9
Йәһу падиша болиду
Елиша пәйғәмбәр пәйғәмбәрләрниң шагиртлиридин бирини чақирип, униңға: — «Белиңни бағлап бу май қачисини қолуңға елип, Гилеадтики Рамотқа барғин. 1Пад. 19:16 У йәргә барғанда Нимшиниң нәвриси, Йәһошафатниң оғли Йәһуни тепип, өйигә кирип, уни өз бурадәрлири арисидин орнидин турғузуп, ичкирики өйгә башлап кир. Андин қачидики майни бешиға қуюп: Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән сени Исраилға падиша болушқа мәсиһ қилдим, дегин; шуни дәп болупла ишикни ечип, қечип чиққин, һаял болма» — деди.2Тар. 22:7
Шуниң билән шу яш пәйғәмбәр жигит Гилеадтики Рамотқа барди. У йәргә кәлгәндә, мана, қошунниң сәрдарлири у йәрдә олтиратти. У: — И сәрдар, саңа бир сөзүм бар, деди.
Йәһу: — Қайсимизға? — дәп сориди.
У: — Саңа, и сәрдар, деди.
У қопуп өйгә кирди. Жигит бешиға майни қуюп униңға мундақ деди: Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән сени Пәрвәрдигарниң хәлқигә, йәни Исраилға падиша болушқа мәсиһ қилдим. Сән өз ғоҗаң Аһабниң җәмәтини йоқитисән; чүнки өз қуллирим пәйғәмбәрләрниң қени үчүн вә Пәрвәрдигарниң һәммә қуллириниң қени үчүн Йизәбәлдин интиқам алай. «Йизәбәлдин интиқам алай» — ибраний тилида «Йизәбәлниң қолидин интиқам алай». Аһабниң пүткүл җәмәти йоқилиду; Аһабниң җәмәтидин Исраилдики һәммә әркәкләрни һәтта аҗиз яки мәйип болсун һәммисини һалак қилимән. «һәммә әркәкләр» — ибраний тилида: «тамға қарап сийидиған һәр бири» дәп ипадилиниду. «аҗиз яки мәйип болсун һәммисини» — башқа бир хил тәрҗимиси: «яки қул яки һөр болсун, һәммисини...».  1Пад. 21:21 Мән Аһабниң җәмәтини Нибатниң оғли Йәробоамниң җәмәтидәк вә Ахияһниң оғли Баашаниң җәмәтидәк йоқ қилимән. 1Пад. 14:10; 15:29; 16:3,11 10 Иштлар Йизәбәлни Йизрәәлдики шу парчә йәрдә йәйду. Һеч ким уни дәпнә қилмайду».
Шуни дәп болупла жигит ишикни ечип қечип кәтти. «Йизрәәлдики шу парчә йәр» — Аһаб падиша Наботтин қәстләп таритивалған йәрни көрситиду. «1Пад.» 21:1-24ни көрүң.  1Пад. 21:23
11 Йәһу өз ғоҗисиниң хизмәткарлириниң қешиға йенип чиққанда, улар униңдин: — Һәммә иш течлиқму? Бу тәлвә сени немә иш билән издәп кәпту? — дәп сориди.
У уларға: Силәр шу киши вә униң сәпсәтәлирини билисиләр, — деди.«сәпсәтәлири» — яки пәқәт «гәплири».
12 Улар: Ялған ейтма! Бизгә дәп бәргинә! девиди, у: — У маңа мундақ-мундақ дәп, Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Сени Исраилниң үстидә падиша болушқа мәсиһ қилдим» дәп ейтти — деди.
13 Шуниң билән уларниң һәммиси тонлирини селип, пәләмпәйдә йейип униңға паяндаз қилди. Улар канай челип: «Йәһу падиша болди!» дәп җакалашти.
14 Шуниң билән Нимшиниң нәвриси, Йәһошафатниң оғли Йәһу Йорамни қәстлимәкчи болди. У вақитта Йорам билән барлиқ Исраиллар Гилеадтики Рамотта туруп, у җайни Сурийәниң падишаси Һазаәлниң һуҗумидин муһапизәт қиливататти. 15 Әнди Йорам падиша Сурийәниң падишаси Һазаәл билән соқушқанда Сурийләрдин йегән зәхмидин сақийиш үчүн Йизрәәлгә йенип кәлгән еди. Йәһу болса өзигә әгәшкәнләргә: Силәргә лайиқ көрүнсә, Йизрәәлгә берип хәвәр бәргидәк һеч кимни шәһәрдин қачурмаңлар, дегән еди.2Пад. 8:29
16 Йәһу бир җәң һарвусини һайдап Йизрәәлгә барди, чүнки Йорам у йәрдә кесәл билән ятқан еди (Йәһуданиң падишаси Аһазия Йорамни йоқлиғили чүшүп кәлгән еди). 17 Әнди күзәтчи Йизрәәлниң мунарида туруп, Йәһу қатарлиқ бир топ адәмләрни көрди. У: «Бир топ адәмләрни көрдум» деди. Йорам: Бир атлиқ кишини уларниң алдиға әвәтиңлар, у улардин: — Һәммә иш течлиқму? — дәп сорисун, деди. 18 Шуниң билән атлиқ бир киши уларниң алдиға берип: — Падишаһ, һәммә иш течлиқму, дәп сориди, деди.
Йәһу: — Течлиқму, әмәсму, буниң билән немә кариң? Бурулуп мениң кәйнимдин маң, — деди. Күзәтчи падишаға хәвәр берип: — Хәвәрчи уларниң қешиға барди, лекин қайтип кәлмиди» — деди.
