22
Аһазия Йәһуда үстигә һөкүм сүриду
2Пад. 8:25-29; 9:27-29
1 Йерусалимда турувтқанлар Йәһорамниң кәнҗи оғли Аһазияни униң орниға падиша қилип тиклиди; чүнки Әрәбләр билән биллә баргаһқа бесип киргән қарақчилар Аһазияниң акилирини қоймай өлтүрүвәткән еди. Шуниң билән Йәһуда падишаси Йәһорамниң оғли Аһазия сәлтәнәт қилди. □«Әрәбләр билән биллә баргаһқа бесип киргән қарақчилар...» — мошу айәттики «баргаһ» бәлким Йәһудадикиләр Әрәбләр билән қаршилишқа тәйярлиниш үчүн далада тиккән һәрбий баргаһни көрситиду. Бәзи тәрҗиманлар «шәһәр» дәп тәрҗимә қилиду. 2 Аһазия тәхткә чиққан чеғида жигирмә икки яшта еди; у Йерусалимда бир жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Аталия болуп, Омриниң нәврә қизи еди. □«Аһазия тәхткә чиққан чеғида жигирмә икки яшта еди» — көп кона көчүрмиләрдә «...қириқ икки яшта еди» дейилиду. Бу қетим бәзи қедимки көчүрмиләр вә тәрҗимә нусқисиға вә «2Пад.» 8:26гә асасән «жигирмә икки яш» дәп тәрҗимә қилдуқ. 3 Аһазияму Аһаб җәмәтиниң йоллириға маңди; чүнки униң аниси уни рәзилликкә үндәйтти. 4 У Аһаб җәмәти қилғинидәк, Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди; чүнки униң атиси өлгәндин кейин Аһаб җәмәтидикиләр уни һалакәткә елип баридиған рәзил несиһәтләрни берәтти. 5 У уларниң нәсиһитигә әгишип, Исраил падишаси Аһабниң оғли Йәһорам билән бирликтә Гилеадтики Рамотқа берип Сурийә падишаси Һазаәл билән соқушти; шу чағда Сурийләр Йәһорамни зәхимләндүрди. 6 Андин Йәһорам Рамаһда Сурийә падишаси билән соқушқан чағдики җараһәтлирини давалитиш үчүн Йизрәәлгә қайтти. Андин Йәһорамниң оғли Йәһуда падишаси Азария Аһабниң оғли Йәһорамниң кесәл болуп қалғанлиғи сәвәвидин уни йоқлиғили Йизрәәлгә барди. 7 Һалбуки, Аһазияниң Йәһорамни йоқлиғили барғини дәл өзини һалакәткә елип баридиған, Худа бекиткән иш еди. Чүнки у барғандин кейин Йәһорам билән бирликтә Нимшиниң оғли Йәһуға қарши соқушушқа чиқти. Мошу Йәһу әслидә Пәрвәрдигар тәрипидин Аһабниң җәмәтини йоқитиш үчүн мәсиһ қилинған еди. 8 Вә шундақ болдики, Йәһу Худа бекиткән һөкүмни Аһаб җәмәтиниң үстигә жүргүзгән вақтида, у Йәһудадики әмәлдарларни вә Аһазияниң хизмитидә болған қериндашлириниң оғуллирини учритип, уларни қоймай өлтүрүвәтти. 9 Йәһу Аһазияниму издиди; кишиләр уни тутувалди (у Самарийәгә йошурунувалған еди). Улар уни Йәһуниң алдиға апирип өлтүрди. Улар уни дәпнә қилди, чүнки кишиләр: «Бу дегән Пәрвәрдигарни чин көңлидин издигән Йәһошафатниң нәврисидур» дегән еди. Аһазияниң җәмәтидә падишалиқни қолиға алғидәк бирәр адәм қалмиди.
Ханиш Аталия Йәһуда үстидин һөкүм сүриду
2Пад. 11:1-3
10 Әнди Аһазияниң аниси Аталия оғлиниң өлгинини көргәндә, Йәһуда җәмәтидики барлиқ шаһ нәслини өлтүрүшкә қозғалди. 11 Лекин падишаниң қизи Йәһошебият өлтүрүлүш алдида турған падишаниң оғуллириниң арисидин Аһазияниң оғли Йоашни оғрилиқчә елип чиқип, уни вә иник анисини ястуқ-кирлик амбириға йошуруп қойди. Шундақ қилип падиша Йәһорамниң қизи, (йәни Аһазияниң сиңлиси), баш каһин Йәһуяданиң хотуни Йәһошебият Йоашни Аталия өлтүрүвәтмисун дәп Аталиядин йошуруп қойди. □«Йәһошебият» — яки «Йәһошеба». 12 Андин кейин Йоаш улар билән Пәрвәрдигарниң өйидә алтә жил йошурунуп турди; у чағда Аталия Йәһуда зиминида сәлтәнәт қилатти.
□22:1 «Әрәбләр билән биллә баргаһқа бесип киргән қарақчилар...» — мошу айәттики «баргаһ» бәлким Йәһудадикиләр Әрәбләр билән қаршилишқа тәйярлиниш үчүн далада тиккән һәрбий баргаһни көрситиду. Бәзи тәрҗиманлар «шәһәр» дәп тәрҗимә қилиду.
□22:2 «Аһазия тәхткә чиққан чеғида жигирмә икки яшта еди» — көп кона көчүрмиләрдә «...қириқ икки яшта еди» дейилиду. Бу қетим бәзи қедимки көчүрмиләр вә тәрҗимә нусқисиға вә «2Пад.» 8:26гә асасән «жигирмә икки яш» дәп тәрҗимә қилдуқ.
□22:11 «Йәһошебият» — яки «Йәһошеба».