24
Йәһудийларниң Павлус үстидин шикайәт қилиши
Бәш күндин кейин, баш каһин Ананияс ақсақаллардин бир нәччәйлән вә Тәртуллус исимлиқ бир адвокат билән Қәйсәрийәгә чүшүп, Павлус тоғрисидики рәсмий шикайәтлирини валийға сунди. Рос. 23:2. 2-3 Павлус чақиртилип, Тәртуллус униң үстидин шикайәт қилип мундақ деди:
— Һөрмәтлик Феликс җанаблири! Биз өзлириниң қол астилирида һәр тәрәптин аман-есәнликкә несип болуп кәлмәктимиз вә алдин көрәрликлири билән хәлқимиз арисида дана ислаһатлар барлиққа кәлтүрүлмәктә, биз бу ишлардин һәр вақит, һәр җайда толуқ миннәтдарлиқ билән бәһриман болуватимиз.«биз өзлириниң қол астилирида һәр тәрәптин аман-есәнликкә несип болуп кәлмәктимиз» — яки «биз өзлириниң қол астилирида узундин буян аман-есәнликкә несип болуп кәлмәктимиз». «алдин көрәрликлири билән хәлқимиз арисида дана ислаһатлар барлиққа кәлтүрүлмәктә, биз бу ишлардин һәр вақит, һәр җайда толуқ миннәтдарлиқ билән бәһриман болуватимиз» — бәзи римлиқ тарихчиларниң хатирилири бойичә, Феликс әмәлийәттә ачкөз, рәһимсиз вә қабилийәтсиз адәм еди. Бирақ өз вақитлирини көп елип қоймаслиғим үчүн, шәпқәтлири билән сөзимизни қисқила аңлашлирини өтүнүп сораймән.«өз вақитлирини көп елип қоймаслиғим үчүн...» — яки «өзлирини артуқчә аварә қилмаслиқ үчүн...». Чүнки биз шуни тонуп йәттуқки, бу адәм балахор болуп, пүткүл җаһандики Йәһудийлар арисида маҗира-топилаң пәйда қилишни күшкүрткүчи, шундақла «Насарәтликләр» дәп аталған мәзһәпниң каттивашлиридин биридур. 6-7 У бизниң ибадәтханимизниму булғимақчи болған еди. Шуңа, биз уни тутувалдуқ вә уни өз қанунимиз бойичә сотлайттуқ. Лекин миң беши Лисияс әшәддий зорлуқ билән уни қоллиримиздин тартивалди вә униңға әрз қилғучиларни өзлириниң алдиға келишкә буйруған еди.«у бизниң ибадәтханимизниму булғимақчи болған еди....» — бәзи кона көчүрмиләрдә: «вә уни өз қанунимиз бойичә сотлайттуқ. Лекин миң беши Лисияс әшәддий зорлуқ билән уни қоллиримиздин тартивалди вә униңға әрз қилғучиларни өзлириниң алдиға келишкә буйруған еди» дегән сөзләр мошу йәрдә тепилмай, пәқәт «у бизниң ибадәтханимизниму булғимақчи болған еди» дейилиду.  Рос. 21:28. Уни сорақ қилип көрсилә, бизниң униңға қилған әрзлиримизниң тоғрилиғини билип йетидила!
Сорунда болған Йәһудийларму униң ейтқанлириға қошулуп: Раст, раст, дәп шикайәтни күчәйтти.
 
