3
Һәр бир ишниң сәвәви бардур
Пәрвәрдигар силәрни әйипләп ейтқан бу сөз-каламни аңлаңлар, и Исраил балилири,
Йәни Мән Мисир зиминидин елип чиқарған бу пүткүл җәмәт: —
«Йәр йүзидики барлиқ җәмәтләр арисидин пәқәт силәрни тонуп кәлдим;
Шуңа үстүңларға барлиқ қәбиһликлириңларниң җазасини чүшүримән».«Йәр йүзидики барлиқ җәмәтләр арисидин пәқәт силәрни тонуп кәлдим; шуңа үстүңларға барлиқ қәбиһликлириңларниң җазасини чүшүримән» — демәк, Худа инсанларға ата қилған алаһидә имтиязларниң һәр бири өзигә хас алаһидә җавапкарлиғини өзи билән биллә елип келиду.
 
Хитап һәм муһакимә
Икки киши бир нийәттә болмиса, қандақму биллә маңалисун?
Олҗиси йоқ шир орманда һөкирәмду?
Аслан һеч немини алмиған болса угисида һувламду?«Олҗиси йоқ шир орманда һөкирәмду? Аслан һеч немини алмиған болса угисида һувламду?» — ширлар икки әһвалда һөкирәйду. (1) нишан қилған овни қорқитип қозуқтәк қатуруп қоюш үчүн; (2) ов-олҗини алғандин кейин башқа житқуч һайванларға: «Бу мениңки, униңға чеқилма» дәп агаһландүрүш үчүн. Бизниңчә мошу йәрдә бәлким биринчи мүмкинчиликни билдүриду (8-айәтни көрүң). Һеч болмиғанда Исраилға «ахирқи дәқиқә», йәни товва қилишқа әң ахирқи пурсәт кәлди; товва қилмисаңлар Пәрвәрдигар ширдәк силәрни Өз ови қилиду, дегәнлик болса керәк.
Қапқанта йәмчүк болмиса қуш йәргә жиқиламду?
Алғидәк нәрсә болмиса, қисмақ йәрдин етилип чиқамду?
Шәһәрдә агаһ канийи челинса, хәлиқ қорқмамду?
Пәрвәрдигар қилмиған болса, шәһәргә яманлиқ чүшәмду?Йәш. 45:7; Жиғ. 3:37, 38
Рәб Пәрвәрдигар Өз қуллири болған пәйғәмбәрләргә авал ашкарилимай туруп,
У һеч иш қилмайду.«Рәб Пәрвәрдигар Өз қуллири болған пәйғәмбәрләргә авал ашкарилимай туруп, У һеч иш қилмайду» — бу айәт Худаниң қилған барлиқ ишлиридики интайин муһим бир принсипни көрситиду. Башқичә ипадилисәк: — «Рәб Пәрвәрдигар қилмақчи болған ишлирида, Өз қуллири болған пәйғәмбәрләргә алди билән бешарәт бәрмәй қалмайду».
Шир һөкиригән турса, ким қорқмайду?
Рәб Пәрвәрдигар сөз қилғанда, ким Униң бешаритини йәткүзмәй туралайду?«Шир һөкиригән турса, ким қорқмайду? Рәб Пәрвәрдигар сөз қилғанда, ким Униң бешаритини йәткүзмәй туралайду?» — бу җүмлигә қариғанда «шир» техи овни тутмиған охшайду — Товва қилишқа азрақла вақит қалди (4-айәтни қайта көрүң).
 
