27
Павлус вә һәмраһлириниң Рим шәһиригә қилған деңиз сәпири
Бизниң Италийәгә деңиз йоли билән беришимиз қарар қилинғандин кейин, әмәлдарлар Павлус билән башқа бир нәччә мәһбусни «Авғустус қисми»дики Юлиюс исимлиқ бир йүз бешиға тапшурди.«Бизниң Италийәгә деңиз йоли билән беришимиз...» — «биз» дегән сөзгә қариғанда Луқа қайтидин Павлусқа һәмраһ болған еди. «Италийәгә» — Рим шәһири Италийәниң пайтәхти еди. «Авғустус қисми» — яки «шаһанә қошун». «Авғустус» болса биринчи Рим императори еди. «Қисим» яки «қошун» мошу йәрдә 600 ләшкәрлик бирликни көрситиду. Биз Адрамиттиумниң бир кемисигә чиқтуқ. Кемә Асия өлкисиниң деңиз бойлиридики шәһәрләргә баратти. Тесалоника шәһиридин болған Македонийәлик, Аристархус исимлиқ бир киши биз билән һәмсәпәр болди. Әтиси биз Зидон шәһиригә йетип кәлдуқ. Юлиюс Павлусқа кәңчилик қилип, шу йәрдики дост-бурадәрлириниң йениға берип уларниң ғәмхорлиғини қобул қилишиға рухсәт қилди.Рос. 24:23; 28:16. Биз у йәрдин йәнә деңизға чиқтуқ. Шамаллар қеришқандәк қарши тәрипимиздин чиққанлиғи үчүн, Сипрус арилиниң шамалға далда тәрипи билән маңдуқ. Киликийә вә Памфилийә өлкилириниң удулидики деңиздин өтүп, Ликийә өлкисидики Мира шәһиригә кәлдуқ. Шу йәрдә йүз беши Искәндәрийә шәһиридики Италийәгә баридиған башқа бир кемини тепип, бизни униңға чиқирип қойди.
Деңизда көп күнләр наһайити аста меңип, тәсликтә Кинидос шәһириниң удулиға кәлдуқ. Шамал миңиш йөнилишимизни тосуғачқа, Крет арилиниң шамалдин далда тәрипи билән меңип, Салмоний йерим арилидин өтүп,«Шамал миңиш йөнилишимизни тосуғачқа, Крет арилиниң Шамалдин далда тәрипи билән меңип, Салмоний йерим арилидин өтүп... » — әслидә улар мәғрип тәрәпкә маңмақчи, һазир җәнупқа қарап маңиду. «Расул Павлусниң сәпәрлири» дегән хәритини көрүң. деңизда тәсликтә илгириләп қирғақни бойлап, Ласея шәһиригә йеқин болған «Гөзәл арамгаһ» дәп атилидиған бир йәргә кәлдуқ.
Сәпәр билән хелә вақитлар өтүп, роза күни аллиқачан өткән болғачқа, деңизда сәпәр қилиш хәтәрлик еди. Шуңа Павлус көпчиликкә несиһәт қилип:«роза күни аллиқачан өткән болғачқа,...» — Йәһудийларниң «роза күни» адәттә тоққузинчи айда болиду, һазир күз пәсли болса керәк. Онинчи айдин кейин боран көп болғанлиқтин «Оттура деңиз»да сәпәр қилиш хәтәрлик еди.
10 — Бурадәрләр, бу сәпәрниң балаю-апәт вә еғир зиян билән түгәйдиғанлиғини көрүватимән; мал вә кемидин мәһрум болупла қалмай, сәпәр өз җенимизғиму замин болиду! — дәп агаһландурди.
11 Бирақ йүз беши болса Павлусниң сөзигә ишәнмәй, кемә башлиғи билән кемә егисиниң сөзигә ишәнди. 12 Униң үстигә, бу портму қишлашқа мувапиқ җай болмиғачқа, көпчилик йәнә деңизға чиқип, мүмкинқәдәр Феникс шәһиригә йетип берип, шу йәрдә қишлашни қувәтлиди. Феникс болса Крет арилидики бир деңиз порти болуп, бир тәрипи ғәрбий җәнупқа вә бир тәрипи ғәрбий шималға қарайтти.«роза күни аллиқачан өткән болғачқа, көпчилик йәнә деңизға чиқип, мүмкинқәдәр Феникс шәһиригә йетип берип, шу йәрдә қишлашни қувәтлиди...» — Феникс порти қишлиқ (адәттә шәрқий җәнуп вә шәрқий шималдин чиққан) шамалларға далда болғачқа, қишлаш үчүн яхши җай еди.  


