10
Нуһниң үч оғлиниң әвлатлири — «Әлләрниң нәсәбнамиси»
1Тар. 1:1-27
Төвөндикиләр Нуһниң оғуллириниң әвлатлиридур: — униң оғуллири Шәм, Һам вә Яфәт болуп, топандин кейин улардин оғуллар төрәлгән: —«изаһат» — мошу бабтики нәсәбнамидики бәзи тәпсилатлар вә нәсәбнамидики йәтмиш әлниң һазирқи қайси әл екәнлиги тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни, шундақла мунасивәтлик хәритини көрүң. «Төвәндикиләр Нуһниң оғуллириниң әвлатлиридур: — » — мошу җүмлә билән «Аләмниң Яритилиши»ниң төртинчи «толидот»и («тарихи»), йәни «Нуһниң оғуллириниң толидоти» («Нуһниң оғуллириниң әвлатлириниң тарихи») (10:1-11:9) башлиниду.  1Тар. 1:4  


Әлләрниң нәсәбнамиси
Яфәтниң оғуллири болса, Гомәр, Магог, Мадай, Яван, Тубал, Мәшәк вә Тирас еди.1Тар. 1:5.
Гомәрниң әвлатлири: Ашкиназ, Рифат вә Торгамаһ еди.
Яванниң әвлатлири: Елишаһ, Таршиш, Киттийлар вә Доданийлар еди.«буларниң әвлатлири» — Бәзи алимлар «Яфәтниң барлиқ әвлатлири»ни көрситиду, дәп қарайду. Йәнә бәзиләр пәқәт Яванниң әвлатлирини көрситиду, дәп қарайду. Биз иккинчи пикиргә майил. Буларниң әвлатлири деңиз бойлирида вә аралларда айрим-айрим яшиған хәлиқләр болуп, һәр қайсиси өз тили, өз аилә-қәбилилири бойичә өз зиминлирида тарқилип олтирақлашқан.
Һамниң оғуллири Куш, Мисир, Пут вә Қанаанлар еди.«Мисир» — ибраний тилида «митсраим». «Пут» — «Ливийә»дикиләрниң әҗдати болди.  1Тар. 1:8.
Кушниң оғуллири Себа, Һавилаһ, Сабтаһ, Раамаһ вә Сабтика еди. Раамаһниң оғуллири Шеба вә Дедан еди. Куштин йәнә Нимрод төрәлгән; у йәр йүзидә наһайити күчтүңгүр адәм болуп чиқти.«Нимрод» — бу исим «асий» «исян көтәргүчи» дегән мәнидә. Шүбһисизки, бу исим униңға кейинрәк қоюлуп, униң Худаға қарши чиққанлиғини көрсәткән.  1Тар. 1:10. У Пәрвәрдигарниң алдида күчтүңгүр овчи болди; шу сәвәптин «паланчи болса Нимродтәк, Пәрвәрдигарниң алдида күчтүңгүр овчи екән» дегән гәп тарқалған.«У Пәрвәрдигарниң алдида күчтүңгүр овчи болди» — бу сөзләр бәлким Нимродниң исмини чүшәндүриду. «Овчи» мошу йәрдә бәлким һайванларнила әмәс, инсанларни овлайдиғанлиғини көрситиши мүмкин; бу йәрдә «овчи» дегән сөзниң «җаһангир» дегән мәнасиму бар. Кона йәһудий устазлар («раббилар»)ниң һәммиси: «Пәрвәрдигар алдида күчтүңгүр овчи болди» дегән сөзләр униң Худаға қарши турғанлиғини көрситиду, дәп қарайтти. Чүнки Нимрод кейин бәрпа қилған шәһәрләр, җүмлидин Бабил шәһири Худа вә униң хәлқигә қарши чиққан, шундақла Худаға қарши чиқишниң символи болуп қалған. «паланчи болса Нимродтәк, Пәрвәрдигарниң алдида күчтүңгүр овчи екән» — бу сөзниң мәнаси интайин сәлбий болуши мүмкин: «у наһайити хәтәрлик адәм», «наһайити тәкәббур бир җаһангир», «һәтта Пәрвәрдигарға қарши чиқишқа петиниду» дегәндәк мәниләрни көрситиду. 10 Униң падишалиғи Шинар зиминидики Бабил, Әрәк, Аккад вә Калнәһ дегән шәһәрләрдә башланған еди.«Шинар» — «Бабил» яки «Бабилон»ниң башқа бир намидур. «айәтниң башқа хил тәрҗимиси» — «униң падишалиғиниң асаси Шинар зиминидики Бабил, Әрәк, Аккад вә Калнәһ дегән шәһәрләр еди». 11-12 У бу зиминдин Ашур зиминиға чиқип Нинәвә, Рәһобот-Ир, Калаһ вә Нинәвә билән Калаһниң оттурисидики Рәсән дегән шәһәрләрниму бена қилди (булар қошулуп «Катта Шәһәр» болди).«Ашур» — йәни «Асурийә». Мүмкинчилиги барки, Нимрод Бабил шәһиридә Худаға қарши болған һәрикәткә башламчи болған еди; шуңа кейин (инсан тиллири қалаймиқанлаштурулғанда) у Бабил шәһиридин чиқип кетишкә мәҗбур болди.
