34
Қанаан зимининиң чегараси
1 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
2 Сән Исраилларға сөз қилип мундақ буйруғин: «Силәр Қанаан зиминиға киргән чағда, силәргә мирас болушқа тәқсим қилинидиған зимин Қанаан зимини болиду; зиминниң бекитилгән җай-чегаралири мундақ болиду: —
3 Силәрниң җәнуп тәрипиңләр Зин чөлидин башлап Едом чегарисиға тақалсун; андин җәнуп тәрәптики чегараңлар «Шор деңизи»ниң җәнуп тәрипиниң әң айиғиға йәтсун;□«Шор деңизи» — йәнә «Өлүк деңиз» дәпму атилиду. ■Йә. 15:1 4 шу йәрдин чегараңлар «Сериқ Ешәк давини»ниң җәнуп тәрипидин бурулуп зинға өтсун; униң айиғи топтоғра Қадәш-Барнеаниң җәнубида болиду; андин у йәрдин йәнә Һазар-Аддарға берип, Азмонға тутишиду;□«Сериқ Ешәк давини» — ибраний тилида «Акраббим давини». 5 андин чегара Азмондин бурулуп меңип, Мисир еқиниға бариду вә деңизғичә тутишиду.
6 Күн петиш тәрәптә чегараңлар «Улуқ деңиз»ниң өзи болиду, йәни униң бойлири болиду; мана бу силәрниң күн петиш тәрәптики чегараңлар болиду.□«Улуқ деңиз» — һазир «Оттура деңиз» дәп атилиду.
7 Шимал тәрәптики чегараңлар мундақ болиду: — «Улуқ деңиз»дин башлап һор теғиғичә пасил сизилсун; 8 пасил сизиғи Һор теғидин башлап Хамат еғизиға созулуп, андин чегара Зәдадға туташсун;□«Хамат еғизи» — яки «Либо-Хаматқа». 9 чегара йәнә Зифронға өтүп Һазар-Енанда ахирлашсун; мана бу силәрниң шималий чегараңлар болиду.
10 Андин шәрқий чегарайиңларниң пасил сизиғи Һазар-Енандин Шефамғичә сизилсун. 11 Бу чегара Шефамдин Айинниң күн чиқиш тәрипидики Риблаһқа чүшиду; андин чегара шу йәрдин чүшүп Киннәрәт деңизиниң давинидин өтүп күн чиқиш тәрәпкә тутишиду.□«Киннәрәт деңизи» — яки «Киннәрәт көли» кейин «Галилийә деңизи», «Тибериус деңизи» дәпму аталған. «Киннәрәт»ниң мәнаси «чилтар» — көлниң шәкли чилтарсимандур. 12 Андин чегара төвәнләп Иордан дәриясини бойлап чүшүп, Шор Деңизиғичә йәтсун. Мана бу чегаралар билән бекитилгән зиминиңлар болиду».
13 Муса Исраилларға сөз қилип мундақ дәп буйруди: — «Мана бу Пәрвәрдигар тоққуз қәбилә вә йерим қәбилигә тәқдим қилинсун дәп буйруған, чәк ташлиниш арқилиқ өзүңлар варислиқ қилидиған зиминиңлар болиду; 14 чүнки Рубән қәбилисидикиләр ата җәмәти бойичә вә Гад қәбилисидикиләр ата җәмәти бойичә өз мирасиға аллиқачан варислиқ қилип уни егилигән, Манассәһниң йерим қәбилисиму өз мирасиға варислиқ қилип уни егилигән; 15 Бу икки қәбилә вә йерим қәбилә Йерихониң удулида, Иордан дәриясиниң шәрқий қирғиқидики күн чиқиш тәрәптә өз мираслирини елип болған».
Зиминни тәқсим қилишқа назарәт қилғучи хадимлар
16 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: — 17 Төвәндикиләр зиминни силәргә тәқсим қилип бәргүчиләрниң исимлиғи: — Каһин Әлиазар вә Нунниң оғли Йәшуа.■Йә. 14:1 18 Силәрму йәнә зимин тәқсим қилишқа ярдәмлишиш үчүн һәр қәбилидин бирдин әмир таллап бериңлар.
19 Буларниң исми мундақ: — Йәһуда қәбилисидин Йәфуннәһниң оғли Каләб.□«Йәһуда Йәһуда қәбилисидин» — яки «Йәһуда қәбилиси үчүн». 20 Шимеон қәбилисидикиләрдин Аммиһудниң оғли Шәмуәл.□«Шәмуәл» — яки «Самуил». 21 Бинямин қәбилисидин Кислонниң оғли Әлидад. 22 Дан қәбилисидикиләрдин Йоглиниң оғли, әмир Букки еди. 23 Йүсүпниң әвлатлиридин: — Манассәһ қәбилисидикиләрдин Әфодниң оғли әмир Һаннийәл 24 һәм Әфраим қәбилисидикиләрдин Шифтанниң оғли әмир Кәмуәл. 25 Зәбулун қәбилисидикиләрдин Парнақниң оғли әмир Әлизафан; 26 Иссакар қәбилисидикиләрдин Аззанниң оғли әмир Палтийәл; 27 Ашир қәбилисидикиләрдин Шеломиниң оғли әмир Ахиһуд; 28 Нафтали қәбилисидикиләрдин Аммиһудниң оғли әмир Пәдаһәл еди.
29 Мана булар Пәрвәрдигар әмир қилип Исраилларға Қанаан зиминидики мираслирини тәқсим қилишқа бекиткәнләр еди.
□34:3 «Шор деңизи» — йәнә «Өлүк деңиз» дәпму атилиду.
□34:4 «Сериқ Ешәк давини» — ибраний тилида «Акраббим давини».
□34:6 «Улуқ деңиз» — һазир «Оттура деңиз» дәп атилиду.
□34:8 «Хамат еғизи» — яки «Либо-Хаматқа».
□34:11 «Киннәрәт деңизи» — яки «Киннәрәт көли» кейин «Галилийә деңизи», «Тибериус деңизи» дәпму аталған. «Киннәрәт»ниң мәнаси «чилтар» — көлниң шәкли чилтарсимандур.
□34:19 «Йәһуда Йәһуда қәбилисидин» — яки «Йәһуда қәбилиси үчүн».
□34:20 «Шәмуәл» — яки «Самуил».