Павлусниң өзини ақлиши
10 Валий Павлусқа сөз қилғин дәп қол ишаритини қилғанда, у мундақ деди:
— Мән силиниң узун жиллардин бери бу хәлиқни сорап кәлгәнликлирини билгәчкә, хатирҗәмлик билән алдилирида өзүм тоғрамда җавап беримән. 11 Асанла биләләйдилиги, мән Йерусалимға ибадәт қилишқа барғинимдин һазирғичә пәқәт он икки күнла өтти. 12 Улар мениң ибадәтханида бирәр адәм билән муназириләшкинимни көрмигән, яки синагогларда яки шәһәрдә аммини топилаңға қутратқанлиғимниму һеч көрмиди. Рос. 25:8; 28:17. 13 Улар йәнә һазир җанаблириға мениң үстүмдин қилған шикайәтлиригә һеч испатму кәлтүрәлмәйду.
14 Бирақ силигә шуни етирап қилимәнки, мән улар «мәзһәп» дәп атиған йол билән меңип, Тәвратта вә пәйғәмбәрләрниң язмилирида пүтүлгәнләрниңму һәммисигә ишинип, ата-бовилиримниң Худасиға ибадәт қилимән. «Тәвратта вә пәйғәмбәрләрниң язмилирида пүтүлгәнләрниңму һәммисигә ишинип,...» — «Тәвратта вә пәйғәмбәрләрниң язмилири»: Йәһудий хәлқи бәзидә Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән бәш китапни «Тәврат» вә Тәвраттики башқа қисимларни «Зәбур вә пәйғәмбәрләрниң китаплири» дәп атайду. «Тәбирләр» вә Тәвраттики «Кириш Сөз»имизниму көрүң. 15 Мениң Худаға бағлиған үмүтүм барки (бу кишиләрму бу үмүтни тутиду), кәлгүсидә һәм һәққанийларниң һәм һәққанийсизларниң өлүмдин тирилиши болиду.«мениң Худаға бағлиған үмүтүм барки (бу кишиләрму бу үмүтни тутиду), кәлгүсидә һәм һәққанийларниң һәм һәққанийсизларниң өлүмдин тирилиши болиду» — оқурмәнләргә шу аянки, Инҗилда «үмүт» тилға елинғанда мүҗмәл бир тиләк-арзу әмәс, бәлки Худаниң вәдлиригә асаслинип, муқим, пухта мәлум бир ишни күтүшни билдүриду.
16 Шу сәвәптин, өзүм һемишә Худа алдидиму, инсанлар алдидиму пак виҗданлиқ болушқа интилимән. Рос. 23:1. 17 Мән Йерусалимдин айрилғили хелә жиллар болған болуп, бу қетим у йәргә өз хәлқимгә хәйр-сәдиқә йәткүзүп бәргили вә Худа алдиға һәдийә сунғили барған едим. Рос. 11:29; Рим. 15:25. 18 Мән бу ишларда болувататтим, бәзиләр мени тазилиниш қаидисини ада қилип болған чағда ибадәтхана һойлисида учратти; лекин мән әтрапимға адәм топлиғинимму йоқ, малиманчилиқ чиқарғинимму йоқ. Рос. 21:27. 19 Әмәлийәттә мени учратқанлар болса Асия өлкисидин кәлгән бәзи Йәһудийлар еди; уларниң үстүмдин шикайәтлири бар болса, әсли улар өзлири келип, силиниң алдилирида әрз қилишқа тоғра келәтти. 20 Болмиса, мошу сорундикиләр алий кеңәшмә алдида турғинимда, мениңдин қандақ җинайәт тапқанлиғини ейтип бақсун! 21 Пәқәт мундақ бир иш болған еди: — Мән уларниң алдида, «Бүгүнки күндә өлгәнләрниң қайта тирилиши тоғрилиқ силәрниң сориғиңларға тартилғанмән!» дәп вақириған едим.Рос. 23:6; 28:20.
22 Рәбниң йоли тоғрилиқ тәпсилий хәвири бар болған Феликс сорақни тохтитип, уларға:
— Миң беши Лисияс кәлгәндә дәвайиңлар тоғрисидики һөкүмни чиқиримән, — деди.
23 У йүз бешиға Павлусни нәзәрбәнд астиға елип, амма униңға бир аз кәңчилик қилип, дост-бурадәрлириниң һәр қайсисиниң униң һаҗәтлиридин чиқишини тосмиғин, дәп буйруди.Рос. 27:3; 28:16.
 
