32
Икки қәбилиниң дәрияниң күн чиқиш тәрипидики зиминни тәләп қилғанлиғи
Рубәнниң әвлатлири билән Гадниң әвлатлириниң кала падилири толиму көпәйгән еди; уларниң Яазәрниң зимини билән Гилеадниң зиминиға көзи чүшти; вә мана, шу зимин чарва беқишқа мас келидиған йәр еди.«Изаһат» — «Қан.» 3:12-22ниму көрүң. Шуңа улар Муса, каһин Әлиазар вә җамаәтниң әмирлириниң алдиға келип уларға: —
Атарот, Дибон, Яазәр, Нимраһ, Һәшбон, Әләаләһ, Сәбам, Небо, Бәон дегән йәрләр,«Сибмаһ» — яки «Сибмаһ». йәни Исраил җамаити алдида Пәрвәрдигар мәғлуп қилип бәргән йәрләр болуп, чарва беқишқа бап йәрләр екән, қуллириниңму чарва мели бар, — деди вә йәнә: — Әгәр силиниң алдилирида илтипатлириға еришкән болсақ, бизни Иордан дәриясидин өт демәй, бу йәрни бизгә мирас қилип бәрсилә, — деди.
Муса Гадниң әвлатлири билән Рубәнниң әвлатлириға: — Қериндашлириңлар җәңгә чиққан вақтида силәр мошу йәрдә турамтиңлар? Силәр немә үчүн Исраилларниң дәриядин өтүп Пәрвәрдигар уларға ата қилип бәргән зиминға киришигә көңуллирини совутисиләр? Илгири мән Қадәш-Барнеадин ата-бовилириңларни шу зиминни чарлап келишкә әвәткинимдә уларму шундақ қилишқан еди.Чөл. 13:3; Қан. 1:22 Улар Әшкол җилғисиға чиқип, у зиминни көрүп, Исраилларниң көңлини Пәрвәрдигар ата қилип бәргән зиминға кириштин совутқан. 10 Шу чағда Пәрвәрдигарниң аччиғи келип қәсәм қилип: 11 «Мисирдин чиққан жигирмә яштин жуқурилар чин көңлидин Маңа әгәшмигәчкә, улар Мән Ибраһим, Исһақ, Яқупларға «Силәргә ата қилимән» дәп қәсәм қилған зиминни көрсә, Мән Пәрвәрдигар болмай кетәй!Чөл. 14:28; Қан. 1:35 12 Пәқәт кәниззийләрдин болған Йәфуннәһниң оғли Каләб билән Нунниң оғли Йәшуала Маңа чин көңлидин әгәшкән болғачқа, зиминни көрәләйду», дегән еди. 13 Шуниң билән Пәрвәрдигарниң Исраилларға аччиғи қозғалғачқа, Пәрвәрдигарниң алдида рәзил болғанни қилған әшу бир әвлат өлүп түгигичә, у уларни чөл-баяванда қириқ жил сәргәрданлиқта жүргүзди. 14 Әнди мана, гунакарларниң әвлатлири болған силәрму ата-боваңларниң изини бесип Пәрвәрдигарниң Исраилларға болған қаттиқ ғәзивини техиму қозғимақчи бопсиләр-дә! 15 Әгәр силәр униңға әгишиштин бурулуп кәтсәңлар, ундақта У Исраилларни йәнә чөл-баяванға ташливетиду, бу һалда силәр бу барлиқ хәлиқни харап қилған болисиләр, — деди.
16 Икки қәбилиниң адәмлири Мусаниң алдиға келип униңға: —
Биз бу йәрдә маллиримизға қотан, балилиримизға қәлъә-шәһәр салайли. 17 Биз болсақ қураллинип, Исраилларни өзигә тәвә җайлириға башлап барғичә сәпниң алдида маңимиз; бу зиминдики ят хәлиқләр сәвәплик, бизниң кичик балилиримиз мустәһкәм шәһәрләрдә туруши керәк. 18 Исраиллар өз мираслириға егә болмиғичә биз өйимизгә һәргиз қайтмаймиз. 19 Чүнки биз улар билән Иордан дәриясиниң күн петиш тәрипидики зиминға яки униңдинму жирақтики зиминға тәң егидар болмаймиз, чүнки мирасимиз Иордан дәриясиниң бу тәрипидә, йәни күн чиқиштидур, — деди.
