Археологлар кона Бабил шәһиридин қазған асарәтиқиләр ичидин нурғун «палнамиләр» һәм «раммалнамиләр» тепилди. Бирақ булардин һеч қайсисидин «Бабил вәйран болиду» дегән бешарәтни тапқили болмайду; һәммиси «келәчикиң парлақ» дегәндәк сөзләрдур (әмәлийәттә барлиқ палчилиқ шундақ әмәсму?!). ■Вәһ. 17:16
□47:2 «Түгмән тешини чөрүп, ун тарт әнди, чүмпәрдәңни ечип ташла, көйнигиңни селивәт, пачиғиңни ялаңачла, ...» — демисәкму, мошу ишлар әсиргә чүшүштики аламәтләр. Һәм Бабиллиқлар, һәм Парслар өз әсирлиригә рәһимсизлик қилип уларни ялаңач меңишқа мәҗбурлайтти.
□47:4 «Һәмҗәмәт-Қутқузғучи» — кона Исраилда «һәмҗәмәт-қутқузғучи» (гоел)ниң йәнә қилидиған бир иши өзиниң увал болған җәмәтидикиләр үчүн адаләтни жүргүзүш еди. Униң уруқ-туққанлиридин бириси қатиллиқ қәстигә учриған болса, «һәмҗәмәт-қутқузғучи»ниң қатилни өлтүрүш һоқуқи һәм вәзиписи бар еди.
□47:5 «қараңғулуққа кирип кәт» — «қараңғулуқ» бәлким зиндандики қараңғулуқни билдүриду.
□47:6 «Өзүмниң мирасим» — Худа Өзиниң хәлқини Өзи үчүн мирас дәп һесаплайду.
□47:8 «Әнди һазир, и әндишисиз яшап кәлгүчи, өз-өзигә: «Мәнла бардурмән, мәндин башқа һеч ким йоқтур.. дегүчи, ... Шуни аңлап қой: —» — Худа Өз хәлқигә «тәрбийә җазаси»ни бәрмәкчи болуп, уларни Бабилниң рәһимсиз қолиға тапшуруши билән, Бабиллиқларму өз рәһимсизлиги түпәйлидин җазаға учримай қалмайду. Бабилниң: «Мәнла бардурмән, мәндин башқа бири йоқтур» дегини, башқиларға пүтүнләй «пәрвайим пәләк» дегәнлик һәм «Мән аләмдә йәккә-йеганә» дегән тәкәббурлуқтур.
□47:10 «Сениң даналиғиң вә билимиң өзүңни езиқтуруп, сән көңлүңдә: — «Мәнла бардурмән, мәндин башқа бири йоқтур» — дедиң» — жуқуриқи (8-айәттики) «Мәнла бардурмән, мәндин башқа бири йоқтур» дегән, башқиларға «пәрвайим пәләк» дегәнлик. Мошу йәрдә болса «Худағиму пәрвайим пәләк» дегәнлик.
□47:14 «Мана, улар пахалдәк болуп кетиду; от уларни көйдүриветиду; улар өзлирини ялқунниң қолидин қутқузалмайду; бирақ уларда адәмни исситқидәк һеч көмүр... йоқтур!» — бу сөзниң мәнаси бәлким, һәқиқий Худаниң ғәзиви күчлүк һәм отлуқ; аталмиш «бутларниң ғәзиви»ниң болса, адәмни исситқидәкму оти йоқ; башқа мәнаси бар дейилсә: — Мошу палчилар һеч немигә яримайдуки, һәтта (Худаниң җазаси билән) көйдүрүлгән вақиттиму адәмни исситқидәк һарарити болмайду.
□47:15 «Сени аварә қилған, яшлиғиңдин тартип сәндә сода қилғанлар саңа мошундақ пайдисиз болиду; һәр бири өз йолини издәп кетип қалиду...» — Бабилда пал селиш, сеһиргәрлик қатарлиқ хурапийлиқлар бәлким «әң чоң сода» болуши мүмкин. Бирақ бешарәт бойичә палчилар херидарлиридин мәһрум болуп башқа жутларға йол алмақчи болиду. Археологлар кона Бабил шәһиридин қазған асарәтиқиләр ичидин нурғун «палнамиләр» һәм «раммалнамиләр» тепилди. Бирақ булардин һеч қайсисидин «Бабил вәйран болиду» дегән бешарәтни тапқили болмайду; һәммиси «келәчикиң парлақ» дегәндәк сөзләрдур (әмәлийәттә барлиқ палчилиқ шундақ әмәсму?!).