37
Елихуниң төртинчи баяниниң давами — Худаниң карамәт әмәллирини көрсәткәнлирини аян қилиш •••• Қара қуюнниң йеқинлишиши
Шундақ, жүригимму буни аңлап тәвринип кетиватиду,
Жүригим қепидин чиқип кетәй, деди.
Мана аңлиғина! Униң һөкиригән авазини,
Униң ағзидин чиқиватқан гүлдүрмама авазини аңла!«Униң ағзидин чиқиватқан гүлдүрмама авази» — ибраний тилида «Униң ағзидин чиқиватқан ғурқирашлири» яки «Униң ағзидин чиқиватқан гүргирәшлири».  Зәб. 28:3-4
У авазини асман астидики пүткүл йәргә,
Чақмиқини йәрниң қәригичә йәткүзиду.
Чақмақтин кейин бир аваз һөкирәйду;
Өз һәйвитиниң авази билән у гүлдүрләйду,
Авази аңлиниши биләнла һеч аянмай чақмақлириниму қоюветиду.
Тәңри авази билән карамәт гүлдүрләйду,
Биз чүшинәлмәйдиған нурғун қалтис ишларни қилиду.Аюп 5:9; 9:10; 36:26
Чүнки у қарға: «Йәргә яғ!»,
Һәм һөл-йеғинға: «Күчлүк ямғур бол!» дәйду.Зәб. 147:5
У барлиқ инсанни өзиниң яратқанлиғини билсун дәп,
Һәммә адәмниң қолини булар билән тосуп қойиду;«У һәммә адәмниң қолини булар билән тосуп қойиду» — қар яки қаттиқ ямғур яғса, адәмләр хизмәт қилишқа сиртқа чиқалмайду, явайи һайванларму чиқалмайду. Биз бу аддий иштин савақ елишимиз керәк. Биз «Һәммигә Қадир» әмәсмиз, қолимиз һәм билимимиз чәклик, Худаниң зор күч-қудрити алдида кәмтәрләшкинимиз түзүк.
Явайи һайванлар өз угисиға кирип кетиду,
Өз қоналғусида турғузулиду.
Боран-чапқун коһиқаптин келиду,
Һәм соғ-зимистан таратқучи шамаллардин келиду.«таратқучи шамаллар...» — бу сөз бәлким мәлум бир шамалниң мәхсус аталғуси болуши керәк. Башқа бир хил тәрҗимиси «Соғ-зимистан шималдин келиду».
10 Тәңриниң нәпәси билән муз һасил болиду;
Бепаян сулар қетип қалиду.Аюп 38:29, 30; Зәб. 147:6, 7
11 У йәнә қоюқ булутларға мол нәмлик жүкләйду,
У чақмақ көтиридиған булутни кәң йейип қойиду.
12 Улар пүткүл йәр-зимин йүзидә У буйруған ишни иҗра қилиш үчүн,
Униң йолйоруқлири билән һәряққа бурулиду.
13 Яки тәрбийә тайиғи болуши үчүн,
Яки Өз дунияси үчүн,
Яки Өз рәһимдиллигини көрситиш үчүн У булутлирини кәлтүриду.«Яки тәрбийә тайиғи болуши үчүн, яки Өз дунияси үчүн, яки Өз рәһимдиллигини көрситиш үчүн у булутлирини кәлтүриду» — Елихуниң «яки Өз дунияси үчүн» дегән бу ибариси сәл сирлиқ. Яғидиған ямғурниң «тәрбийә тайиғи болуши үчүн» яки «Өз рәһимдиллиғини көрситиш үчүн» дегәнниң мәнилири ениқ, бирақ «Өз дунияси үчүн» немини көриситду? Худаниң мәхсәтлири авалқи биринчиси һәм иккинчисидә инсанларға мәркәзләшкән болуп, Худаниң «Өз дунияси үчүн» дегән мәхситини униң Өз дуниясидин һозур елиши үчүн десәк боламду-болмамду? Худаниң һәр бир қилидиған Иши инсанлар үчүнла болуши керәкму? — кейинки бабларда Худаниң инсанлар билән беваситә мунасивити йоқ бир қанчә ишлири тилға елиниду. Мундақ ишларниң алаһидилиги тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ сөзләймиз.  Мис. 9:18,23; 1Сам. 12:18,19; Әзра 10:9; Аюп 36:31
