15
Йәһудаларға тәқдим қилинған зиминниң чегараси вә шәһәрлири
Йәһудалар қәбилисиниң мираси болса җәмәт-аилилири бойичә чәк ташлинип еришкән зимин болуп, җәнубий тәрәпниң учи Едомниң чегарисиға вә Зин чөлигә туташти; җәнубий чегариси «Шор деңизи»ниң айиғидин, йәни җәнубий тәрәпкә чоқчийип чиққан қолтуқтин башлинип, «Шор деңизи» — йәнә «Өлүк Деңиз» дәпму атилиду.  Чөл. 34:4 «Сериқ Ешәк давини»ниң җәнуп тәрипидин өтүп, Зинға туташти; андин Қадәш-Барнеаниң җәнубини яқилап Һәзронға өтүп, Аддарға берип, Каркааһқа бурулуп, «Сериқ Ешәк давини» — ибраний тилида «Акраббим давини», бәзидә шундақ атилиду. Азмонға өтүп Мисир еқини билән чиқип, учи деңизға тақишатти. Бу уларниң җәнубий чегариси еди.«учи деңизға тақишатти» — бу деңиз «Оттура Деңиз»дур. «уларниң җәнубий чегариси» — ибраний тилида «силәрниң җәнубий чегараңлар».
Шәрқий чегариси болса Шор деңизидин Иордан дәриясиниң деңизға қуюлидиған еғизиғичә еди; шималий чегариси болса деңизниң Иордан дәриясиниң деңизға қуюлидиған еғизидин башлинип, андин Бәйт-Һоглаһға берип, Бәйт-Арабаһниң шималидин өтүп, Рубәнниң оғли Боһанниң тешиниң қешиғичә еди; андин чегара Ақор җилғисидин Дәбиргә қарап өтүп, у йәрдин шимал тәрипигә бурулуп, җилғиниң җәнуп тәрипидики Адуммимға чиқидиған даванниң удулидики Гилгалға йетип берип, андин Ән-Шәмәш сулиридин өтүп, Ән-Рогәл булиқиға тутишатти; у йәрдин «Бән-Һинномниң җилғиси»ға чиқип, Йәбусийлар егизлигидин, йәни Йерусалимниң җәнуп тәрипидики давандин өтүп, андин Һинном җилғисиниң алдиға, йәни ғәрип тәрәпкә, Рәфайийларниң җилғисиниң шималий бешидики тағниң чоққисиға чиқти; «Бән-Һинном» — «Һинномниң оғли» дегән мәнидә. чегара бу тағниң чоққисидин Нәфтоаһ сүйиниң булиқиға берип, андин Әфрон теғидики шәһәрлириниң йени билән чиқип, у йәрдин Баалаһ (йәни Кириат-Йеарим)ға йетип берип, 10 андин Баалаһтин өтүп, ғәрип тәрипигә қайрилип Сеир теғиға берип, Йеарим теғи (йәни Кесалон)ниң шималий бағридин өтүп, Бәйт-Шәмәшкә чүшүп, Тимнаһтин өтти; 11 андин шималға қарап Әкронниң давини билән чиқип Шикронға өтүп, Баалаһ теғиниң йениға тутишип, Ябнәәлгә йетип, андин учи деңизға тақашқан еди. 12 Ғәрип тәрипидики чегариси болса деңиз бойлири еди. Йәһудаларниң җәмәт-аилилири бойичә уларға тохтитилған төрт тәрипидики чегара мана шу еди.Чөл. 34:6
13 Йәфуннәһниң оғли Каләбгә болса, Пәрвәрдигарниң Йәшуаға бәргән әмри бойичә, униңға Йәһудаларниң арисида бир үлүш, йәни Анакниң атиси Арбаниң шәһири болған Һеброн ата қилинди. Йә. 14:15; Һак. 1:20 14 Каләб шу йәрдин Шешай, Аһиман вә Талмай дегән үч Анакийни қоғливәтти; улар үчи Анакниң әвлади еди. Һак. 1:10 15 Андин шу йәрдин чиқип, Дәбирдә туруватқанларға һуҗум қилди (илгири Дәбирниң нами Кириат-Сәфәр еди). 16 Каләб: — Кимки Кириат-Сәфәргә һуҗум қилип уни алса, униңға қизим Аксаһни хотунлуққа беримән, дегән еди.
17 Каләбниң укиси Кеназниң оғли Отнийәл уни ишғал қилди, Каләб униңға қизи Аксаһни хотунлуққа бәрди. 18 Шундақ болдики, қиз ятлиқ болуп униң қешиға барар чағда, ерини атисидин бир парчә йәр сорашқа үндиди. Аксаһ ешәктин чүшүшигә Каләб униңдин: — Сениң немә тәливиң бар? — дәп сориди.«Аксаһ ешәктин чүшүшигә Каләб униңдин ... сориди» — бу иш сәл сирлиқ туюлиду. Немишкә Отнийәлниң өзи бу тәләпни қоймайду? 18-айәткә қариғанда, пурсәт кәлкәндә, Аксаһ өзи дадисиға 19-айәттики тәләпни қойиду.
19 У җавап берип: — Мени алаһидә бир бәрикәтлигәйсән; сән маңа Нәгәвдин қағҗирақ йәр бәргән екәнсән, маңа бир нәччә булақниму бәргәйсән, — деди. Шуни девиди, Каләб униңға үстүн булақлар билән астин булақларни бәрди.«сән маңа Нәгәвдин қағҗирақ йәр бәргән екәнсән...» — ибраний тилида пәқәт «сән маңа Нәгәвдин йәрни бәргән екәнсән...» дейилиду. Әмәлийәттә Дәбир дегән шәһәр Нәгәвдә әмәс (Нәгәв Йәһуданиң җәнубий тәрипидики чөллүк еди), бәлки тағлиқ районда еди. Лекин әтрапида су аз болғачқа, Аксаһ шу йәрни «Нәгәвдәк (демәк, қағҗирақ) бир йәр» дәп пуритиду.
 