20 Муса уларға: — Әгәр шундақ қилсаңлар, йәни Пәрвәрдигарниң алдида қураллинип җәңгә чиқип, 21 силәрдин қуралланғанларниң һәммиси Иордан дәриясидин өтүп, Пәрвәрдигар Өз дүшмәнлирини уларниң зиминидин қоғлап чиқирип болғанда, 22 шу зимин Пәрвәрдигар алдида бойсундурулуп болғанда андин қайтсаңлар, силәр Пәрвәрдигар вә Исраиллар алдида гунасиз һесаплинисиләр; бу зиминму Пәрвәрдигар алдида силәргә мирас қилип берилиду. 23 Лекин бундақ қилмисаңлар, мана, Пәрвәрдигар алдида гунакар болисиләр; шуни убдан билишиңлар керәкки, гунайиңлар өзүңларни қоғлап бешиңларға чүшиду. 24 Әнди силәр ағзиңлардин чиққан гепиңлар бойичә иш тутуңлар, балилириңлар үчүн шәһәр, қой падилириңлар үчүн қотан селиңлар, — деди.
25 Гадниң әвлатлири билән Рубәнниң әвлатлири Мусаға: —
Қуллири ғоҗам ейтқинидәк қилиду. 26 Хотун-бала чақилиримиз, калилар вә барлиқ чарпайлиримиз Гилеадниң һәр қайси шәһәрлиридә қалиду; 27 Лекин қуллири, җәңгә тәйярлинип қуралланғанларниң һәр бири ғоҗам ейтқандәк дәриядин өтүп Пәрвәрдигарниң алдида җәң қилиду, — деди.
28 Шуниң билән Муса улар тоғрилиқ каһин Әлиазар билән Нунниң оғли Йәшуаға вә Исраилниң барлиқ қәбилә башлиқлириға тапилап,Йә. 1:13; 4:12 29 уларға: — Әгәр Гадниң әвлатлири билән Рубәнниң әвлатлири қураллинип Пәрвәрдигарниң алдида җәңгә чиқишқа силәр билән бирликтә Иордан дәриясидин өтсә, у зимин силәрниң алдиңларда бой сундурулса, ундақта силәр Гилеад зиминини уларға мирас қилип бериңлар. 30 Әгәр улар қураллинип силәр билән биллә өтмәймиз десә, ундақта уларниң мираси араңларда, йәни Қанаан зиминида болсун, — деди.
31 Гадниң әвлатлири билән Рубәнниң әвлатлири: —
Пәрвәрдигар қуллириға қандақ буйруған болса, биз шундақ қилимиз. 32 Биз қураллинип Пәрвәрдигарниң алдида дәриядин өтүп Қанаан зиминиға киримиз, андин Иордан дәриясиниң бу йеқидики зимин бизгә мирас қилип берилидиған болиду, — дейишти.
33 Шуниң билән Муса Аморийларниң падишаси Сиһонниң падишалиғи билән Башанниң падишаси Огниң падишалиғини, зимин вә тәвәсидики шәһәрләрни, әтрапидики шәһәрләр билән қошуп, һәммисини Гадниң әвлатлириға, Рубәнниң әвлатлириға вә Йүсүпниң оғли Манассәһниң йерим қәбилисигә бәрди.Қан. 3:12; Йә. 13:8; 22:4 34 Гадниң әвлатлири Дибон, Атарот, Ароәр, 35 Атрот-Шофан, Яазәр, Йогбихаһ, 36 Бәйт-Нимраһ, Бәйт-Һаран қатарлиқ мустәһкәм шәһәрләрни салди вә шундақла қотанларни салди.
37 Рубәнниң әвлатлири йеңидин Һәшбон, Әләаләһ, Кириатайим, 38 Небо, Баал-Меон (жуқуриқи исимлар өзгиртилгән) вә Сибмаһни салди; һәм улар салған шәһәрләргә йеңидин нам бәрди.
39 Манассәһниң оғли Макирниң әвлатлири Гилеадқа жүрүш қилип, у йәрни елип, шу йәрдә турушлуқ Аморийларни қоғливәтти.Яр. 50:23 40 Шуниң билән Муса Гилеадни Манассәһниң оғли Макирға беривиди, у шу йәрдә туруп қалди.
41 Манассәһниң оғли Яир Аморийларниң йеза-қишлақлирини һуҗум қилип елип, бу йеза-қишлақларни Һавот-Яир дәп атиди.«Һавот-Яир» — «Яирниң йезилири» дегән мәнидә.
42 Нобаһ Кинат вә униңға қарашлиқ йеза-қишлақларни һуҗум қилип елип Кинатни өз исми билән Нобаһ дәп атиди.
 
 

32:1 «Изаһат» — «Қан.» 3:12-22ниму көрүң.

32:3 «Сибмаһ» — яки «Сибмаһ».

32:8 Чөл. 13:3; Қан. 1:22

32:11 Чөл. 14:28; Қан. 1:35

32:28 Йә. 1:13; 4:12

32:33 Қан. 3:12; Йә. 13:8; 22:4

32:39 Яр. 50:23

32:41 «Һавот-Яир» — «Яирниң йезилири» дегән мәнидә.