8
Роза тутуш тоғрилиқ қоюлған соал вә үмүт бәргүчи җавап
Вә самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
«Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мениң Зионға бағлиған отлуқ муһәббитим қайнап ташти; Мениң униңға бағлиған отлуқ муһәббитим түпәйлидин униң дүшмәнлиригә ғәзивим қайнап ташти.Зәк. 1:14
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән Зионға қайтип кәлдим, Йерусалимниң оттурисида маканлишимән; Йерусалим «Һәқиқәт шәһири» дәп атилиду, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң теғи «Муқәддәс Тағ» дәп атилиду. Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Қери бовай-момайлар йәнә Йерусалимниң кочилирида олтиридиған болиду; күнлири узун болуп, һәр бири һасисини қолида тутуп олтириду; шәһәрниң кочилири ойнаватқан оғул-қиз балилар билән лиқ толиду. Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Бу иш шу күнләрдә бу хәлиқниң қалдисиниң көзигә әҗайип карамәт көрүнидиғини билән, у Мениң көзүмгә карамәт көрүнәмду?» — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.«Бу иш шу күнләрдә бу хәлиқниң қалдисиниң көзигә әҗайип карамәт көрүнидиғини билән, у Мениң көзүмгә карамәт көрүнәмду?» — демәк, адәмләр үчүн әҗайип карамәт болған ишлар Худа үчүн адәттики ишлар.
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мана, Мән Өз хәлқимни шәрқий зиминлардин, ғәрбий зиминлардин қутқузимән; Мән уларни елип келимән, улар Йерусалимда маканлишиду; улар Мениң хәлқим, Мән һәқиқәт вә һәққанийлиқта уларниң Худаси болимән».
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң өйиниң ули селинған күнидә һазир болған пәйғәмбәрләрниң ағзидин мошу күнләрдә баян қилиниватқан муну сөзләрни ишитиватисиләр, муқәддәс ибадәтханиниң қурулушиға қолуңлар күчлүк қилинсун! «Пәрвәрдигарниң өйиниң ули селинған күнидә сөзлигән пәйғәмбәрләр» — Һагай вә Зәкәрия. Бу айәттә көздә тутулған «Пәрвәрдигарниң өйиниң улиниң селиниши» икки жил бурун («Әзра» 5:1-2) болған болса керәк. 10 Чүнки шу күнләрдин илгири инсан үчүн иш һәққи йоқ, ат-улақ үчүнму иш һәққи йоқ еди; җәбир-зулум түпәйлидин чиққучи яки киргүчи үчүн аман-есәнлик йоқ еди; чүнки Мән һәр бир адәмни өз йеқиниға дүшмәнләштүрдүм; 11 бирақ Мән бу хәлиқниң қалдисиға бурунқи күнләрдикидәк болмаймән, дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар; 12 чүнки уруқ һосуллуқ болиду, үзүм тели мевиләйду, тупрақ үндүрмилирини бериду, асманлар шәбнәмлирини бериду; шуниң билән мән бу хәлиқниң қалдисиға мошуларниң һәммисини егә қилдуримән. «уруқ һосуллуқ болиду» — яки «уруққа хатирҗәмлик-аманлиқ болиду». 13 Шундақ әмәлгә ашурулидуки, силәр әлләр арисида ләнәт болуп қалғиниңларниң әксичә, и Йәһуда җәмәти вә Исраил җәмәти, Мән силәрни қутқузимән, силәр уларға бәхит-бәрикәт болисиләр; қорқмаңлар, қоллириңлар күчлүк қилинсун!«силәр әлләр арисида ләнәт болуп қалғиниңлар» — бу сөзниң бәлким үч тәрипи бар. (1) сүргүн болған Йәһудийлар өзлири ләнәткә қалдурулған; (2) улар башқиларға ләнәт болуп уларға бала-қаза кәлтүргән; (3) уларниң нами (Исраил, Йәһудий) ләнәтни билдүргән. Худа мошу үч әвалниң һәр бирини дәл уларниң әксигә айландуриду. «силәр уларға (әлләргә) бәхит-бәрикәт болисиләр» — Худа әслидә Ибраһим пәйғәмбәргә: «Сән вә әвладиң һәр бир әл-милләткә бәхит-бәрикәт болисән» дәп вәдә қилған. Исраил итаәтсизликтин мошу бәрикәтни ләнәткә айландурған.
14 Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Силәрниң ата-бовилириңлар Мениң ғәзивимни қозғиғанда Мениң силәргә яманлиқ йәткүзүш ойида болғиним вә шу җаза йолидин янмиғинимдәк — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — 15 Мән һазир, мошу күнләрдә йәнә Йерусалим вә Йәһуда җәмәтигә яхшилиқ йәткүзүш ойида болдум; қорқмаңлар. 16 Мошу ишларға әмәл қилиңлар: — Һәр бириңлар өз йеқиниңларға һәқиқәтни сөзләңлар; дәрвазилириңларда һәқиқәткә, аман-течлиққа уйғун һөкүмләрни жүргүзүңлар; «дәрвазилириңларда һәқиқәткә, аман-течлиққа уйғун һөкүмләрни жүргүзүңлар» — ақсақаллар шәһәр дәрвазилирида олтирип, сот вә һөкүм қилатти.  Әф. 4:25 17 һеч ким көңлидә өз йеқиниға яманлиқ ойлимисун; һеч қандақ ялған қәсәмгә шерик болмаңлар; чүнки Мән дәл буларниң һәммисигә нәпрәтлинимән, дәйду Пәрвәрдигар.Зәк. 5:3, 4; 7:10.
18 Вә самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
19 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Төртинчи айдики роза, бәшинчи айдики роза, йәттинчи айдики роза вә онинчи айдики роза Йәһуда җәмәтигә хошаллиқ вә шат-хурамлиқ, бәхитлик ибадәт сорунлири болиду; шуңа һәқиқәт вә хатирҗәмлик-течлиқни сөйүңлар.«Төртинчи айдики роза, бәшинчи айдики роза, йәттинчи айдики роза вә онинчи айдики роза Йәһуда җәмәтигә хошаллиқ вә шат-хурамлиқ, бәхитлик ибадәт сорунлири болиду» — бу «розилар» тоғрилиқ «қошумчә сөз»ни көрүң.
20 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Нурғун қовмлар вә көп шәһәрләрниң аһалиси йәнә мошу йәргә келиду; Йәш. 2:2; Йәр. 16:19; Мик. 4:1; Зәк. 8:2. 21 бир шәһәрдә туруватқанлар башқа бир шәһәргә берип уларға: «Пәрвәрдигардин илтипат тиләшкә, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарни издәшкә тез барайли; мәнму баримән!» — дәйдиған болиду. 22 Көп қовмлар вә күчлүк әлләр Пәрвәрдигардин илтипат тиләшкә, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарни издәшкә Йерусалимға келиду.
23 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Шу күнләрдә һәр хил тилда сөзләйдиған әлләрдин он нәпәр адәм чиқип Йәһудий бир адәмниң тониниң етигини тутувелип униңға: «Биз сән билән барайли; чүнки Худани сән билән биллидур, дәп аңлидуқ» — дәйду.«Шу күнләрдә ... әлләрдин он нәпәр адәм чиқип Йәһудий бир адәмниң тониниң етигини тутувелип униңға: «Биз сән билән барайли; чүнки Худани сән билән биллидур, дәп аңлидуқ» — дәйду» — бу иш Худани издәнгән «ят әлләр»ниң һәрикәтлиригә бир мисал болиду.
 