Павлус валий Феликс билән Друсиланиң алдида
24 Бир нәччә күндин кейин, валий Феликс аяли Друсила билән биллә кәлди (Друсила Йәһудий еди). У Павлусни чақиртип, униңдин Мәсиһ Әйсаға етиқат қилиш йоли тоғрилиқ аңлиди. 25 Павлус һәққаний яшаш, өзини тутувелиш, қиямәт күнидики соал-сорақ қилинишлар тоғрисида сөзләватқанда, Феликс вәһимигә чүшүп униңға:
— Һазирчә қайтип турсаң болиду. Кейин маңа пәйт кәлгәндә, йәнә чақиртимән, — деди.
26 У шуниң билән бир вақитта Павлусниң пара беришини үмүт қилатти. Шуниң үчүн, уни имканқәдәр пат-пат чақиртип, униң билән сөзлишәтти. 27 Лекин икки жил тошқанда, Феликсниң орниға Поркиюс Фестус валий болди. Феликс Йәһудийларға илтипат көрситип уларниң көңлини елиш үчүн Павлусни солақта қалдурди.«Феликс Йәһудийларға илтипат көрситип уларниң көңлини елиш үчүн...» — яки «Феликс Йәһудийларға илтипат көрситип уларниң қоллишиға еришиш үчүн...».
 
 

24:1 Рос. 23:2.

24:2-3 «биз өзлириниң қол астилирида һәр тәрәптин аман-есәнликкә несип болуп кәлмәктимиз» — яки «биз өзлириниң қол астилирида узундин буян аман-есәнликкә несип болуп кәлмәктимиз». «алдин көрәрликлири билән хәлқимиз арисида дана ислаһатлар барлиққа кәлтүрүлмәктә, биз бу ишлардин һәр вақит, һәр җайда толуқ миннәтдарлиқ билән бәһриман болуватимиз» — бәзи римлиқ тарихчиларниң хатирилири бойичә, Феликс әмәлийәттә ачкөз, рәһимсиз вә қабилийәтсиз адәм еди.

24:4 «өз вақитлирини көп елип қоймаслиғим үчүн...» — яки «өзлирини артуқчә аварә қилмаслиқ үчүн...».

24:6-7 «у бизниң ибадәтханимизниму булғимақчи болған еди....» — бәзи кона көчүрмиләрдә: «вә уни өз қанунимиз бойичә сотлайттуқ. Лекин миң беши Лисияс әшәддий зорлуқ билән уни қоллиримиздин тартивалди вә униңға әрз қилғучиларни өзлириниң алдиға келишкә буйруған еди» дегән сөзләр мошу йәрдә тепилмай, пәқәт «у бизниң ибадәтханимизниму булғимақчи болған еди» дейилиду.

24:6-7 Рос. 21:28.

24:12 Рос. 25:8; 28:17.

24:14 «Тәвратта вә пәйғәмбәрләрниң язмилирида пүтүлгәнләрниңму һәммисигә ишинип,...» — «Тәвратта вә пәйғәмбәрләрниң язмилири»: Йәһудий хәлқи бәзидә Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән бәш китапни «Тәврат» вә Тәвраттики башқа қисимларни «Зәбур вә пәйғәмбәрләрниң китаплири» дәп атайду. «Тәбирләр» вә Тәвраттики «Кириш Сөз»имизниму көрүң.

24:15 «мениң Худаға бағлиған үмүтүм барки (бу кишиләрму бу үмүтни тутиду), кәлгүсидә һәм һәққанийларниң һәм һәққанийсизларниң өлүмдин тирилиши болиду» — оқурмәнләргә шу аянки, Инҗилда «үмүт» тилға елинғанда мүҗмәл бир тиләк-арзу әмәс, бәлки Худаниң вәдлиригә асаслинип, муқим, пухта мәлум бир ишни күтүшни билдүриду.

24:16 Рос. 23:1.

24:17 Рос. 11:29; Рим. 15:25.

24:18 Рос. 21:27.

24:21 Рос. 23:6; 28:20.

24:23 Рос. 27:3; 28:16.

24:27 «Феликс Йәһудийларға илтипат көрситип уларниң көңлини елиш үчүн...» — яки «Феликс Йәһудийларға илтипат көрситип уларниң қоллишиға еришиш үчүн...».