13
«Мән сени һалак қилимән, и Исраил!» — ахирқи агаһландуруш
Бурун Әфраим сөз қилғанда, кишиләр һөрмәтләп титрәп кетәтти;
У Исраил қәбилилири арисида көтирилгән;
Бирақ у Баал арқилиқ гуна қилип өлди.«Бурун) Әфраим сөз қилғанда...» — «Әфраим» қәбилиниң әҗдати болған Әфраимни әмәс, бәлки қәбилиниң авалқи тарихини көрситиду. Муса пәйғәмбәрдин кейин, Исраилға йетәклигүчи болған Йәшуа пәйғәмбәр Әфраимлиқ еди.
Улар һазир гунаниң үстигә гуна садир қилмақта!
Өзлиригә күмүчлиридин қуйма мәбудларни,
Өз әқли ойлап чиққан бутларни ясиди;
Буларниң һәммиси һүнәрвәнниң әҗри, халас;
Бу кишиләр тоғрилиқ: «Һәй, инсан қурбанлиғини қилғучилар, мозайларни сөйүп қоюңлар!» дейилиду.«Бу кишиләр тоғрилиқ: «Һәй, инсан қурбанлиғини қилғучилар, мозайларни сөйүп қоюңлар!» дейилиду» — башқа бир тәрҗимиси: «У кишиләр тоғрилиқ: «Мана, қурбанлиқ қилғучи адәмләр мозайларни сөйүп қоюватиду!» — дейилиду» — яки башқилар. Бирақ ибраний тилини чүшиниш тәс болғини билән, тилшунасларниң йеқинқи тәтқиқатлири бойичә, бу айәт дәрвәқә «инсан қурбанлиғи»ни көрситиши мүмкин.  Һош. 8:6
Шуңа улар сәһәрдики бир парчә булуттәк,
Тездин ғайип болидиған таң сәһәрдики шәбнәмдәк,
Хамандин қара қуюнда учқан пахалдәк,
Түңлүктин чиққан ис-түтәктәк тездин йоқап кетиду.
Бирақ Мисир зиминидин тартип Мән Пәрвәрдигар сениң Худайиң болғанмән;
Сән Мәндин башқа һеч Илаһни билмәйдиған болисән;
Мәндин башқа қутқузғучи йоқтур.2Сам. 22:32; Зәб. 17:32; Йәш. 43:11; Һош. 12:10
Мән чөл-баяванда, қурғақчилиқниң зиминида сән билән тонуштум;
Улар озуқландурулуп, тоюнған,
Тоюнғандин кейин көңлидә тәкәббурлишип кәткән;
Шуңа улар Мени унтуған.Қан. 32:15; Һош. 8:14
Әнди Мән уларға ширдәк болимән;
Илпиздәк уларни йол бойида пайлап күтимән;
Күчүклиридин мәһрум болған ейиқтәк Мән уларға учрап,
Жүрәк чависини титиветимән;
Уларни чиши ширдәк нәқ мәйданда йәветимән;
Даладики һайванлар уларни житиветиду.
Сениң һалакитиң, и Исраил, дәл Маңа қарши чиққанлиғиң,
Йәни Ярдәмчиңгә қарши чиққанлиғиңдин ибарәттур.
10 Әнди барлиқ шәһәрлириңдә саңа қутқузғучи болидиған падишасиң қени?
Сениң сорақчи-һакимлириң қени?
Сән булар тоғрилиқ: «Маңа падиша вә шаһзадиларни тәқдим қилғайсән!» дәп тилигән әмәсму? —
11 Мән ғәзивим билән саңа падишани тәқдим қилғанмән,
Әнди уни ғәзипим билән елип ташлидим.«Мән ғәзивим билән саңа падишани тәқдим қилғанмән, әнди уни ғәзипим билән елип ташлидим» — Исраил Қанаан зиминини егиливалғандин тартип, Худа уларға йетәкчилик вә сотчилиқ қилидиған «батур һакимлар» яки «сотчи-қутқузғучи» дегән ихласмән батурларни айрим-айрим тәминләп бәргән еди. Исраил Худаниң бу «айрим-айрим тәқсимати»дин нарази болуп, Самуил пәйғәмбәрниң дәвридә Худадин падиша («муқим» сулалә түзүми) тикләшни тилигән. Худа Самуил пәйғәмбәр арқилиқ уларниң тәливини: «Маңа ишәнмәсликкә баравәр» дәп наразилиғини көрситип, андин ахирида Исраилниң биринчи падишаси Саулни тиклигән («1Сам.» 8-12-баплар)  1Сам. 8:5; 15:23; 16:1
 
