Юнус
1
Юнус пәйғәмбәрниң Пәрвәрдигар бәргән вәзипидин қечиши
1 Пәрвәрдигарниң сөзи Амиттайниң оғли Юнусқа йетип келип мундақ дейилди: — 2 «Орнуңдин тур, дәрһал Нинәвә дегән әшу бүйүк шәһәргә берип, авазиңни көтирип у йәрдикиләрни агаһландурғин; чүнки уларниң рәзилликлири Мениң көзүмгә қадилип туриду». ■Яр. 10:11,12; Юн. 3:3
3 Бирақ Юнус орнидин туруп Пәрвәрдигарниң йүзидин өзини қачуруш үчүн Таршиш дегән жутқа кәтмәкчи болди. Шуңа у Йоппа шәһиригә берип, Таршишқа баридиған кемә тепип, кирасини төләп униңға чүшти вә кемичиләр билән бирликтә Таршишқа берип, Пәрвәрдигарниң йүзидин өзини қачурмақчи болди. □«Таршиш» - қедимки заманларда «Таршиш» дәйдиған үч жут бар еди. Биринчиси, шималий Африқида (һазирқи Маракәш әтрапида); иккинчиси Испанийә, үчинчиси Әнглийә болуши мүмкин еди. Мошу йәрдә қайси Таршиш екәнлигини биз билмәймиз. Бирақ уларниң һәммиси Пәләстиндин интайин жирақ, Нинәвәгә баридиған йолниң әкси йөнилишидә болуп бир нәччә миң километр жирақлиқта еди. «Йоппа» - «Йоппа»ниң һазирқи исми «Хайфа» яки «Җаффа», Исраилийәниң әң муһим портидур.
4 Пәрвәрдигар болса зор бир боранни деңизға ташлиди; шуңа деңизда дәһшәтлик қара боран чиқип, кемә парчилинип кәткили тас қалди. 5 Кемичиләр болса бәк қорқуп кетип, һәр қайсиси өз илаһлириға хитап қилип дуа қилишти; улар кемини йениклисун дәп униңдики жүк-тақларни деңизға ташливәтти. Бирақ Юнус болса, кеминиң асти қәвитигә чүшүвелип, шу йәрдә өлүктәк ухлаватқан еди.
6 Кемә башлиғи униң йениға келип униңға: «Әй, ухлаватқан киши, бу қандақ қилиғиниң? Орнуңдин тур, илаһиңни сеғинип нида қил! Ким билиду, илаһиңниң нәзири чүшүп бизни һалакәттин қутқузуп қаламду техи?» — деди. 7 Улар бир-биригә: — Келиңлар, бу күлпәтниң кимниң вәҗидин бешимизға чүшкәнлигини бекитиш үчүн чәк ташлайли, — дейишти. Шундақ қилип улар чәк ташлашти; ахирда чәктә Юнус чиқип қалди.
8 Улар униңдин: — Қени, ейт, бешимизға чүшкән бу күлпәт кимниң сәвәвидин болуватиду? Сениң тирикчилигиң немә? Нәдин кәлдиң? Қайси әл, қайси милләттин сән? — дәп сориди.
9 У уларға: — Мән болсам ибраний миллитидин, әршләрдики Худадин, йәни деңизни, йәр-зиминни яратқан Пәрвәрдигардин қорққучимән, деди.□«Ибраний миллитидин» — йәни йәһудий миллитидин.
10 Бу сөз уларни интайин қорқутивәтти. Улар: «Сән зади немә иш қилған?» — дәп сориди чүнки улар униң Пәрвәрдигарниң йүзидин қачқанлиғини билгән еди, чүнки улар буни униң өз ағзидин аңлиған еди.
11 Улар униңдин: — Әнди биз сени қандақ қилсақ деңиз биз үчүн тиничлиниду? — дәп сориди; чүнки деңиз долқуни барғансери әвҗ елип кетивататти.
12 У уларға: — Мени көтирип деңизға ташливетиңлар, шу чағда деңиз силәр үчүн тиничлиниду; чүнки билимәнки, бу зор боран мениң сәвәвимдин силәргә чүшти, — деди.
13 Бирақ бу адәмләр күчәп палақ уруп қирғаққа йетишкә тиришти; амма йетәлмиди, чүнки деңиз қеришқандәк техиму долқунлап кетивататти. 14 Улар Пәрвәрдигарға илтиҗа қилип пәряд көтирип: — Аһ Пәрвәрдигар, Сәндин өтүнимиз, бу адәмниң җенини алғанлиғимизни биздин көрмигәйсән! Бигуна бир адәмниң қенини төкүшниң гунайини үстимизгә қоймиғайсән! Чүнки Сән Пәрвәрдигар Өзүңниң халиқиниңни қилдиң! — дәп нида қилди.
15 Шуниң билән улар Юнусни көтирип елип деңизға ташливәтти; деңиз долқунлиништин шуан тохтиди. 16 Шуниң билән бу адәмләр Пәрвәрдигардин қаттиқ қорқти; улар Пәрвәрдигарға атап қурбанлиқ қилип қәсәм ичишти.
□1:3 «Таршиш» - қедимки заманларда «Таршиш» дәйдиған үч жут бар еди. Биринчиси, шималий Африқида (һазирқи Маракәш әтрапида); иккинчиси Испанийә, үчинчиси Әнглийә болуши мүмкин еди. Мошу йәрдә қайси Таршиш екәнлигини биз билмәймиз. Бирақ уларниң һәммиси Пәләстиндин интайин жирақ, Нинәвәгә баридиған йолниң әкси йөнилишидә болуп бир нәччә миң километр жирақлиқта еди. «Йоппа» - «Йоппа»ниң һазирқи исми «Хайфа» яки «Җаффа», Исраилийәниң әң муһим портидур.
□1:9 «Ибраний миллитидин» — йәни йәһудий миллитидин.