2
2-мунаҗат ــ Йерусалимниң җазалиниши
|א| (Аләф) Рәб ғәзәп булути билән Зион қизини шундақ қаплиди!
У Исраилниң шәрәп-җуласини асмандин йәргә чөрүвәтти,
Ғәзиви чүшкән күнидә Өз тәхтипәрини һеч есидә қалдурмиди.«Исраилниң шәрәп-җуласи» ... «(Худаниң) Өз тәхтипәри» — булар Худаниң муқәддәс ибадәтханисини көздә тутуши мүмкин.
|ב| (Бәт) Рәб Яқупниң барлиқ туралғулирини жутувәтти, һеч айимиди;
У қәһри билән Йәһуданиң қизиниң қәлъә-қорғанлириниң һәммисини ғулатти;
У падишалиқни әмирлири билән номусқа қоюп,
Йәр билән йәксан қиливәтти.«Яқупниң барлиқ туралғулири» — «Яқуп» мошу айәтләрдә Яқупниң әвлатлирини, йәни Исраилларни көрситиду, әлвәттә. «Йәһуданиң қизиниң қәлъә-қорғанлириниң һәммисини ғулатти» — «қәлъә-қорғанлири» бәлким Йәһуданиң мустәһкәм шәһәрлирини көрситиду.
|ג| (Гимәл) У қаттиқ ғәзәптә Исраилниң һәммә мүңгүзлирини кесивәтти;
Дүшмәнни тосуған оң қолини Униң алдидин тартивалди;
Лавулдап көйгән өз әтрапини йәп кәткүчи оттәк,
У Яқупни көйдүрүвәтти. «У қаттиқ ғәзәптә Исраилниң һәммә мүңгүзлирини кесивәтти» — Тәвратта, «мүңгүз»ләр көп һалларда адәмләрниң аброй-шөһритини билдүриду. Мошу йәрдә Исраилниң пәхри болған абройлуқ мөтивәрлирини яки батур әзимәтлирини көрситиши мүмкин. Мүңгүзләр адәмниң бешидин өскән әмәс! «У Яқупни көйдүрүвәтти» — мошу йәрдә «Яқуп» Яқупниң (Исраилниң) зимини вә шәһәр-йезилирини көрситиду.
|ד| (Даләт) Дүшмәндәк У оқясини кәрди;
Униң оң қоли етишқа тәйярланған еди;
Көзигә иссиқ көрүнгәнләрниң һәммисини күшәндиси кәби қирди;
Зион қизиниң чедири ичидә,
Қәһрини оттәк яғдурди;
|ה| (Хе) Рәб дүшмәндәк болди;
У Исраилни жутувалди,
Ордилириниң һәммисини жутувалди;
Униң қәлъә-қорғанлирини йоқатти,
Йәһуданиң қизида матәм вә жиға-зерәларни көпәйтти.
|ו| (Вав) У Униң кәписини бағчини пачақлатқандәк пачақлатти;
У ибадәт сорунлирини йоқитивәтти;
Пәрвәрдигар Зионда һейт-байрамлар һәм шабатларни хәлқиниң есидин чиқиривәтти;
Ғәзәп оти билән падиша һәм каһинни чәткә қеқивәтти.«У Униң кәписини бағчини пачақлатқандәк пачақлатти» — «Униң кәписи» мошу йәрдә йәнә муқәддәс ибадәтханини көрситиду; гәрчә ибадәтхана ғайәт зор имарәт болсиму, ибадәтхана Худа алдида пәқәт бир «кәпә», вақитлиқ бир нәрсә, халас. «У ибадәт сорунлирини йоқитивәтти» — яки «у ибадәт сорунини йоқитивәтти». Бу кейинки тәрҗимә тоғра болса, уму ибадәтханини көрситиду. «Пәрвәрдигар Зионда һейт-байрамлар һәм шабатларни хәлқиниң есидин чиқиривәтти» — «шабатлар», (йәни «шабат күнлири») — «шабат» дәм елиш күни, Худа Исраилға: Силәргә муқәддәс күн болсун дәп бекиткән, шәнбә күнини көрситиду.
|ז| (Заин) Рәб қурбангаһини ташливәтти,
Муқәддәс җайидин ваз кәчти;
У Зиондики ордиларниң сепиллирини дүшмәнниң қолиға тапшурди;
Һәтта Пәрвәрдигарниң өйидә,
Улар һейт-айәм күнидикидәк тәнтәнә қилишти!
|ח| (Хәт) Пәрвәрдигар Зион қизиниң сепилини чеқиветишни қарар қилған;