12 Әфраимниң қәбиһлиги чиң орап-қачиланған;
Униң гунайи җуғлинип сақланған;«Әфраимниң қәбиһлиги чиң орап-қачиланған; униң гунайи җуғлинип сақланған» — демәк, униң барлиқ қәбиһлик-гуналири Худаниң җазалиши үчүн убдан сақланмақта.
13 Толғақ басқан аялниң азаплири униңға чүшиду;
У әқилсиз бир оғулдур;
Чүнки балиятқуниң ағзи ечилғанда, у һазир болмиған!«Балиятқуниң ағзи ечилғанда, у һазир болмиған!» — яки «балиятқуниң ағзи ечилғанда, у чиқмайду!».
14 Мән бәдәл төләп уларни тәһтисараниң күчидин қутулдуримән;
Уларға һәмҗәмәт болуп өлүмдин қутқузимән;
Әй, өлүм, сениң вабалириң қени?!
Әй, тәһтисара, сениң һалакәтлириң қени?!
Мән буниңдин пушайман қилмаймән!«тәһтисара» — өлгәнләрниң роһлири баридиған җай. «... Әй, өлүм, сениң вабалириң қени?! Әй, тәһтисара, сениң һалакәтлириң қени?! Мән буниңдин пушайман қилмаймән!» — алимлар бу айәт үстидә икки хил пикирдә. Бәзиләр мундақ тәрҗимә қилиду: — «Мән уларни тәһтисараниң күчидин қутулдурамдимән? Мән уларни өлүмдин қутқузамдимән? Әй, өлүм, вабалириңни чиқар! Әй, тәһтисара, һалакәтлириңни чиқар! Мән уларға (Исраилға) һеч рәһим қилмаймән». Бу тәрҗимә алди-кәйнидики айәтләргә маслашқан болсиму, биз жуқуриқи тәрҗимигә қайилмиз. Чүнки: (1) ибраний тилида айәтниң биринчи җүмлисидә соал жүклимиси йоқ, у аддий бир «баян җүмлә». (2) Худа Һошия пәйғәмбәр арқилиқ бәргән бир нәччә бешарәтләрдә, Исраилға болған қаттиқ әйивини йәткүзүши билән тәң күтүлмигән йәрдин Исраилға чоң үмүтләрниму көрситиду (мәсилән, 1:9-10, 8:11); (3) Инҗилда расул Павлус бу айәтләрни шундақ чүшәндүрүп бериду («1Кор.» 15:55-56, «Вәһ.» 20:13-14ни көрүң); (4) текстниң иккинчи қисминиң тәрҗимиси: «Мән (Өзүм) саңа һалакәт болимән, и тәһтисара!... саңа ваба болимән, и өлүм! Мән силәргә һеч рәһим қилмаймән» болуш еһтималға бәк йеқин.
Йәнә мүмкинчилиги барки, айәтниң әң ахирқи қисми: «Мән Өзүмни һеч айимаймән!» дегән мәнидә болиду — демәк, Худа Исраилни қутқузуш үчүн һәр қандақ бәдәл төләшкә тәйярдур.
  Йәш. 25:8; 1Кор. 15:55
 
15 Әфраим қериндашлири арисида «мевилик» болсиму,
Шәриқтин бир шамал чиқиду,
Йәни Пәрвәрдигарниң чөл-баявандин чиққан бир шамили келиду;
Әфраимниң булиқи қуруп кетиду, униң су беши қағҗирап кетиду;
У шамал ғәзнисидики барлиқ нәпис қача-қучиларни булаң-талаң қилиду.«Әфраим қериндашлири арисида «мевилик» болсиму» — «Әфраим» дегән исимниң өзи «мевилик» дегән мәнидә. Мошу айәттики «мевә» пәрзәнтләрни көрситиду (14-айәтниму көрүң). «Шәриқтин бир шамал чиқиду» — Қанаанға (Пәләстингә) нисбәтән әң дәһшәтлик шамал шәриқ шамилидур. Уларни набут қилидиған Асурийә қошуни дәрвәқә шәриқтин келиду.
«ғәзнидики нәпис қача-қучилар» — Әфраимдики «келишкән чокан-қизлар»ни көрситишиму мүмкин (16-айәтниму көрүң).

13:1 «Бурун) Әфраим сөз қилғанда...» — «Әфраим» қәбилиниң әҗдати болған Әфраимни әмәс, бәлки қәбилиниң авалқи тарихини көрситиду. Муса пәйғәмбәрдин кейин, Исраилға йетәклигүчи болған Йәшуа пәйғәмбәр Әфраимлиқ еди.

