146
146-күй •••• Һәммигә Қадир Худаға һәмдусаналар ейтилсун!
Һәмдусана! Яһни мәдһийиләңлар!
Бәрһәқ, бундақ қилиш шериндур;
Худайимизни күйләңлар!
Мәдһийә оқуш инсанға яришиду.Зәб. 32:1; 92:1-3; 134:3
Пәрвәрдигар Йерусалимни бена қилмақта;
Исраилниң сүргүн қилинғанлирини У жиғип келиду;«Пәрвәрдигар Йерусалимни бена қилмақта; Исраилниң сүргүн қилинғанлирини У жиғип келиду» — бу айәткә қариғанда, мошу күй Исраил Бабилға сүргүн болғанлиғидин қайтип кәлгәндин кейин йезилған.
У көңли сунуқларни давалайду;
Уларниң ярилирини таңиду.Мис. 15:26; Аюп 5:18
У юлтузларниң санини санайду;
Уларниң һәммисигә бир-бирләп исим қойиду.«У... уларниң һәммисигә бир-бирләп исим қойиду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «У... уларни (юлтузларни) исмилирини чақирип опуққа чиқириду».  Йәш. 40:26
Улуқдур Рәббимиз, зор қудрәтликтур;
Униң чүшиниши чәксиздур.
Пәрвәрдигар мулайим мөминләрни йөләп көтириду;
Рәзилләрни йәргичә төвән қилиду.
Пәрвәрдигарға тәшәккүрләр билән нахша ейтиңлар;
Күйләрни чилтарға тәңшәп ейтиңлар!
У асманни булутлар билән қаплитиду,
Зиминға ямғурни бекитиду,
Тағларда от-чөпләрни өстүриду;Аюп 38:26, 27; Зәб. 103:13-14; Һош. 2:23, 24
Малларға озуқ,
Тағ қарғисиниң җүҗилири зарлиғанда, уларға озуқ бериду;
10 Ат күчидин У зоқ алмайду;
Адәмниң чәбдәс путлирини хурсәнлик дәп билмәйду;
11 Пәрвәрдигар бәлки Өзидин әйминидиғанларни,
Өзиниң өзгәрмәс муһәббитигә үмүт бағлиғанларни хурсәнлик дәп билиду.
 
 

146:1 Зәб. 32:1; 92:1-3; 134:3

146:2 «Пәрвәрдигар Йерусалимни бена қилмақта; Исраилниң сүргүн қилинғанлирини У жиғип келиду» — бу айәткә қариғанда, мошу күй Исраил Бабилға сүргүн болғанлиғидин қайтип кәлгәндин кейин йезилған.

146:3 Мис. 15:26; Аюп 5:18

146:4 «У... уларниң һәммисигә бир-бирләп исим қойиду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «У... уларни (юлтузларни) исмилирини чақирип опуққа чиқириду».

146:4 Йәш. 40:26

146:8 Аюп 38:26, 27; Зәб. 103:13-14; Һош. 2:23, 24