Наһум
1
Худаниң Нинәвәниң һалакити тоғрилиқ пәрмани
Нинәвә шәһири тоғрисида жүкләнгән вәһий — Әлкошлуқ Наһум көргән аламәт көрүнүш хатириләнгән китап.«Жүкләнгән вәһий» — ибраний тилида «Масса» (асасий мәнаси «жүк») дегән бир сөз биләнла ипадилинип һәм «вәһий» һәм «пәйғәмбәрниң зиммисигә жүкләнгән бир вәзипә» дегән икки мәнини өз ичигә алиду.
 
Пәрвәрдигар отлуқ муһәббәтлик, интиқам алғучи бир Худадур;
Бәрһәқ, Пәрвәрдигар бир интиқам алғучи,
Дәрғәзәп Егисидур;
Пәрвәрдигар явлиридин интиқам алиду,
Дүшмәнлири үчүн адавәт сақлайду.Мис. 20:5
Пәрвәрдигар асанлиқчә аччиқланмайду,
Күч-қудрәттә улуқдур,
Гунайи барни һеч ақлимайду;
Пәрвәрдигар — Униң йоли қара қуюнда вә борандидур,
Булутлар Униң аяқлири пурқиратқан чаң-тозаңдур.
У деңизға тәнбиһ берип уни қуруқ қилиду,
Барлиқ дәрияларни қурутиветиду;
Башан қағҗирап кетиду,
Кармәлму һәм шундақ болиду;
Ливандики гүл-гияму қағҗирайду.«Барлиқ дәрияларни қурутиветиду; Башан қағҗирап кетиду, Кармәлму һәм шундақ болиду; Ливандики гүл-гияму қағҗирайду» — Башан вә Ливанда һөл-йеғин көп, бәк мол болиду; уларниң отлақлири интайин мунбәт еди. Кармәл болса Исраилда һөл-йеғин әң көп болидиған җай; у «қағҗирап кәткән» болса, башқа җайлар техиму шундақ болатти.
Тағлар униң алдида титрәп кетиду,
Дөңләр ерип кетиду,
Йәр йүзи Униң һозури алдиға көтирилиду,
Җаһан һәм униңда барлиқ яшаватқанларму шундақ болиду.Мис. 19:18; Зәб. 17:8-10; 28:4-6; 96:4, 5; 113:4.
Ким Униң ғәзиви алдида тик туралисун?
Ким Униң аччиғиниң дәһшитидә қәддини керип туралисун?
Униң дәрғәзиви оттәк төкүлиду,
Униң алдида ташлар йерилиду.
Пәрвәрдигар меһривандур, күлпәтлик күндә башпанаһдур;
Өзигә таянғанларни У билиду.Йо. 3:16
Бирақ ешип ташқан кәлкүн билән шу йәрни пүтүнләй түгәштүриду,
Қараңғулуқ униң дүшмәнлирини қоғлайду.«Бирақ ешип ташқан кәлкүн билән шу йәрни пүтүнләй түгәштүриду» — «ешип ташқан кәлкүн» пәйғәмбәрләрниң язмилирида адәттә көчмә мәнидә қоллинилип «таҗавуз қилғучи қорқунучлуқ қошун»ни көрситиду. Бирақ «Наһум» дегән ушбу қисмида, у һәм әсли мәнасидә (кәлкүн) билән қоллинилған һәм «таҗавузчи қошун» дегән көчмә мәнидиму қоллинилған. Нинәвә шәһири Тигрис дәриясиниң ешип тешиши һәм Бабил қошуни тәрипидин йәр билән тәң қилинған.
«Шу йәр» бәлким Нинәвә шәһирини көрситиду.
Силәр Пәрвәрдигар билән қаршилишип немә ойлаватисиләр?
У ишлириңларни пүтүнләй түгәштүриду;
Яманлиқ силәрдин иккинчи қетим чиқмайду.«У ишлириңларни пүтүнләй түгәштүриду» — яки «У Өзи қилмақчи болғинини бәрибир ада қилиду». «Яманлиқ силәрдин иккинчи қетим чиқмайду» — кона заманлардики нурғун «вәйран қилинған» шәһәрләр кейин қайта қурулған. Мәсилән, Йерусалим шәһири аз дегәндә бәш қетим қайтидин қурулған. Бирақ Нинәвә шәһири ғулитиветилгәндин кейин пүтүнләй йоқап кәтти.
10 Улар қамғақтәк бир-биригә чирмишивалған болсиму,
Өз һарақлиридин сүзмә болуп кәткән болсиму,
