10
Самуил Саулни мәсиһ қилиду
Самуил бир май комзикини елип униң бешиға төкүп уни сөйүп мундақ деди: — «Мана бу, Пәрвәрдигарниң сени Өз мирасиға әмир болушқа мәсиһ қилғини әмәсму?«мана бу, Пәрвәрдигарниң сени өз мирасиға әмир болушқа мәсиһ қилғини әмәсму?» — бәзи кона көчүрмиләрдә Самуилниң сөзлири: «Пәрвәрдигар сени Өз хәлқи Исраил үстигә һөкүмран қилди. Сән Пәрвәрдигарниң хәлқи үстигә сәлтәнәт қилисән вә уларни әтрапидики дүшмәнләрниң қолидин қутқузисән. Мана, шу иш Пәрвәрдигар сени Өз мирасиға баш болғили мәсиһ қилған әмәсму?» буниңға қошуп дейилиду.  Рос. 13:21.
Сән бүгүн мәндин айрилғандин кейин Бинямин зимининиң чегарисидики Зәлзаһға йетип барғиниңда Раһиләниң қәбриниң йенида саңа икки киши учрайду; улар саңа: «Сән издәп барған ешәкләр тепилди, вә мана, атаң ешәкләрдин ғәм қилмай, бәлки силәр үчүн: Оғлумни қандақ қилип тапармән, дәп әнсиримәктә» дәп ейтиду. Сән у йәрдин меңип, Табордики дуб дәриғигә йәткәндә Пәрвәрдигарниң алдиға бериш үчүн Бәйт-Әлгә чиқип кетиватқан үч кишигә учрайсән. Улардин бири үч оғлақ, бири үч нан вә йәнә бири бир тулум шарапни көтирип келиду.
— Улар саңа салам қилип икки нанни суниду; сән бәргинини қоллиридин алғин. Һак. 18:15. Андин сән «Худаға аталған Гибеаһ шәһәригә барисән (у йәрдә Филистийләрниң бир ләшкәргаһи бар); сән шу шәһәргә кәлсәң чилтар, тәмбур, нәй вә лириларни көтирип жуқури җайидин чүшкән бир бөләк пәйғәмбәрләр саңа учрайду. Улар бешарәтлик сөзләрни қилиду. «Худаға аталған Гибеаһ шәһәригә барисән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Худаниң дөңигә барисән». Ибраний тилида: «Худаниң Гибеаһи» (Гибеаһ бир шәһәр, мәнаси «дөң», «едир»). «лириларни көтирип жуқури җайидин чүшкән бир бөләк пәйғәмбәрләр» — яки «лириларни көтирип жуқури җайидин чүшидиған бир бөләк пәйғәмбәрләр».  1Тар. 16:39; Чөл. 11:25 Шуниң билән Пәрвәрдигарниң Роһи сениң вуҗудуңға чүшиду, сән улар билән бирликтә бешарәтлик сөзләрни қилисән вә йеңи бир адәм болисән. Мошу аламәтләр саңа кәлгәндә, қолуңдин немә кәлсә шуни қилғин. Чүнки Худа сән билән биллидур. Андин мәндин илгири Гилгалға чүшүп барисән. Мана, мән һәм йениңға чүшүп көйдүрмә қурбанлиқлар сунуш вә енақ қурбанлиқлар қилиш үчүн келимән. Мән йениңға берип, немә қилишиң керәклигини уқтурмиғичә, мени йәттә күн сақлап турғин».1Сам. 13:8.
Вә шундақ болдики, у бурулуп Самуилдин айрилғанда Худа униңға йеңи бир қәлб ата қилди; вә бу аламәтләрниң һәммиси әшу күни әмәлдә көрситилди.
10  Улар Гибеаһға йетип кәлгәндә мана, бир бөләк пәйғәмбәрләр униңға учриди; Худаниң Роһи униң вуҗудиға чүшти, буниң билән у уларниң арисида бешарәт қилишқа башлиди. 1Сам. 19:19. 11  Уни илгири тонуйдиғанларниң һәммиси униң пәйғәмбәрләрниң арисида бешарәт қилғинини көргәндә улар бир-биригә: — Кишниң оғлиға немә бопту? Саулму пәйғәмбәрләрдин бири болдиму немә? — дейишти. 12  Амма йәрлик бир адәм: — Буларниң атилири кимләр? — деди. Шуниң билән: «Саулму пәйғәмбәрләрниң биримиду?» дәйдиған гәп пәйда болди.«Буларниң , йәни пәйғәмбәрләрниң атилири кимләр?» — мошу соал бәлким пәйғәмбәр болуш үчүн алийҗанаб яки есилзадә аилисидә туғулуш шәрт әмәс, дегәнни көрситиду. «Саулму пәйғәмбәрләрниң биримиду?» — мошу гәп бәлким (1) мәлум бирисиниң улуқ бир иш қилалайдиғанлиғиға болған гуманни билдүриду; (2) униң әксичә, Саул әсли «улуқ әрбаб» болмисиму, аддий адәм немишкә улуқ ишни қилалмайдикән, дегән пикирни билдүриду. 12-айәттики «йәрлик адәм»ниң соалиға қариғанда, биз иккинчи пикиргә майилмиз.  Гал. 1:24; 1Сам. 19:25
13  Әнди Саул бешарәтлик сөзләрни қилип болуп, жуқури җайға чиқип кәтти. 14  Саулниң тағиси униңдин вә униң хизмәткаридин: — Нәгә берип кәлдиңлар? дәп сориди. У: — Ешәкләрни издигили чиқтуқ; лекин уларни тапалмай Самуилниң қешиға бардуқ, деди.
15  Саулниң тағиси: — Самуилниң силәргә немә дегинини маңа ейтип бәргинә, деди.
16  Саул тағисиға: — У җәзм билән бизгә ешәкләр тепилди, дәп хәвәр бәрди, деди. Лекин Самуилниң падишалиқ иши тоғрилиқ ейтқан сөзини униңға дәп бәрмиди.
 
