9
Саул Самуилниң қешиға келиду
Бинямин қәбилисидин Киш атлиқ бир киши бар еди. У Абиәлниң оғли, Абиәл Зерорниң оғли, Зерор Бикоратниң оғли, Бикорат Афияниң оғли еди; Афия болса Биняминлиқ еди. У өзи батур вә дөләтмән киши еди. 1Сам. 14:51. Кишниң Саул исимлиқ, есил вә хушхуй бир оғли бар еди. Исраиллар арисида униңдин чирайлиқ адәм йоқ еди; у шундақ егиз бойлуқ әр едики, хәлиқниң һәр қандиқи униң мүрисигиму кәлмәйтти.
Саулниң атиси кишниң ешәклири жүтүп кәткән еди. Буниң билән Киш оғли Саулға: — Сән хизмәткарлардин бирини өзүң билән биллә елип, ешәкләрни тепип кәлгин, деди. Улар берип Әфраим едирлиғидин өтүп, Шалишаһ зиминини кезип, уларни издәп тапалмиди; улар Шаалим зиминидинму өтти, ешәкләр у йәрдиму йоқ еди. Андин Бинямин зиминини кезип өтти, уларни йәнә тапалмиди. Улар Зуф зиминиға йәткәндә Саул өзи билән кәлгән хизмәткариға: — Болә, өйгә янайли; болмиса атам ешәкләрдин әнсирмәй, әксичә бизниң ғемимизни йәп кетәрмики, деди.
Лекин у униңға: — Мана, бу шәһәрдә Худаниң бир адими бар. У мөһтәрәм бир адәм, һәр немә десә әмәлгә ашмай қалмайду. Әнди у йәргә барайли; у бизгә баридиған йолимизни көрситип қоярмекин, деди.
Шуңа Саул хизмәткариға: — Лекин униң йениға барсақ у кишигә немә беримиз? Чүнки хурҗунлиримизда нан түгәп қалди, қолимизда Худаниң адимигә бәргидәк соғитимиз йоқ. Йенимизда йәнә немә бар? — деди.
Хизмәткар Саулға җавап берип: — Мана қолумда чарәк шәкәл күмүч бар. Маңидиған йолимизни дәп бәрсун, Худаниң адимигә шуни берәй, деди «Мана қолумда чарәк шәкәл күмүч бар» — «шәкәл» еғирлиқ миқдари, күмүч бәлким 11.4 грам еди. (бурун Исраилда бир адәм Худадин йол соримақчи болса: — Келиңлар, алдин көргүчиниң қешиға барайли, дәйтти. Һазир «пәйғәмбәр» дегәнни өткән заманда «алдин көргүчи» дәйтти).Яр. 25:22.
10  Саул хизмәткариға: — Мәслиһәтиң яхши болди. Биз маңайли, деди. Шуниң билән улар Худаниң адими турған шәһәргә барди. 11  Улар шәһәргә чиқидиған йолда кетиватқанда, су тартқили чиққан бир нәччә қизға учриди вә улардин: — Алдин көргүчи мошу йәрдиму? — дәп сориди.
12  Улар җавап берип: — Шундақ. Мана у алдиңларда туриду; тез бериңлар, чүнки халайиқ бүгүн шәһәрниң жуқури җайида қурбанлиқ қилмақчи, шуңа у бүгүн шәһәргә кирди. 13  У қурбанлиқтин йейишкә техи жуқури җайға чиқмай турупла, силәр униң билән шәһәрдә учришисиләр. Хәлиқ у кәлмигичә таам йемәйду, чүнки у авал қурбанлиқни бәрикәтләйду; андин чақирилған меһманлар таамға еғиз тегиду. Һазир чиқиңлар, чүнки бу дәл уни тапқили болидиған вақит, деди.«...у авал қурбанлиқни бәрикәтләйду» — «қурбанлиқни бәрикәтләш» мошу йәрдә (1) тәшәккүр ейтиш; (2) қурбанлиқ қобул қилинғай дәп тиләшни билдүриду.
