107
107-күй •••• Худаниң ғәлибисигә болған тәшна-тилавәт
1-2 Давутниң күй-нахшиси: —
 
Ирадәм чиң, и Худа, ирадәм чиң;
Мән мәдһийә нахшилирини ейтип,
Бәрһәқ, Сени күйләймән, пүтүн роһум билән!«Давутниң күй-нахшиси: —....» — оқурмәнләр көрәләйдуки, бу күйниң айәтлири 57-күйдики 7-11-айәтләр, 60-күйдики 5-12-айәтләргә охшап кетиду. Шуңа бу айәтләрниң изаһатлири мошу күйгиму тәвә, әлвәттә. «... Сени күйләймән, пүтүн роһум билән!» — «роһум» мошу йәрдә ибраний тилидики «мениң шәривим»ниң тәрҗимиси.
И нәғмә-сазлирим, ойған!
Мән сәһәр қуяшиниму ойғитимән!
Хәлиқ-милләтләр арисида Сени улуқлаймән, и Пәрвәрдигар;
Әлләр арисида Сени күйләймән!
Чүнки өзгәрмәс муһәббитиң әршләргә йәткидәк улуқтур;
Һәқиқитиң булутларға тақашти. Зәб. 35:6; 56:11
И Худа, шан-шөһритиң әршләрдин жуқури улуқланғай,
Шан-шәривиң йәр йүзини қаплиғай!
Өз сөйгәнлириңниң ниҗатлиқ тепиши үчүн,
Оң қолуң билән қутқузғайсән,
Дуайимни иҗабәт қилғайсән.
Худа Өз пак-муқәддәслигидә шундақ дегән: —
«Мән тәнтәнә қилимән,
Мән Шәкәм диярини бөлүп беримән,
Суккот вадисини тәқсим қилишқа өлчәймән.
Гилеад Маңа мәнсуптур,
Манассәһму Маңа мәнсуптур;
Әфраим болса бешимдики дубулғамдур,
Йәһуда Мениң әмир-пәрман чиқарғучимдур;«Әфраим болса бешимдики дубулғамдур» — ибраний тилида «Әфраим болса бешимдики қоғдиғучидур». «Йәһуда Мениң әмир-пәрман чиқарғучимдур» — башқа бир хил тәрҗимиси «Йәһуда Мениң шаһанә һаса мдур».
10 Моаб Мениң жуюнуш җавурумдур;
Едомға чоруғумни ташлаймән;
Мән Филистийә үстидин тәнтәнә қилимән!».«Моаб Мениң жуюнуш җавурум» — бәлким Моабниң Худа вә Униң хәлқи үчүн мәйнәт хизмәт қилидиғанлиғини билдүриду. «Едомға чоруғумни ташлаймән» — аяқ кийимни мәлум йәр үстигә ташлаш әшу йәргә егә болғанлиқни билдүрүши мүмкин; яки болмиса, Едомниң өз Егисиниң аяқлирини елип жиғиштуридиған қулдәк екәнлигини көрситишиму мүмкин. «Филистийә, Мениң сәвәвимдин тәнтәнә қилиңлар!» — Давут падишаниң дәвридә Филистийә Давутқа, шундақла Худаниң өзигә бойсунуп, бәхитлик һаятқа егә болған («2Сам.» 8:1ни, шундақа «Яр.» 12:1-3нимй көрүң).
11 Ким Мени бу мустәһкәм шәһәргә башлап кирәлисун?
Ким Мени Едомға елип баралисун?
12 И Худа, Сән бизни растинла чәткә қақтиңму?
Қошунлиримиз билән биллә җәңгә чиқмамсән? Зәб. 59:1-5
13 Бизни зулумлардин қутулушқа ярдәмләшкәйсән,
Чүнки инсанниң ярдими бекардур!
14 Худа арқилиқ биз чоқум батурлуқ көрситимиз;
Бизгә зулум қилғучиларни чәйлигүчи дәл У Өзидур!
 
 

107:1-2 «Давутниң күй-нахшиси: —....» — оқурмәнләр көрәләйдуки, бу күйниң айәтлири 57-күйдики 7-11-айәтләр, 60-күйдики 5-12-айәтләргә охшап кетиду. Шуңа бу айәтләрниң изаһатлири мошу күйгиму тәвә, әлвәттә. «... Сени күйләймән, пүтүн роһум билән!» — «роһум» мошу йәрдә ибраний тилидики «мениң шәривим»ниң тәрҗимиси.

107:5 Зәб. 35:6; 56:11

107:9 «Әфраим болса бешимдики дубулғамдур» — ибраний тилида «Әфраим болса бешимдики қоғдиғучидур». «Йәһуда Мениң әмир-пәрман чиқарғучимдур» — башқа бир хил тәрҗимиси «Йәһуда Мениң шаһанә һаса мдур».

107:10 «Моаб Мениң жуюнуш җавурум» — бәлким Моабниң Худа вә Униң хәлқи үчүн мәйнәт хизмәт қилидиғанлиғини билдүриду. «Едомға чоруғумни ташлаймән» — аяқ кийимни мәлум йәр үстигә ташлаш әшу йәргә егә болғанлиқни билдүрүши мүмкин; яки болмиса, Едомниң өз Егисиниң аяқлирини елип жиғиштуридиған қулдәк екәнлигини көрситишиму мүмкин. «Филистийә, Мениң сәвәвимдин тәнтәнә қилиңлар!» — Давут падишаниң дәвридә Филистийә Давутқа, шундақла Худаниң өзигә бойсунуп, бәхитлик һаятқа егә болған («2Сам.» 8:1ни, шундақа «Яр.» 12:1-3нимй көрүң).

107:12 Зәб. 59:1-5