14
Өлүмдин кейин қандақ болиду?
Анидин туғулғанларниң күнлири аздур,
Палакәт униңға ярдур.Зәб. 89:5-6,9-10; 101:12; 102:15; 143:4; Яқ. 4:14
У гүлдәк дунияға келип андин тозуйду,
У қуяш алдидин сайигә охшаш қечип кетиду.Аюп 8:9; Зәб. 89:5-6, 9-10; 101:12; 102:15; 143:4; Йәш. 40:6; 1Пет. 1:24
Бирақ Сән техи шундақ бир аҗиз болғучиға көзүңни тикип,
Мени Өз алдиңға сораққа тартиватамсән?«Мени Өз алдиңға сораққа тартиватамсән?» — яки «Уни Өз алдиңға сораққа тартиватамсән?».  Аюп 7:17,18; 10:20
Ким напак нәрсиләрдин пак нәрсини чиқиралайду? — һеч ким!«Ким напак нәрсиләрдин пак нәрсини чиқиралайду? — һеч ким!» — демәк, инсан балиси Худаниң алдида қандақ қилип пак болалайду һәм қобул қилиналайду? Аюпниң өзи 19-бапта бешарәт қилип бу соалға җавап бериду.  Яр. 5:3; Зәб. 50:7-9; Юһ. 3:6; Рим. 5:12; Әф. 2:3
Инсанниң күнлири бекитилгәндикин,
Униң айлириниң сани Сениң илкиңдә болғандикин,
Сән униң өтсә болмайдиған чәклирини бекиткәндикин,Аюп 7:1
Униң бир аз дәм елиши үчүн униңдин көзүңни елип қачқин,
Шуниң билән мәдикардәк униңға өз күнлиридин сөйүнүш несип болсун!«Униң бир аз дәм елиши үчүн ... мәдикардәк униңға өз күнлиридин сөйүнүш несип болсун!» — Аюпниң дегини бойичә инсанларға адәттики турмушниң (мәдикарниңкидәк) җапаси купайә, шуңа у бу җапалиқ һаят күнлиридин азраққинә һозур алсун, «бу адәттики җапаға техиму көп җапа артмиғайсән» дегән мәнидә.  Аюп 7:1, 2, 16, 19; 10:20
Чүнки дәрәқ кесиветилгәндин кейин, қайта өсүштин үмүт бар;
Буниңлиқ билән униң юмран бихлири түгәп кәтмәйду;
Униң йилтизи йәрдә қуруп кәткән болсиму,
Униң көтиги топида өлүп кәткән болсиму,
Бирақ суниң пуриғи биләнла у йәнә көкириду,
Юмран от-чөптәк йеңи бихларни чиқириду.
10  Бирақ адәм болса өлиду, илаҗсиз оңда ятиду, бәрһәқ,
Инсан нәпәстин қалиду, андин нәдә болиду?
11  Деңиздики сулар парға айлинип түгәп кәткәндәк,
Дәриялар қағҗирап қуруп кәткәндәк,
12  Охшашла адәм йетип қалсила қайтидин турмайду;
Асманлар йоқимиғичә, улар ойғанмайду, уйқидин турмайду.
13  Аһ, тәһтисараға мени йошуруп қойсаң еди,
Ғәзивиң өтүп кәткичә мени мәхпий сақлап қойсаң еди,
Мени есиңгә алидиған бир вақит-саатни маңа бекитип бәрсәң еди!«тәһтисара» — өлгәнләрниң роһлири баридиған җайни көрситиду. Йәнила 7-бап, 9-айәттики изаһатни көрүң.
14  Адәм өлсә, қайта яшамду?
Шундақ болса маңа шундақ өзгириш вақти кәлгичә,
Мошу җапаға толған күнлирим өткичә, сәвир-тақәт билән күтәттим!«Адәм өлсә, қайта яшамду? Шундақ болса ... сәвир-тақәт билән күтәттим!» — Аюпниң инсанниң үлүмдин (йәни тәһтисарадин) тирилиши тоғрисида хәвири йоқ. Бирақ у бундақ иш болсила, нәқәдәр яхши болатти, ундақ үмүт вә сәвир-тақәт билән Худаниң орунлаштурушини («шундақ өзгириш»ни) күтәттим, дәйду. Кейин у өзиниң тирилиши тоғрилиқ бешарәт бериду (19-бапта).
15  Шундақ болса Сән мени чақирсаң, җавап берәттим;
Сән Өз қолуң билән яратқиниңға үмүт-арзуюң болатти.«Шундақ болса ... Сән Өз қолуң билән яратқиниңға үмүт-арзуюң болатти» — Аюп йәнила Худаниң Өзи түҗүпиләп яратқан һәммә инсанға болған әҗайип үмүт-арзусиға етиқат қилғанлиғини билдүриду.
16  Бирақ Сән һазир һәр бир дәссигән қәдәмлиримни санап,
Гунайимни күзитиватисәнғу!«Бирақ Сән һазир һәр бир дәссигән қәдәмлиримни санап...» — яки «Чүнки Сән һазир һәр бир дәссигән қәдәмлиримни санап...».  Аюп 31:4; 34:21; Зәб. 55:9; 138:1-5; Пәнд. 5:21; Йәр. 32:19
17  Итаәтсизлигим халтиға селинип печәтләнди,
Гуналиримни дога-дога қилип сақлап қойдуң.«Итаәтсизлигим халтиға селинип печәтләнди...» — бәзи тәрҗиманлар Аюпниң мошу сөзлириниң мәнасини, Худа Аюпниң гуналирини япқан екән, дәп қарайду. Биз әксичә, Аюпниң мошу сөзиниң мәнасини Худа уни техиму әйипләш үчүн гуналирини дога-дога қилип печәтләп сақлап қойған, дәп чүшинимиз.
18 Дәрвәқә тағму йимирилип йоқалғандәк,
Таш өз орнидин тәвринип кәткәндәк,
19  Сулар таш-шеғилларни упритип йоқатқандәк,
Топанлар зиминдики топини сүпүрүп кәткәндәк,
Сән адәмниң үмүтини йоқ қилисән.
20  Сән мәңгүгә униң үстидин ғалип келисән,
Шуңа у дуниядин кетиду; униң чирайини тутулдурисән,
Уни Өз йениңдин жирақ қилисән.
21  Униң оғуллири һөрмәткә еришиду, бирақ у буни билмәйду;
Улар пәс қилинсиму,
Бирақ униң булардинму хәвири болмайду.
22  У пәқәт өз тенидики ағриғидинла азаплиниду,
У көңлидә өзи үчүнла һәсрәт-надамәт чекиду. «У пәқәт өз тенидики ағриғидинла азаплиниду, ... һәсрәт-надамәт чекиду» — Аюп мошу йәрдә инсан гөргә чүшкәндин кейин өз тениниң чирип кәткәнлигини һес қилип қийнилиду, дәп ойлиған болуши мүмкин.
 