«У бу зиминидин Ашур зиминиға чиқип» дегәнниң башқа бир хил тәрҗимиси «Ашур шу зиминдин чиқип,...».
«булар қошулуп «Катта Шәһәр» болди» — демәк, Нинәвә дегән «катта шәһәр»ни көрситиду («Юн.» 1:1, 3:2, 3:3, 4:11ни көрүң). Чүнки кейинрәк, бу Нинәвә, Рәһобот-Ир, Калаһ вә Рәсән дегән төрт шәһәр бирлишип бир чоң катта шәһәр, йәни «Нинәвә шәһәр»и болди.
Бәзи алимлар «Катта Шәһәр» пәқәт Калаһ билән Рәсәндин ибарәт икки шәһәрни көрситиду, дәп қарайду; бизниңчә «катта шәһәр» Нинәвә, Рәһобот-ир, Калаһ вә Рәсәнләрниң һәммисини өз ичигә алиду.
13 Мисирниң әвлатлири Лудийлар, Анамийлар, Ләһабийлар, Нафтуһийлар, 14 Патросийлар, Каслуһийлар (Филистийләр Каслуһийлардин чиққан) вә Кафторийлар еди.
15 Қанаандин тунҗа оғул Зидон төрилип, кейин йәнә Һәт төрәлгән. 16 униң әвлатлири болса Йәбусийлар, Аморийлар, Гиргашийлар, 17 Һивийлар, Аркийлар, Синийлар, 18 Арвадийлар, Зәмарийлар вә Һаматийлар еди. Шуниңдин кейин, Ⱪананийларниң қәбилилири һәр тәрәпкә тарқилип кәтти. 19 Ⱪананийларниң жут чегариси болса Зидондин тартип, Гәрар тәрипигә созулуп, Газаға чиқип, андин Содом, Гоморра, Адмаһ билән Зәбоим тәрипигә тутишип, Лешағичә йетип баратти.
20 Жуқириқилар болса һамниң оғуллири болуп, өз қәбилиси вә тиллири бойичә қовм болуп өз зиминлирида олтирақлашқан еди.
21 Шәмму оғул пәрзәнтлик болди; Шәм болса Яфәтниң акиси, Ебәрләрниң ата-бовиси болди.
22 Шәмниң оғуллири Елам, Ашур, Арфахшад, Луд, Арам;Яр. 11:10; 1Тар. 1:17. 23 Арамниң оғуллири Уз, Һул, Гәтәр, Маш еди. «Маш» — яки «Мәшәк».
24 Арфахшадтин Шелаһ төрәлди, Шелаһтин Ебәр төрәлди.«Ебәр» — мәнаси бәлким «(дәриядин) өткүчи». «Ибраний» дегән сөз бәлким бу сөздин чиққан.  1Тар. 1:18. 25 Ебәрдин икки оғул төрәлгән болуп, бириниң исми Пәләг еди, чүнки у яшиған дәвирдә йәр йүзидә бөлүнүш болди; Пәләгниң инисиниң исми Йоқтан еди.«Пәләг» — бу сөзниң тәләппузи «бөлүнүш»кә йеқиндур. «У яшиған дәвирдә йәр йүзидә бөлүнүш болди» — бу сөз һәқтә үч хил имканийәт бар: (1) бу сөзләр Бабил мунари вақиәсидә (11-бап), Худаниң тилни бөлүши билән әлләрниму бөлгәнлигини, шундақла «йәр йүзидикиләрниң бөлүнүп кәткән»лигини көрситиду; (2) йәр-зиминниң өзиниң бөлүнүп кәткәнлигини көрситиду («Яр.» 1:9 бойичә йәр-зимин әслидә бирла қуруқлуқ еди, чоқум кейинчә мәлум вақитта һазирқи Асия, Явропа, Африқа, Америка, Австралийә вә Антарктика қитъәлиригә бөлүнгән); (3) жуқурида тилға елинған икки имканийәтниң тәң йүз бәргәнлигини көрситиду.
26 Йоқтандин Алмодад, Шәләф, Хазармавәт, Йераһ, 27 Һадорам, Узал, Диклаһ, 28 Обал, Абимаәл, Шеба, 29 Офир, Һавилаһ вә Йобаб төрәлди. Буларниң һәммиси Йоқтанниң оғуллири еди. 30 Уларниң олтарған җайлири болса Мешадин тартип, Сәффар дегән районниң шәриқ тәрипидики таққичә созулатти.
31 Жуқириқилар болса Шәмниң оғуллири болуп, өз қәбилиси вә тиллири бойичә қовм болуп өз зиминлирида олтирақлашқан еди.
32 Жуқиридикиләр Нуһниң әвлатлири болуп, улар өз нәсәблири вә қовмлири бойичә хатириләнгән. Топандин кейинки йәр йүзидики барлиқ қовмлар уларниң ичидин тарқалған.Рос. 17:26  


