн...» — мошу «Дариус»ниң ким екәнлиги тоғрилиқ алимлар арисида талаш-тартиш бар. Бәзилири уни парслиқ Қорәш, дәп қарайду. Лекин мошу йәрдә Дариус «Медиалиқ» дейилиду вә 31гә қариғанда, у Қорәшниң қол астида еди («Медиалиқ Дариус падишалиқни қобул қилди» дейилиду). Униң салаһийитини археологлар тәтқиқатлири билән ениқлиши мүмкин.

6:7 «Алийлириниң падишалиқлиридики барлиқ назарәтчи, валий, вәзир, мәслиһәтчи, һаким вә әмәлдарлар...» — уларниң бу баянидики «барлиқ» дегән сөз ялғанчилиқ еди; чүнки Даниял униң ичидә әмәс еди, әлвәттә.

6:8 Әст. 1:9; 8:8

6:9 «Шуниң билән Дариус пәрманни бекитип ярлиқнамиға қол қойди» — 9-айәтниң толуқ мәнасини бекитиш тәс. Арамий тилида «Шуниң билән Дариус пәрман вә ярлиқнамигә қол қойди» дейилиду. Буниңға қариғанда, икки язма ярлиқ болған болса керәк. Парс ордисидики қаидә-низамлардин анчә хәвиримиз болмиғачқа, немә үчүн икки ярлиқ керәк болидиғинини билмәймиз.

6:10 1Пад. 8:44; Зәб. 54:18

6:18 «өзиниң тоқал-кенизәклиридин һеч қайсисини өз йениға кәлтүрмиди» — яки, «у һеч қандақ көңүл ечишларниму қилмиди». «у кечичә ухлалмиди» — арамий тилида «униң уйқиси қачти».

6:26 «Униң һакимийити әбәдил-әбәткичә болиду» — арамий тилида «Униң һакимийити ахирғичә болиду».

6:26 Дан. 2:44; 4:3; 7:14, 27; Луқа 1:33