Обадия
1
Едомниң бәрбат болуши
Обадия көргән аламәт көрүнүш: —
Рәб Пәрвәрдигар Едом тоғрилиқ мундақ дәйду: —
(Биз Пәрвәрдигардин бу хәвәрни аңлашқа муйәссәр болдуқ)
— «Бир әлчи әлләр арисиға әвәтилди;
У: «Орнуңлардин туруңлар, биз униңға қарши җәң қилиш үчүн турайли!» — дәп хәвәр бериду.«Бир әлчи әлләр арисиға әвәтилди» — «әлләр» (яки «ят әлләр») — Исраилға ят болған әлләрни көрситиду. «Орнуңлардин туруңлар, биз униңға қарши җәң қилиш үчүн турайли!» — «униңға» болса, Едомға. Бәлким бу әлчи Едомға дүшмән әлләрниң биридин чиққан болуп, у башқа әлләрни Едомни йоқитишқа чақириду.
Мана, Мән сени әлләр арисида кичик қилдим;
Сән әлләр арисида қаттиқ кәмситилгән хәлиқ болисән!«Мән сени әлләр арисида кичик қилдим; сән әлләр арисида қаттиқ кәмситилгән хәлиқ болисән!» — Худа Едомни «сени» дәп, мошу йәрдә униңға беваситә сөз қилиду.
Һәй тик қияниң йериқлири ичидә турғучи,
Туралғуси жуқури болғучи,
Көңлүңдә: «Ким мени йәргә чүшүрәлисун?!» дегүчи,
Көңлүңдики тәкәббурлуқ өзүңни алдап қойди!«тик қияниң йериқлири ичидә турғучи, туралғуси жуқури болғучи» — демисәкму, Едом пинһанрақ, үстигә чиқиш тәс болған тағлиқ районда турған.
Сән бүркүттәк өзүңни жуқури көтәрсәңму,
Чаңгаңни юлтузлар арисиға тизсаңму,
Мән шу йәрдин сени чүшүрүветимән,
— дәйду Пәрвәрдигар.Йәр. 49:16
Булаңчилар қешиңға кәлсиму,
Оғрилар кечиләп йениңға кирсиму,
(Һәй, шунчә үзүп ташлинисән!)
Улар өзлиригә чушлуқла оғрилайтти әмәсму?
Үзүм үзгүчиләр йениңға кәлсиму, азрақ васаңларни қалдуриду әмәсму?«Һәй, шунчә үзүп ташлинисән!» — тирнақ ичидики сөзләр, бәлким пәйғәмбәрниң һаяҗандин Пәрвәрдигарниң сөзини үзүп қоюп дегән гепидур. «Үзүм үзгүчиләр йениңға кәлсиму, азрақ васаңларни қалдуриду әмәсму?» — Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә үзүм һосулини алғанда үзгүчиләр кәмбәғәлләрниң теривелиши үчүн бир аз васаңларни қалдуруш керәк еди. Бәзи шәрқий дөләтләрдә бу бир адәткә айлинип қалған.  Йәр. 49:9
Бирақ Әсавниң тәәллуқати қандақ ахтурулди!
Униң йошурун байлиқлири қандақ тепип чиқилди!«... Әсавниң тәәллуқати қандақ ахтурулди!» — «Әсав» Едомниң башқа бир исми. «... Униң йошурун байлиқлири қандақ тепип чиқилди!...» — 5-6-айәтләр «мәрсийә» (матәм тутуш мунаҗити) шәклидә.
Барлиқ иттипақдашлириң сени чегарайиңғичә һайдиветиду;
Сән билән енақ өткәнләр сени алдап, үстүңдин ғәлибә қилиду;
Нениңни йегәнләр саңа қилтақ қуриду;
Сән дәрвәқә йорутулмиғандурсән!«... сени... һайдиветиду; ... үстүңдин ғәлибә қилиду; ... саңа қилтақ қуриду...» — 5-7-айәтләрдә ейтилған бешарәтләрдики пеиллар «өткән заман» билән ипадилиниду. Лекин улар кәлгүси ишларни көрситиду (8-айәттә ениқ көрситилиду). Ибраний тилида, бешарәтләрдә пеилларниң «өткән заман»да ишлитиши «бу иш җәзмән йүз бериду» дегәнни тәкитләйду. «... Сән билән енақ өткәнләр сени алдап, үстүңдин ғәлибә қилиду; нениңни йегәнләр саңа қилтақ қуриду» — бу айәт бәлким әрәбләрниң Едомийларни алдам халтисиға чүшүрүп, уларни өз зиминидин һайдиветиши тоғрилиқ бешарәт бериду (вәқә бәлким миладийәдин илгәрки 6-әсирниң ахирида болған). Ибраний тилини чүшиниш тәс.
Бешарәт кәлгүсидики ишларни көрсәткини билән, пеиллар «өткән заман»да ипадилиниду. Адәттә ибраний тилида бешарәт «өткән заман»да ипадиләнгән болса, униң җәзмәнлигини тәкитләйду.
Мән шу күни, — дәйду Пәрвәрдигар,
— Едомдин данишмәнләрни,
Әсавдин әқил-парасәтни йоқатмамдимән?«Мән шу күни... Едомдин данишмәнләрни, Әсавдин әқил-парасәтни йоқатмамдимән?» — «шу күни» бәлким Бабил империйәси уларға таҗавуз қилидиған күнини (миладийәдин илгәрки 587-жили) яки әрәбләр уларни алдап һайдиветидиған күнини, йәнә ахирқи заманда «Пәрвәрдигарниң күни»ни көрситишиму мүмкин. Едом өз данишмәнлири билән даңқи чиққан. Аюп пәйғәмбәрниң үч достидин бири болған «Теманлиқ Елифаз»му Едомлуқ еди.  Йәш. 29:14; Йәр. 49:7
Шуниң билән палванлириң паракәндә болиду, и Теман,
Шуниң билән Әсавниң теғидики һәр бир адәм қирғинчилиқта қәтл қилиниду.«Шуниң билән палванлириң паракәндә болиду, и Теман,...» — «Теман» Едомниң чоң бир шәһири.  Ам. 2:14, 16
 