Әлләрниң йәр йүзидә тарқақлаштурулуши
 
 

10:1 «изаһат» — мошу бабтики нәсәбнамидики бәзи тәпсилатлар вә нәсәбнамидики йәтмиш әлниң һазирқи қайси әл екәнлиги тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни, шундақла мунасивәтлик хәритини көрүң. «Төвәндикиләр Нуһниң оғуллириниң әвлатлиридур: — » — мошу җүмлә билән «Аләмниң Яритилиши»ниң төртинчи «толидот»и («тарихи»), йәни «Нуһниң оғуллириниң толидоти» («Нуһниң оғуллириниң әвлатлириниң тарихи») (10:1-11:9) башлиниду.

10:1 1Тар. 1:4

10:2 1Тар. 1:5.

10:4 «буларниң әвлатлири» — Бәзи алимлар «Яфәтниң барлиқ әвлатлири»ни көрситиду, дәп қарайду. Йәнә бәзиләр пәқәт Яванниң әвлатлирини көрситиду, дәп қарайду. Биз иккинчи пикиргә майил.

10:6 «Мисир» — ибраний тилида «митсраим». «Пут» — «Ливийә»дикиләрниң әҗдати болди.

10:6 1Тар. 1:8.

10:8 «Нимрод» — бу исим «асий» «исян көтәргүчи» дегән мәнидә. Шүбһисизки, бу исим униңға кейинрәк қоюлуп, униң Худаға қарши чиққанлиғини көрсәткән.

10:8 1Тар. 1:10.

