13
Андин кейин хәлиқ Һазироттин йолға чиқип, Паран чөлидә баргаһ қурди.
Мусаниң Қанаанни чарлап келишкә он икки чарлиғучи әвәтиши
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип: —
Мән Исраилларға мирас қилип бәргән Қанаан зиминини чарлап келишкә адәмләрни әвәткин; һәр бир ата җәмәткә тәвә қәбилидин бирдин адәм чиқирилсун, улар өз қәбилисидики әмир болсун, — деди. Муса Пәрвәрдигарниң әмри бойичә, уларни Паран чөлидин йолға салди; уларниң һәммиси Исраилларниң башлири еди.
Төвәндикиләр уларниң исимлири: — Рубән қәбилисидин Заккурниң оғли Шаммуя, Шимеон қәбилисидин Хориниң оғли Шафат, Йәһуда қәбилисидин Йәфуннәһниң оғли Каләб, Иссакар қәбилисидин Йүсүпниң оғли Игал, Әфраим қәбилисидин Нунниң оғли Һошия, 10 Бинямин қәбилисидин Рафуниң оғли Палти, 11 Зәбулун қәбилисидин Содиниң оғли Гаддийәл, 12 Йүсүп қәбилисидин, йәни Манассәһ қәбилисидин Сусиниң оғли Гадди, 13 Дан қәбилисидин Гималлиниң оғли Аммийәл, 14 Ашир қәбилисидин Микаилниң оғли Сәтур, 15 Нафтали қәбилисидин Вофсиниң оғли Наһби, 16 Гад қәбилисидин Макиниң оғли Геуәл. 17 Мана булар Муса чарлап келиңлар дәп Қанаан зиминиға әвәткән адәмләрниң исми. Муса Нунниң оғли Һошияни Йәһошуя дәп атиди.«Һошия» — ибраний тилида «у қутқузиду», «Йәһошуа» — «Пәрвәрдигар (Яһвәһ) қутқузиду» дегән мәнидә. «Әйса» ибраний тилида дәл шу исимдур.
18 Муса уларни чарлап келишкә Қанаанға сәпәрвәр қилип: — Силәр мошу йәрдин Нәгәв чөли тәрәпкә қарап меңиңлар, андин тағлиқ районға чиқиңлар.«Нәгәв чөли» — «Нәгәв» дегән чөл Пәләстинниң җәнуби тәрипидә болуп, мошу йәрдә вә көп башқа йәрләрдә «җәнуп»ни билдүриду. 19 У йәрниң қандақ екәнлигини, у йәрдикиләрниң күчлүк-аҗизлиғини, аз яки көплүгини көрүп беқиңлар; 20 улар туруватқан йәрниң қандақ екәнлигини, яхши-яманлиғини көрүңлар; улар туруватқан шәһәрләрниң қандақ екәнлигини, баргаһлиқ шәһәр яки сепил-қәлъәлик шәһәр екәнлигини; 21 у йәрниң мунбәт яки мунбәтсиз екәнлигини, дәл-дәрәқлириниң бар-йоқлуғини көрүп келиңлар. Жүрәкликрәк болуп, мевә-чивилиридин алғач келиңлар, — деди.
Бу чағ дәл үзүм пишип қалған вақит еди. 22 Улар шу тәрәпләргә чиқип, зиминни Зин чөлидин тартип таки Һамат еғизиниң йенидики Рәһобқичә берип чарлашти. 23 Улар җәнуп тәрәптә Һебронға барди, у йәрләрдә Анақийларниң әвлатлиридин Аһиман, Шишай, Талмай дегәнләр олтиришлиқ еди. Әслидә Һеброн шәһири Мисирдики Зоан шәһиридин йәттә жил илгири ясалған еди.«җәнуп» — иИбраний тилида «Нәгәв». 24 Улар «Әшкол җилғиси»ға кәлди, у йәрдә бир сап үзүми бар бир үзүм шехини кесип, бир балдаққа есип икки адәмгә көтәргүзүп маңди; улар азрақ анар билән әнҗирму елип қайтип кәлди.«Әшкол» — мәнаси «үзүмләр». 25 Исраиллар шу йәрдә кесивалған әшу үзүм сәвәвидин у йәр «Әшкол җилғиси» («үзүм сапиғи җилғиси») дәп аталди.
26 Улар қириқ күндин кейин у йәрләрни чарлап түгитип, қайтип кәлди.
 