Расул Павлусниң Рим шәһиригә маңған сәпири
 
Деңиздики боран-чапқун
13 Җәнуптин мәйин шамал чиқивататти, көпчилик нишанимизға йетидиған болдуқ дәп, ләңгәрни еливетип, кемини Крет арилиниң қирғиқини бойлап һайдап маңди. 14 Лекин узун өтмәй, аралдин қаттиқ «шәрқий шималдин кәлгүчи» дәп атилидиған әшәддий қара боран чиқип кәтти. 15 Кемә буранниң қамаллиғида қалғачқа, уни шамалға йүзләндүрәлмәй, боранниң мәйличә меңишиға қоюп бәрдуқ. 16-17 Клавда дегән кичик бир аралниң шамалға далда тәрипигә өтүвелип, қолвақни кемигә чиқиривелип, аранла уни сақлап қалалидуқ. Андин кемичиләр кемини арғамчилар билән сиртидин орап бағливалди. Кеминиң Сиртис дәп аталған деңиз астидики таш-қум догилириға қеқилип петип қелишидин қорқуп, тормуз ләңгәрлирини чүшүрүп, кемини шамалниң һайдишигә қоюп бәрди. «Клавда дегән кичик бир аралниң шамалға далда тәрипигә өтүвелип, қолвақни кемигә чиқиривелип, аранла уни сақлап қалалидуқ» — адәттә қолвақ кеминиң кәйнидин сөритилип меңилатти. «Андин кемичиләр кемини арғамчилар билән сиртидин орап бағливалди» — бу арғамчилар кеминиң парчилинип кетишиниң алдини елиши үчүн кемини чиң тутуп туратти. «Сиртис дәп аталған деңиз астидики таш-қум догилири» — «Сиртис» дегән һазирқи Ливийәдики икки деңиз қолтуғиниң исмидур. Шу қолтуқларда көп тейиз җайлар вә деңиз астида дайим көчмә қум догилири болғачқа, кемиләр үчүн бәк хәтәрлик җайдур. «кеминиң ... тормуз ләңгәрлири» — болса йеникрәк ләңгәр болуп, деңиз тегигә тирилип кеминиң алдиға меңишини астилитатти. Башқа бир хил тәрҗимиси «йәлкәнләрни чүшүрүп»; амма бизниңчә шундақ әшәддий буранда йәлкәнләр аллиқачан чүшүрүлгән болатти. 18 Боран үстимизгә шиддәтлик соққачқа, әтиси мални деңизға ташлашқа башлиди. «... әтиси мални деңизға ташлашқа башлиди» — мални ташлашниң мәхсити кеминиң парчилиниш мүмкинчилигини азайтиш үчүн уни йениклитиштин ибарәт. 19 Үчинчи күнидә улар өз қоллири билән кемидики қурал-җабдуқлирини деңизға ташливәтти. 20 Көп күнләргичә я күн я юлтузлар көрүнмәй, боран-чапқун йәнила шиддәтлик үстимизгә тохтимай соқувәргәчкә, ахирда қутулуп қелиш үмүтүмизму йоққа чиққан еди.
21 Кемидикиләр бир нәрсә йемигинигә көп күнләр болғандин кейин, Павлус уларниң арисида туруп:
