19
Исраил шаһзадилиригә бир мәрсийә
— «Әнди сән, Исраил шаһзадилиригә бир мәрсийәни ағзиңға елип мундақ дәп оқуғин: —
«Ширлар арисида анаң қандақ бир чиши шир еди!
У яш ширлар арисида ятқан, у асланлирини беқип қувәтлиди.
У асланлиридин бирини чоң қилди, у яш шир болуп чиқти;
У овни тутуп житишни үгәнди;
У адәмләрниму йәветәтти.
Әлләр униңдин хәвәр аңлиди;
У уларниң ора тозиқида тутувелинди;
Улар униң бурниға илмәкни селип,
Мисир зиминиға епкәтти.2Пад. 23:33; Йәр. 22:11
Чиш шир өзиниң арминини бекар күткинини,
Үмүтниң йоқалғанлиғини көрүп,
У башқа бир арслинини елип,
Уни беқип яш шир қилди;
У ширлар арисида уян-буян кәзди;
У яш шир болуп,
Овни тутуп житишни үгәнди;
У адәмләрниму йәветәтти.
У уларниң истиһкамлирини бузуп,
Уларниң шәһәрлирини харабә қиливәтти;
Зимин вә униң үстидики һәммиси униң һөкиригән авази билән дәккә-дүккигә чүшти.
Андин әлләр униң әтрапидики районлардин келип униңға қарши чиқти;
Улар униң үстигә торини йейип ташлиди;
У уларниң ора тозиқида тутувелинди.
Улар бурниға илмәк селип қәпәскә солиди;
Уни Бабилниң падишасиға апарди;
Улар уни торлириға еливалди;
Шуниң билән униң авази Исраил тағлирида қайтидин аңланмайду.2Тар. 36:6
10 Сениң анаң үзүмзариңда бир үзүм тели еди;
У су бойида тикләнгән еди;
Суларниң моллуғидин,
У интайин мевилик, көп шахлик болди.
11 Униң күчлүк шахлири бар еди,
Һөкүм сүргүчиләрниң шаһанә һасилириға лайиқ еди;
Униң бойи булутлардинму егиз көккә тақашти,
У егизлиги вә шахлириниң нурғунлиғи билән көрүнәрлик еди;
12 Бирақ у қәһр билән жулунди,
У йәргә ташланди,
Шәриқ шамили мевисини қурутивәтти;
Униң күчлүк шахлири сундурулди, қағҗирап кәтти;
От уларни жутувалди.
13 Һазир у чөл-баяванда,
Чаңқақ, сусиз бир йәрдә тикилди;
14 Униң шахлириниң бирисидин от чиқип,
Униң бихлири һәм мевисини жутувалди;
Шуниң билән униңда һөкүмдарниң шаһанә һасиси болғидәк күчлүк шехи қалмиди.
Бу сөзләр мәрсийәдур, булар пәқәт мәрсийә үчүнла ишлитилиду».«Униң шахлириниң бирисидин от чиқип, униң бихлири һәм мевисини жутувалди...» — бу «шах» («шахлардин бириси») Зәкәрия падиша болуши мүмкин. Униң Худаға ишәнмәслиги һәм ахмақлиғи Исраилниң бешиға көп балаю-апәтләрни чүшүрди («2Пад.» 24:17тин-17:25-айәткичә көрүң).
 
 

19:4 2Пад. 23:33; Йәр. 22:11

19:9 2Тар. 36:6

19:14 «Униң шахлириниң бирисидин от чиқип, униң бихлири һәм мевисини жутувалди...» — бу «шах» («шахлардин бириси») Зәкәрия падиша болуши мүмкин. Униң Худаға ишәнмәслиги һәм ахмақлиғи Исраилниң бешиға көп балаю-апәтләрни чүшүрди («2Пад.» 24:17тин-17:25-айәткичә көрүң).