27
Шәйтанниң җазалиниши •••• Исраиллар жиғилип Худаға мевә бериду
Шу күнидә Пәрвәрдигар Өзиниң дәһшәтлик, бүйүк вә күчлүк шәмшири билән учқур илан левиатанни,
Йәни толғанғучи илан левиатанни җазалайду;
У йәнә деңизда турған әҗдиһани өлтүриду.«Пәрвәрдигар ... Шәмшири билән учқур илан левиатанни, йәни толғанғучи илан левиатанни җазалайду; у йәнә деңизда турған әҗдиһани өлтүриду» — левиатан чоңқур деңиз астида яшайдиған қорқунучлуқ әҗдиһаға охшап кетидиған һайван. Бәзи алимлар уни тимсаһ дәйду, бирақ биз униңға ишәнмәймиз (Тәвраттики «Аюп» левиатан тоғрисидики 41-баптики изаһатлиримиз вә «қошумчә сөзимиз»ни көрүң).
«Җазалаш» дегән сөздин, бир хил яман роһниң күчиниң левиатанниң кәйнидә туруши билән, левиатанни рәзилликниң бир вәкили болиду дәп чүшинимиз. Инҗил «Вәһий» 12-, 13- һәм 20-бапқа асасән чүшинимизки, левиатан Шәйтанниң өзи һәм өзиниң ахирқи замандики вәкили болған дәҗҗални билдүриду. «учқур илан» — левиатан Шәйтанниң асмандики ипадиси, «толғанғучи илан» йәр йүзидики ипадиси, «әҗдиһа» деңиздики ипадисидур.
  Вәһ. 12:9
Шу күни сап шарап беридиған бир үзүмзар болиду!
У тоғрилиқ нахша ейтиңлар!«сап шарап беридиған бир үзүмзар» — яки «бәк йеқимлиқ бир үзүмзар».
Өзүм Пәрвәрдигар уни сақлаймән;
Мән һәр дәқиқә уни суғиримән;
Бириси униңға зиян йәткүзмисун дәп кечә-күндүз сақлаймән.
Ғәзәп Мәндә қалмиди;
Аһ, Маңа қарши җәң қилидиған тикәнләр яки җиғанлар болсаиди!
Ундақ болса Мән уларға қарши жүрүш қилаттим,
Уларни жиғиштуруп көйдүрүветәттим!«Ғәзәп Мәндә қалмиди» — бәлким Исраилға қаритилған ғәзәпни көрситиду. «Аһ, Маңа қарши җәң қилидиған тикәнләр яки җиғанлар болсаиди!... уларни жиғиштуруп көйдүрүветәттим!» — Худаниң Өз үзүмзари болған Исраилға (5-бапни йәнә көрүң) шунчә хурсәнлиги вә қизғинлиғи барки, У «уларға болған қоғдаш муһәббитимни көрситиш пурсити болсун үчүн, бир тал тикәнла пәйда болсаиди!» дәп тилигәндәк қилиду.
Болмиса у Мени башпанаһлиқ қилип тутсун;
У Мән билән бирликтә хатирҗәмликтә болсун,
Дәрһәқиқәт, у Мән билән бирликтә хатирҗәмликтә болсун!«Болмиса у Мени башпанаһлиқ қилип тутсун; у Мән билән бирликтә хатирҗәмликтә болсун!...» — Худа һәтта Өзигә қарши турған бир тикәнгиму товва қилиш, хатирҗәмликкә келиш пурситини йәткүзиду! Буни икки қетим дейиш, буни тәкитләштин ибарәт.
Кәлгүси күнләрдә, Яқуп йилтиз тартиду;
Исраил бихлинип, чечәкләйду,
Улар пүткүл йәр йүзини мевә-чевә билән қаплайду. «Улар (Исраил) пүткүл йәр йүзини мевә-чевә билән қаплайду» — мошу сөз Бабил шәһириниң «йәр йүзини шәһәрләр билән қаплайли» (14:21) дегән мәхсити билән пүтүнләй охшимайду.
Шу чағда болса Худаниң Өз үзүмзари болған Исраилдин күткән үмүти (5-бапта хатириләнгәндәк) көп җәһәтләрдин әмәлгә ашурулиду.
  Зәб. 71:16
 