Чарлиғучиларниң мәлумати
27 Улар келип, Паран чөллүгидики Қадәштә Муса, Һарун вә пүтүн Исраил җамаити билән көрүшти. Улар иккиләнгә һәм пүткүл Исраил җамаитигә мәлумат бәрди һәм зиминниң мевилирини уларға көрсәтти. 28 Улар Мусаға мәлумат берип: —
Биз өзлири бериңлар дегән йәрләргә бардуқ, растинла сүт билән һәсәл еқип туридиған йәр екән, мана булар шу йәрниң мевилири.Мис. 3:8; 33:3 29 Бирақ у йәрдикиләр бәк күчтүңгүр екән, шәһәрләр сепиллиқ болуп һәм пухта-һәйвәтлик екән. Униң үстигә, биз у йәрдә Анақийларниң әвлатлириниму көрдуқ. 30 Амаләкләр җәнуп тәрәптә туридикән; Һиттийлар, Йәбусийлар, Аморийлар тағларда туридикән; Ⱪананийлар деңиз бойлирида вә Иордан дәрияси бойлирида туридикән, — деди.
31 Каләб Мусаниң алдида көпчиликни тиничлитип: —
Биз дәрһал атлинип берип у йәрни егиләйли! Чүнки биз чоқум ғалип келимиз — деди.
32 Лекин униң билән биллә чиққан башқилар болса: —
Улар биздин күчлүк екән, шуңа уларға һуҗум қилсақ болмайду, — дейишти. 33 Андин чарлиғучилар өзлири чарлап кәлгән зиминниң әһвалидин Исраилларға яман мәлумат берип:
— Биз кирип чарлап өткән зимин болса өз аһалисини йәйдиған зимин екән; биз у йәрдә көргәнләрниң һәммиси йоған адәмләр екән. 34 Биз у йәрләрдә «Нәфилийләр» дегән гигант адәмләрни көрдуқ (дәрвәқә Анақийларниң әвлатлири Нәфилийләрдин чиққандур); биз өзимизгә қарисақ чекәткидәк туридикәнмиз, биз уларғиму шундақ көринидикәнмиз, — деди.«Нәфилийләр» — топандин илгири пәйда болған гигантлар еди. Һәммиси топанда йоқитилған болғачқа, чарлиғучиларниң шу гепи пәқәт өзлириниң тоқуған әпсанилири, халас. Гәрчә «Анақийлар»му гигантлар болсиму («Қан.» 9:1-2ни көрүң), уларниң «Нәфилийләр» билән һеч қандақ мунасивити йоқ еди.
Һалбуки, роһий җәһәттин бу гигантларниң «Нәфилийләр»ниң әслидики келип чиқиши билән мунасивити болуши мүмкин («Яр.» 6:1-4).
 
 

13:17 «Һошия» — ибраний тилида «у қутқузиду», «Йәһошуа» — «Пәрвәрдигар (Яһвәһ) қутқузиду» дегән мәнидә. «Әйса» ибраний тилида дәл шу исимдур.

13:18 «Нәгәв чөли» — «Нәгәв» дегән чөл Пәләстинниң җәнуби тәрипидә болуп, мошу йәрдә вә көп башқа йәрләрдә «җәнуп»ни билдүриду.

13:23 «җәнуп» — иИбраний тилида «Нәгәв».

13:24 «Әшкол» — мәнаси «үзүмләр».

13:28 Мис. 3:8; 33:3

13:34 «Нәфилийләр» — топандин илгири пәйда болған гигантлар еди. Һәммиси топанда йоқитилған болғачқа, чарлиғучиларниң шу гепи пәқәт өзлириниң тоқуған әпсанилири, халас. Гәрчә «Анақийлар»му гигантлар болсиму («Қан.» 9:1-2ни көрүң), уларниң «Нәфилийләр» билән һеч қандақ мунасивити йоқ еди. Һалбуки, роһий җәһәттин бу гигантларниң «Нәфилийләр»ниң әслидики келип чиқиши билән мунасивити болуши мүмкин («Яр.» 6:1-4).