Едомниң бәрбат болушиниң сәвәви
10 Укаң Яқупқа қилған зулум-зораванлиғиң түпәйлидин,
Иза-аһанәт сени қаплайду;
Сән мәңгүгә үзүп ташлинисән.Яр. 27:41; Әз. 35:5; Ам. 1:11
11 Сән бир чәттә пәрвасиз қарап турған күни,
Йәни яқа жуттикиләр бурадириңниң мүлкини булап кәткән күни,
Таипиләр униң дәрвазилиридин кирип Йерусалим үстигә чәк ташлиған күни,
Сән уларниң бир әзасиға охшаш болғансән.Зәб. 136:7
12 Бирақ қериндишиңниң апәтлик күнигә пәрвасиз қарап турмаслиғиң керәк еди,
Йәһуданиң балилириниң һалакәт күнидә хушал болуп кәтмәслигиң керәк еди;
Күлпәтлик күнидә ағзиңни йоған қилмаслиғиң керәк еди;
13 Өз хәлқимни апәт басқан күнидә, уларниң дәрвазисиға кирмәслигиң керәк еди;
Уларни апәт басқан күнидә уларниң дәрд-әләмигә ерәнсиз қарап турмаслиғиң керәк еди,
Апәт басқан күнидә қолуңни мал-мүлкигә созмаслиғиң керәк еди;
14 Сән шәһәрдин қечип қутулғанларни үзүп ташлаш үчүн һәдә йолда турмаслиғиң керәк еди;
Күлпәт басқан күнидә униңдин қутулуп қалғанларни дүшмәнгә тапшурмаслиғиң керәк еди.
 
