9
Худаниң әлләрни Қанаан зиминидин һайдишиниң сәвәви
1-2 Аңла, и Исраил! Сән бүгүн өзүңдин чоң вә күчлүк әлләргә егә болуш үчүн, сепиллири асманға тақишидиған чоң шәһәрләрни егиләш үчүн, Анакийларни қоғлап чиқириш үчүн Иордан дәриясидин өтисән (сән уларни билисән, улар тоғрилиқ «ким Анакийлар алдида туралисун!» дәп аңлиғансән). Чөл. 13:32,33 Сән бүгүнки күндә шуни билип қойғинки, сениң алдиңда маңғучи Пәрвәрдигар Худайиңниң Өзидур, У ялмап жутқучи оттур; у мошу әлләрни һалак қилиду, алдиңда уларни тездин жиқитиду; сән уларниң тәвәлигини егиләп, Пәрвәрдигар саңа ейтқандәк уларни тездин йоқитисән. Қан. 4:24; Ибр. 12:29 Пәрвәрдигар уларни алдиңдин һайдиғандә сән көңлүңдә: «Һәққанийлиғим сәвәвидин Пәрвәрдигар мени зиминни егиләш үчүн униңға йетәкләп кирди» демигин; бәлки шу әлләрниң рәзиллиги түпәйлидин Пәрвәрдигар сениң алдиңда уларни тәәллуқатидин мәһрум қилиду. Сән уларниң зиминиға кирип уни егилишиң сениң һәққаний болғанлиғиңдин яки көңлүңниң дуруслуғидин әмәс, бәлки бу әлләрниң рәзиллигидин вә Пәрвәрдигар ата-бовилириң Ибраһим, Исһақ вә Яқупқа қәсәм қилған сөзигә әмәл қилиш үчүнму Пәрвәрдигар Худайиң уларни сениң алдиңда тәәллуқатидин мәһрум қилиду. Яр. 12:7; 13:15; 15:7; 17:8; 26:4; 28:13 Әнди шуни билип қойғинки, Пәрвәрдигар Худайиң бу яхши зиминни саңа мирас қилғини сениң һәққанийлиғиңдин әмәс, чүнки сән әсли бойни қаттиқ бир хәлиқсән.
 