20 Төвәндикиләр Йәһуда қәбилисигә уларниң җәмәт-аилилири бойичә тәккән мирас үлүшләрдур: —
21 Йәһуда қәбилисиниң әң җәнубиға җайлашқан, Едом чегариси тәрәптики шәһәрләр: — Кабзәәл, Едәр, Ягур, 22 Кинаһ, Димонаһ, Ададаһ, 23  Кәдәш, Һазор, Йитнан, 24 Зиф, Тәләм, Беалот, 25 Һазор-һадаттаһ, Кериот-Һәзрон (йәни Һазор), 26 Амам, Сема, Моладаһ, 27 Һазар-Гаддаһ, Һәшмон, Бәйт-Пәләт, 28 Һазар-Шуал, Бәәр-Шеба, Бизиотия, 29 Баалаһ, Иҗим, Езәм, 30 Әлтолад, Кесил, Хормаһ, 31 Зиклаг, Мадманнаһ, Сансаннаһ, 32 Либаот, Шилһим, Айин вә Риммон қатарлиқлар җәмий жигирмә тоққуз шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди.«... җәмий жигирмә тоққуз шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди» — тизимланған шәһәрләр 29 әмәс, бәлки 36 шәһәр; тизимланған шәһәрләрниң намлири бәлким «қарашлиқ кәнт-қишлақлар»дин бир нәччисини өз ичигә алса керәк (мәсилән, 23- вә 25-айәттики «Һазор»).
33 Шәфәлаһ ойманлиғидики шәһәрләр болса Әштаол, Зореаһ, Ашнаһ, 34 Заноаһ, Ән-Ганним, Таппуаһ, Әнам,
35 Ярмут, Адуллам, Сокоһ, Азикаһ, 36 Шаарайим, Адитаим, Гәдәраһ вә Гәдәротаим болуп, җәмий он төрт шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди. 37 Булардин башқа йәнә Зинан, Һадашаһ, Мигдал-Гад, 38 Дилеан, Мизпаһ, Йоқтәәл, «Мизпаһ» — яки «Мизпәһ». 39 Лақиш, Бозкат, Әглон, 40 Каббон, Лаһмас, Қитлиш, «Лаһмас» — яки «Лаһмам». 41 Гәдәрот, Бәйт-Дагон, Наамаһ вә Маккәдаһ болуп, җәмий он алтә шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди.
42 Буниңдин башқа йәнә Либнаһ, Етәр, Ашан, 43 Йәфтаһ, Ашнаһ, Нәзиб, 44 Кеилаһ, Ақзиб вә Марәшаһ болуп, җәмий тоққуз шәһәр вә йәнә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақларму бар еди; 45 йәнә Әкрон билән униңға қарашлиқ йеза-кәнтләр, 46 шундақла Әкронниң ғәрип тәрипидин тартип Ашдодниң йенидики һәммә шәһәрләр билән уларниң кәнт-қишлақлири қошулуп, 47 Ашдод вә униңға қарашлиқ йезилар вә кәнт-қишлақлар, Газа шәһири вә шундақла Мисир еқиниғичә вә Улуқ Деңизниң қирғиқиғичә, униңға қарашлиқ йезилар вә кәнт-қишлақлар бар еди.
48 Тағлиқ райондики шәһәрләр: — Шамир, Яттир, Сокоһ, 49 Даннаһ, Кириат-Саннаһ (йәни Дәбир), «Кириат-Саннаһ» — яки «Кириат-Сәфәр». 50 Анаб, Әштәмоһ, Аним, «Әштәмоһ» — яки «Әштәмоа». 51 Гошән, Һолон вә Гилоһ болуп, җәмий он бир шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди.
52 Буниңдин башқа йәнә Араб, Думаһ, Ешан, 53 Яним, Бәйт-Таппуаһ, Афикаһ, 54 Һумтаһ, Кириат-Арба (йәни Һеброн) вә Зиор болуп, җәмий тоққуз шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар бар еди.
55 Буниңдин башқа йәнә Маон, Кармәл, Зиф, Юттаһ, 56 Йизрәәл, Йокдеам, Заноаһ, 57 Кайин, Гибеаһ вә Тимнаһ болуп, җәмий он шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар бар еди.
58 Буниңдин башқа йәнә Һалһул, Бәйт-Зур, Гәдор, 59 Маарат, Бәйт-Анот вә Әлтәкон болуп, җәмий алтә шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар бар еди.
60 Буниңдин башқа йәнә Кириат-Баал (йәни Кириат-Йеарим) вә Раббаһ дегән икки шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар бар еди.
61 Чөлдики шәһәрләр болса: — Бәйт-Арабаһ, Миддин, Сәкакаһ, 62 Нибшан, «Шор Шәһири» вә Ән-Гәди, җәмий алтә шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди.«Шор Шәһири» — яки «Ир-Һаммәлаһ».
63 Лекин Йерусалимда олтирақлиқ Йәбусийларни болса Йәһудалар қоғливетәлмигән; шуңа та бүгүнгичә Йәбусийлар Йәһудалар билән Йерусалимда биллә турмақта.
 
