23
Йосия падиша ислаһат қилиду
2Тар. 34:29-30; 35:1-27
Падиша адәмләрни әвәтип, Йәһуда билән Йерусалимниң һәммә ақсақаллирини өз қешиға чақиртип кәлди. 2Тар. 34:29 Падиша Пәрвәрдигарниң өйигә чиқти; барлиқ Йәһудадики әр кишиләр вә Йерусалимда туруватқанларниң һәммиси, каһинлар билән пәйғәмбәрләр, йәни барлиқ хәлиқ, әң кичигидин тартип чоңиғичә һәммиси униң билән биллә чиқти. Андин у Пәрвәрдигарниң өйидә тепилған әһдә китавиниң һәммә сөзлирини уларға оқуп бәрди.«Һәммә сөзлирини уларға оқуп бәрди» — ибраний тилида: «һәммә сөзлирини уларниң қулақлириға оқуп бәрди».
Падиша түврүкниң йенида туруп Пәрвәрдигарниң алдида: — Пәрвәрдигарға әгишип пүтүн қәлбим вә пүткүл җеним билән Униң әмирлирини, һөкүм-гувалиқлири вә бәлгүлимилирини тутуп, ушбу китапта пүтүлгән әһдигә әмәл қилимән дәп әһдигә өзини бағлиди. Шуниң билән хәлиқниң һәммисиму әһдә алдида туруп униңға өзини бағлиди.«түврүкниң йенида» — яки «пәштақ үстидә». «китапта пүтүлгән әһдигә...» — ибраний тилида «китапта пүтүлгән әһдә сөзлиригә...».
Андин кейин падиша баш каһин Һилқия билән орун басар каһинларға вә һәм дәрвазивәнләргә: — Баалға, Ашәраһ бутиға вә асманниң барлиқ қошуниға атап ясалған барлиқ әсвап-үскүниләрни Пәрвәрдигарниң өйидин чиқириветиңлар, дәп әмир қилди; у буларни Йерусалимниң сиртида, Кидрон етизлиғида көйдүрди вә күллирини Бәйт-Әлгә елип барди. У Йәһуда падишалириниң Йәһуда шәһәрлиридики «жуқури җайлар»да һәмдә Йерусалимниң әтраплиридики «жуқури җайлар»да хушбуй яндурушқа тиклигән бут каһинлирини, шуниңдәк Баалға, қуяшқа, айға, юлтуз түркүмлиригә һәмдә асманниң барлиқ қошуниға хушбуй яққучиларни иштин һайдивәтти. «...иштин һайдивәтти» — яки «... һалак қилди». У Пәрвәрдигарниң өйидин Ашәраһ бутни елип чиқип Йерусалимниң сиртиға елип берип, Кидрон җилғисиға апирип шу йәрдә көйдүрүп кукум-талқан қилип езип, тописини аддий пухраларниң қәбирлири үстигә чечивәтти. Андин у Пәрвәрдигарниң өйигә җайлашқан бәччивазларниң туралғулирини чеқип ғулатти; бу өйләрдә йәнә аяллар Ашәраһ бутқа чедир тоқуйтти.
У Йәһуда шәһәрлиридин барлиқ каһинларни чақиртип, өзигә жиғди. Андин у Гәбадин тартип Бәәр-Шебағичә каһинлар хушбуй яқидиған «жуқури җайлар»ни бузуп булғивәтти; у «дәрвазилардики жуқури җайлар»ни чеқип бузди; булар «Шәһәр башлиғи Йәшуаниң қувиқи»ниң йенида, йәни шәһәр қувиқиға кириш йолиниң сол тәрипидә еди «Гебадин Бәәр-Шебағичә» — «Геба» Йәһуданиң шималий четидә, «Бәәр-Шеба» униң җәнубий четидә еди. «У ... барлиқ каһинларни чақиртип, ... андин у ... каһинлар хушбуй яқидиған «жуқури җайлар»ни бузуп булғивәтти» — Йосия мошу йәрләрни булғаш билән бутпәрәсләрниң кейин у йәрни «булғанған, һарам» дәп қарап, қайтидин шундақ йолда ишлитишини мүмкин әмәс қилиш үчүн еди. «дәрвазилардики жуқури җайлар» — яки «тавапгаһларни». (әнди «жуқури җайлар»дики каһинларниң Йерусалимда Пәрвәрдигарниң қурбангаһиға чиқиши чәкләнгән еди; лекин улар давамлиқ өз қериндашлири билән биргә питир нанлардин йейишигә муйәссәр еди).