Исраилниң җаһиллиғи
Әнди сениң чөл-баяванда Пәрвәрдигар Худайиңни қандақ ғәзәпләндүргәнлигиңни есиңдә тутқин — Уни унтума. Сән Мисир зиминидин чиққан күндин бери таки бу йәргә кәлгичә Пәрвәрдигарға асийлиқ қилип кәлдиң. Мис. 14:11; 16:2; 17:2; Чөл. 11:4 Силәр Һорәб теғида Пәрвәрдигарни ғәзәпләндүргән вә Пәрвәрдигар силәргә аччиқлинип, силәрни һалак қилмақчи болди. Мис. 32:4; Зәб. 105:19-21 Шу чағда мән таш тахтайларни, йәни Пәрвәрдигар силәр билән түзгән әһдә тахтайлирини тапшурувелиш үчүн таққа чиққан едим; мән тағда қириқ кечә-күндүз турдум (мән нә тамақ йемидим, нә су ичмидим);Мис. 24:18; 34:28 10 Шуниң билән Пәрвәрдигар маңа Өз бармиғи билән пүткән икки тахтайни тапшурди; уларда Пәрвәрдигар тағда от ичидә силәргә сөзлигән чағда, җамаәт жиғилған күни ейтқан барлиқ сөзләр пүтүлгән еди. «Өз бармиғи билән пүткән...» — ибраний тилида «Худаниң бармиғи билән пүткән».  Мис. 31:18 11 Вә шундақ болдики, қириқ кечә-күндүз өтүп, Пәрвәрдигар маңа икки таш тахтай, йәни әһдә тахтайлирини бәрди. 12 Вә Пәрвәрдигар маңа: «Орнуңдин турғин, мошу йәрдин чүшкин; чүнки сән Мисирдин чиқарған хәлқиң өзлирини булғиди; улар тезла Мән уларға тапилиған йолдин чәтнәп өзлиригә қуйма бир бутни ясиди» деди. 13 Пәрвәрдигар маңа сөз қилип: «Мән бу хәлиқни көрүп йәттим; мана, у бойни қаттиқ бир хәлиқтур. Мис. 32:9; 33:3; 34:9; Қан. 10:16; 31:27; 2Пад. 17:14 14 Мени тосма, Мән уларни йоқитимән, уларниң намини асманниң тегидин өчүрүветимән вә шундақ қилип, сени улардин чоң вә улуқ бир хәлиқ қилимән» — деди.Мис. 32:10; Зәб. 105:23
15 Мән бурулуп, тағдин чүштүм; тағ болса от билән ялқунлавататти; икки әһдә тахтийи икки қолумда еди. 16 Мән көрдүм, мана силәр Пәрвәрдигар Худайиңлар алдида гуна қилипсиләр; силәр өзүңлар үчүн қуйма бир мозайни ясапсиләр; силәр тезла Пәрвәрдигар силәргә тапилиған йолдин чәтнәп кетипсиләр. 17 Мән икки тахтайни икки қолумға елип, чөрүп ташлап, уларни көз алдиңларда чеқивәттим. 18 Силәр Пәрвәрдигарни ғәзәпләндүрүп барлиқ өткүзгән гунайиңлар, йәни Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилғиниңлар үчүн, йәнә авалқидәк Пәрвәрдигар алдида жиқилип, қириқ кечә-күндүз дүм яттим (мән һеч нәрсә йемидим, су ичмидим) «мән һеч нәрсә йемидим...» — ибраний тилида «мән һеч нанни йемидим...». 19 чүнки мән Пәрвәрдигарниң силәрни йоқитидиған қаттиқ ғәзиви һәм қәһридин қорқтум. Пәрвәрдигар шу чағдиму мениң тилигимни аңлиди. 20 Пәрвәрдигар Һарундин ғәзәплинип, униму йоқатмақчи болди; мән Һарун үчүнму дуа қилдим. 21 Мән силәрниң гунайиңларни, йәни ясиған мозайни елип уни отта көйдүрдүм вә уни янчип кукум-талқан қилип езивәттим; униң тописини елип тағдин чүшидиған ериқ сүйигә чечивәттим Мис. 32:20 22 (силәр йәнә Табәраһ, Массаһ, Киброт-Һаттаваһдиму Пәрвәрдигарни ғәзәпләндүрдүңлар. Мис. 17:7; Чөл. 11:1,4,34 23 Пәрвәрдигар силәрни Қадәш-Барнеадин Қанаанға маңдурмақчи болуп силәргә: «Чиқип, Мән силәргә тәқдим қилған зиминни егиләңлар» — дегәндиму, силәр Униң сөзигә қарши чиқип асийлиқ қилдиңлар, нә Униңға ишәнмидиңлар, нә авазиға һеч қулақ салмидиңлар. «Униң сөзигә қарши чиқип...» — ибраний тилида: «Униң авазиға қарши чиқип...».  Чөл. 13:3; 14:1 24 Мән силәрни тонуған күндин тартип силәр Пәрвәрдигар Худайиңларға асийлиқ қилип кәлдиңлар).
25 Шуниң билән мән әшу чағда Пәрвәрдигар алдида өзүмни йәргә етип йәнә қириқ кечә-күндүз дүм яттим; дәрвәқә дүм яттим; чүнки Пәрвәрдигар силәргә қарап «уларни йоқитимән» дегән еди. 26 Шуңа мән Пәрвәрдигарға дуа қилип: «И Рәб Пәрвәрдигар, Сән Өз улуқлуғуң арқилиқ Өзүң үчүн һөрлүк бәдили төләп сетивалған, Мисирдин күчлүк қолуң билән чиқарған Өз хәлқиң болған мирасиңни йоқатмиғайсән; «Өз хәлқиң болған мирасиң» — «Худаниң мираси» мошу йәрдә Өз хәлқини көрситиду. Мәсилән, «Мис.» 34:9ни көрүң.  Мис. 32:11; Чөл. 14:13 27 Өз қуллириң Ибраһим, Исһақ вә Яқупни есиңдә тутқайсән; бу хәлиқниң башбаштақлиғиға, уларниң рәзиллиги яки гунайиға қаримиғайсән; 28 болмиса, сән бизни елип чиққан шу зиминдикиләр: «Пәрвәрдигар бу хәлиқни уларға вәдә қилған зиминни егиләшкә елип кирәлмәйдиғанлиғи үчүн вә уларға нәпрәтләнгини түпәйлидин уларни чөл-баяванда йоқитишқа Мисирдин чиқарди» — дәйду.Мис. 32:12; Чөл. 14:16
29 Қандақла болмисун, улар зор күчүң вә узартилған билигиң билән Мисирдин чиқарған хәлқиң вә сениң мирасиңдур» — дедим.
 
 

9:1-2 Чөл. 13:32,33

9:3 Қан. 4:24; Ибр. 12:29

9:5 Яр. 12:7; 13:15; 15:7; 17:8; 26:4; 28:13

9:7 Мис. 14:11; 16:2; 17:2; Чөл. 11:4

9:8 Мис. 32:4; Зәб. 105:19-21

9:9 Мис. 24:18; 34:28

9:10 «Өз бармиғи билән пүткән...» — ибраний тилида «Худаниң бармиғи билән пүткән».

9:10 Мис. 31:18

9:13 Мис. 32:9; 33:3; 34:9; Қан. 10:16; 31:27; 2Пад. 17:14

9:14 Мис. 32:10; Зәб. 105:23

9:18 «мән һеч нәрсә йемидим...» — ибраний тилида «мән һеч нанни йемидим...».

9:21 Мис. 32:20

9:22 Мис. 17:7; Чөл. 11:1,4,34

9:23 «Униң сөзигә қарши чиқип...» — ибраний тилида: «Униң авазиға қарши чиқип...».

9:23 Чөл. 13:3; 14:1

9:26 «Өз хәлқиң болған мирасиң» — «Худаниң мираси» мошу йәрдә Өз хәлқини көрситиду. Мәсилән, «Мис.» 34:9ни көрүң.

9:26 Мис. 32:11; Чөл. 14:13

9:28 Мис. 32:12; Чөл. 14:16