Пәрвәрдигарниң күни
15 Чүнки Пәрвәрдигарниң күни барлиқ әлләр үстигә чүшүшкә йеқин қалғандур;
Сениң башқиларға қилғиниңдәк, саңиму шундақ қилиниду;
Саңа тегишлик җаза өз бешиңға чүшиду;Әз. 35:15
16 Чүнки сән Өз муқәддәс теғимда ғәзивимни ичкиниңдәк,
Барлиқ әлләрму шундақ тохтавсиз ичиду;
Бәрһәқ, улар ичиду, жутиду,
Андин улар һеч мәвҗут әмәстәк йоқап кетиду.«Чүнки сән Өз муқәддәс теғимда ғәзивимни ичкиниңдәк» — ибраний тилида «чүнки сән Өз муқәддәс теғимда ичкиниңдәк...» — Чүшәнчимиз бойичә Едомийлар Худаниң қолида униң ғәзивини ичкән еди.
Башқа бир хил чүшәнчиси, Едомийлар Йәһуда үстидин қилған ғәлибисини тәбрикләп, «Худаниң муқәддәс теғи»да шарап ичкән; вә улар (айәтниң иккинчи қисми бойичә) шу гунайи үчүн барлиқ әлләр билән тәң Худаниң ғәзивини ичиду. «Барлиқ әлләрму шундақ тохтавсиз ичиду; бәрһәқ, улар ичиду, жутиду, андин улар һеч мәвҗут әмәстәк йоқап кетиду» — әлләрниң немини ичиду? Худаниң ғәзивини ичиду (мәсилән «Зәб.» 74:8-9, «Йәш.» 49:26, «Йәр.» 25:15-16, «Зәб.» 15:4ниму көрүң).
 
Исраилниң әслигә кәлтүрүлүши
17 Бирақ Зион теғи үстидә панаһ-қутқузулуш болиду,
Тағ пак-муқәддәс болиду;
Яқуп җәмәтиниң тәәллуқатлири өзигә тәвә болиду;«Бирақ Зион теғи үстидә панаһ-қутқузулуш болиду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Бирақ Зион теғида қутулуп қалғанлар болиду».
18 Вә Яқуп җәмәти от, Йүсүп җәмәти ялқун,
Әсав җәмәти уларға пахал болиду;
От вә ялқун Әсав җәмәти ичидә йеқилип, уларни жутуп кетиду;
Әсав җәмәтидин һеч бирси қалмайду;
Чүнки Пәрвәрдигар шундақ сөз қилған.
19 Йәһуданиң җәнубидикиләр Әсавниң теғиға егә болиду;
Шәфәлаһ түзләңлигидикиләр Филистийләрниң зиминиға егә болиду,
Бәрһәқ, улар Әфраимниң даласи һәм Самарийәниң даласиға егә болиду;
Бинямин Гилеадқа егә болиду;«Йәһуданиң җәнубидикиләр» — ибраний тилида «Нәгәвдикиләр». «Нәгәв» — Йәһуданиң җәнубий тәрипидики чоң чөл-баяван.
«Йәһуданиң җәнубидикиләр Әсавниң теғиға егә болиду; Шәфәлаһ түзләңлигидикиләр Филистийләрниң зиминиға егә болиду, ... Бинямин Гилеадқа егә болиду» — 19-айәттики бешарәтләрниң көп қисми миладийәдин илгәрки 2-әсирдә әмәлгә ашурулиду («Макаббийлар» һәм «Йосефус» дегән кона тарихий китапларда хатириләнгән). Бирақ пикиримизчә, бу бешарәтниң толуқ әмәлгә ашурулуши ахирқи заманда болиду.
20 Сүргүн болғанлардин қелип қалған Исраиллардин тәркиб тапқан бу қошун Қанаандикиләргә тәвә болған зиминға Зарәфатқичә егә болиду;
Сәфарадта сүргүндә турған Йерусалимдикиләр болса җәнуптики шәһәрләргә егә болиду.«Сүргүн болғанлардин қелип қалған Исраиллардин тәркиб тапқан бу қошун...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Қанаанға қайтип кәлгән, сүргүн болған Исраиллар җамаити... ».
21 Андин Зион теғи үстигә қутқузғучилар чиқиду,
Улар Әсав теғи үстидин һөкүм сүриду;
 
