13
Пәрвәрдигарниң йәнә Йәшуаға сөз қилиши
Амма Йәшуа яшинип, йеши хелә бир йәргә берип қалған еди. Пәрвәрдигар униңға мундақ деди: — «Сән әнди қерип қалдиң, йешиңму чоңийип қалди, лекин йәнә егилиниши керәк болған нурғун зимин бар. Бу зиминлар болса мунулар: — Филистийләрниң вә Гәшурийларниң барлиқ жутлири, 3-4 йәни Мисирниң шәриқ тәрипидики Шиһор дәриясидин тартип, шимал тәрипидики Әкрон шәһириниң чегаралириғичә созулған йәрләр (шу жут Ⱪананийларниң зимини һесаплинатти), җүмлидин Газа, Ашдод, Ашкелон, Гат вә Әкрондики бәш Филистий әмир башқуридиған жутлар билән Аввийларниң җәнуп тәрәптики жутлири; Зидонийларға тәвә болған Мәараһдин тартип Афәк билән Аморийларниң чегарасиғичә болған Ⱪананийларниң барлиқ зимини; «Мәараһдин» —яки «Араһдин». Гәбалийларниң зимини вә барлиқ Ливан зимини, йәни күн чиқиш тәрәптики Һәрмон теғиниң етигидики Баал-гадтин тартип, Хамат райониға кириш еғизиғичә болған зиминлар; «Хамат райониға кириш еғизиғичә...» — яки «Либо-Хаматқичә...». Ливандин тартип Мисрәпот-Майимғичә созулған тағлиқта барлиқ олтуруватқанларниң, йәни Зидонийларниң зимини қатарлиқлардин ибарәттур. Бу зиминдики хәлиқниң һәммисини Мән Исраил алдидин қоғливетимән. Шуңа сән чоқум Мениң саңа буйруғиним бойичә буни чәк ташлап Исраиллиқларға мирас қилип тәқсим қилип беришиң керәк. Сән әнди бу зиминларни тоққуз қәбилә билән Манассәһниң йерим қәбилисигә мирас қилип бөлгин».


Қанаан зимининиң тәқсим қилиниши
 
Иордан дәриясиниң шәриқ тәрипидики мирас зиминлар
Рубәнләр билән Гадлар болса, Манассәһниң йерим қәбилиси билән бирликтә Иордан дәриясиниң у қети, йәни шәриқ тәрипидә Мусаниң уларға бәргән мирасиға егә болди; буни Пәрвәрдигарниң қули болған Муса уларға мирас қилип бәргән еди: — «Рубәнләр билән Гадлар болса, Манассәһниң йерим қәбилиси билән бирликтә...» — ибраний тилида «Рубәнләр билән Гадлар болса, униң билән бирликтә...». Уларниң зиминлири Арнон җилғисиниң бойидики Ароәрдин тартип, җүмлидин җилғиниң оттурисидики шәһәр вә Дибонғичә созулған Мәдәба түзләңлиги, 10 Һәшбонда сәлтәнәт қилған, Аморийларниң падишаси Сиһонниң Аммонийларниң чегарисиғичә болған һәммә шәһәрлири; 11 Гилеад билән Гәшурийлар вә Маакатийларниң чәт жутлири, Һәрмон теғиниң һәммиси вә Салкаһғичә созулған барлиқ Башан зимини; 12 гигантлар болған Рәфайийларниң қалдуқ нәслидин болған Аштарот билән Әдрәйдә сәлтәнәт қилған Огниң Башандики пүткүл падишалиқ зиминидин ибарәт еди; мошу зиминдикиләрни Муса мәғлуп қилип, зиминлириға егә болди. «Рәфайийлар» — гигантлар еди. Улар тоғрилиқ «Қан.» 2:10-11, 20, 3:11ни көрүң. 13 Лекин Исраиллар Гәшурийлар билән Маакатийларни өз жутлиридин қоғливәтмиди; шуңа Гәшурийлар билән Маакатийлар бүгүнгичә Исраил арисида турмақта.
 
14 Лекин Муса Лавий қәбилисигә һеч мирас зиминни бәрмигән; Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар уларға ейтқинидәк, Пәрвәрдигарға атап отта сунулған қурбанлиқлар уларниң мирасидур.«... Муса Лавий қәбилисигә һеч мирас зиминни бәрмигән» — ибраний тилида «... у Лавий қәбилисигә һеч мирас зиминни бәрмигән».
15 Муса Рубәнләр қәбилисигә, җәмәт-аилилири бойичә жутларни мирас қилип бәрди. 16 Уларниң зимини болса Арнон җилғисиниң йенидики Ароәрдин тартип, җилғиниң оттурисидики шәһәр вә Мәдәбаниң йенидики пүткүл түзләңлик, 17 Һәшбон вә униңға қарашлиқ түзләңликтики һәммә шәһәрләр, Дибон, Бамот-Баал, Бәйт-Баал-Меон, 18 Яһаз, Кәдәмот, Мәфаат, «Яһаз» — яки «Яһазаһ». 19 Кириатайим, Сибмаһ, вә «Җилға теғи»дики Зәрәт-Шаһар, 20 Бәйт-Пеор, Писгаһ теғидики даванлар, Бәйт-Йәшимот, 21 түзләңликтики барлиқ шәһәрләр вә Һәшбонда сәлтәнәт қилған, Аморийларниң падишаси болған Сиһонниң пүткүл сәлтәнитиниң зиминини өз ичигә алди. Бу падиша вә униң билән шу жутта олтиришлиқ, Сиһонға беқинған сәрдарлар Әви, Рәкәм, Зур, Хур вә Рәба қатарлиқ Мидиян әмирлири болса Муса тәрипидин өлтүрүлгән еди. 22 Шу вақитта Исраиллар өлтүргәнләр ичидә Беорниң оғли палчи Балаамму бар еди; униму улар қиличлап өлтүргән еди.Чөл. 31:8
23 Рубәнләрниң зимининиң чегараси Иордан дәриясиниң өзи еди. Рубәнләрниң җәмәт-аилилири бойичә уларға бөлүнгән мираси мана бу шәһәрләр билән кәнт-қишлақлири еди.«Рубәнләрниң зимининиң чегараси Иордан дәриясиниң өзи еди» — ибраний тилида «Рубәнләрниң зимининиң чегараси Иордан дәриясиниң өзи вә униң чегариси еди».  Чөл. 34:14, 15
 
