14
Йәһудаға тәқдим қилинған зиминлар
Исраилларниң Қанаан зиминидин алған мираслири төвәндикидәк; Әлиазар каһин билән Нунниң оғли Йәшуа вә Исраил қәбилилиридики җәмәт-аилә башлиқлири мошу мирасларни уларға бөлүп бәргән. Чөл. 34:17 Пәрвәрдигар Мусаниң вастиси билән тоққуз йерим қәбилә тоғрисида буйруғинидәк, уларниң һәр бириниң үлүши чәк ташлаш билән бөлүп берилди. Чөл. 26:55 Чүнки қалған икки қәбилә билән Манассәһниң йерим қәбилисиниң мирасини болса Муса Иордан дәриясиниң у тәрипидә уларға тәқсим қилған еди; лекин у Лавийларға уларниң арисида һеч мирас бәрмигән еди (Йүсүпниң әвлатлири Манассәһ вә Әфраим дегән икки қәбилигә бөлүнгән еди. Лавийларға болса, турушқа болидиған шәһәрләр бекитилип, шундақла шу шәһәрләргә тәвә яйлақлардин чарпайлирини бақидиған вә мал-мүлүклирини орунлаштуридиған йәрләрдин башқа уларға һеч үлүшләрни бәрмигән еди).
Пәрвәрдигар Мусаға қандақ буйруған болса, Исраиллар шундақ қилип зиминни бөлүшүвалди.
 
Каләбкә тәқдим қилинған зимин
Йәһудалар Гилгалға, Йәшуаниң қешиға кәлди, Кәниззий Йәфуннәһниң оғли Каләб Йәшуаға мундақ деди: — «Пәрвәрдигар Өз адими болған Мусаға мән билән сениң тоғраңда Қадәш-Барнеада немә дегәнлигини билисәнғу; Чөл. 14:24; Қан. 1:36 Пәрвәрдигарниң адими Муса мени Қадәш-Барнеадин зиминни чарлап келишкә әвәткәндә, мән қириқ яшта едим; чин етиқатлиқ көңлүм билән униңға хәвәр йәткүзгән едим. «чин етиқатлиқ көңлүм билән» — ибраний тилида «пүтүн көңлүм билән» дәп ипадилиниду. Чарлиғучилардин пәқәт Каләб билән Йәшуала зимин тоғрилиқ адәмниң иман-етиқатини риғбәтләндүридиған хәвәрләрни йәткүзгән еди («Чөл.» 13-14-бап). Амма мән билән чиққан қериндашлирим хәлиқниң көңлини су қиливәткән еди. Лекин мән болсам пүтүн қәлбим билән Пәрвәрдигар Худайимға әгәштим. Чөл. 14:24 У күни Муса қәсәм қилип: — «Сән пүтүн қәлбиң билән Пәрвәрдигар Худайиңға әгәшкиниң үчүн, сениң путуң дәссигән зимин җәзмән әбәткичә сениң билән нәслиңниң мираси болиду» — дегән еди. 10 — Мана Исраил чөлдә сәргәрдан болуп жүргәндә, Пәрвәрдигар Мусаға шу сөзләрни дегән күнидин кейинки қириқ бәш жил ичидә Өзи ейтқинидәк мени тирик сақлиди. Мана мән бүгүн сәксән бәш яшқа кирдим. 11 Мән мошу күндиму Муса мени чарлашқа әвәткән күндикидәк күчлүкмән, мәйли җәң қилиш болсун яки бир йәргә берип-келиш болсун, мениң йәнила балдурқидәк күч-дәрманим бардур. «...бир йәргә берип-келиш болсун...» — ибраний тилида «чиқиш-кириш болсун...» билән ипадилиниду.  Чөл. 27:17; Қан. 31:2 12 Әнди Пәрвәрдигар шу күнидә вәдә қилған бу тағлиқ жутни маңа мирас қилип бәргин; чүнки у күни сәнму у йәрдә Анакийлар туридиғанлиғини, шундақла чоң һәм мустәһкәм шәһәрләр барлиғини аңлидиңғу. Лекин Пәрвәрдигар мән билән биллә болсила, Пәрвәрдигар ейтқинидәк мән уларни қоғливетимән».«Анакийлар» — гигантлардин болған бир қәбилә.
13 Буни аңлап Йәшуа Йәфуннәһниң оғли Каләбкә бәхит-бәрикәт тиләп, Һебронни униңға мирас қилип бәрди. 14 Шуңа Һеброн таки бүгүнгичә Кәниззий Йәфуннәһниң оғли Каләбниң мираси болуп турмақта; чүнки у пүтүн қәлби билән Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға әгәшкән 15 (илгири Һеброн болса Кириат-Арба дәп атилатти. Арба дегән адәм Анакийлар арисида әң даңқи чиққан адәм еди). Шундақ қилип зимин җәңдин арам тапти.«Кириат-Арба» — «Арбаниң йеза-кәнтлири» дегән мәнидә.
 
 

14:1 Чөл. 34:17

14:2 Чөл. 26:55

14:6 Чөл. 14:24; Қан. 1:36

14:7 «чин етиқатлиқ көңлүм билән» — ибраний тилида «пүтүн көңлүм билән» дәп ипадилиниду. Чарлиғучилардин пәқәт Каләб билән Йәшуала зимин тоғрилиқ адәмниң иман-етиқатини риғбәтләндүридиған хәвәрләрни йәткүзгән еди («Чөл.» 13-14-бап).

14:8 Чөл. 14:24

14:11 «...бир йәргә берип-келиш болсун...» — ибраний тилида «чиқиш-кириш болсун...» билән ипадилиниду.

14:11 Чөл. 27:17; Қан. 31:2

14:12 «Анакийлар» — гигантлардин болған бир қәбилә.

14:15 «Кириат-Арба» — «Арбаниң йеза-кәнтлири» дегән мәнидә.