У униңға һалак өлчәм танисини тартип қойған;
У қолини чеқиштин һеч үзмиди;
У һәм истиһкамларни һәм сепилни зарлатти;
Иккиси тәң һалсирап қайғурмақта.«Пәрвәрдигар ... униңға һалак өлчәм танисини тартип қойған» — демәк, Һәммигә Қадир Худа Йерусалимниң һалак болушини аллиқачан тәпсилий өлчәп қойған еди.
|ט| (Тәт) Униң дәрвазилири йәр тегигә ғәриқ болуп кәтти;
У униң төмүр-тақақлирини парә-парә қиливәтти.
Падишаси һәм әмирлири әлләр арисиға паланди;
Тәвраттики тәрбийә-йолйоруқ йоқап кәтти,
Пәйғәмбәрлири Пәрвәрдигардин вәһий-көрүнүшләрни издәп тапалмайду.«Униң дәрвазилири йәр тегигә ғәриқ болуп кәтти» — кона заманларда шәһәрниң қовуқ-дәрвазилири мөтивәрләр сорақ қилиш, несиһәт қилиш, мәслиһәт беришкә олтиридиған җай еди (5:14ни көрүң). «Тәвраттики тәрбийә-йолйоруқ» — яки «Тәврат». Ибраний тилида «тәврат» дегән сөз «йолйоруқ», «тәрбийә» дегән мәнидә. «Пәйғәмбәрлири Пәрвәрдигардин вәһий-көрүнүшләрни издәп тапалмайду» — «пәйғәмбәрлири» Худаниң пәйғәмбәрлири әмәс, бәлки «Йәһуданиң пәйғәмбәрлири». Бу кинайилик гәп, у «сахта пәйғәмбәрләр»ни көрситиду (14-айәт, «Йәр.» 14:13-18ниму көрүң); Әзакиял пәйғәмбәр вә Йәрәмия пәйғәмбәр аллиқачан Йерусалимниң вәйран қилиниши тоғрилиқ алдин-ала тәпсилий бешарәт бәргән еди.
10 |י| (Йод) Зион қизиниң ақсақаллири,
Йәрдә зуван сүрмәй олтармақта;
Улар башлириға топа-чаң чечишти;
Улар белигә бөз йөгивелишти;
Йерусалимниң пак қизлириниң башлири йәргә кирип кәткидәк болди.
11 |כ| (Каф) Мениң көзлирим тарамлиған яшлиримдин һалидин кәтти;
Ичи-бағрилирим зәрдапға толди;
Җигирим йәр йүзигә төкүлүп парә-парә болди,
Чүнки хәлқимниң қизи набут қилинди,
Чүнки шәһәр кочилирида нарсидиләр һәм бовақлар һошсиз ятмақта.
12 |ל| (Ламәд) Улар шәһәр кочилирида яриланғанлардәк һалидин кәткәндә,
Анилириниң қучиғида йетип җан талашқанда,
Анилириға: «Йемәк-ичмәк нәдә?» дәп ялвурушмақта.«Йемәк-ичмәк нәдә?» — ибраний тилида: «Нан-шарап нәдә?». Қурғақчилиқ түпәйлидин бәлким пәқәт шарапла қалдиму, су йоқмиду?
13 |מ| (Мәм) Мән дәрдиңгә гувачи болуп, сени немигә охшитармән?
Сени немигә селиштурармән, и Йерусалим қизи?
Саңа тәсәлли бериштә, немини саңа тәң қилармән, и Зионниң пак қизи?
Чүнки сениң яраң деңиздәк чәксиздур;
Ким сени сақайталисун?«Мән дәрдиңгә гувачи болуп, сени немигә охшитармән? Сени немигә селиштурармән, и Йерусалим қизи? Саңа тәсәлли бериштә, немини саңа тәң қилармән, и Зионниң пак қизи?...» — айәттики барлиқ сөзләр бәлким Зионниң дәрд-әлимини өлчигили болмайдиғанлиғини көрситиши мүмкин (ахирида «яраң» тоғрилиқ сөзләйду). «...сениң яраң деңиздәк чәксиздур» — ибраний тилида «... сениң бөсүлгән җайиң деңиздәк чәксиздур».
14 |נ| (Нун) Пәйғәмбәрлириңниң сән үчүн көргәнлири бимәнилик һәм ахмақлиқтур;
Улар сениң қәбиһлигиңни һеч ашкарә қилмиди,
Шундақ қилип улар сүргүн болушуңниң алдини алмиди.