Самуил хәлиқни агаһландуриду
17  Самуил әнди хәлиқни Пәрвәрдигарниң алдиға җәм болуңлар дәп, Мизпаһқа чақирди. 18  У Исраилға: — Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мән силәр Исраилни Мисирдин чиқирип мисирлиқларниң қолидин азат қилип, силәргә зулум қилған һәммә падишалиқларниң қолидин қутқуздум. 19  Лекин бүгүнки күндә силәрни бешиңларға чүшкән барлиқ балаю-апәтләрдин вә барлиқ мушәққәтләрдин қутқузғучи Худайиңлардин ваз кечип униңға: «Яқ. Үстимизгә бир падиша бекитип бәргәйсән» — дедиңлар. Әнди өзүңларни қәбиләңлар бойичә, җәмәтиңлар бойичә Пәрвәрдигарниң алдиға һазир қилиңлар» — деди.1Сам. 8:7; 1Сам. 8:19; 12:12.
20  Шуниң билән Самуил Исраилниң һәммә қәбилилирини алдиға җәм қилип, чәк ташливиди, чәк Бинямин қәбилисигә чиқти. Йә. 7:14 21  У Бинямин қәбилисини җәмәт-җәмәтлири бойичә өз алдиға кәлтүрүп чәк ташливиди, чәк Матриниң җәмәтигә чиқти. Андин кейин йәнә чәк ташливиди, Кишниң оғли Саулға чиқти. Улар уни издивиди, амма уни тапалмиди.
22  Шуңа улар Пәрвәрдигардин йәнә: — У киши бу йәргә келәмду? — дәп сориди.
Пәрвәрдигар җававән: — Мана, у жүк-тақларниң арисиға йошурунивалди, деди. 23  Шуңа улар жүгүрүп берип уни шу йәрдин елип кәлди. У хәлиқниң оттурисида турғанда халайиқниң бойи униң мүрисигиму кәлмиди.1Сам. 9:2
24  Самуил барлиқ хәлиққә: — Әнди Пәрвәрдигар таллиған кишигә қараңлар! Дәрвәқә барлиқ хәлиқниң ичидә униңға йетидиған бириси йоқтур, деди. Вә хәлиқниң һәммиси: — Падиша яшисун! — дәп товлашти.
25  Самуил хәлиққә падишалиқ һоқуқ-қанунлирини уқтурди вә уни орам язма қилип йезип чиқип, Пәрвәрдигарниң алдиға қойди. Андин Самуил һәммә хәлиқни, һәр қайсисини өз өйлиригә қайтурди. 26  Саулму һәм Гибеаһдики өйигә қайтти; көңүллири Худа тәрипидин тәсирләндүрүлгән бир түркүм батур киши униң билән биллә барди. 1Сам. 13:2. 27  Лекин бир нәччә рәзил киши: — Бу киши қандақму бизни қутқузалисун? — дәп уни кәмситип униңға һеч соғат бәрмиди; амма у аңлимаслиққа салди.«бир нәччә рәзил киши» — ибраний тилида: «Белиалниң (Шәйтанниң) бир нәччә балилири».  1Сам. 11:12; 2Тар. 17:5.
 
