12
Самуил пүткүл Исраилға: — Мана, мән силәрниң барлиқ ейтқан сөзлириңларни аңлап үстүңларға бир падиша қойдум; «мән силәрниң барлиқ ейтқан сөзлириңларни аңлап үстүңларға бир падиша қойдум» — ибраний тилида: «мән силәрниң ейтқан сөзлириңларниң һәммисидә авазиңларға қулақ селип бир падиша қойдум» дейилиду. Мана әнди падиша силәрниң алдиңларда жүрмәктә, мән болсам қерип бешим ақарди; мана, мениң оғуллиримму араңларда туриду. Яшлиғимдин тартип бу күнгичә силәрниң алдиңларда меңип кәлдим.«мана, мениң оғуллиримму араңларда туриду» — Самуилниң дегининиң мәнаси, шүбһисизки: «Өзүм қери; мениң оғуллирим өз гуналириға өзлири мәсъул — силәр уларни қандақ бир тәрәп қилсаңлар өз ихтияриңлар. Мән өзүм силәрниң алдиңларда гунакар әмәсмән» дегәндәк.
Мана бу йәрдә туруптимән. Пәрвәрдигарниң алдида вә униң мәсиһ қилинғининиң алдида маңа әрзиңлар болса дәвериңлар; кимниң уйини тартивалдим? Кимниң ешигини тартивалдим? Кимниң һәққини йедим? Кимгә зулум қилдим? Яки мән көзүмни кор қилиш үчүн кимдин пара алдим? Шундақ болса дәңлар, вә мән уни силәргә төләп беримән, деди.
Улар җавап берип: — Сән бизниң һәққимизни йемидиң, һеч кимгә зулум қилмидиң вә һеч кишиниң қолидин бирәр нәрсиниму еливалмидиң, деди.
У уларға: — Мәндә һеч һәққиңлар қалмиғанлиғиға Пәрвәрдигар силәргә гува болуп вә униң мәсиһ қилғини һәм бүгүн гувачи болсун, девиди, улар: — У гувадур, деди.
Самуил хәлиққә мундақ деди: «Муса билән Һарунни тикләп ата-бовилириңларни Мисир зиминидин чиқарғучи болса Пәрвәрдигардур. Әнди орнуңлардин туруңлар, мән Пәрвәрдигарниң алдида Пәрвәрдигарниң силәргә вә ата-бовилириңларға жүргүзгән һәққаний әмәллирини силәрниң алдиңларға қоюшқа сөз қилай.
Яқуп Мисирға киргәндин кейин ата-бовилириңлар Пәрвәрдигарға пәряд қилғанда, Пәрвәрдигар Муса билән Һарунни әвәтти. Улар ата-бовилириңларни Мисирдин чиқирип бу йәрдә олтирақлаштурди. «Яқуп Мисирға киргәндин кейин...» — «Яқуп» мошу йәрдә Яқупниң әвлатлири, йәни Исраилни көрситиду.  Яр. 46:5; Мис. 2:23; Мис. 3:10. Амма улар өз Худаси Пәрвәрдигарни унтуди; шуңа у уларни Һазорниң қошунидики сәрдар Сисераниң қолиға, Филистийләрниң қолиға һәм Моабниң падишасиниң қолиға тапшуруп бәрди; булар улар билән җәң қилишти. Һак. 4:2; Һак. 10:7; Һак. 3:12. 10  Шуниң билән улар Пәрвәрдигарға пәряд қилип: «Биз гуна қилип Пәрвәрдигарни ташлап Бааллар вә Аштаротларниң ибадитидә болдуқ; амма әнди бизни дүшмәнлиримизниң қолидин қутқузғин, биз саңа ибадәт қилимиз» деди. «Пәрвәрдигарни ташлап Бааллар вә Аштаротларниң ибадитидә болдуқ» — «Бааллар» вә «Аштаротлар» икки хил бутларни көрситиду. 11  Вә Пәрвәрдигар Йәруббаал, Бедан, Йәфтаһ вә Самуилни әвәтип, әтрапиңлардики дүшмәнлириңларниң қолидин силәрни қутқузди, шуниң билән теч-аман туруватқан едиңлар.«Пәрвәрдигар Йәруббаал, Бедан, Йәфтаһ вә Самуилни әвәтип...» — «Бедан» бәлким Баракни көрситиду («Һак.» 4-бапни көрүң).  Һак. 6:14; 10:3; 11:15.
12  Лекин Худайиңлар Пәрвәрдигар Өзи падишасиңлар болсиму, Аммонниң падишаси Наһашниң силәргә қарши қопқинини көргиниңларда силәр: Яқ! Бир падиша үстимизгә сәлтәнәт қилсун дәп маңа ейттиңлар. 1Сам. 8:5, 19. 13  Әнди силәр халап таллиған, силәр тилигән падишаға қараңлар; мана, Пәрвәрдигар силәрниң үстүңларға бир падиша қойди.1Сам. 10:19.
14  Әгәр силәр Пәрвәрдигардин қорқуп, униң қуллуғида болуп, Униң авазиға қулақлириңларни селип, Униң әмригә асийлиқ қилмисаңлар, силәр һәм үстүңларда сәлтәнәт қилған падиша Худайиңлар Пәрвәрдигарға әгәшсәңлар, әнди силәргә яхши болиду. Қан. 1:26. 15  Лекин Пәрвәрдигарниң сөзигә қулақ салмай, бәлки Пәрвәрдигарниң әмригә асийлиқ қилсаңлар, Пәрвәрдигарниң қоли ата-бовилириңларға қарши болғандәк силәргиму қарши болиду.
16  Әнди туруңлар, Пәрвәрдигар көзлириңларниң алдида қилидиған улуқ карамәтни көрүңлар! 17  Бүгүн буғдай оридиған вақит әмәсму? Мән Пәрвәрдигарға нида қилай, У гүлдүрмама билән ямғур яғдуриду. Шуниң билән силәрниң бир падиша тилигиниңларниң Пәрвәрдигарниң нәзиридә зор рәзиллик екәнлигини көрүп йетисиләр».
18  Андин Самуил Пәрвәрдигарға нида қилди; шуниң билән Пәрвәрдигар шу күни гүлдүрмама билән ямғур яғдурди. Хәлиқ Пәрвәрдигардин вә Самуилдин бәк қорқти. 19  Хәлиқниң һәммиси Самуилға: — Худайиң Пәрвәрдигарға бизни өлмисун дәп кәминилириң үчүн дуа қилғин; чүнки һәммә гуналиримизниң үстигә йәнә яманлиқ ашуруп өзимизгә бир падиша тилидуқ, деди.
20  Самуил хәлиққә мундақ деди: — Қорқмаңлар; силәр дәрвәқә бу һәммә рәзилликни қилғансиләр, лекин әнди Пәрвәрдигарға әгишиштин чәтнимәй, пүткүл көңүллириңлар билән Пәрвәрдигарниң ибадитидә болуңлар; 21  адәмгә пайда йәткүзмәйдиған яки адәмни қутқузалмайдиған беһудә ишларни издәп, йолдин езип кәтмәңлар; чүнки уларниң тайини йоқтур. 22  Чүнки Пәрвәрдигар Өз улуқ нами үчүн Өз хәлқини ташлимайду; чүнки Пәрвәрдигар силәрни Өз хәлқи қилишни лайиқ көргәндур.
23  Маңа нисбәтән, силәр үчүн дуа қилиштин тохташ билән Пәрвәрдигарға гуна қилиш мәндин нери болсун; бәлки мән силәргә яхши вә дурус йолни үгитимән. 24  Пәқәт силәр Пәрвәрдигардин қорқуп пүткүл көңүллириңлар вә һәқиқәт билән униң ибадитидә болуңлар; чүнки силәр үчүн қилған улуқ карамәтләргә қараңлар!
25  Лекин яманлиқ қилсаңлар, һәм өзүңлар һәм падишасиңлар һалак қилинисиләр».
 