Әксичә уларниң сән үчүн көргәнлири ялған бешарәтләр һәм езитқулуқлардур. «...сән үчүн көргәнлири ялған бешарәтләр» — «бешарәтләр» ибраний тилида «жүкләр» яки «жүклигән бешарәтләр». Адәттә «жүк» дегән сөз бешарәтниң еғирлиғини, вәзинини, муһим сөз екәнлигини көрситиду. Бу йәрдә «жүк», шүбһисизки, һәҗвий гәп болуп, мошундақ кишиләрниң «бешарәтлири» кишиләргә һеч илһам яки мәдәт бәрмәй, әксичә, әмәлийәттә, адәмләргә «еғир жүк» артидиғанлиқни көрситиду.«Езитқулуқ»ниң башқа бир хил тәрҗимиси «чиқиришқа (йәни, сүргүн болушқа) сәвәпчи» дегән болиду.
15 |ס| (Самәқ) Йениңдин өтүватқанларниң һәммиси саңа қарап чаваклишиду;
Улар үшқиртип Йерусалимниң қизиға баш чайқашмақта: —
«Гөзәлликниң җәвһири, пүткүл җаһанниң хурсәнлиги» дәп аталған шәһәр мошумиду?»«Йениңдин өтүватқанларниң һәммиси саңа қарап чаваклишиду» — бу «чаваклишиш» мәсқирә қилишни билдүрсә керәк. Йәрусалемни күрситиған «гөзәлликниң җәвһири» «пүткүл җаһанниң хурсәнлиги» дегән ибариләр «Зәб.» 49:2 вә 47:3дин елинған.
16 |פ| (Пе) Барлиқ дүшмәнлириң саңа қарап ағзини йоған ечип мазақ қилмақта,
Уш-уш қилишип, чишлирини ғучурлатмақта;
Улар: «Биз уни жутувалдуқ!
Бу бәрһәқ биз күткән күндур!
Биз буни өз көзимиз билән көрүшкә муйәссәр болдуқ!» — демәктә.
17 |ע| (Айин) Пәрвәрдигар Өз нийәтлирини ишқа ашурди;
Қедимдин тартип Өзиниң бекиткән сөзигә әмәл қилди;
У һеч рәһим қилмай ғулатти;
У дүшмәнни үстүңдин шатландурди;
Күшәндилириңниң мүңгүзини жуқури көтәрди.«Қедимдин тартип Өзиниң бекиткән сөзигә әмәл қилди...» — Пәрвәрдигар узундин буян (Муса пәйғәмбәр дәвридин тартип) Исраилға бутпәрәслик вә итаәтсизликниң ақивити тоғрилиқ агаһландуруп кәлгән еди.
18 |צ| (Тсадә) Уларниң көңли Рәбгә нида қилмақта!
И Зион қизиниң сепили!
Яшлириң дәриядәк кечә-күндүз ақсун!
Өзүңгә арам бәрмә;
Яш тамчилириң тарамлаштин арам алмисун!Йәр. 14:17; Жиғ. 1:16
19 |ק| (Коф) Түн кечидә орнуңдин тур,
Кәчтә җесәк башлиниши билән нида қил!
Көңлүңни Рәбниң алдиға судәк төк;
Нарсидилириңниң һаяти үчүн униңға қоллириңни көтәр!
Улар барлиқ кочилириң доқмушида қәһәтчиликтин һалидин кәтмәктә.
20 |ר| (Рәш) Қара, и Пәрвәрдигар, ойлап баққайсән,
Сән кимгә мошундақ муамилә қилип баққан?!
Аяллар өз мевилири — әркә бовақлирини йейишкә боламду?
Каһин һәм пәйғәмбәрни Рәбниң муқәддәс җайида өлтүрүшкә боламду?!Жиғ. 4:10
21 |ש| (Шийн) Яшлар һәм қерилар кочиларда йетишмақта;
Пак қизлирим вә яш жигитлирим қиличлинип жиқилди;
Уларни ғәзивиң чүшкән күнидә қирдиңсән;
Уларни һеч айимай сойдуңсән.
22 |ת| (Тав) Сән һейт-байрам күнидә җамаәтни чақирғандәк,
Мени тәрәп-тәрәпләрдин бесишқа вәһимиләрни чақирдиң;
Пәрвәрдигарниң ғәзәп күнидә қачқанлар яки тирик қалғанлар йоқ еди;
Өзүм әркилитип чоң қилғанларни дүшминим йәп кәтти.«Мени тәрәп-тәрәпләрдин бесишқа вәһимиләрни чақирдиң» — «Йәр.» 20:3 вә 10ни көрүң.
 