Пәрвәрдигарниң Өз хәлқигә болған муамилиси
Пәрвәрдигар Исраилни урғанларни урғанчилик Исраилни уруп баққанму?
У қирғанлардәк Исраил қирилип баққанму?«Пәрвәрдигар Исраилни урғанларни урғанчилик Исраилни уруп баққанму? У қирғанлардәк Исраил қирилип баққанму?» — ибраний тилида интайин қисқартилип ипадилиниду: «У Исраилни урғанларни урған дәриҗидә уни уруп баққанму? У (Худа) қирғанлардәк, у (Исраил) қирилип баққанму?».
Башқа бир хил тәрҗимиси: «Пәрвәрдигар Исраилни башқилар урған дәриҗидә уруп баққанму? Яки Исраил әлләр тәрипидин қирилғандәк Пәрвәрдигар тәрипидин қирилип баққанму?».
Сән уларни әйиплигәндә өлчәмдин төвән җазалап уларни паливәткәнсән;
Шәриқ шамили чиққан күнидә У Униң зәрблик шамили билән уларни қоғливәткән.«Сән уларни әйиплигәндә өлчәмдин төвән җазалап уларни паливәткәнсән; шәриқ шамили чиққан күнидә У Униң зәрблик шамили билән уларни қоғливәткән» — демәк, 7-айәттә дейилгинидәк, Худа Исраилни тәрбийиләп җазалиғанда «өлчәмдин төвән» җазалиған; шәриқ шамили зәрбилик болғини билән дайимлиқ әмәс, пәқәт туруп-туруп соқуп туриду. Башқа бир нәччә хил тәрҗимилири учриши мүмкин.  Йәр. 30:11; 46:28
Әнди шу йол билән Яқупниң қәбиһлиги кәчүрүм қилинидуки, —
Униң гунайиниң елип ташланғанлиғиниң пишқан мевиси шу болидуки: —
У қурбангаһтики һәммә ташларни кукум-талқан қилиду,
«Ашәраһ»ларни вә «күн түврүклири»ни задила турғузмайду.«Яқупниң қәбиһлиги кәчүрүм қилиниду» — ибраний тилида «Яқупниң қәбиһлиги йепилиду» яки «Яқупниң қәбиһлиги кафарәт қилиниду». «қурбангаһтики һәммә ташлар...» — мошу айәттики «қурбангаһ» бәлким бутларға чоқунушта ишлитилидиған нәрсә. «Ашәраһ» — «Ашәраһ» бутлири вә хушбуйгаһлар болса, 17-бап, 8-айәттики изаһатни көрүң.
10 Чүнки мустәһкәмләнгән шәһәр ғериб болуп қалиду,
Адәмзатсиз макан һәм ташливетилгән баявандәк болиду;
Шу йәрдә мозай озуқлиниду,
Шу йәрдә йетип, униң шахлирини йәйду.«мустәһкәмләнгән шәһәр» — мошу «мустәһкәмләнгән шәһәр» болса, авал Бабилни көрсәтсә керәк; бирақ 10:24-айәттики изаһатта дегинимиздәк, Бабилниң өзи кәлгүси «пүткүл худасиз дуния»ни билдүриду.
11 Униң шахлири солишиш билән үзүлиду;
Аяллар келип уларни отун қилип көйдүриветиду.
Чүнки бу бир йорутулмиған хәлиқ;
Шуңа уларни Яратқучи уларға рәһим қилмайду;
Уларни Шәкилләндүргүчи уларға шәпқәт көрсәтмәйду.
12 Вә шу күни шундақ болидуки,
Пәрвәрдигар Әфрат дәриясиниң еқимлиридин тартип Мисир вадисиғичә һәр йәрни силкийду,
Вә силәр бир-бирләп терип жиғивелинисиләр,
И Исраил балилири!«Әфрат дәриясиниң еқимлиридин тартип Мисир вадисиғичә» — мошу ибарә Исраилниң барлиқ зиминини көрситиш үчүн пат-пат ишлитилиду. Хәритиләрни көрүң.  Йәш. 17:5
13 Вә шу күни шундақ болидуки,
Бүйүк канай челиниду;
Шуниң билән Асурийә зиминида түгишәй дәп қалғанлар,
Вә Мисир зиминида мусапир болғанлар келиду;
Улар Йерусалимда муқәддәс тағ үстидә Пәрвәрдигарға ибадәт қилиду. «Шу күни шундақ болидуки, бүйүк канай челиниду» — Худаниң хәлқини чақиридиған, ахирқи замандики мошу «бүйүк канай» Муқәддәс Китапта башқа көп йәрләрдә тилға елиниду. Йәшая өзи 18-бапта у тоғрисида тохтилиду.
Мошу йәрдә, Худаниң меһри-шәпқитиниң барлиқ инсанлар үчүн ортақлиғи, Йәһудий әмәсләр (Асурийә зиминида түгишәй дәп қалғанлар... Мисир зиминида мусапир болғанлар) Худаға таянған Йәһудийлар билән биллә Униң падишалиғиға мирасхор болидиғанлиғи ениқ көрүниду.
 
 

27:1 «Пәрвәрдигар ... Шәмшири билән учқур илан левиатанни, йәни толғанғучи илан левиатанни җазалайду; у йәнә деңизда турған әҗдиһани өлтүриду» — левиатан чоңқур деңиз астида яшайдиған қорқунучлуқ әҗдиһаға охшап кетидиған һайван. Бәзи алимлар уни тимсаһ дәйду, бирақ биз униңға ишәнмәймиз (Тәвраттики «Аюп» левиатан тоғрисидики 41-баптики изаһатлиримиз вә «қошумчә сөзимиз»ни көрүң). «Җазалаш» дегән сөздин, бир хил яман роһниң күчиниң левиатанниң кәйнидә туруши билән, левиатанни рәзилликниң бир вәкили болиду дәп чүшинимиз. Инҗил «Вәһий» 12-, 13- һәм 20-бапқа асасән чүшинимизки, левиатан Шәйтанниң өзи һәм өзиниң ахирқи замандики вәкили болған дәҗҗални билдүриду. «учқур илан» — левиатан Шәйтанниң асмандики ипадиси, «толғанғучи илан» йәр йүзидики ипадиси, «әҗдиһа» деңиздики ипадисидур.

