23
Йәттинчи жили, Йәһояда җасарәткә келип, Йәроһамниң оғли Азария, Йәһоһананниң оғли Исмаил, Обәдниң оғли Азария, Адаяниң оғли Маасеяһ вә Зикриниң оғли Әлишафат қатарлиқ бир қанчә йүз бешини чақирип улар билән әһдә түзди. «Йәһояда җасарәткә келип...» — яки «Йәһояда өзини күчләндүрүп...»  2Пад. 11:4-20 Улар Йәһуда зиминини арилап, Йәһудадики һәр қайси шәһәрләрдин Лавийларни вә Исраилдики чоң йолбашчиларни жиғди; улар Йерусалимға келишти. Пүткүл җамаәт Худаниң өйидә падиша билән әһдиләшти. Йәһояда уларға: — Падишаһниң оғли Пәрвәрдигарниң Давутниң әвлатлири тоғрилиқ вәдә қилғинидәк чоқум сәлтәнәт қилиду. Мана силәр қилишиңлар керәк болған иш шуки: — Шабат күнидә пасибанлиқ нөвити кәлгән каһинлар билән Лавийларниң үчтин бири һәр қайси дәрвазиларни муһапизәт қилсун; үчтин бири падиша ордисини, үчтин бири «Һул дәрвазиси»ни муһапизәт қилсун; башқиларниң һәммиси Пәрвәрдигар өйиниң һойлилирида болсун. Лекин каһинлар һәм вәзипә өтәйдиған Лавийлардин бөләк һеч кимни Пәрвәрдигарниң өйигә киргүзмисун (каһин-лавийлар пак-муқәддәс дәп һесапланғачқа киришигә болиду). Башқа хәлиқниң һәр бири Пәрвәрдигар өзигә бекиткән җайларни күзәт қилсун. Лавийларниң һәр бири қолиға қураллирини елип падишани орап турсун; өз мәйличә муқәддәс өйгә киришкә урунған һәр ким өлтүрүлсун; силәр падиша кирип-чиқип жүргинидә униң йенидин айрилмаңлар, — деди.Вәһ. 14:1, 4, 5
Лавийлар билән Йәһудаларниң һәммиси каһин Йәһояданиң барлиқ тапилиғанлирини беҗа кәлтүрүшти. Лавийларниң һәр бири шабат күни нөвәтчиликкә киргән вә нөвәтчиликтин чүшкәнләрни өз йенида қалдуруп қалди; чүнки каһин Йәһояда һеч кимни нөвәтчиликтин чүшүшкә қоймиди. Андин Йәһояда каһин Давут падишаниң Пәрвәрдигарниң өйидә сақлақлиқ нәйзә вә қалқан-сипарлирини йүз бешиларға тарқитип бәрди. 10 У йәнә көпчиликни, һәр бири қолиға өз нәйзисини тутқан һалда, ибадәтханиниң оң тәрипидин тартип сол тәрипигичә, қурбангаһ билән ибадәтханини бойлап падишаниң әтрапида турғузди. 11 Андин улар шаһзадини елип чиқип, униң бешиға таҗни кийгүзүп, униңға гуванамиләрни берип, уни падиша қилди; Йәһояда вә униң оғуллири хушбуй май билән уни мәсиһ қилди вә «Падиша яшисун!» дәп товлашти.
12 Аталия хәлиқләрниң чепишип жүргәнлигини вә падишани тәрипләватқанлиғини аңлап, Пәрвәрдигарниң өйигә кирип, көпчиликниң арисиға кәлди. 13 У қариса, мана падиша өйниң дәрвазисида, түврүкниң йенида туратти; падишаниң йенида әмәлдарлар билән канайчилар тизилған еди, барлиқ жутниң хәлқи шатлинип канай челишатти, нәғмичиләр һәр хил сазларни челип, җамаәтни башлап мәдһийә оқутувататти. Буни көргән Аталия кийимлирини житип: — Асийлиқ, асийлиқ! — дәп вақирди.
14 Амма Йәһояда каһин қошунға мәсъул болған йүз бешиларни чақиртип уларға: — Уни сәплириңлар оттурисидин сиртқа чиқириветиңлар; кимдәким униңға әгәшсә қиличлансун, дәп буйруди. Чүнки каһин: — Уни Пәрвәрдигарниң өйи ичидә өлтүрмәңлар, дәп ейтқан еди.
15 Шуниң билән улар униңға йол бошитип бәрди; у ординиң «Ат дәрвазиси» билән падишаниң ордисиға киргәндә ләшкәрләр уни шу йәрдә өлтүрди.«...униңға йол бошитип бәрди» — буниң башқа бир хил тәрҗимиси: «уни қолға алди».
16 Йәһояда, пүткүл җамаәт вә падиша бирликтә: «Пәрвәрдигарниң хәлқи болайли» дегән бир әһдини түзүшти. 17 Андин барлиқ хәлиқ Баалниң бутханисиға берип уни бузуп ташлиди; униң қурбангаһлири билән мәбудлирини чеқип парә-парә қилип, Баалниң каһини Маттанни қурбангаһларниң алдида өлтүрди.
18 Андин кейин Йәһояда каһин Пәрвәрдигарниң өйидики барлиқ мәсъулийәтләрни Лавий қәбилисиниң каһинлириниң қолиға тапшурди. Каһинларни болса, әслидә Пәрвәрдигарниң өй ишлириға нөвәт билән қарашқа, Пәрвәрдигарға атап көйдүрмә қурбанлиқ сунушқа Давут тайинлиған еди. Улар қурбанлиқларни Давутниң көрсәтмилири бойичә, хошал-хурамлиқ ичидә нәғмә-нава оқуған һалда Мусаға тапшурулған Тәврат-қанунида пүтүлгинидәк сунушқа мәсъул еди. 19 Йәһояда йәнә Пәрвәрдигар өйиниң һәр қайси дәрвазилириға дәрвазивәнләрни тайинлидики, һәр қандақ ишлардин напак қилинған адәмләр киргүзүлмәйтти. 20 У йәнә йүз бешилири, ақсүнәкләр, хәлиқ ичидики йолбашчилар вә жутниң һәммә хәлқини башлап келип, падишани Пәрвәрдигар өйидин елип чүшүп, «Жуқириқи дәрваза» арқилиқ ордиға әкирип, падишалиқ тәхтигә олтарғузди.
21 Жутниң барлиқ хәлқи шатлинатти; улар Аталияни қиличлап өлтүргәндин кейин, шәһәр тинич болуп қалди.
 
 

23:1 «Йәһояда җасарәткә келип...» — яки «Йәһояда өзини күчләндүрүп...»

23:1 2Пад. 11:4-20

23:7 Вәһ. 14:1, 4, 5

23:15 «...униңға йол бошитип бәрди» — буниң башқа бир хил тәрҗимиси: «уни қолға алди».