— Бурадәрләр, силәр балдурла мениң гепимгә қулақ селип Креттин деңизға чиқмаслиғиңлар керәк еди. Шундақ қилған болсаңлар бу балаю-апәт вә зиян-зәхмәтләргә учримиған болаттиңлар. 22 Лекин әнди силәрни ғәйрәтлик болушқа дәвәт қилимән. Чүнки араңларда һеч қайсиңлар җенидин айрилғини йоқ, пәқәт кемидинла мәһрум қалисиләр. 23 Чүнки мән тәвә болған вә ибадәт-хизмитини қилип кәлгән Худаниң бир пәриштиси түнүгүн кечә йенимға келип 24 маңа: «Павлус, қорқма! Сән Қәйсәрниң алдиға берип турушуң керәк; вә мана, Худа шапаәт қилип сән билән биллә сәпәр қилғанларниң һәммисиниң җенини тилигиниңни саңа иҗабәт қилди!» деди. 25 Шуниң үчүн әй әпәндиләр, ғәйрәтлик болуңлар; чүнки Худаға ишинимәнки, маңа қандақ ейтилған болса шундақ әмәлгә ашурулиду. 26 Бирақ биз мәлум аралниң қирғиқиға урулуп кетишимиз муқәррәр болиду.
27 Сәпиримизниң он төртинчи күни кечиси, кемә Адриатик деңизида ләйләп жүрүватқан болуп, түн ниспидә, кемичиләр қуруқлуққа йеқинлап қаптуқ, дәп ойлиди. 28 Улар чоңқурлуқни өлчәш арғамчисини деңизға чүшүрүп, суниң чоңқурлуғини өлчәп көргән еди, жигирмә ғулач чиқти. Сәл алдиға меңип йәнә өлчивиди, он бәш ғулач чиқти. 29 Улар кеминиң хада ташларға урулуп кетишидин қорқуп, кеминиң кәйнидин төрт ләңгәрни ташливетип, таң етишни тәлмүрүп күтүп турди. «улар ... кеминиң кәйнидин төрт ләңгәрни ташливетип,..» — бу төрт ләңгәрни (деңизға) ташлашниң мәхсити кемини тохтитиш, әлвәттә. 30 Лекин кемичиләр кемидин қачмақчи болуп кеминиң бешидинму ләңгәрни елип ташливетәйли дәп банә көрситип, қолвақни деңизға чүшүрди. 31 Павлус йүз беши вә ләшкәрләргә:
— Бу кемичиләр кемидә қалмиса, силәр қутулалмайсиләр! — деди.
32 Буниң билән ләшкәрләр кемидики қолвақниң арғамчилирини кесип, уни ләйлитип қойди. «кемидики қолвақниң арғамчилирини кесип, уни ләйлитип қойди» — яки «кемидики қолвақниң арғамчилирини кесип, уни деңизға ташливәтти». 33 Таң атай дегәндә, Павлус һәммәйләнни бир аз ғизалинивелишқа дәвәт қилди. У:
— Силәрниң дәккә-дүккә ичидә һеч немә йемәй турғиниңларға он төрт күн болди. 34 Әнди бир аз ғизалинишиңларни өтүнимән. Чүнки һаят қелишиңлар үчүн мошундақ қилишқа тоғра келиду; чүнки һеч қайсиңларниң бешидики бир тал мойму зиянға учримайду! — деди.Мат. 10:30.
35 Бу сөзни қилип болуп, у қолиға бир парчә нанни елип, көпчиликниң алдида Худаға тәшәккүр ейтип уштуп йеди. 1Сам. 9:13; Юһ. 6:11; 1Тим. 4:3. 36 Шуниң билән һәммәйлән ғәйрәтлинип ғизалинишқа башлиди 37 (кемидә биз җәмий икки йүз йәтмиш алтә киши едуқ). 38 Һәммәйлән қосақлирини тоқлиғандин кейин, кемини йениклитиш үчүн, кемидики буғдайларниму деңизға ташливәтти.
 