10 Йосия һеч ким өз оғли яки қизини Моләккә атап оттин өткүзмисун дәп, Һинномниң оғлиниң җилғисидики Тофәтниму бузуп булғивәтти. «өз оғли яки қизини... оттин өткүзүш» — инсаний қурбанлиқларни көрситиши мүмкин. «Һинномниң оғлиниң җилғиси» — бу йәр йәнә «Һинномниң җилғиси», йәни «Ге-Һинном» дәп атилатти (әрәбчә «җәһәннәм»). 11 Пәрвәрдигарниң өйигә киридиған йолниң еғизида Йәһуда падишалири қуяшқа тәқдим қилип қойған атларни шу йәрдин йөткәп, «қуяш һарвулири»ни отта көйдүрди (улар ибадәтханиниң һойлилириға җайлашқан, Натан-Мәләк дегән ағватниң өйиниң йенида туратти). «қуяшқа тәқдим қилип қойған атлар» — бу атлар тирик атлар яки ат һәйкили болуши мүмкин еди. «Натан-Мәләк дегән ағватниң өйи» — бәлким муқәддәс ибадәтханиниң бирәр һойлисида болуши мүмкин еди. 12 Падиша йәнә Йәһуда падишалири Аһазниң балиханисиниң өгүзидә салдурған қурбангаһларни вә Манассәһ Пәрвәрдигарниң өйиниң икки һойлисиға ясатқан қурбангаһларни чеқип кукум-талқан қиливәтти; у уларниң тописини у йәрдин елип, Кидрон җилғисиға чечивәтти. 13 Исраилниң падишаси Сулайман Йерусалимниң мәшриқ тәрипигә вә «Һалак теғи»ниң җәнубиға Зидонийларниң жиркиничлик бути Аштарот, Моабийларниң жиркиничлик бути Кемош вә Аммонларниң жиркиничлик бути Милкомға атап ясатқан «жуқури җайлар»ниму падиша бузуп булғивәтти. «Һалак теғи» — мошу йәрдә «Зәйтун теғи»ни көрситиду. Бутпәрәсликтин булғинип кәткини түпәйлидин униңға шундақ һәҗвий, кинайилик исим қоюлған. 14 У бут түврүкләрни парчилап, Ашәраһ бутлирини кесип жиқитип, улар турған йәрләрни адәм сүйәклири билән толдурди.«У бут түврүкләрни парчилап,... улар турған йәрләрни адәм сүйәклири билән толдурди» — Йосияниң мошу йәрләрни «адәмләрниң сүйәклири» билән толдуруши бутпәрәсләрниң кейин у йәрләрни «булғанған, һарам» дәп қарап, қайтидин шундақ йолда уларни ишлитишини мүмкин әмәс қилиш үчүн еди.  Мис. 23:24; 34:13; Чөл. 33:52; Қан. 7:5, 25; 12:3
15 У йәнә Исраилни гунаға путлаштурған, Нибатниң оғли Йәробоам Бәйт-Әлдә салдурған қурбангаһ билән «жуқури җай»ни, уларни бузуп чақти, андин кейин «жуқури җай»ни көйдүрүп кукум-талқан қиливәтти, Ашәраһ бутиниму көйдүрүвәтти. 1Пад. 12:32, 33 16 Йосия бурулуп қарап, тағдики қәбирләрни көрүп, адәм әвәтип қәбирләрдики сүйәкләрни колап чиқирип, қурбангаһ үстидә көйдүрди, шу йол билән уни булғивәтти. Бу ишлар Пәрвәрдигарниң каламини йәткүзүп, дәл уларни алдин-ала бешарәт қилип җакалиған Худаниң адиминиң сөзиниң әмәлгә ашурулуши еди. «Йосия ... тағдики қәбирләрни көрүп, адәм әвәтип қәбирләрдики сүйәкләрни колап чиқирип, қурбангаһ үстидә көйдүрди» — жуқуриқи изаһатни көрүң. «Пәрвәрдигарниң каламини йәткүзүп, дәл уларни алдин-ала бешарәт қилип җакалиған Худаниң адиминиң сөзи» — «1Пад.» 13:30-32ни көрүң.  1Пад. 13:2 17 Андин Йосия: Көз алдимдики бу қәбир теши кимниң? — дәп сориди.
Шәһәрдикиләр униңға: Бу Йәһудадин кәлгән, силиниң Бәйт-Әлдики қурбангаһни бузған мошу ишлирини бешарәт қилған Худаниң адиминиң қәбри екән, деди.
18 Йосия: — Уни қоюңлар, һеч ким униң сүйәклирини мидирлатмисун, дәп буйруди. Шуниң билән улар униң сүйәклири билән Самарийәдин кәлгән пәйғәмбәрниң сүйәклиригә һеч кимни тәккүзмиди.
19 Андин Йосия Исраилниң падишалири Пәрвәрдигарниң ғәзивини қозғиған, Самарийәниң шәһәрлиридә ясатқан «жуқури җайлар»дики барлиқ өйләрни чақти; у уларни Бәйт-Әлдә қилғандәк қилип, йоқатти. 2Тар. 34:6 20 У у йәрләрдики «жуқури җайлар»ға хас болған һәммә каһинларни қурбангаһниң үстидә өлтүрүп, қурбанлиқ қилди, андин уларниң үстигә адәм сүйәклирини көйдүрди; у ахирда Йерусалимға йенип барди.
 