19 Шуниң билән у йәнә бир атлиқ кишини маңдурди. У уларниң алдиға берип: — Падишаһ, һәммә иш течлиқму, дәп сориди, деди.
Йәһу: — Течлиқму, әмәсму, буниң билән немә кариң? Бурулуп мениң кәйнимдин маң, деди.
20 Күзәтчи падишаға хәвәр берип: — Хәвәрчи уларниң қешиға барди, лекин қайтип кәлмиди. Әнди уларниң һарву һайдиши Нимшиниң оғли Йәһуниң һайдишидәк екән, чүнки у тәлвиләрчә һайдайду, деди.
21 Йорам: — Һарвуни қетиңлар, дәп буйрувиди, униң җәң һарвусини қетип тәйярлиди. Андин Исраилниң падишаси Йорам билән Йәһуданиң падишаси Аһазия, һәр бири өз җәң һарвусиға олтирип, Йәһуниң алдиға беришқа чиқти; улар униң билән Йизрәәллик Наботниң етизлиғида учрашти.«улар униң билән Йизрәәллик Наботниң етизлиғида учрашти» — «1Пад.» 21:1-24ни көрүң.
22 Йорам Йәһуни көргәндә, «И Йәһу, һәммә иш течлиқму? дәп сориди. У: — Анаң Йизәбәлниң қилған бузуқчилиқлири вә җадугәрлиги шунчә җиқ турса, қандақму течлиқ болиду?! — деди. «бузуқчилиқ» — мошу йәрдә һәм зинахорлуқниң өзи һәм көчмә мәнидә бутпәрәсликни көрсәтсә керәк.
23 Шуниң билән Йорам һарвуни яндуруп Аһазияға: «И Аһазия, асийлиқ!» дәп вақирап бәдәр қачти.
24 Йәһу оқясини қолиға елип, оқ селип Йорамниң кәйни тәрипидин униң икки мүрисиниң арилиғидин атти. Я оқи униң жүригидин тешип чиқти вә у өз һарвусиға жиқилип чүшти. 25 Йәһу өз йенидики әмәлдари Бидкарға: Уни елип Йизрәәллик Наботниң етизлиғиға ташлиғин. Ядиңда болсунки, мән билән сән униң атиси Аһабниң кәйнидин биллә маңғанда, Пәрвәрдигар униң тоғрисида мундақ бир һөкүм-вәһийни ейтқан: —«...мундақ бир һөкүм-вәһийни ейтқан» — ибраний тилида «...мундақ бир жүкни салған». Адәттә «жүк» Худаниң һөкүми яки җазасини җакалайдиған вәһийи еди.
26 «Мән түнүгүн Наботниң қени билән униң оғуллириниң қенини көрдүм, дәйду Пәрвәрдигар: Мана бу қан қәрзини дәл бу етизлиқта саңа яндуримән, дәйду Пәрвәрдигар». Әнди Пәрвәрдигарниң шу сөзи бойичә, уни елип шу йәргә ташлиғин, — деди.1Пад. 21:19
27 Йәһуданиң падишаси Аһазия буни көргәндә «Бағдики равақ йоли» билән қачти. Лекин Йәһу униң кәйнидин қоғлап: «Уни етиңлар!» дәп буйрувиди, улар уни Иблеамниң йенида, Гур егизлигигә чиққан йолда атти. У Мәгиддоғичә қечип у йәрдә өлди. ««Бағдики равақ йоли» билән» — яки «Бәйт-Һагганға баридиған йол билән».  2Тар. 22:7-9 28 Шуниң билән униң хизмәткарлири униң җәситини җәң һарвусиға селип, Йерусалимға елип берип, «Давутниң шәһири»дә ата-бовилириниң йениға өз қәбридә дәпнә қилди 29 (Аһабниң оғли Йорамниң сәлтәнитиниң он биринчи жилида Аһазия Йәһудаға падиша болған еди).
30 Йәһу әнди Йизрәәлгә кәлди, Йизәбәл шуни аңлап көзлиригә сүрмә сүрүп, чачлирини тарап, деризидин қарап туратти. 31 Йәһу дәрвазидин киргәндә у униңға: И Зимри, өз ғоҗаңниң қатили, һәммә иш течлиқму? — дәп сориди.«Зимри» — 44 жил илгири Исраил падиша Елаһдин йүз өрүп уни өлтүргән. «1Пад.» 16:9-20ни көрүң.  1Пад. 16:18
32 Йәһу бешини көтирип, деризигә қарап туруп: — Мән тәрәптә туридиған ким бар? дәп соривиди, икки-үч ағват деризидин униңға қариди.
33 У: Шу аялни төвәнгә ташлаңлар, дейишигила, улар уни төвәнгә ташлиди. Шуниң билән униң қени һәм тамға һәм атларға чечилди. У уни атлириға дәсситип үстидин өтүп кәтти.
34 Андин у өйгә кирип йәп-ичкәндин кейин: Бу ләнити аялниң җәситини тәкшүрүп, уни дәпнә қилиңлар. Чүнки немила болмисун у падишаниң мәликисидур, деди. 1Пад. 16:31 35 Лекин улар уни дәпнә қиливетәйли дәп беривиди, униң баш сүйиги, аяқлири вә қолиниң алқинидин башқа һеч йерини тапалмиди.
36 Улар йенип келип бу хәвәрни униңға дегәндә у: — Бу иш Пәрвәрдигар Өз қули Тишбилиқ Илияс арқилиқ ейтқан муну сөзиниң әмәлгә ашурулушидур: — «Иштлар Йизрәәлдики шу парчә йәрдә Йизәбәлниң гөшини йәйду. 1Пад. 21:23 37 Йизәбәлниң өлүги сиртта, Йизрәәлдики шу парчә йәрдә қиғдәк йейилип кетиду вә шуниң билән һеч ким: «У Йизәбәл екән» дейәлмәйду» — деди.
 
