11
Бир нәччә әмәлий несиһәт
Нанлириңни суларға әвәт; көп күнләрдин кейин уни қайтидин таписән.«Нанлириңни суларға әвәт... уни қайтидин таписән» — бу айәт бәлким деңиз содисини көрситиши мүмкин; тәвәккүлчилиң қанчә чоң болса, пайдисиму шунчә көп болиду; гәпниң йәнә һәр хил көчмә мәнилири болуши мүмкин. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Нениңни сулар (деңизлар) үстигә ташла».
Бир үлүшни йәттә кишигә, сәккизигиму бәргин; чүнки йәр йүзидә немә яманлиқ болидиғанлиғини билмәйсән.«Бир үлүшни йәттә кишигә, сәккизигиму бәргин; чүнки йәр йүзидә немә яманлиқ болидиғанлиғини билмәйсән» — бәзи алимлар, бу айәтму сода-тиҗарәтни көрситиду, дәп қарайду. Шуниңдәк униң бир нәччә көчмә мәнилириму болса керәк.  2Кор. 9:10
Булутлар ямғурға толған болса, өзлирини зимин үстигә бошитиду; дәрәқ шимал тәрәпкә өрүлсә, яки җәнуп тәрәпкә өрүлсә, қайси тәрәпкә чүшкән болса, шу йәрдә қалиду.
Шамални күзитидиғанлар териқчилиқ қилмайду; булутларға қарайдиғанлар орма ормайду.
Сән шамалниң йолини билмигиниңдәк яки бойида барниң һамилисиниң устиханлириниң балиятқуда қандақ өсидиғанлиғини билмигиниңдәк, сән һәммини ясиғучи Худаниң қилғинини билмәйсән.«шамалниң йоли...» — ибраний тилида «шамал» вә «роһ» бир сөз болуп, Сулайман мошу айәттә һамилиниң балиятқуда апиридә болидиғанлиғи, өсидиғанлиғиниң һәммиси Худаниң Роһи арқилиқ болидиғанлиғини пуритип көрситиду (Инҗил, «Юһ.» 3:1-8ниму көрүң).  Юһ. 3:8
Сәһәрдә уруғуңни териғин, кәчтиму қолуңни иштин қалдурма; чүнки немә ишниң, у яки бу ишниң пайдилиқ болидиғанлиғини вә яки һәр иккисиниң охшашла яхши болидиғанлиғини билмәйсән.
 
Һаят күнлирини әтиварлаш керәк, ихласмән болуши керәк!
Нур шерин болиду, аптапни көрүшму һозурлуқ иштур. Шуңа бириси көп жил яшиған болса, буларниң һәммисидин һозур алсун. Һалбуки, у йәнә қараңғулуқ күнлирини есидә тутсун, чүнки улар көп болиду; кәлгүсидики ишларниң һәммиси бимәниликтур!
 
Яшлиғиңдин һозур ал, и жигит; яшлиғиң күнлиридә көңлүң өзүңгә хошаллиқни йәткүзгәй; көңлүң халиқини бойичә вә көзлириң көргини бойичә жүргин; бирақ шуни билгинки, буларниң һәммиси үчүн Худа сени сораққа тартиду. 10 Әнди көңлүңдин ғәшликни елип ташла, тениңдин яманлиқни нери қил; чүнки балилиқ вә яшлиқму бимәниликтур.
 
 

11:1 «Нанлириңни суларға әвәт... уни қайтидин таписән» — бу айәт бәлким деңиз содисини көрситиши мүмкин; тәвәккүлчилиң қанчә чоң болса, пайдисиму шунчә көп болиду; гәпниң йәнә һәр хил көчмә мәнилири болуши мүмкин. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Нениңни сулар (деңизлар) үстигә ташла».

11:2 «Бир үлүшни йәттә кишигә, сәккизигиму бәргин; чүнки йәр йүзидә немә яманлиқ болидиғанлиғини билмәйсән» — бәзи алимлар, бу айәтму сода-тиҗарәтни көрситиду, дәп қарайду. Шуниңдәк униң бир нәччә көчмә мәнилириму болса керәк.

11:2 2Кор. 9:10

11:5 «шамалниң йоли...» — ибраний тилида «шамал» вә «роһ» бир сөз болуп, Сулайман мошу айәттә һамилиниң балиятқуда апиридә болидиғанлиғи, өсидиғанлиғиниң һәммиси Худаниң Роһи арқилиқ болидиғанлиғини пуритип көрситиду (Инҗил, «Юһ.» 3:1-8ниму көрүң).

11:5 Юһ. 3:8