Улар қуруқ пахалдәк пүтүнләй йәп кетилиду.«Өз һарақлиридин сүзмә болуп кәткән болсиму,...» — пәйғәмбәр мошу йәрдә, Нинәвә шәһиридики һәммә пухра мәс болған вақтида вәйран қилиниду, дәп пуритиду. «Улар қуруқ пахалдәк пүтүнләй йәп кетилиду» — мәнаси бәлким «көйдүрүлиду». Башқа бир нәччә хил тәрҗимиләр учриши мүмкин.
11 Сәндин Пәрвәрдигарға рәзиллик ойлиғучи чиққан еди,
У Иблисниң бир несиһәтчисидур. «У Иблисниң бир несиһәтчисидур» — «Иблис» мошу йәрдә ибраний тилида «Белиал» дейилиду. Бу сөз Тәвратта адәттә Шәйтанниң өзини көрситиши мүмкин. Башқа тәрҗимиләрдә «рәзил», «әрзимәс» дегән мәниләрдә келиду.
Мүмкинчилиги барки, бу «Иблисниң несиһәтчиси» Сәннахерибни көрситиду (Сәннахериб миладийәдин илгәрки 702-жили Йәһудаға қаттиқ һуҗум қилған. Униң мәғлубийити һәм өлүми Тәвратта, «Йәшая» 36-38 бабларда хатириләнгән). Ундақ болғанда, Наһум пәйғәмбәр өзиниң бу бешаритини мәзкур китапни рәсмий топлап пүткүзүштин 50 жил бурун, йәни яш вақтида хатирилигән болиду.
12 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
«Уларниң тәйярлиқлири толуқ, сани зор көп болсиму,
Улар охшашла үзүп ташлиниду,
Шундақла кәлмәскә кетиду;
Мән саңа азар қилғиним билән, и хәлқим,
Қайтидин саңа азар қилмаймән. «Уларниң тәйярлиқлири толуқ, сани зор көп болсиму,... » — «тәйярлиқлири толуқ, сани зор көп» — бу Асурийәликләрниң өзлирини тәсвирләшкә дайим ишлитидиған ибарә. «Улар охшашла үзүп ташлиниду, шундақла кәлмәскә кетиду» — ибараний тилида «кәлмәскә кетиду» дегән бу сөз бәзидә «тамчилап-тамчилап йоқап кетиду» дегәнни билдүриду.
13 Һазир Мән униң боюнтуруғини бойнуңдин сундуруп еливатимән,
Вә асарәтлириңни бөсүп ташлаймән.
14 Пәрвәрдигар сән тоғрилиқ пәрман чүшүргәнки,
Сениң намиң қайтидин терилмәйду;
Бутуңниң өйидин Мән ойма һәйкәл, қуйма һәйкәлни йоқитимән;
Мән қәбрәңни тәйярлаватимән,
Чүнки сән пәсәндидурсән.«Пәрвәрдигар сән тоғрилиқ пәрман чүшүргәнки, сениң намиң қайтидин терилмәйду; ...» — Худа мошу йәрдә қайтидин Асурийә падишасиға сөз қилиду.
«Сениң намиң .. терилмәйду» — бу бәлким икки бислиқ сөз. Биринчидин Асурийә падишасиниң һеч нәсли қалмайду; иккинчидин, уни әслитидиған һеч абидиләр, хатирә ташлар қалмайду (Асурийә падишалири әслидә чоң-чоң абидә ташлириға наһайити амрақ еди). «Мән қәбрәңни тәйярлаватимән» — башқа бир хил тәрҗимиси «Мән уни (йәни падишаниң бутханисини) қәбрәң қилип бекитимән».
15 Мана тағлар үстидә, хуш хәвәрни елип кәлгүчиниң аяқлириға,
Арам-хатирҗәмликни җакалиғучиниң аяқлириға қара!
Һейтлириңни тәбриклә, и Йәһуда, ичкән қәсәмлириңни ада қил;
Чүнки у рәзил болғучи зиминиңдин иккинчи өтмәйду;
У пүтүнләй үзүп ташланған болиду.«Мана тағлар үстидә, хуш хәвәрни елип кәлгүчиниң аяқлириға, арам-хатирҗәмликни җакалиғучиниң аяқлириға қара!» — мошу хуш хәвәрниң мәзмуни бәлким Нинәвә шәһири вәйран болуп, Худаниң хәлқигә хатирҗәм күнләр кәлди, дегәнлик.  Йәш. 52:7; Рим. 10:15
 