 

9:1 1Пад. 19:16

9:3 2Тар. 22:7

9:7 «Йизәбәлдин интиқам алай» — ибраний тилида «Йизәбәлниң қолидин интиқам алай».

9:8 «һәммә әркәкләр» — ибраний тилида: «тамға қарап сийидиған һәр бири» дәп ипадилиниду. «аҗиз яки мәйип болсун һәммисини» — башқа бир хил тәрҗимиси: «яки қул яки һөр болсун, һәммисини...».

9:8 1Пад. 21:21

9:9 1Пад. 14:10; 15:29; 16:3,11

9:10 «Йизрәәлдики шу парчә йәр» — Аһаб падиша Наботтин қәстләп таритивалған йәрни көрситиду. «1Пад.» 21:1-24ни көрүң.

9:10 1Пад. 21:23

9:11 «сәпсәтәлири» — яки пәқәт «гәплири».

9:15 2Пад. 8:29

9:21 «улар униң билән Йизрәәллик Наботниң етизлиғида учрашти» — «1Пад.» 21:1-24ни көрүң.

9:22 «бузуқчилиқ» — мошу йәрдә һәм зинахорлуқниң өзи һәм көчмә мәнидә бутпәрәсликни көрсәтсә керәк.

9:25 «...мундақ бир һөкүм-вәһийни ейтқан» — ибраний тилида «...мундақ бир жүкни салған». Адәттә «жүк» Худаниң һөкүми яки җазасини җакалайдиған вәһийи еди.

9:26 1Пад. 21:19

9:27 ««Бағдики равақ йоли» билән» — яки «Бәйт-Һагганға баридиған йол билән».

9:27 2Тар. 22:7-9

9:31 «Зимри» — 44 жил илгири Исраил падиша Елаһдин йүз өрүп уни өлтүргән. «1Пад.» 16:9-20ни көрүң.

9:31 1Пад. 16:18

9:34 1Пад. 16:31

9:36 1Пад. 21:23