Йосия падиша «өтүп кетиш һейти»ни өткүзиду
2Тар. 35:1-19
21 Падиша барлиқ хәлиққә ярлиқ чүшүрүп: — Бу әһдә китавида пүтүлгәндәк, Худайиңлар Пәрвәрдигарға «өтүп кетиш һейти»ни өткүзүңлар, дәп буйруди. Мис. 12:3; Қан. 16:2; 2Тар. 35:1 22 «Батур һакимлар» Исраилниң үстидин һөкүм сүргән күнләрдин тартип, нә Исраил падишалириниң вақитлирида нә Йәһуда падишалириниң вақитлирида ундақ бир «өтүп кетиш һейти» өткүзүлүп бақмиған еди; 23 Йосия падишаниң сәлтәнитиниң он сәккизинчи жилида, Пәрвәрдигарға атап бу «өтүп кетиш һейти» Йерусалимда өткүзүлди.
24 Шуниңдәк Йосия Йәһуда жутида вә Йерусалимда пәйда болған җинкәшләр вә палчиларни, тәрафим мәбудлири, һәр қандақ бутлар вә барлиқ башқа ләнәтлик нәрсиләрни зиминдин йоқатти. Униң шундақ қилишиниң мәхсити, Һилқия каһин Пәрвәрдигарниң өйидин тапқан китапта хатириләнгән Тәвраттики сөзләргә әмәл қилиштин ибарәт еди.«тәрафим мәбудлири» — кичик, елип жүргидәк «қолайлиқ бутлар» еди.  Лав. 19:31; 20:27; Қан. 18:11; Йәш. 8:19
25 Униңдәк Мусаға чүшүрүлгән қанунға интилип пүтүн қәлби, пүтүн җени вә пүтүн күчи билән Пәрвәрдигарға қайтип, өзини беғишлиған бир падиша униңдин илгири болмиған еди вә униңдин кейинму униңға охшаш бириси болуп бақмиди. «униңдәк ... қанунға интилип пүтүн қәлби, пүтүн җени вә пүтүн күчи билән Пәрвәрдигарға қайтип, өзини беғишлиған бир падиша ... болуп бақмиди» — бу сөзләр униң Пәрвәрдигарға қайтип қаттиқ товва қилиши вә һәққанийлиққа болған интилишлири җәһәттә ейтилиду. 26 Лекин Пәрвәрдигарниң аччиғи Манассәһниң Өзини рәнҗиткән барлиқ рәзилликлири түпәйлидин Йәһудаға туташқандин кейин, Өзиниң шиддәтлик ғәзивидин янмиди. 27 Пәрвәрдигар: — Исраилни ташлиғандәк Йәһуданиму Өз көзүмдин нери қилимән вә Өзүм таллиған бу шәһәр Йерусалимни вә Мән: — «Мениң намим шу йәрдә болиду» дегән шу ибадәтханини тәрк қилимән, деди.«шу ибадәтханини...» — ибраний тилида «шу өйни...».  2Пад. 17:18, 20; 24:3
28 Йосияниң башқа әмәллири һәм қилғанлириниң һәммиси «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
29 Униң күнлиридә Мисирниң падишаси Пирәвн-Нәко Асурийәниң падишасиға һуҗум қилғили Әфрат дәриясиға барди. У чағда Йосия падиша Пирәвн билән соқушушқа чиқти; лекин Пирәвн уни көрүп Мәгиддода уни өлтүрди.
30 Хизмәткарлири униң өлүгини җәң һарвусиға селип Мәгиддодин Йерусалимға елип келип, уни өз қәбридә дәпнә қилди. Жут хәлқи Йосияниң оғли Йәһоаһазни мәсиһ қилип, атисиниң орнида падиша қилди.2Тар. 36:1
 