 

1:1 «Жүкләнгән вәһий» — ибраний тилида «Масса» (асасий мәнаси «жүк») дегән бир сөз биләнла ипадилинип һәм «вәһий» һәм «пәйғәмбәрниң зиммисигә жүкләнгән бир вәзипә» дегән икки мәнини өз ичигә алиду.

1:2 Мис. 20:5

1:4 «Барлиқ дәрияларни қурутиветиду; Башан қағҗирап кетиду, Кармәлму һәм шундақ болиду; Ливандики гүл-гияму қағҗирайду» — Башан вә Ливанда һөл-йеғин көп, бәк мол болиду; уларниң отлақлири интайин мунбәт еди. Кармәл болса Исраилда һөл-йеғин әң көп болидиған җай; у «қағҗирап кәткән» болса, башқа җайлар техиму шундақ болатти.

1:5 Мис. 19:18; Зәб. 17:8-10; 28:4-6; 96:4, 5; 113:4.

1:7 Йо. 3:16

1:8 «Бирақ ешип ташқан кәлкүн билән шу йәрни пүтүнләй түгәштүриду» — «ешип ташқан кәлкүн» пәйғәмбәрләрниң язмилирида адәттә көчмә мәнидә қоллинилип «таҗавуз қилғучи қорқунучлуқ қошун»ни көрситиду. Бирақ «Наһум» дегән ушбу қисмида, у һәм әсли мәнасидә (кәлкүн) билән қоллинилған һәм «таҗавузчи қошун» дегән көчмә мәнидиму қоллинилған. Нинәвә шәһири Тигрис дәриясиниң ешип тешиши һәм Бабил қошуни тәрипидин йәр билән тәң қилинған. «Шу йәр» бәлким Нинәвә шәһирини көрситиду.

1:9 «У ишлириңларни пүтүнләй түгәштүриду» — яки «У Өзи қилмақчи болғинини бәрибир ада қилиду». «Яманлиқ силәрдин иккинчи қетим чиқмайду» — кона заманлардики нурғун «вәйран қилинған» шәһәрләр кейин қайта қурулған. Мәсилән, Йерусалим шәһири аз дегәндә бәш қетим қайтидин қурулған. Бирақ Нинәвә шәһири ғулитиветилгәндин кейин пүтүнләй йоқап кәтти.

1:10 «Өз һарақлиридин сүзмә болуп кәткән болсиму,...» — пәйғәмбәр мошу йәрдә, Нинәвә шәһиридики һәммә пухра мәс болған вақтида вәйран қилиниду, дәп пуритиду. «Улар қуруқ пахалдәк пүтүнләй йәп кетилиду» — мәнаси бәлким «көйдүрүлиду». Башқа бир нәччә хил тәрҗимиләр учриши мүмкин.

1:11 «У Иблисниң бир несиһәтчисидур» — «Иблис» мошу йәрдә ибраний тилида «Белиал» дейилиду. Бу сөз Тәвратта адәттә Шәйтанниң өзини көрситиши мүмкин. Башқа тәрҗимиләрдә «рәзил», «әрзимәс» дегән мәниләрдә келиду. Мүмкинчилиги барки, бу «Иблисниң несиһәтчиси» Сәннахерибни көрситиду (Сәннахериб миладийәдин илгәрки 702-жили Йәһудаға қаттиқ һуҗум қилған. Униң мәғлубийити һәм өлүми Тәвратта, «Йәшая» 36-38 бабларда хатириләнгән). Ундақ болғанда, Наһум пәйғәмбәр өзиниң бу бешаритини мәзкур китапни рәсмий топлап пүткүзүштин 50 жил бурун, йәни яш вақтида хатирилигән болиду.

1:12 «Уларниң тәйярлиқлири толуқ, сани зор көп болсиму,... » — «тәйярлиқлири толуқ, сани зор көп» — бу Асурийәликләрниң өзлирини тәсвирләшкә дайим ишлитидиған ибарә. «Улар охшашла үзүп ташлиниду, шундақла кәлмәскә кетиду» — ибараний тилида «кәлмәскә кетиду» дегән бу сөз бәзидә «тамчилап-тамчилап йоқап кетиду» дегәнни билдүриду.

1:14 «Пәрвәрдигар сән тоғрилиқ пәрман чүшүргәнки, сениң намиң қайтидин терилмәйду; ...» — Худа мошу йәрдә қайтидин Асурийә падишасиға сөз қилиду. «Сениң намиң .. терилмәйду» — бу бәлким икки бислиқ сөз. Биринчидин Асурийә падишасиниң һеч нәсли қалмайду; иккинчидин, уни әслитидиған һеч абидиләр, хатирә ташлар қалмайду (Асурийә падишалири әслидә чоң-чоң абидә ташлириға наһайити амрақ еди). «Мән қәбрәңни тәйярлаватимән» — башқа бир хил тәрҗимиси «Мән уни (йәни падишаниң бутханисини) қәбрәң қилип бекитимән».

1:15 «Мана тағлар үстидә, хуш хәвәрни елип кәлгүчиниң аяқлириға, арам-хатирҗәмликни җакалиғучиниң аяқлириға қара!» — мошу хуш хәвәрниң мәзмуни бәлким Нинәвә шәһири вәйран болуп, Худаниң хәлқигә хатирҗәм күнләр кәлди, дегәнлик.

1:15 Йәш. 52:7; Рим. 10:15