 

14:1 Зәб. 89:5-6,9-10; 101:12; 102:15; 143:4; Яқ. 4:14

14:2 Аюп 8:9; Зәб. 89:5-6, 9-10; 101:12; 102:15; 143:4; Йәш. 40:6; 1Пет. 1:24

14:3 «Мени Өз алдиңға сораққа тартиватамсән?» — яки «Уни Өз алдиңға сораққа тартиватамсән?».

14:3 Аюп 7:17,18; 10:20

14:4 «Ким напак нәрсиләрдин пак нәрсини чиқиралайду? — һеч ким!» — демәк, инсан балиси Худаниң алдида қандақ қилип пак болалайду һәм қобул қилиналайду? Аюпниң өзи 19-бапта бешарәт қилип бу соалға җавап бериду.

14:4 Яр. 5:3; Зәб. 50:7-9; Юһ. 3:6; Рим. 5:12; Әф. 2:3

14:5 Аюп 7:1

14:6 «Униң бир аз дәм елиши үчүн ... мәдикардәк униңға өз күнлиридин сөйүнүш несип болсун!» — Аюпниң дегини бойичә инсанларға адәттики турмушниң (мәдикарниңкидәк) җапаси купайә, шуңа у бу җапалиқ һаят күнлиридин азраққинә һозур алсун, «бу адәттики җапаға техиму көп җапа артмиғайсән» дегән мәнидә.

14:6 Аюп 7:1, 2, 16, 19; 10:20

14:13 «тәһтисара» — өлгәнләрниң роһлири баридиған җайни көрситиду. Йәнила 7-бап, 9-айәттики изаһатни көрүң.

14:14 «Адәм өлсә, қайта яшамду? Шундақ болса ... сәвир-тақәт билән күтәттим!» — Аюпниң инсанниң үлүмдин (йәни тәһтисарадин) тирилиши тоғрисида хәвири йоқ. Бирақ у бундақ иш болсила, нәқәдәр яхши болатти, ундақ үмүт вә сәвир-тақәт билән Худаниң орунлаштурушини («шундақ өзгириш»ни) күтәттим, дәйду. Кейин у өзиниң тирилиши тоғрилиқ бешарәт бериду (19-бапта).

14:15 «Шундақ болса ... Сән Өз қолуң билән яратқиниңға үмүт-арзуюң болатти» — Аюп йәнила Худаниң Өзи түҗүпиләп яратқан һәммә инсанға болған әҗайип үмүт-арзусиға етиқат қилғанлиғини билдүриду.

14:16 «Бирақ Сән һазир һәр бир дәссигән қәдәмлиримни санап...» — яки «Чүнки Сән һазир һәр бир дәссигән қәдәмлиримни санап...».

14:16 Аюп 31:4; 34:21; Зәб. 55:9; 138:1-5; Пәнд. 5:21; Йәр. 32:19

14:17 «Итаәтсизлигим халтиға селинип печәтләнди...» — бәзи тәрҗиманлар Аюпниң мошу сөзлириниң мәнасини, Худа Аюпниң гуналирини япқан екән, дәп қарайду. Биз әксичә, Аюпниң мошу сөзиниң мәнасини Худа уни техиму әйипләш үчүн гуналирини дога-дога қилип печәтләп сақлап қойған, дәп чүшинимиз.

14:22 «У пәқәт өз тенидики ағриғидинла азаплиниду, ... һәсрәт-надамәт чекиду» — Аюп мошу йәрдә инсан гөргә чүшкәндин кейин өз тениниң чирип кәткәнлигини һес қилип қийнилиду, дәп ойлиған болуши мүмкин.