92
92-күй •••• Пәрвәрдигар қудрәтлик һөкүмрандур
1 Пәрвәрдигар һөкүм сүриду!
У һәйвәтни кийим қилип кийгән;
Пәрвәрдигар кийингән,
У белини қудрәт билән бағлиған;
Бәрһәқ, шуңа дуния мәзмут қилинған,
У тәврәнмәс әсла.
2 Сениң тәхтиң қедимдила бәрпа қилинған;
Сән әзәлдин бар болғучисән!
3 Кәлкүн-ташқинлар өз садасини көтәрди, и Пәрвәрдигар,
Кәлкүн-ташқинлар өз садасини көтәрди!
Кәлкүн-ташқинлар күчлүк долқунлирини жуқури көтәрди!
4 Көп суларниң шавқунлиридин,
Деңиз-океандики қудрәтлик долқунлардин,
Үстүн турған Пәрвәрдигар қудрәтликтур! ◼«Деңиз-океандики қудрәтлик долқунлар» — «долқунлар» ибраний тилида «чеқивәткүчиләр».
5 Сениң агаһ-гувалиқлириң немидегән ишәшлик-һә!
Заман ахириғичә, и Пәрвәрдигар,
Өйүңгә пак-муқәддәслик әбәдил-әбәт равадур.