9
Худа бизгә достму, дүшмәнму? — өлүмгә йүзлиниш
1 Мән шуларниң һәммисини ениқлаш үчүн көңүл қойдум; шуни байқидимки, мәйли һәққаний киши яки дана киши болсун, шундақла уларниң барлиқ қилғанлири Худаниң қолидидур, дәп байқидим; инсан өзигә муһәббәт яки нәпрәтниң келидиғанлиғини һеч билмәйду. Униң алдида һәр қандақ иш болуши мүмкин. □«...инсан өзигә муһәббәт яки нәпрәтниң келидиғанлиғини һеч билмәйду» — демәк, «Худа уни сөйиду яки униңға нәпрәтлиниду? Һеч инсан билмәйду». Бәзи алимлар: «инсан өзидә (болупму еғир күнләр бешиға чүшкәндә) неминиң болидиғанлиғи, яки муһәббәт яки нәпрәтниң болидиғанлиғини билмәйду» дәп шәрһ бериду. 2 Һәммә адәмгә охшаш ишлар охшаш пети келиду; һәққаний вә рәзил кишигә, меһриван кишигә, пак вә напак, қурбанлиқ қилғучи вә қурбанлиқ қилмиғучиғиму охшаш қисмәт болиду; яхши адәмгә қандақ болса, гунакарға шундақ болиду; қәсәм ичкүчигә вә қәсәм ичиштин қорққучиғиму охшаш болиду. ■Зәб. 72:12-14 3 Мана һәммигә охшашла бу ишниң келидиғанлиғи қуяш астидики ишлар арисида күлпәтлик иштур; униң үстигә, инсан балилириниң көңүллири яманлиққа толған, пүтүн һаятида көңлидә тәлвилик туриду; андин улар өлгәнләргә қошулиду.
4 Чүнки тирикләргә қошулған киши үчүн болса үмүт бар; чүнки, тирик ишт өлгән ширдин әла. 5 Тирикләр болса өзлириниң өлидиғанлиғини билиду; бирақ өлгәнләр болса һеч немини билмәйду; уларниң һеч инъами йәнә болмайду; улар һәтта адәмниң есидин көтирилип кетиду, қайта кәлмәйду. 6 Уларниң муһәббити, нәприти вә һәсәтхорлуғиму аллиқачан йоқалған; қуяш астида қилинған ишларниң һечқайсисидин уларниң мәңгүгә қайта несивиси йоқтур.
Өлүмгә йүзләнгәндә қилғили болидиған әмәлий ишлар
7 Барғин, нениңни хошаллиқ билән йәп, шарабиңни хушхуйлуқ билән ичкин; чүнки Худа аллиқачан мундақ қилишиңдин рази болған. 8 Кийим-кечәклириң һәрдайим аппақ болсун, хушбуй май бешиңдин кәтмисун. □«Кийим-кечәклириң һәрдайим аппақ болсун» — демәк, кийим-кечәклириң һәрдайим пакиз болсун.
9 Худа саңа қуяш астида тәқсим қилған бемәна өмрүңниң барлиқ күнлиридә, йәни бимәниликтә өткүзгән барлиқ күнлириңдә, сөйүмлүк аялиң билән биллә һаяттин һозур алғин; чүнки бу сениң һаятиңдики несивәң вә қуяш астидики барлиқ тартқан җапайиңниң әҗридур. 10 Қолуң тутқанни барлиқ күчүң билән қилғин; чүнки сән баридиған тәһтисарада һеч хизмәт, мәхсәт-план, билим яки һекмәт болмайду.
Даналиқ вә тәсадипийлиқ
11 Мән зеһнимни жиғип, қуяш астида көрдумки, мусабиқидә ғәлибә йәлтапанға болмас, я җәңдә ғәлибә палванға болмас, я нан дана кишигә кәлмәс, я байлиқлар йорутулғанларға кәлмәс, я илтипат билимликләргә болмас — чүнки пәйт вә тәсадипийлиқ уларниң һәммисигә келиду. 12 Бәрһәқ, инсанму өз вақти-саитини билмәйду; белиқлар рәһимсиз торға елинғандәк, қушлар тапан-қапқанқа илинғандәк, буларға охшаш инсан балилири яман бир күндә қапқанқа илиниду, қапқан бешиға чүшиду.
Даналиқниң әтиварланмаслиғи
13 Мән йәнә қуяш астида даналиқниң бу мисалини көрдум, у мени чоңқур тәсирләндүрди; 14 Кичик бир шәһәр бар еди; униңға қарши бүйүк бир падиша чиқип, уни қоршап, униңға һуҗум қилидиған йоған потәйләрни қурди. 15 Бирақ шәһәрдин намрат бир дана киши тепилип қалди; у уни өз даналиғи билән қутулдурди; бирақ кейин, һеч ким бу намрат кишини есигә кәлтүрмиди.□«...дана киши тепилип қалди; у уни өз даналиғи билән қутулдурди; ... кейин, һеч ким бу намрат кишини есигә кәлтүрмиди» — Елиша пәйғәмбәр билән Йәрәмия пәйғәмбәр буниңға убдан мисал болиду («2Пад.» 6-8-баплар, «Йәр.» 27:12ни көрүң.
16 Шуниң билән мән: «Даналиқ күч-қудрәттин әвзәл» — дедим; бирақ шу намрат кишиниң даналиғи кейин көзгә илинмайду, униң сөзлири аңланмайду.■Пәнд. 21:22; 24:5; Топ. 7:19
Даналиқ, ахмақлиқ, гуна, тәлвилик
17 Дана кишиниң җим-җитлиқта ейтқан сөзлири ахмақлар үстидин һоқуқ сүргүчиниң вақирашлиридин ениқ аңлинар.
18 Даналиқ уруш қураллиридин әвзәлдур; бирақ бир гунакар зор яхшилиқни һалак қилиду.
□9:1 «...инсан өзигә муһәббәт яки нәпрәтниң келидиғанлиғини һеч билмәйду» — демәк, «Худа уни сөйиду яки униңға нәпрәтлиниду? Һеч инсан билмәйду». Бәзи алимлар: «инсан өзидә (болупму еғир күнләр бешиға чүшкәндә) неминиң болидиғанлиғи, яки муһәббәт яки нәпрәтниң болидиғанлиғини билмәйду» дәп шәрһ бериду.
□9:8 «Кийим-кечәклириң һәрдайим аппақ болсун» — демәк, кийим-кечәклириң һәрдайим пакиз болсун.
□9:15 «...дана киши тепилип қалди; у уни өз даналиғи билән қутулдурди; ... кейин, һеч ким бу намрат кишини есигә кәлтүрмиди» — Елиша пәйғәмбәр билән Йәрәмия пәйғәмбәр буниңға убдан мисал болиду («2Пад.» 6-8-баплар, «Йәр.» 27:12ни көрүң.
■9:16 Пәнд. 21:22; 24:5; Топ. 7:19