14 И Аюп, буни аңлап қой,
Тәңриниң карамәт әмәллирини тонуп йетип шүк тур.«И Аюп, буни аңлап қой, Тәңриниң карамәт әмәллирини тонуп йетип шүк тур» — бәлким у Аюпни уларниң үстидики боран-чапқунниң карамәтлирини байқашқа үндәйду.
15 Тәңриниң булутларни қандақ сәптә турғузғанлиғини биләмсән?
Униң булутиниң чақмиқини қандақ чақтуридиғанлиғиниму биләмсән?
16 Булутларниң қандақ қилип бошлуқта муәлләқ туридиғанлиғини,
Билими мукәммәл Болғучиниң карамәтлирини биләмсән?
17 Һәй, Униң қандақ қилип йәр-зиминни җәнупдики шамал билән тиничландуруп,
Сени кийим-кечигиңниң оттәк исситқинини биләмсән?
18 Сән Униңға һәмраһ болуп асманни худди қуюп чиқарған әйнәктәк,
Мустәһкәм қилип яйғанмидиң?!Яр. 1:6
19 Униңға немини дейишимиз керәклигини бизгә үгитип қойғин!
Қараңғулуғимиз түпәйлидин биз дәвайимизни җайида сәпкә қоялмаймиз.
20 Униңға «Мениң Саңа гепим бар» дейиш яхшиму?
Ундақ дегүчи адәм жутулмай қалмайду!
21-23 Әнди шамаллар келип булутларни тарқитиветиду,
Бирақ булутлар арисидики қуяш нуриға адәмләр беваситә қарап туралмайду.
Қуяшниң алтун рәңги шимал тәрәптинму пәйда болиду;
Тәңриниң һозурида дәһшәтлик һәйвәт бардур.
Һәммигә Қадирни болса, биз Уни мөлчәрләлмәймиз;
Қудрити қалтистур, Униң адалити улуқ, һәққанийлиғи чоңқур,
Шуңа У адәмләргә зулум қилмайду.«Әнди шамаллар келип булутларни тарқитиветиду, бирақ булутлар арисидики қуяш нуриға адәмләр беваситә қарап туралмайду» — Елихуниң бу сөзиму сирлиқ. Тәрҗимә қилиш тәс болғини билән, шәрһимизчә у Аюпниң әһвалини һазирқи бу булутлуқ, тутуқ (боран-чапқунлуқ) күнгә охшатмақчи болса керәк. Худа булутларни тарқитип туюқсиз көрүнсә, Аюп қуяшқа беваситә қаралмиғанға охшаш униңғиму қаралмайтти, демәкчи. Бирақ Худаниң һәйвити, көркәмлиги һәммә тәрәптин, һәтта шимал тәрипидин пәйда болиду, дәйду. Елихуниң баяниниң башқа хил мәнилириму бар болуши мүмкин.  Аюп 9:4; 12:13, 16; 36:5; Зәб. 92:1; 98:4
24  Шуңа адәмләр Униңдин қорқиду;
Көңлидә өзини дана чағлайдиғанларға У һеч етивар қилмайду».«Шуңа адәмләр Униңдин қорқиду; көңлидә өзини дана чағлайдиғанларға У һеч етивар қилмайду» — башқа икки хил тәрҗимисиму бар: — «Шуңа адәмләр Униңдин қорқиду; У көңлидә даналиқ барларға етивар қиламду?» вә яки «Шуңа, адәмләр, Униңдин қорқуңлар! Шүбһисизки, көңлидә даналиқ барлар Униңдин әйминиду!».
 