Кеминиң ғәриқ болуши
39 Таң атқанда, кемичиләр қуруқлуқниң нә екәнлигини тонумиди. Лекин униңдики бир қумлуқ қолтуқни байқап, кемини бир амал қилип шу йәрдә урулдуруп қуруқлуққа чиқармақчи болди. 40 Улар алди билән ләңгәрләрни бошиветип, уларни деңизға ташливәтти. Шуниң билән бир вақитта, кеминиң икки йөнилиш палиқиниң бағлирини бошитип, уларни чүшүрүвәтти. Андин кеминиң бешидики йәлкәнни шамалға чиқирип, кемини қумлуқниң қирғиқиға қаритип маңдурди. «кеминиң икки йөнилиш палиқиниң бағлирини бошитип, уларни чүшүрүвәтти» — деңиз шундақ күчлүк долқунлиғанда, бу палақларни деңизға чүшүрүшниң пайдиси болмайтти. Шуңа улар дәхли болмисун үчүн палақни бир-биригә четип кемигә деңиздин көтирипрақ бағлап қойған еди. Уни әң ахирқи қетим ишлитишкә болатти, әгәр қаттиқ долқунда бузулуп кәтсә амал йоқ болатти. 41 Әнди икки еқим бир-биригә учрашқан йәргә кирип қелип, улар кемини қираққа соқтурувалди; кеминиң беши деңиз тегигә урулуп петип, мидирлимай қалди, лекин кеминиң арқа тәрипи долқунларниң зәрбиси билән чувулуп кетишкә башлиди.«Әнди икки еқим бир-биригә учрашқан йәргә кирип қелип, улар кемини қираққа соқтурувалди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Кемә қирғаққа йәткичә деңиз астидики қум догисиға урулуп петип қалди».  2Кор. 11:25.
42 Ләшкәрләр мәһбусларниң суға сәкрәп қечип кетишиниң алдини елиш үчүн, һәммисини өлтүрүвәтмәкчи болди. «Ләшкәрләр мәһбусларниң суға сәкрәп қечип кетишиниң алдини елиш үчүн, һәммисини өлтүрүвәтмәкчи болди» — римлиқ әскәрләр мәһбусларни қачуруп қойса өзлири өлүм җазасиға мәһкүм болатти. 43 Лекин йүз беши Павлусни қутқузушни халиған болуп, ләшкәрләрниң бундақ қилишиға йол қоймиди. У алди билән су үзүшни билидиғанларниң суға чүшүп қирғаққа чиқишини, 44 қалғанларниң бәзилирини тахтайларға, бәзилирини кеминиң чувулуп кәткән парчилириға есилип, қирғаққа чиқишини буйруди. Шундақ болдики, һәммәйлән қутулуп сақ-саламәт қуруқлуққа чиқти.
 
 

27:1 «Бизниң Италийәгә деңиз йоли билән беришимиз...» — «биз» дегән сөзгә қариғанда Луқа қайтидин Павлусқа һәмраһ болған еди. «Италийәгә» — Рим шәһири Италийәниң пайтәхти еди. «Авғустус қисми» — яки «шаһанә қошун». «Авғустус» болса биринчи Рим императори еди. «Қисим» яки «қошун» мошу йәрдә 600 ләшкәрлик бирликни көрситиду.

27:3 Рос. 24:23; 28:16.

27:7 «Шамал миңиш йөнилишимизни тосуғачқа, Крет арилиниң Шамалдин далда тәрипи билән меңип, Салмоний йерим арилидин өтүп... » — әслидә улар мәғрип тәрәпкә маңмақчи, һазир җәнупқа қарап маңиду. «Расул Павлусниң сәпәрлири» дегән хәритини көрүң.