13:2 «Бу кишиләр тоғрилиқ: «Һәй, инсан қурбанлиғини қилғучилар, мозайларни сөйүп қоюңлар!» дейилиду» — башқа бир тәрҗимиси: «У кишиләр тоғрилиқ: «Мана, қурбанлиқ қилғучи адәмләр мозайларни сөйүп қоюватиду!» — дейилиду» — яки башқилар. Бирақ ибраний тилини чүшиниш тәс болғини билән, тилшунасларниң йеқинқи тәтқиқатлири бойичә, бу айәт дәрвәқә «инсан қурбанлиғи»ни көрситиши мүмкин.

13:2 Һош. 8:6

13:4 2Сам. 22:32; Зәб. 17:32; Йәш. 43:11; Һош. 12:10

13:6 Қан. 32:15; Һош. 8:14

13:11 «Мән ғәзивим билән саңа падишани тәқдим қилғанмән, әнди уни ғәзипим билән елип ташлидим» — Исраил Қанаан зиминини егиливалғандин тартип, Худа уларға йетәкчилик вә сотчилиқ қилидиған «батур һакимлар» яки «сотчи-қутқузғучи» дегән ихласмән батурларни айрим-айрим тәминләп бәргән еди. Исраил Худаниң бу «айрим-айрим тәқсимати»дин нарази болуп, Самуил пәйғәмбәрниң дәвридә Худадин падиша («муқим» сулалә түзүми) тикләшни тилигән. Худа Самуил пәйғәмбәр арқилиқ уларниң тәливини: «Маңа ишәнмәсликкә баравәр» дәп наразилиғини көрситип, андин ахирида Исраилниң биринчи падишаси Саулни тиклигән («1Сам.» 8-12-баплар)

13:11 1Сам. 8:5; 15:23; 16:1

13:12 «Әфраимниң қәбиһлиги чиң орап-қачиланған; униң гунайи җуғлинип сақланған» — демәк, униң барлиқ қәбиһлик-гуналири Худаниң җазалиши үчүн убдан сақланмақта.

13:13 «Балиятқуниң ағзи ечилғанда, у һазир болмиған!» — яки «балиятқуниң ағзи ечилғанда, у чиқмайду!».

13:14 «тәһтисара» — өлгәнләрниң роһлири баридиған җай. «... Әй, өлүм, сениң вабалириң қени?! Әй, тәһтисара, сениң һалакәтлириң қени?! Мән буниңдин пушайман қилмаймән!» — алимлар бу айәт үстидә икки хил пикирдә. Бәзиләр мундақ тәрҗимә қилиду: — «Мән уларни тәһтисараниң күчидин қутулдурамдимән? Мән уларни өлүмдин қутқузамдимән? Әй, өлүм, вабалириңни чиқар! Әй, тәһтисара, һалакәтлириңни чиқар! Мән уларға (Исраилға) һеч рәһим қилмаймән». Бу тәрҗимә алди-кәйнидики айәтләргә маслашқан болсиму, биз жуқуриқи тәрҗимигә қайилмиз. Чүнки: (1) ибраний тилида айәтниң биринчи җүмлисидә соал жүклимиси йоқ, у аддий бир «баян җүмлә». (2) Худа Һошия пәйғәмбәр арқилиқ бәргән бир нәччә бешарәтләрдә, Исраилға болған қаттиқ әйивини йәткүзүши билән тәң күтүлмигән йәрдин Исраилға чоң үмүтләрниму көрситиду (мәсилән, 1:9-10, 8:11); (3) Инҗилда расул Павлус бу айәтләрни шундақ чүшәндүрүп бериду («1Кор.» 15:55-56, «Вәһ.» 20:13-14ни көрүң); (4) текстниң иккинчи қисминиң тәрҗимиси: «Мән (Өзүм) саңа һалакәт болимән, и тәһтисара!... саңа ваба болимән, и өлүм! Мән силәргә һеч рәһим қилмаймән» болуш еһтималға бәк йеқин. Йәнә мүмкинчилиги барки, айәтниң әң ахирқи қисми: «Мән Өзүмни һеч айимаймән!» дегән мәнидә болиду — демәк, Худа Исраилни қутқузуш үчүн һәр қандақ бәдәл төләшкә тәйярдур.

13:14 Йәш. 25:8; 1Кор. 15:55

13:15 «Әфраим қериндашлири арисида «мевилик» болсиму» — «Әфраим» дегән исимниң өзи «мевилик» дегән мәнидә. Мошу айәттики «мевә» пәрзәнтләрни көрситиду (14-айәтниму көрүң). «Шәриқтин бир шамал чиқиду» — Қанаанға (Пәләстингә) нисбәтән әң дәһшәтлик шамал шәриқ шамилидур. Уларни набут қилидиған Асурийә қошуни дәрвәқә шәриқтин келиду. «ғәзнидики нәпис қача-қучилар» — Әфраимдики «келишкән чокан-қизлар»ни көрситишиму мүмкин (16-айәтниму көрүң).