27:1 Вәһ. 12:9

27:2 «сап шарап беридиған бир үзүмзар» — яки «бәк йеқимлиқ бир үзүмзар».

27:4 «Ғәзәп Мәндә қалмиди» — бәлким Исраилға қаритилған ғәзәпни көрситиду. «Аһ, Маңа қарши җәң қилидиған тикәнләр яки җиғанлар болсаиди!... уларни жиғиштуруп көйдүрүветәттим!» — Худаниң Өз үзүмзари болған Исраилға (5-бапни йәнә көрүң) шунчә хурсәнлиги вә қизғинлиғи барки, У «уларға болған қоғдаш муһәббитимни көрситиш пурсити болсун үчүн, бир тал тикәнла пәйда болсаиди!» дәп тилигәндәк қилиду.

27:5 «Болмиса у Мени башпанаһлиқ қилип тутсун; у Мән билән бирликтә хатирҗәмликтә болсун!...» — Худа һәтта Өзигә қарши турған бир тикәнгиму товва қилиш, хатирҗәмликкә келиш пурситини йәткүзиду! Буни икки қетим дейиш, буни тәкитләштин ибарәт.

27:6 «Улар (Исраил) пүткүл йәр йүзини мевә-чевә билән қаплайду» — мошу сөз Бабил шәһириниң «йәр йүзини шәһәрләр билән қаплайли» (14:21) дегән мәхсити билән пүтүнләй охшимайду. Шу чағда болса Худаниң Өз үзүмзари болған Исраилдин күткән үмүти (5-бапта хатириләнгәндәк) көп җәһәтләрдин әмәлгә ашурулиду.

27:6 Зәб. 71:16

27:7 «Пәрвәрдигар Исраилни урғанларни урғанчилик Исраилни уруп баққанму? У қирғанлардәк Исраил қирилип баққанму?» — ибраний тилида интайин қисқартилип ипадилиниду: «У Исраилни урғанларни урған дәриҗидә уни уруп баққанму? У (Худа) қирғанлардәк, у (Исраил) қирилип баққанму?». Башқа бир хил тәрҗимиси: «Пәрвәрдигар Исраилни башқилар урған дәриҗидә уруп баққанму? Яки Исраил әлләр тәрипидин қирилғандәк Пәрвәрдигар тәрипидин қирилип баққанму?».

27:8 «Сән уларни әйиплигәндә өлчәмдин төвән җазалап уларни паливәткәнсән; шәриқ шамили чиққан күнидә У Униң зәрблик шамили билән уларни қоғливәткән» — демәк, 7-айәттә дейилгинидәк, Худа Исраилни тәрбийиләп җазалиғанда «өлчәмдин төвән» җазалиған; шәриқ шамили зәрбилик болғини билән дайимлиқ әмәс, пәқәт туруп-туруп соқуп туриду. Башқа бир нәччә хил тәрҗимилири учриши мүмкин.

27:8 Йәр. 30:11; 46:28

27:9 «Яқупниң қәбиһлиги кәчүрүм қилиниду» — ибраний тилида «Яқупниң қәбиһлиги йепилиду» яки «Яқупниң қәбиһлиги кафарәт қилиниду». «қурбангаһтики һәммә ташлар...» — мошу айәттики «қурбангаһ» бәлким бутларға чоқунушта ишлитилидиған нәрсә. «Ашәраһ» — «Ашәраһ» бутлири вә хушбуйгаһлар болса, 17-бап, 8-айәттики изаһатни көрүң.

27:10 «мустәһкәмләнгән шәһәр» — мошу «мустәһкәмләнгән шәһәр» болса, авал Бабилни көрсәтсә керәк; бирақ 10:24-айәттики изаһатта дегинимиздәк, Бабилниң өзи кәлгүси «пүткүл худасиз дуния»ни билдүриду.

27:12 «Әфрат дәриясиниң еқимлиридин тартип Мисир вадисиғичә» — мошу ибарә Исраилниң барлиқ зиминини көрситиш үчүн пат-пат ишлитилиду. Хәритиләрни көрүң.

27:12 Йәш. 17:5

27:13 «Шу күни шундақ болидуки, бүйүк канай челиниду» — Худаниң хәлқини чақиридиған, ахирқи замандики мошу «бүйүк канай» Муқәддәс Китапта башқа көп йәрләрдә тилға елиниду. Йәшая өзи 18-бапта у тоғрисида тохтилиду. Мошу йәрдә, Худаниң меһри-шәпқитиниң барлиқ инсанлар үчүн ортақлиғи, Йәһудий әмәсләр (Асурийә зиминида түгишәй дәп қалғанлар... Мисир зиминида мусапир болғанлар) Худаға таянған Йәһудийлар билән биллә Униң падишалиғиға мирасхор болидиғанлиғи ениқ көрүниду.