27:9 «роза күни аллиқачан өткән болғачқа,...» — Йәһудийларниң «роза күни» адәттә тоққузинчи айда болиду, һазир күз пәсли болса керәк. Онинчи айдин кейин боран көп болғанлиқтин «Оттура деңиз»да сәпәр қилиш хәтәрлик еди.

27:12 «роза күни аллиқачан өткән болғачқа, көпчилик йәнә деңизға чиқип, мүмкинқәдәр Феникс шәһиригә йетип берип, шу йәрдә қишлашни қувәтлиди...» — Феникс порти қишлиқ (адәттә шәрқий җәнуп вә шәрқий шималдин чиққан) шамалларға далда болғачқа, қишлаш үчүн яхши җай еди.

27:16-17 «Клавда дегән кичик бир аралниң шамалға далда тәрипигә өтүвелип, қолвақни кемигә чиқиривелип, аранла уни сақлап қалалидуқ» — адәттә қолвақ кеминиң кәйнидин сөритилип меңилатти. «Андин кемичиләр кемини арғамчилар билән сиртидин орап бағливалди» — бу арғамчилар кеминиң парчилинип кетишиниң алдини елиши үчүн кемини чиң тутуп туратти. «Сиртис дәп аталған деңиз астидики таш-қум догилири» — «Сиртис» дегән һазирқи Ливийәдики икки деңиз қолтуғиниң исмидур. Шу қолтуқларда көп тейиз җайлар вә деңиз астида дайим көчмә қум догилири болғачқа, кемиләр үчүн бәк хәтәрлик җайдур. «кеминиң ... тормуз ләңгәрлири» — болса йеникрәк ләңгәр болуп, деңиз тегигә тирилип кеминиң алдиға меңишини астилитатти. Башқа бир хил тәрҗимиси «йәлкәнләрни чүшүрүп»; амма бизниңчә шундақ әшәддий буранда йәлкәнләр аллиқачан чүшүрүлгән болатти.

27:18 «... әтиси мални деңизға ташлашқа башлиди» — мални ташлашниң мәхсити кеминиң парчилиниш мүмкинчилигини азайтиш үчүн уни йениклитиштин ибарәт.

27:29 «улар ... кеминиң кәйнидин төрт ләңгәрни ташливетип,..» — бу төрт ләңгәрни (деңизға) ташлашниң мәхсити кемини тохтитиш, әлвәттә.

27:32 «кемидики қолвақниң арғамчилирини кесип, уни ләйлитип қойди» — яки «кемидики қолвақниң арғамчилирини кесип, уни деңизға ташливәтти».

27:34 Мат. 10:30.

27:35 1Сам. 9:13; Юһ. 6:11; 1Тим. 4:3.

27:40 «кеминиң икки йөнилиш палиқиниң бағлирини бошитип, уларни чүшүрүвәтти» — деңиз шундақ күчлүк долқунлиғанда, бу палақларни деңизға чүшүрүшниң пайдиси болмайтти. Шуңа улар дәхли болмисун үчүн палақни бир-биригә четип кемигә деңиздин көтирипрақ бағлап қойған еди. Уни әң ахирқи қетим ишлитишкә болатти, әгәр қаттиқ долқунда бузулуп кәтсә амал йоқ болатти.

27:41 «Әнди икки еқим бир-биригә учрашқан йәргә кирип қелип, улар кемини қираққа соқтурувалди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Кемә қирғаққа йәткичә деңиз астидики қум догисиға урулуп петип қалди».

27:41 2Кор. 11:25.

27:42 «Ләшкәрләр мәһбусларниң суға сәкрәп қечип кетишиниң алдини елиш үчүн, һәммисини өлтүрүвәтмәкчи болди» — римлиқ әскәрләр мәһбусларни қачуруп қойса өзлири өлүм җазасиға мәһкүм болатти.