24 Муса йәнә Гад қәбилисигә, йәни Гадларниң җәмәт-аилилири бойичә уларға мирас бөлуп бәргән еди. 25 Уларниң зиминлири болса Яазәр билән Гилеадниң барлиқ шәһәрлири, Аммонийларниң зимининиң йерими таки Раббаһ алдидики Ароәргичә, 26 Һәшбондин тартип Рамат-Мизпәһ вә Бәтонимғичә, Маһанайимдин тартип Дәбирниң чегарисиғичә, 27 җилғиға җайлашқан Бәйт-Һарам, Бәйт-Нимраһ, Суккот вә Зафонлар, Һәшбонниң падишаси Сиһонниң сәлтәнитиниң Иордан дәриясиниң шәрқий қетидики қалған қисми, дәрияни яқилап Киннәрәт Деңизиниң у бешиғичә еди.
28 Гадларниң җәмәт-аилилири бойичә уларға бөлүнгән мираси мана бу шәһәрләр билән кәнт-қишлақлири еди.
29 Муса Манассәһниң йерим қәбилисигиму мирас бәргән еди; Манассәһниң йерим қәбилисигә җәмәт-аилилири бойичә бу мирас бөлуп берилгән еди: — 30 зиминлири Маһанайимдин тартип, пүткүл Башан зимини, Башанниң падишаси Огниң пүткүл сәлтәнитиниң зимини вә Яирниң барлиқ йеза-кәнтлири (бу йеза-кәнтләр Башанниң өзигә җайлашқан болуп, җәмий атмиш еди), Чөл. 32:14; Қан. 3:4, 14 31 Гилеадниң йерими билән Башан падишаси Огниң сәлтәнитидики Аштарот вә Әдрәй шәһәрлири Манассәһниң оғли Макирниң әвладиға тәвә қилинған болуп, Макирларниң йерим қисмиға җәмәт-аилилири бойичә мирас қилип бөлуп берилгән еди.
32 Муса Иордан дәриясиниң шәриқ қетида, Йерихониң удулида, Моабниң түзләңликлиридә болған вақтида бөлүп бәргән мираслар мана бу зиминлар еди.«Муса Иордан дәриясиниң шәриқ қетида, Йерихониң удулида, Моабниң түзләңликлиридә болған вақтида...» — «Чөл.» 22-бапни көрүң.
33 Лекин Муса Лавий қәбилисигә һеч мирас зиминни тәқдим қилмиди; Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар уларға ейтқинидәк, У Өзи уларниң мирасидур.Чөл. 18:20; Қан. 10:9; 18:2
 
 

13:3-4 «Мәараһдин» —яки «Араһдин».

13:5 «Хамат райониға кириш еғизиғичә...» — яки «Либо-Хаматқичә...».

13:8 «Рубәнләр билән Гадлар болса, Манассәһниң йерим қәбилиси билән бирликтә...» — ибраний тилида «Рубәнләр билән Гадлар болса, униң билән бирликтә...».

13:12 «Рәфайийлар» — гигантлар еди. Улар тоғрилиқ «Қан.» 2:10-11, 20, 3:11ни көрүң.

13:14 «... Муса Лавий қәбилисигә һеч мирас зиминни бәрмигән» — ибраний тилида «... у Лавий қәбилисигә һеч мирас зиминни бәрмигән».

13:18 «Яһаз» — яки «Яһазаһ».

13:22 Чөл. 31:8

13:23 «Рубәнләрниң зимининиң чегараси Иордан дәриясиниң өзи еди» — ибраний тилида «Рубәнләрниң зимининиң чегараси Иордан дәриясиниң өзи вә униң чегариси еди».

13:23 Чөл. 34:14, 15

13:30 Чөл. 32:14; Қан. 3:4, 14

13:32 «Муса Иордан дәриясиниң шәриқ қетида, Йерихониң удулида, Моабниң түзләңликлиридә болған вақтида...» — «Чөл.» 22-бапни көрүң.

13:33 Чөл. 18:20; Қан. 10:9; 18:2