Шуниң билән падишалиқ Пәрвәрдигарға тәвә болиду!«Улар Әсав теғи үстидин һөкүм сүриду» — яки «улар Әсав теғи үстидин һөкүм чиқириду». «Шуниң билән падишалиқ Пәрвәрдигарға тәвә болиду!» — һазир «Әсав теғидикиләр»ниң һеч қайсиси Едомлуқлар әмәс (18-айәтни көрүң). Бу «қутқузғучилар»ниң ким екәнлиги дейилмиди; пикримизчә, «қутқузғучилар» кона заманларда Исраилни қутқузған пәйғәмбәрләр вә «батур һакимлар» сүпитидә болиду. Улар һазир өлүмдин тирилгән. Исраил Худаниң толуқ идарә-һөкүми астида болуп, униң әһвали пүтүнләй мукәммәл болиду.

1:1 «Бир әлчи әлләр арисиға әвәтилди» — «әлләр» (яки «ят әлләр») — Исраилға ят болған әлләрни көрситиду. «Орнуңлардин туруңлар, биз униңға қарши җәң қилиш үчүн турайли!» — «униңға» болса, Едомға. Бәлким бу әлчи Едомға дүшмән әлләрниң биридин чиққан болуп, у башқа әлләрни Едомни йоқитишқа чақириду.

1:2 «Мән сени әлләр арисида кичик қилдим; сән әлләр арисида қаттиқ кәмситилгән хәлиқ болисән!» — Худа Едомни «сени» дәп, мошу йәрдә униңға беваситә сөз қилиду.

1:3 «тик қияниң йериқлири ичидә турғучи, туралғуси жуқури болғучи» — демисәкму, Едом пинһанрақ, үстигә чиқиш тәс болған тағлиқ районда турған.

1:4 Йәр. 49:16

1:5 «Һәй, шунчә үзүп ташлинисән!» — тирнақ ичидики сөзләр, бәлким пәйғәмбәрниң һаяҗандин Пәрвәрдигарниң сөзини үзүп қоюп дегән гепидур. «Үзүм үзгүчиләр йениңға кәлсиму, азрақ васаңларни қалдуриду әмәсму?» — Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә үзүм һосулини алғанда үзгүчиләр кәмбәғәлләрниң теривелиши үчүн бир аз васаңларни қалдуруш керәк еди. Бәзи шәрқий дөләтләрдә бу бир адәткә айлинип қалған.

1:5 Йәр. 49:9

1:6 «... Әсавниң тәәллуқати қандақ ахтурулди!» — «Әсав» Едомниң башқа бир исми. «... Униң йошурун байлиқлири қандақ тепип чиқилди!...» — 5-6-айәтләр «мәрсийә» (матәм тутуш мунаҗити) шәклидә.

1:7 «... сени... һайдиветиду; ... үстүңдин ғәлибә қилиду; ... саңа қилтақ қуриду...» — 5-7-айәтләрдә ейтилған бешарәтләрдики пеиллар «өткән заман» билән ипадилиниду. Лекин улар кәлгүси ишларни көрситиду (8-айәттә ениқ көрситилиду). Ибраний тилида, бешарәтләрдә пеилларниң «өткән заман»да ишлитиши «бу иш җәзмән йүз бериду» дегәнни тәкитләйду. «... Сән билән енақ өткәнләр сени алдап, үстүңдин ғәлибә қилиду; нениңни йегәнләр саңа қилтақ қуриду» — бу айәт бәлким әрәбләрниң Едомийларни алдам халтисиға чүшүрүп, уларни өз зиминидин һайдиветиши тоғрилиқ бешарәт бериду (вәқә бәлким миладийәдин илгәрки 6-әсирниң ахирида болған). Ибраний тилини чүшиниш тәс. Бешарәт кәлгүсидики ишларни көрсәткини билән, пеиллар «өткән заман»да ипадилиниду. Адәттә ибраний тилида бешарәт «өткән заман»да ипадиләнгән болса, униң җәзмәнлигини тәкитләйду.