 

2:1 «Исраилниң шәрәп-җуласи» ... «(Худаниң) Өз тәхтипәри» — булар Худаниң муқәддәс ибадәтханисини көздә тутуши мүмкин.

2:2 «Яқупниң барлиқ туралғулири» — «Яқуп» мошу айәтләрдә Яқупниң әвлатлирини, йәни Исраилларни көрситиду, әлвәттә. «Йәһуданиң қизиниң қәлъә-қорғанлириниң һәммисини ғулатти» — «қәлъә-қорғанлири» бәлким Йәһуданиң мустәһкәм шәһәрлирини көрситиду.

2:3 «У қаттиқ ғәзәптә Исраилниң һәммә мүңгүзлирини кесивәтти» — Тәвратта, «мүңгүз»ләр көп һалларда адәмләрниң аброй-шөһритини билдүриду. Мошу йәрдә Исраилниң пәхри болған абройлуқ мөтивәрлирини яки батур әзимәтлирини көрситиши мүмкин. Мүңгүзләр адәмниң бешидин өскән әмәс! «У Яқупни көйдүрүвәтти» — мошу йәрдә «Яқуп» Яқупниң (Исраилниң) зимини вә шәһәр-йезилирини көрситиду.

2:6 «У Униң кәписини бағчини пачақлатқандәк пачақлатти» — «Униң кәписи» мошу йәрдә йәнә муқәддәс ибадәтханини көрситиду; гәрчә ибадәтхана ғайәт зор имарәт болсиму, ибадәтхана Худа алдида пәқәт бир «кәпә», вақитлиқ бир нәрсә, халас. «У ибадәт сорунлирини йоқитивәтти» — яки «у ибадәт сорунини йоқитивәтти». Бу кейинки тәрҗимә тоғра болса, уму ибадәтханини көрситиду. «Пәрвәрдигар Зионда һейт-байрамлар һәм шабатларни хәлқиниң есидин чиқиривәтти» — «шабатлар», (йәни «шабат күнлири») — «шабат» дәм елиш күни, Худа Исраилға: Силәргә муқәддәс күн болсун дәп бекиткән, шәнбә күнини көрситиду.