10:9 «У Пәрвәрдигарниң алдида күчтүңгүр овчи болди» — бу сөзләр бәлким Нимродниң исмини чүшәндүриду. «Овчи» мошу йәрдә бәлким һайванларнила әмәс, инсанларни овлайдиғанлиғини көрситиши мүмкин; бу йәрдә «овчи» дегән сөзниң «җаһангир» дегән мәнасиму бар. Кона йәһудий устазлар («раббилар»)ниң һәммиси: «Пәрвәрдигар алдида күчтүңгүр овчи болди» дегән сөзләр униң Худаға қарши турғанлиғини көрситиду, дәп қарайтти. Чүнки Нимрод кейин бәрпа қилған шәһәрләр, җүмлидин Бабил шәһири Худа вә униң хәлқигә қарши чиққан, шундақла Худаға қарши чиқишниң символи болуп қалған. «паланчи болса Нимродтәк, Пәрвәрдигарниң алдида күчтүңгүр овчи екән» — бу сөзниң мәнаси интайин сәлбий болуши мүмкин: «у наһайити хәтәрлик адәм», «наһайити тәкәббур бир җаһангир», «һәтта Пәрвәрдигарға қарши чиқишқа петиниду» дегәндәк мәниләрни көрситиду.

10:10 «Шинар» — «Бабил» яки «Бабилон»ниң башқа бир намидур. «айәтниң башқа хил тәрҗимиси» — «униң падишалиғиниң асаси Шинар зиминидики Бабил, Әрәк, Аккад вә Калнәһ дегән шәһәрләр еди».

10:11-12 «Ашур» — йәни «Асурийә». Мүмкинчилиги барки, Нимрод Бабил шәһиридә Худаға қарши болған һәрикәткә башламчи болған еди; шуңа кейин (инсан тиллири қалаймиқанлаштурулғанда) у Бабил шәһиридин чиқип кетишкә мәҗбур болди. «У бу зиминидин Ашур зиминиға чиқип» дегәнниң башқа бир хил тәрҗимиси «Ашур шу зиминдин чиқип,...». «булар қошулуп «Катта Шәһәр» болди» — демәк, Нинәвә дегән «катта шәһәр»ни көрситиду («Юн.» 1:1, 3:2, 3:3, 4:11ни көрүң). Чүнки кейинрәк, бу Нинәвә, Рәһобот-Ир, Калаһ вә Рәсән дегән төрт шәһәр бирлишип бир чоң катта шәһәр, йәни «Нинәвә шәһәр»и болди. Бәзи алимлар «Катта Шәһәр» пәқәт Калаһ билән Рәсәндин ибарәт икки шәһәрни көрситиду, дәп қарайду; бизниңчә «катта шәһәр» Нинәвә, Рәһобот-ир, Калаһ вә Рәсәнләрниң һәммисини өз ичигә алиду.

10:22 Яр. 11:10; 1Тар. 1:17.

10:23 «Маш» — яки «Мәшәк».

10:24 «Ебәр» — мәнаси бәлким «(дәриядин) өткүчи». «Ибраний» дегән сөз бәлким бу сөздин чиққан.

10:24 1Тар. 1:18.

10:25 «Пәләг» — бу сөзниң тәләппузи «бөлүнүш»кә йеқиндур. «У яшиған дәвирдә йәр йүзидә бөлүнүш болди» — бу сөз һәқтә үч хил имканийәт бар: (1) бу сөзләр Бабил мунари вақиәсидә (11-бап), Худаниң тилни бөлүши билән әлләрниму бөлгәнлигини, шундақла «йәр йүзидикиләрниң бөлүнүп кәткән»лигини көрситиду; (2) йәр-зиминниң өзиниң бөлүнүп кәткәнлигини көрситиду («Яр.» 1:9 бойичә йәр-зимин әслидә бирла қуруқлуқ еди, чоқум кейинчә мәлум вақитта һазирқи Асия, Явропа, Африқа, Америка, Австралийә вә Антарктика қитъәлиригә бөлүнгән); (3) жуқурида тилға елинған икки имканийәтниң тәң йүз бәргәнлигини көрситиду.

10:32 Рос. 17:26