 

37:2 «Униң ағзидин чиқиватқан гүлдүрмама авази» — ибраний тилида «Униң ағзидин чиқиватқан ғурқирашлири» яки «Униң ағзидин чиқиватқан гүргирәшлири».

37:2 Зәб. 28:3-4

37:5 Аюп 5:9; 9:10; 36:26

37:6 Зәб. 147:5

37:7 «У һәммә адәмниң қолини булар билән тосуп қойиду» — қар яки қаттиқ ямғур яғса, адәмләр хизмәт қилишқа сиртқа чиқалмайду, явайи һайванларму чиқалмайду. Биз бу аддий иштин савақ елишимиз керәк. Биз «Һәммигә Қадир» әмәсмиз, қолимиз һәм билимимиз чәклик, Худаниң зор күч-қудрити алдида кәмтәрләшкинимиз түзүк.

37:9 «таратқучи шамаллар...» — бу сөз бәлким мәлум бир шамалниң мәхсус аталғуси болуши керәк. Башқа бир хил тәрҗимиси «Соғ-зимистан шималдин келиду».

37:10 Аюп 38:29, 30; Зәб. 147:6, 7

37:13 «Яки тәрбийә тайиғи болуши үчүн, яки Өз дунияси үчүн, яки Өз рәһимдиллигини көрситиш үчүн у булутлирини кәлтүриду» — Елихуниң «яки Өз дунияси үчүн» дегән бу ибариси сәл сирлиқ. Яғидиған ямғурниң «тәрбийә тайиғи болуши үчүн» яки «Өз рәһимдиллиғини көрситиш үчүн» дегәнниң мәнилири ениқ, бирақ «Өз дунияси үчүн» немини көриситду? Худаниң мәхсәтлири авалқи биринчиси һәм иккинчисидә инсанларға мәркәзләшкән болуп, Худаниң «Өз дунияси үчүн» дегән мәхситини униң Өз дуниясидин һозур елиши үчүн десәк боламду-болмамду? Худаниң һәр бир қилидиған Иши инсанлар үчүнла болуши керәкму? — кейинки бабларда Худаниң инсанлар билән беваситә мунасивити йоқ бир қанчә ишлири тилға елиниду. Мундақ ишларниң алаһидилиги тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ сөзләймиз.

37:13 Мис. 9:18,23; 1Сам. 12:18,19; Әзра 10:9; Аюп 36:31

37:14 «И Аюп, буни аңлап қой, Тәңриниң карамәт әмәллирини тонуп йетип шүк тур» — бәлким у Аюпни уларниң үстидики боран-чапқунниң карамәтлирини байқашқа үндәйду.

37:18 Яр. 1:6

37:21-23 «Әнди шамаллар келип булутларни тарқитиветиду, бирақ булутлар арисидики қуяш нуриға адәмләр беваситә қарап туралмайду» — Елихуниң бу сөзиму сирлиқ. Тәрҗимә қилиш тәс болғини билән, шәрһимизчә у Аюпниң әһвалини һазирқи бу булутлуқ, тутуқ (боран-чапқунлуқ) күнгә охшатмақчи болса керәк. Худа булутларни тарқитип туюқсиз көрүнсә, Аюп қуяшқа беваситә қаралмиғанға охшаш униңғиму қаралмайтти, демәкчи. Бирақ Худаниң һәйвити, көркәмлиги һәммә тәрәптин, һәтта шимал тәрипидин пәйда болиду, дәйду. Елихуниң баяниниң башқа хил мәнилириму бар болуши мүмкин.

37:21-23 Аюп 9:4; 12:13, 16; 36:5; Зәб. 92:1; 98:4

37:24 «Шуңа адәмләр Униңдин қорқиду; көңлидә өзини дана чағлайдиғанларға У һеч етивар қилмайду» — башқа икки хил тәрҗимисиму бар: — «Шуңа адәмләр Униңдин қорқиду; У көңлидә даналиқ барларға етивар қиламду?» вә яки «Шуңа, адәмләр, Униңдин қорқуңлар! Шүбһисизки, көңлидә даналиқ барлар Униңдин әйминиду!».