Худа Исраилни қоршайдиған дүшмән болуп қалди •••• «У бурулупла уларниң дүшмини болди» {3:9-4:16}
Ашдодтики қәлъә-ордиларда,
Шундақла Мисирдики қәлъә-ордиларда елан қилип: —
«Самарийә тағлири үстидә жиғилиңлар,
Униң оттурисидики зор қийқас-сүрәнләрни,
Униң ичидики җәбир-зулумларни көрүп беқиңлар» — дәңлар.«Ашдодтики қәлъә-ордиларда ... елан қилип: — «Самарийә тағлири үстидә жиғилиңлар, униң оттурисидики зор қийқас-сүрәнләрни, униң ичидики җәбир-зулумларни көрүп беқиңлар» — бу сөз бәлким уни аңлиған Самарийәдики һөкүмдарларға һәм байларға бәк еғир кәлгән болуши мүмкин. Худа қандақму Ашдодтики «бутпәрәс, капир» Филистийләрни (һәм Мисирлиқларни) мошу һөкүмдарларниң Өз пухралириға қилған җәбир-зулумлирини көрүшкә, жутниң көтәргән дад-пәрядлирини аңлашқа тәклип қилсун?
«Қийқас-сүрәнләр» болса икки бислиқ сөз — (1) жутниң дад-пәрядлирини; (2) қоршивалған дүшмәнләрдин қорқуш түпәйлидин көтирилгән қийқас-сүрәнләрни билдүриду (11-айәтни көрүң).
10 — Улар һәқ иш қилишни билмәйду — дәйду Пәрвәрдигар,
— Улар ордилириға зулум-зораванлиқ билән тартивалғанлирини һәм олҗиларни җуғлиғучилар!«Улар ордилириға зулум-зораванлиқ билән тартивалғанлирини һәм олҗиларни җуғлиғучилар!» — бу бәлким икки бислиқ сөз болуп: — (1) һөкумдарлар хәқләрни бозәк қилиш арқилиқ өзлиригә олҗа топлиған; (2) улар шундақ қилғанлиғидин, бу буливалған һарам олҗиси ахирида өз бешиға дүшмәнләрниң зулумлири, булаңчилиқлири болуп чүшиду.
11 Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
«Мана бир яв! У зиминни қоршивалди!
У мудапиәңни елип ташлайду,
Қәлъә-ордилириң булаң-талаң қилиниду.
12 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Падичи ширниң ағзидин қойниң икки путини яки қулиқиниң бир парчисини қутқузуп алғандәк,
Самарийидә олтарған Исраилларму шундақ қутқузулиду,
— Шәһәрдә пәқәт кариватниң бир бүҗиги,
Дивандики бир парчә Дәмәшқ либасила қалиду!«Самарийидә олтарған Исраилларму шундақ қутқузулиду, — шәһәрдә пәқәт кариватниң бир бүҗиги, дивандики бир парчә Дәмәшқ либасила қалиду!» — мошу айәтниң иккинчи қисминиң тәрҗимилири һәр хил, бирақ умумий мәнаси бир-биригә йеқин келиду. Самарийәдикиләрниң оңда йетип әйш-ишрәтлик турмушида ишләткән буюмлиридин наһайити аз бир қисми қелип қалиду.
13 — Аңлаңлар, Яқупниң җәмәтидә гувалиқ бериңлар,
— дәйду Рәб Пәрвәрдигар, самави қошунларниң Сәрдари болған Худа,«Аңлаңлар, Яқупниң җәмәтидә гувалиқ бериңлар,...» — бу Худаниң һелиқи техичә «бутпәрәс, капир» болған Ашдодтикиләргә қилған сөзи.
14 — Мән Исраилниң асийлиқлирини өз бешиға чүшүргән күнидә,
Бәйт-Әл шәһириниң қурбангаһлириниму җазалаймән;
Қурбангаһниң бүҗәклиридики мүңгүзләр кесиветилип йәргә чүшүрүлиду.«Бәйт-Әл шәһириниң қурбангаһлириниму җазалаймән; қурбангаһниң бүҗәклиридики мүңгүзләр кесиветилип йәргә чүшүрүлиду» — бешарәттин 150 жил илгири «Йәробоам И», Исраил (шималий падишалиқ)ниң тунҗа падишаси Бәйт-Әл шәһиридә бир калисиман бутни ясап, уни «Пәрвәрдигар Худайимиз» дәп атап, униң алдиға бир қурбанлиқ суписини (қурбангаһ) ясиған. Амосниң сөзигә қариғанда бу қурбангаһниң йениға хелә көп қурбангаһлар қошуп селинған. Қурбангаһниң һәр төрт бүҗигигә бир мүңгүз бекитилгән.
15 Мән «Қишлиқ Сарай» вә «Язлиқ Сарай»ни бирақла уруветимән;
Пил чиши өйләрму йоқилип кетиду,
Көплигән өйләр түгишиду, — дәйду Пәрвәрдигар.«Мән «Қишлиқ Сарай» вә «Язлиқ Сарай»ни бирақла уруветимән» — «қишлиқ сарай», «язлиқ сарай» падиша дәм алидиған җайлар болса керәк. «Көплигән өйләр» — қариғанда көплигән адәмләр кәмбәғәл болуп макансиз қалған. Шу вақитларда, байлар көп өйләрни салған.
 
 

3:2 «Йәр йүзидики барлиқ җәмәтләр арисидин пәқәт силәрни тонуп кәлдим; шуңа үстүңларға барлиқ қәбиһликлириңларниң җазасини чүшүримән» — демәк, Худа инсанларға ата қилған алаһидә имтиязларниң һәр бири өзигә хас алаһидә җавапкарлиғини өзи билән биллә елип келиду.