 

8:2 Зәк. 1:14

8:6 «Бу иш шу күнләрдә бу хәлиқниң қалдисиниң көзигә әҗайип карамәт көрүнидиғини билән, у Мениң көзүмгә карамәт көрүнәмду?» — демәк, адәмләр үчүн әҗайип карамәт болған ишлар Худа үчүн адәттики ишлар.

8:9 «Пәрвәрдигарниң өйиниң ули селинған күнидә сөзлигән пәйғәмбәрләр» — Һагай вә Зәкәрия. Бу айәттә көздә тутулған «Пәрвәрдигарниң өйиниң улиниң селиниши» икки жил бурун («Әзра» 5:1-2) болған болса керәк.

8:12 «уруқ һосуллуқ болиду» — яки «уруққа хатирҗәмлик-аманлиқ болиду».

8:13 «силәр әлләр арисида ләнәт болуп қалғиниңлар» — бу сөзниң бәлким үч тәрипи бар. (1) сүргүн болған Йәһудийлар өзлири ләнәткә қалдурулған; (2) улар башқиларға ләнәт болуп уларға бала-қаза кәлтүргән; (3) уларниң нами (Исраил, Йәһудий) ләнәтни билдүргән. Худа мошу үч әвалниң һәр бирини дәл уларниң әксигә айландуриду. «силәр уларға (әлләргә) бәхит-бәрикәт болисиләр» — Худа әслидә Ибраһим пәйғәмбәргә: «Сән вә әвладиң һәр бир әл-милләткә бәхит-бәрикәт болисән» дәп вәдә қилған. Исраил итаәтсизликтин мошу бәрикәтни ләнәткә айландурған.

8:16 «дәрвазилириңларда һәқиқәткә, аман-течлиққа уйғун һөкүмләрни жүргүзүңлар» — ақсақаллар шәһәр дәрвазилирида олтирип, сот вә һөкүм қилатти.

8:16 Әф. 4:25

8:17 Зәк. 5:3, 4; 7:10.

8:19 «Төртинчи айдики роза, бәшинчи айдики роза, йәттинчи айдики роза вә онинчи айдики роза Йәһуда җәмәтигә хошаллиқ вә шат-хурамлиқ, бәхитлик ибадәт сорунлири болиду» — бу «розилар» тоғрилиқ «қошумчә сөз»ни көрүң.

8:20 Йәш. 2:2; Йәр. 16:19; Мик. 4:1; Зәк. 8:2.

8:23 «Шу күнләрдә ... әлләрдин он нәпәр адәм чиқип Йәһудий бир адәмниң тониниң етигини тутувелип униңға: «Биз сән билән барайли; чүнки Худани сән билән биллидур, дәп аңлидуқ» — дәйду» — бу иш Худани издәнгән «ят әлләр»ниң һәрикәтлиригә бир мисал болиду.