2:8 «Пәрвәрдигар ... униңға һалак өлчәм танисини тартип қойған» — демәк, Һәммигә Қадир Худа Йерусалимниң һалак болушини аллиқачан тәпсилий өлчәп қойған еди.

2:9 «Униң дәрвазилири йәр тегигә ғәриқ болуп кәтти» — кона заманларда шәһәрниң қовуқ-дәрвазилири мөтивәрләр сорақ қилиш, несиһәт қилиш, мәслиһәт беришкә олтиридиған җай еди (5:14ни көрүң). «Тәвраттики тәрбийә-йолйоруқ» — яки «Тәврат». Ибраний тилида «тәврат» дегән сөз «йолйоруқ», «тәрбийә» дегән мәнидә. «Пәйғәмбәрлири Пәрвәрдигардин вәһий-көрүнүшләрни издәп тапалмайду» — «пәйғәмбәрлири» Худаниң пәйғәмбәрлири әмәс, бәлки «Йәһуданиң пәйғәмбәрлири». Бу кинайилик гәп, у «сахта пәйғәмбәрләр»ни көрситиду (14-айәт, «Йәр.» 14:13-18ниму көрүң); Әзакиял пәйғәмбәр вә Йәрәмия пәйғәмбәр аллиқачан Йерусалимниң вәйран қилиниши тоғрилиқ алдин-ала тәпсилий бешарәт бәргән еди.

2:12 «Йемәк-ичмәк нәдә?» — ибраний тилида: «Нан-шарап нәдә?». Қурғақчилиқ түпәйлидин бәлким пәқәт шарапла қалдиму, су йоқмиду?

2:13 «Мән дәрдиңгә гувачи болуп, сени немигә охшитармән? Сени немигә селиштурармән, и Йерусалим қизи? Саңа тәсәлли бериштә, немини саңа тәң қилармән, и Зионниң пак қизи?...» — айәттики барлиқ сөзләр бәлким Зионниң дәрд-әлимини өлчигили болмайдиғанлиғини көрситиши мүмкин (ахирида «яраң» тоғрилиқ сөзләйду). «...сениң яраң деңиздәк чәксиздур» — ибраний тилида «... сениң бөсүлгән җайиң деңиздәк чәксиздур».

2:14 «...сән үчүн көргәнлири ялған бешарәтләр» — «бешарәтләр» ибраний тилида «жүкләр» яки «жүклигән бешарәтләр». Адәттә «жүк» дегән сөз бешарәтниң еғирлиғини, вәзинини, муһим сөз екәнлигини көрситиду. Бу йәрдә «жүк», шүбһисизки, һәҗвий гәп болуп, мошундақ кишиләрниң «бешарәтлири» кишиләргә һеч илһам яки мәдәт бәрмәй, әксичә, әмәлийәттә, адәмләргә «еғир жүк» артидиғанлиқни көрситиду.«Езитқулуқ»ниң башқа бир хил тәрҗимиси «чиқиришқа (йәни, сүргүн болушқа) сәвәпчи» дегән болиду.

2:15 «Йениңдин өтүватқанларниң һәммиси саңа қарап чаваклишиду» — бу «чаваклишиш» мәсқирә қилишни билдүрсә керәк. Йәрусалемни күрситиған «гөзәлликниң җәвһири» «пүткүл җаһанниң хурсәнлиги» дегән ибариләр «Зәб.» 49:2 вә 47:3дин елинған.

2:17 «Қедимдин тартип Өзиниң бекиткән сөзигә әмәл қилди...» — Пәрвәрдигар узундин буян (Муса пәйғәмбәр дәвридин тартип) Исраилға бутпәрәслик вә итаәтсизликниң ақивити тоғрилиқ агаһландуруп кәлгән еди.

2:18 Йәр. 14:17; Жиғ. 1:16

2:20 Жиғ. 4:10

2:22 «Мени тәрәп-тәрәпләрдин бесишқа вәһимиләрни чақирдиң» — «Йәр.» 20:3 вә 10ни көрүң.