3:4 «Олҗиси йоқ шир орманда һөкирәмду? Аслан һеч немини алмиған болса угисида һувламду?» — ширлар икки әһвалда һөкирәйду. (1) нишан қилған овни қорқитип қозуқтәк қатуруп қоюш үчүн; (2) ов-олҗини алғандин кейин башқа житқуч һайванларға: «Бу мениңки, униңға чеқилма» дәп агаһландүрүш үчүн. Бизниңчә мошу йәрдә бәлким биринчи мүмкинчиликни билдүриду (8-айәтни көрүң). Һеч болмиғанда Исраилға «ахирқи дәқиқә», йәни товва қилишқа әң ахирқи пурсәт кәлди; товва қилмисаңлар Пәрвәрдигар ширдәк силәрни Өз ови қилиду, дегәнлик болса керәк.

3:6 Йәш. 45:7; Жиғ. 3:37, 38

3:7 «Рәб Пәрвәрдигар Өз қуллири болған пәйғәмбәрләргә авал ашкарилимай туруп, У һеч иш қилмайду» — бу айәт Худаниң қилған барлиқ ишлиридики интайин муһим бир принсипни көрситиду. Башқичә ипадилисәк: — «Рәб Пәрвәрдигар қилмақчи болған ишлирида, Өз қуллири болған пәйғәмбәрләргә алди билән бешарәт бәрмәй қалмайду».

3:8 «Шир һөкиригән турса, ким қорқмайду? Рәб Пәрвәрдигар сөз қилғанда, ким Униң бешаритини йәткүзмәй туралайду?» — бу җүмлигә қариғанда «шир» техи овни тутмиған охшайду — Товва қилишқа азрақла вақит қалди (4-айәтни қайта көрүң).

3:9 «Ашдодтики қәлъә-ордиларда ... елан қилип: — «Самарийә тағлири үстидә жиғилиңлар, униң оттурисидики зор қийқас-сүрәнләрни, униң ичидики җәбир-зулумларни көрүп беқиңлар» — бу сөз бәлким уни аңлиған Самарийәдики һөкүмдарларға һәм байларға бәк еғир кәлгән болуши мүмкин. Худа қандақму Ашдодтики «бутпәрәс, капир» Филистийләрни (һәм Мисирлиқларни) мошу һөкүмдарларниң Өз пухралириға қилған җәбир-зулумлирини көрүшкә, жутниң көтәргән дад-пәрядлирини аңлашқа тәклип қилсун? «Қийқас-сүрәнләр» болса икки бислиқ сөз — (1) жутниң дад-пәрядлирини; (2) қоршивалған дүшмәнләрдин қорқуш түпәйлидин көтирилгән қийқас-сүрәнләрни билдүриду (11-айәтни көрүң).

3:10 «Улар ордилириға зулум-зораванлиқ билән тартивалғанлирини һәм олҗиларни җуғлиғучилар!» — бу бәлким икки бислиқ сөз болуп: — (1) һөкумдарлар хәқләрни бозәк қилиш арқилиқ өзлиригә олҗа топлиған; (2) улар шундақ қилғанлиғидин, бу буливалған һарам олҗиси ахирида өз бешиға дүшмәнләрниң зулумлири, булаңчилиқлири болуп чүшиду.

3:12 «Самарийидә олтарған Исраилларму шундақ қутқузулиду, — шәһәрдә пәқәт кариватниң бир бүҗиги, дивандики бир парчә Дәмәшқ либасила қалиду!» — мошу айәтниң иккинчи қисминиң тәрҗимилири һәр хил, бирақ умумий мәнаси бир-биригә йеқин келиду. Самарийәдикиләрниң оңда йетип әйш-ишрәтлик турмушида ишләткән буюмлиридин наһайити аз бир қисми қелип қалиду.

3:13 «Аңлаңлар, Яқупниң җәмәтидә гувалиқ бериңлар,...» — бу Худаниң һелиқи техичә «бутпәрәс, капир» болған Ашдодтикиләргә қилған сөзи.

3:14 «Бәйт-Әл шәһириниң қурбангаһлириниму җазалаймән; қурбангаһниң бүҗәклиридики мүңгүзләр кесиветилип йәргә чүшүрүлиду» — бешарәттин 150 жил илгири «Йәробоам И», Исраил (шималий падишалиқ)ниң тунҗа падишаси Бәйт-Әл шәһиридә бир калисиман бутни ясап, уни «Пәрвәрдигар Худайимиз» дәп атап, униң алдиға бир қурбанлиқ суписини (қурбангаһ) ясиған. Амосниң сөзигә қариғанда бу қурбангаһниң йениға хелә көп қурбангаһлар қошуп селинған. Қурбангаһниң һәр төрт бүҗигигә бир мүңгүз бекитилгән.

3:15 «Мән «Қишлиқ Сарай» вә «Язлиқ Сарай»ни бирақла уруветимән» — «қишлиқ сарай», «язлиқ сарай» падиша дәм алидиған җайлар болса керәк. «Көплигән өйләр» — қариғанда көплигән адәмләр кәмбәғәл болуп макансиз қалған. Шу вақитларда, байлар көп өйләрни салған.