 

10:1 «мана бу, Пәрвәрдигарниң сени өз мирасиға әмир болушқа мәсиһ қилғини әмәсму?» — бәзи кона көчүрмиләрдә Самуилниң сөзлири: «Пәрвәрдигар сени Өз хәлқи Исраил үстигә һөкүмран қилди. Сән Пәрвәрдигарниң хәлқи үстигә сәлтәнәт қилисән вә уларни әтрапидики дүшмәнләрниң қолидин қутқузисән. Мана, шу иш Пәрвәрдигар сени Өз мирасиға баш болғили мәсиһ қилған әмәсму?» буниңға қошуп дейилиду.

10:1 Рос. 13:21.

10:4 Һак. 18:15.

10:5 «Худаға аталған Гибеаһ шәһәригә барисән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Худаниң дөңигә барисән». Ибраний тилида: «Худаниң Гибеаһи» (Гибеаһ бир шәһәр, мәнаси «дөң», «едир»). «лириларни көтирип жуқури җайидин чүшкән бир бөләк пәйғәмбәрләр» — яки «лириларни көтирип жуқури җайидин чүшидиған бир бөләк пәйғәмбәрләр».

10:5 1Тар. 16:39; Чөл. 11:25

10:8 1Сам. 13:8.

10:10 1Сам. 19:19.

10:12 «Буларниң , йәни пәйғәмбәрләрниң атилири кимләр?» — мошу соал бәлким пәйғәмбәр болуш үчүн алийҗанаб яки есилзадә аилисидә туғулуш шәрт әмәс, дегәнни көрситиду. «Саулму пәйғәмбәрләрниң биримиду?» — мошу гәп бәлким (1) мәлум бирисиниң улуқ бир иш қилалайдиғанлиғиға болған гуманни билдүриду; (2) униң әксичә, Саул әсли «улуқ әрбаб» болмисиму, аддий адәм немишкә улуқ ишни қилалмайдикән, дегән пикирни билдүриду. 12-айәттики «йәрлик адәм»ниң соалиға қариғанда, биз иккинчи пикиргә майилмиз.

10:12 Гал. 1:24; 1Сам. 19:25

10:19 1Сам. 8:7; 1Сам. 8:19; 12:12.

10:20 Йә. 7:14

10:23 1Сам. 9:2

10:26 1Сам. 13:2.

10:27 «бир нәччә рәзил киши» — ибраний тилида: «Белиалниң (Шәйтанниң) бир нәччә балилири».

10:27 1Сам. 11:12; 2Тар. 17:5.