 

15:2 «Шор деңизи» — йәнә «Өлүк Деңиз» дәпму атилиду.

15:2 Чөл. 34:4

15:3 «Сериқ Ешәк давини» — ибраний тилида «Акраббим давини», бәзидә шундақ атилиду.

15:4 «учи деңизға тақишатти» — бу деңиз «Оттура Деңиз»дур. «уларниң җәнубий чегариси» — ибраний тилида «силәрниң җәнубий чегараңлар».

15:8 «Бән-Һинном» — «Һинномниң оғли» дегән мәнидә.

15:12 Чөл. 34:6

15:13 Йә. 14:15; Һак. 1:20

15:14 Һак. 1:10

15:18 «Аксаһ ешәктин чүшүшигә Каләб униңдин ... сориди» — бу иш сәл сирлиқ туюлиду. Немишкә Отнийәлниң өзи бу тәләпни қоймайду? 18-айәткә қариғанда, пурсәт кәлкәндә, Аксаһ өзи дадисиға 19-айәттики тәләпни қойиду.

15:19 «сән маңа Нәгәвдин қағҗирақ йәр бәргән екәнсән...» — ибраний тилида пәқәт «сән маңа Нәгәвдин йәрни бәргән екәнсән...» дейилиду. Әмәлийәттә Дәбир дегән шәһәр Нәгәвдә әмәс (Нәгәв Йәһуданиң җәнубий тәрипидики чөллүк еди), бәлки тағлиқ районда еди. Лекин әтрапида су аз болғачқа, Аксаһ шу йәрни «Нәгәвдәк (демәк, қағҗирақ) бир йәр» дәп пуритиду.

15:32 «... җәмий жигирмә тоққуз шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди» — тизимланған шәһәрләр 29 әмәс, бәлки 36 шәһәр; тизимланған шәһәрләрниң намлири бәлким «қарашлиқ кәнт-қишлақлар»дин бир нәччисини өз ичигә алса керәк (мәсилән, 23- вә 25-айәттики «Һазор»).

15:38 «Мизпаһ» — яки «Мизпәһ».

15:40 «Лаһмас» — яки «Лаһмам».

15:49 «Кириат-Саннаһ» — яки «Кириат-Сәфәр».

15:50 «Әштәмоһ» — яки «Әштәмоа».

15:62 «Шор Шәһири» — яки «Ир-Һаммәлаһ».