Йәһоаһазниң Йәһуданиң үстидики сәлтәнити
2Тар. 36:1-4
31 Йәһоаһаз падиша болғанда жигирмә үч яшта болуп, үч ай Йерусалимда сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Һамутал еди; у Либнаһлиқ Йәрәмияниң қизи еди. 32 Йәһоаһаз бовилири барлиқ қилғанлиридәк, Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди.
33 Әнди Пирәвн-Нәко униң Йерусалимда сәлтәнәт қилмаслиғи үчүн, уни Хамат жутидики Риблаһда солап қойди вә Йәһуда зиминиға йүз талант күмүч билән бир талант алтун селиқ чүшүрди. «йүз талант күмүч» — бир талант бәлким 30.6 килограм еди. 34 Андин Пирәвн-Нәко Йосияниң оғли Елиакимни атисиниң орнида падиша қилип, исмини Йәһоакимға өзгәртти. У Йәһоаһазни өзи билән Мисирға елип кәтти; Йәһоаһаз Мисирға келип шу йәрдә өлди.«Елиаким» — бу исимниң мәнаси «Худа (Әлоһим) турғузиду»; «Йәһоаким» дегәнниң мәнаси «Пәрвәрдигар (Яһвәһ) турғузиду». Пирәвнниң ундақ қилиштики мәхсити бәлким бир хил һәҗвий-кинайилик қилиш яки Худаға болған күпүрлүк болса керәк.  Мат. 1:11
35 Йәһоаким күмүч билән алтунни Пирәвнгә бәрди; лекин Пирәвнниң шу буйруғини иҗра қилип пулни тапшуруш үчүн жутқа һәр бир адәмниң чамиға қарап баҗ-алван қойған еди; алтун вә күмүчни у жутниң хәлқидин, һәр биригә салған өлчәм бойичә Пирәвн-Нәкоға беришкә жиққан еди.2Тар. 36:5-8
36 Йәһоаким падиша болғанда жигирмә бәш яшта болуп, он бир жил Йерусалимда сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Зибидаһ еди; у Румаһлиқ Пәдаяниң қизи еди. 37 Йәһоаким бовилири барлиқ қилғанлиридәк Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилатти.
 