14  Улар шәһәргә чиқип шәһәр мәркизигә кәлгәндә, мана Самуил жуқури җайға чиқишқа уларға қарап келивататти.
15  Пәрвәрдигар Саул келиштин бир күн илгири Самуилға:1Сам. 15:1.
16 — Әтә мошу вақитларда Мән йениңға Бинямин зиминидин бир адәмни әвәтимән. Сән уни Мениң хәлқим Исраилниң үстигә әмир болушқа мәсиһ қилғин. У Мениң хәлқимни Филистийләрниң қолидин қутқузиду. Чүнки Мениң хәлқимниң пәряди Маңа йәткини үчүн уларға илтипат билән қаридим, — деди.
17  Самуил Саулни көргәндә Пәрвәрдигар униңға: — Мана, Мән саңа сөз қилған адәм мошудур. Бу адәм Мениң хәлқимниң үстидә сәлтәнәт қилиду, дәп изһар қилди.
18  Саул дәрвазида турған Самуилниң қешиға берип: Силидин сорай, алдин көргүчиниң өйи нәдә, дәп сориди.
19  Самуил Саулға: — Алдин көргүчи мән өзүм шу. Мәндин авал жуқури җайға чиққин. Бүгүн силәр мән билән таам йәйсиләр; әтә сени узутуп чиққанда, көңлүңдики һәр бир ишларни саңа дәп берәй, — дәп җавап бәрди. 20 Амма үч күн бурун жүтүп кәткән ешәкләрдин болса, әндишә қилмиғин; улар тепилди. Әнди Исраилниң һәммә арзуси кимгә майил? Саңа вә атаңниң пүткүл җәмәтигә әмәсму? — деди.
21  Саул җавап берип: — Мән Исраил қәбилилири ичидики әң кичик қәбилә болған Биняминдин, җәмәтимму Бинямин қәбилиси ичидики әң кичиги турса? Немә үчүн бу сөзләрни маңа дәйла? — деди.
22  Самуил болса Саулни вә хизмәткарини башлап, меһманхана өйигә кирди вә уларни чақирилғанларниң арисида төрдә олтарғузди. Улар оттузчә адәм еди. 23  Самуил ашпәзгә: — Мән сақлап қойғин дәп, саңа тапшурған һелиқи таамни елип кәлгин, деди.
24  Шуниң билән ашпәз сақлап қойған чоң аҗритилған қолни елип Саулниң алдиға қойди. Самуил: — Мана, саңа сақлап қоюлғини шудур! Уни алдиңға елип йегин; чүнки у мән хәлиқни чақирған чеғимда атайин саңа атап елип қойғандин тартип бу бекитилгән вақитқичә сақланди, деди. Шуниң билән у күни Саул билән Самуил тамақта биллә болди. 25  Улар жуқури җайдин чүшүп шәһәргә кирди, Самуил өгүздә Саул билән сөзләшти. 26  Әтиси таң шәһәрдә орундин турғанда Самуил Саулни өгүздин чақирип: — Орнуңдин тур, мән сени узутуп қояй, деди. Саул орундин турди вә иккиси биллә чиқти, — һәм у Самуил билән биллә кочиға чиқти. 27  Улар шәһәрниң айиғиға кетиватқанда, Самуил Саулға: Хизмәткарға алдимизда маңғач турғин, дәп буйруғин, деди. У шундақ қилди. Андин Самуил: — Сән туруп тур, Пәрвәрдигарниң сөз-каламини саңа йәткүзәй, деди.
 
 

9:1 1Сам. 14:51.

9:8 «Мана қолумда чарәк шәкәл күмүч бар» — «шәкәл» еғирлиқ миқдари, күмүч бәлким 11.4 грам еди.

9:9 Яр. 25:22.

9:13 «...у авал қурбанлиқни бәрикәтләйду» — «қурбанлиқни бәрикәтләш» мошу йәрдә (1) тәшәккүр ейтиш; (2) қурбанлиқ қобул қилинғай дәп тиләшни билдүриду.

9:15 1Сам. 15:1.