 

12:1 «мән силәрниң барлиқ ейтқан сөзлириңларни аңлап үстүңларға бир падиша қойдум» — ибраний тилида: «мән силәрниң ейтқан сөзлириңларниң һәммисидә авазиңларға қулақ селип бир падиша қойдум» дейилиду.

12:2 «мана, мениң оғуллиримму араңларда туриду» — Самуилниң дегининиң мәнаси, шүбһисизки: «Өзүм қери; мениң оғуллирим өз гуналириға өзлири мәсъул — силәр уларни қандақ бир тәрәп қилсаңлар өз ихтияриңлар. Мән өзүм силәрниң алдиңларда гунакар әмәсмән» дегәндәк.

12:8 «Яқуп Мисирға киргәндин кейин...» — «Яқуп» мошу йәрдә Яқупниң әвлатлири, йәни Исраилни көрситиду.

12:8 Яр. 46:5; Мис. 2:23; Мис. 3:10.

12:9 Һак. 4:2; Һак. 10:7; Һак. 3:12.

12:10 «Пәрвәрдигарни ташлап Бааллар вә Аштаротларниң ибадитидә болдуқ» — «Бааллар» вә «Аштаротлар» икки хил бутларни көрситиду.

12:11 «Пәрвәрдигар Йәруббаал, Бедан, Йәфтаһ вә Самуилни әвәтип...» — «Бедан» бәлким Баракни көрситиду («Һак.» 4-бапни көрүң).

12:11 Һак. 6:14; 10:3; 11:15.

12:12 1Сам. 8:5, 19.

12:13 1Сам. 10:19.

12:14 Қан. 1:26.