 

23:1 2Тар. 34:29

23:2 «Һәммә сөзлирини уларға оқуп бәрди» — ибраний тилида: «һәммә сөзлирини уларниң қулақлириға оқуп бәрди».

23:3 «түврүкниң йенида» — яки «пәштақ үстидә». «китапта пүтүлгән әһдигә...» — ибраний тилида «китапта пүтүлгән әһдә сөзлиригә...».

23:5 «...иштин һайдивәтти» — яки «... һалак қилди».

23:8 «Гебадин Бәәр-Шебағичә» — «Геба» Йәһуданиң шималий четидә, «Бәәр-Шеба» униң җәнубий четидә еди. «У ... барлиқ каһинларни чақиртип, ... андин у ... каһинлар хушбуй яқидиған «жуқури җайлар»ни бузуп булғивәтти» — Йосия мошу йәрләрни булғаш билән бутпәрәсләрниң кейин у йәрни «булғанған, һарам» дәп қарап, қайтидин шундақ йолда ишлитишини мүмкин әмәс қилиш үчүн еди. «дәрвазилардики жуқури җайлар» — яки «тавапгаһларни».

23:10 «өз оғли яки қизини... оттин өткүзүш» — инсаний қурбанлиқларни көрситиши мүмкин. «Һинномниң оғлиниң җилғиси» — бу йәр йәнә «Һинномниң җилғиси», йәни «Ге-Һинном» дәп атилатти (әрәбчә «җәһәннәм»).

23:11 «қуяшқа тәқдим қилип қойған атлар» — бу атлар тирик атлар яки ат һәйкили болуши мүмкин еди. «Натан-Мәләк дегән ағватниң өйи» — бәлким муқәддәс ибадәтханиниң бирәр һойлисида болуши мүмкин еди.

23:13 «Һалак теғи» — мошу йәрдә «Зәйтун теғи»ни көрситиду. Бутпәрәсликтин булғинип кәткини түпәйлидин униңға шундақ һәҗвий, кинайилик исим қоюлған.

23:14 «У бут түврүкләрни парчилап,... улар турған йәрләрни адәм сүйәклири билән толдурди» — Йосияниң мошу йәрләрни «адәмләрниң сүйәклири» билән толдуруши бутпәрәсләрниң кейин у йәрләрни «булғанған, һарам» дәп қарап, қайтидин шундақ йолда уларни ишлитишини мүмкин әмәс қилиш үчүн еди.

23:14 Мис. 23:24; 34:13; Чөл. 33:52; Қан. 7:5, 25; 12:3

23:15 1Пад. 12:32, 33

23:16 «Йосия ... тағдики қәбирләрни көрүп, адәм әвәтип қәбирләрдики сүйәкләрни колап чиқирип, қурбангаһ үстидә көйдүрди» — жуқуриқи изаһатни көрүң. «Пәрвәрдигарниң каламини йәткүзүп, дәл уларни алдин-ала бешарәт қилип җакалиған Худаниң адиминиң сөзи» — «1Пад.» 13:30-32ни көрүң.

23:16 1Пад. 13:2

23:19 2Тар. 34:6

23:21 Мис. 12:3; Қан. 16:2; 2Тар. 35:1

23:24 «тәрафим мәбудлири» — кичик, елип жүргидәк «қолайлиқ бутлар» еди.

23:24 Лав. 19:31; 20:27; Қан. 18:11; Йәш. 8:19

23:25 «униңдәк ... қанунға интилип пүтүн қәлби, пүтүн җени вә пүтүн күчи билән Пәрвәрдигарға қайтип, өзини беғишлиған бир падиша ... болуп бақмиди» — бу сөзләр униң Пәрвәрдигарға қайтип қаттиқ товва қилиши вә һәққанийлиққа болған интилишлири җәһәттә ейтилиду.

23:27 «шу ибадәтханини...» — ибраний тилида «шу өйни...».

23:27 2Пад. 17:18, 20; 24:3

23:30 2Тар. 36:1

23:33 «йүз талант күмүч» — бир талант бәлким 30.6 килограм еди.

23:34 «Елиаким» — бу исимниң мәнаси «Худа (Әлоһим) турғузиду»; «Йәһоаким» дегәнниң мәнаси «Пәрвәрдигар (Яһвәһ) турғузиду». Пирәвнниң ундақ қилиштики мәхсити бәлким бир хил һәҗвий-кинайилик қилиш яки Худаға болған күпүрлүк болса керәк.

23:34 Мат. 1:11

23:35 2Тар. 36:5-8