1:8 «Мән шу күни... Едомдин данишмәнләрни, Әсавдин әқил-парасәтни йоқатмамдимән?» — «шу күни» бәлким Бабил империйәси уларға таҗавуз қилидиған күнини (миладийәдин илгәрки 587-жили) яки әрәбләр уларни алдап һайдиветидиған күнини, йәнә ахирқи заманда «Пәрвәрдигарниң күни»ни көрситишиму мүмкин. Едом өз данишмәнлири билән даңқи чиққан. Аюп пәйғәмбәрниң үч достидин бири болған «Теманлиқ Елифаз»му Едомлуқ еди.

1:8 Йәш. 29:14; Йәр. 49:7

1:9 «Шуниң билән палванлириң паракәндә болиду, и Теман,...» — «Теман» Едомниң чоң бир шәһири.

1:9 Ам. 2:14, 16

1:10 Яр. 27:41; Әз. 35:5; Ам. 1:11

1:11 Зәб. 136:7

1:15 Әз. 35:15

1:16 «Чүнки сән Өз муқәддәс теғимда ғәзивимни ичкиниңдәк» — ибраний тилида «чүнки сән Өз муқәддәс теғимда ичкиниңдәк...» — Чүшәнчимиз бойичә Едомийлар Худаниң қолида униң ғәзивини ичкән еди. Башқа бир хил чүшәнчиси, Едомийлар Йәһуда үстидин қилған ғәлибисини тәбрикләп, «Худаниң муқәддәс теғи»да шарап ичкән; вә улар (айәтниң иккинчи қисми бойичә) шу гунайи үчүн барлиқ әлләр билән тәң Худаниң ғәзивини ичиду. «Барлиқ әлләрму шундақ тохтавсиз ичиду; бәрһәқ, улар ичиду, жутиду, андин улар һеч мәвҗут әмәстәк йоқап кетиду» — әлләрниң немини ичиду? Худаниң ғәзивини ичиду (мәсилән «Зәб.» 74:8-9, «Йәш.» 49:26, «Йәр.» 25:15-16, «Зәб.» 15:4ниму көрүң).

1:17 «Бирақ Зион теғи үстидә панаһ-қутқузулуш болиду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Бирақ Зион теғида қутулуп қалғанлар болиду».

1:19 «Йәһуданиң җәнубидикиләр» — ибраний тилида «Нәгәвдикиләр». «Нәгәв» — Йәһуданиң җәнубий тәрипидики чоң чөл-баяван. «Йәһуданиң җәнубидикиләр Әсавниң теғиға егә болиду; Шәфәлаһ түзләңлигидикиләр Филистийләрниң зиминиға егә болиду, ... Бинямин Гилеадқа егә болиду» — 19-айәттики бешарәтләрниң көп қисми миладийәдин илгәрки 2-әсирдә әмәлгә ашурулиду («Макаббийлар» һәм «Йосефус» дегән кона тарихий китапларда хатириләнгән). Бирақ пикиримизчә, бу бешарәтниң толуқ әмәлгә ашурулуши ахирқи заманда болиду.

1:20 «Сүргүн болғанлардин қелип қалған Исраиллардин тәркиб тапқан бу қошун...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Қанаанға қайтип кәлгән, сүргүн болған Исраиллар җамаити... ».

1:21 «Улар Әсав теғи үстидин һөкүм сүриду» — яки «улар Әсав теғи үстидин һөкүм чиқириду». «Шуниң билән падишалиқ Пәрвәрдигарға тәвә болиду!» — һазир «Әсав теғидикиләр»ниң һеч қайсиси Едомлуқлар әмәс (18-айәтни көрүң). Бу «қутқузғучилар»ниң ким екәнлиги дейилмиди; пикримизчә, «қутқузғучилар» кона заманларда Исраилни қутқузған пәйғәмбәрләр вә «батур һакимлар» сүпитидә болиду. Улар һазир өлүмдин тирилгән. Исраил Худаниң толуқ идарә-һөкүми астида болуп, униң әһвали пүтүнләй мукәммәл болиду.